Йеңи президент өзбекистанға йеңи өзгириш елип келәләмду?
2016.12.27

Өзбекистан президентлиқиға шавкәт мирзийейеф сайланғандин буян, мәмликәтниң болупму қошна оттура асия җумһурийәтлири билән болидиған мунасивәтлириниң қандақ йөнилиштә давам қилидиғанлиқи һәққидә аммиви ахбарат васитилиридә һәр хил мәзмунда қарашлар оттуриға қоюлмақта. Әмди 24-декабирда қирғизистан президенти алмазбек атамбайефниң өзбекистанға қилған иш сәпири қандақ нәтиҗиләрни елип келиду? өзбекистанниң “спутник” ахбарат агентлиқиниң 23-декабирдики мәлуматлириға қариғанда, өзбекистан миллий университетиниң мутәхәссиси равшан назароф бу сәпәрни икки дөләт оттурисидики талаш-тартишларни һәл қилидиған чоң бурулуш дәп қариса, қирғизистанниң “қир таг” агентлиқи сиясәтшунас емил җурайефниң сөзлиригә асаслинип, қирғизистанниң бу сәпәрдин икки аридики чегра мәсилилириниң иҗабий һәл қилинидиғанлиқиға үмид билән қарайдиғанлиқини хәвәр қилған.
Радийомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди һазирқи өзбекистан президенти шавкәт мирзийейефниң сайлам алдидики нутқиға тайинип, өзбекистанда биринчи болуп униң иқтисадида өзгириш йүз беридиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “өзбекистан оттура асия җумһурийәтлири ичидә базар, йәни нәрқ иқтисадиға көчүштә әң арқида қалған дөләт. Мушу йөнилиштә өзгириш болиду. Иккинчидин, өзбекистан қошнилар билән яхши қошнидарчилиқ мунасивәтләр орнитишқа бәлгә бәрди. Өзбекистан билән қирғизистан өз-ара сода-сетиқни мушу бир йилниң ичидә икки-үч һәссә көпәйтиш мәсилисини оттуриға қойди. Шуниңға охшашла өзбекистанниң һөкүмәт рәисиниң муавини таҗикистанға мушу һәптиниң оттурилирида бариду. У йәрдиму иқтисадий мәсилә вә өз-ара дөләт мунасивити қаралмақчи”.
Қ. Ғоҗамбәрди қазақистан вә өзбекистан оттурисида илгириму яхши мунасивәтләр болуп, уларниң йәниму давам қиливатқанлиқини, улар арисида оттура асияда лидерлиқни талишиш ишлири болған болсиму, лекин өзбекистан иқтисади арқида қалғанлиқтин, бу мәсилидә өз мәвқәсини йетәрлик көрситәлмигәнликини тәкитлиди. У өзбекистанниң барлиқ оттура асия мәмликәтлири билән яхши мунасивәтләрниң орнитилидиғанлиқини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Киров намидики қазақ миллий университетиниң профессори шерипҗан надироф ахирқи үч ай ичидә қазақистан билән өзбекистан оттурисидики иқтисадий мунасивәтләрниң өзгиришкә башлиғанлиқини илгири сүрүп, мундақ деди: “уларниң җуғрапийилик орнини алидиған болсақ, өзбекистан қазақистансиз дуняви иқтисадий бағлиниши наһайити еғир болиду. Өзбекистан 70-80 пирсәнт иқтисади пайдисини шу қазақистан земини арқилиқ өткүзиду. Иккинчидин, су мәнбәлири. Үчинчи мәсилә, қазақистан билән өзбекистан бир-бириниң мумкинчиликлиридин пайдиланмай, һәр иккиси зиян тартти. Мениң пикримчә, келәчәктә уларниң мунасивити техиму яхшилинип, өзбекистанниң явроасия иқтисадий иттипақиниң әзаси болидиғиниға көзүм йетиду”.
Ш. Надирофниң пикричә, өзбекистан вә қазақистан оттурисидики иқтисадий, сода-сетиқ, мәдәний алақиләр техиму яхшилинип, өз-ара берип-келиш рәсмийәтлирини өтәшму йеникләнмәкчи.
Мәлумки, өзбекистанда яшаватқан милләтләр ичидә уйғурларму болуп, улар, ахирқи, йәни өткән әсирниң 90-йиллиридики рәсмий мәлуматларға қариғанда, 30 миңдин ашиду. Сиясәтшунас қ. Ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, 50-йиллириғичә өзбекистан пайтәхти ташкәнт шәһири уйғурларниң мәдәний мәркизи болуп, оттура асия университетида уйғур факултети мәвҗут болған, уйғур тилида гезит-журналлар, китаблар нәшр қилинип турған иди. Қ. Ғоҗамбәрди қазақистанниң көплигән уйғур яшлириниң өзбекистанниң алий вә оттура-кәспий оқуш орунлирида билим тәһсил қилғанлиқини ейтип, мундақ деди: “миң әпсуски, өткән әсирниң 90-йиллириға кәлгәндә уйғурларниң мәдәний маарипи қалмиди. Кейинки 15-20 йил ичидә мушундақ чүшкүнлүк йүз бәрди. Уйғурларға өз кимликини сақлаш йөнилишидә имкан ечилиду. Амма маарип вә мәдәнийәттә миллий мәсилисигә мунасивәтлик мәхсус қанунлар болуши керәк. Булар қобул қилинса яхши болиду. Иккинчи, өзбекистан уйғурлириниң актип паалийитигә бағлиқ”.
Қ. Ғоҗамбәрди бу мәсилидә болупму өзбекистан уйғур зиялийлириниң уйғур тилида гезит-журнал, китаб нәшр қилиш, уйғур нахша-уссул ансамбилини, уйғур тилидики радио аңлитишлирини тикләш охшаш ишларда актип паалийәт елип бериш зөрүрлүкини тәкитлиди.
Зияритимизни қобул қилған язғучи абдухалиқ маһмудоф юқирида аталған радийода 1974-йилдин 1980-йилғичә ишлигәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “бизниң башлиқимиз радийо комитетиниң муавини хеләм худабәрдийеф, бизниң редаксийәниң башлиқи әхмәтҗан яқупоф иди. Униң қешида уйғур ансамбили бар иди. Һазир радийо йоқ, ансамбил болса, тарқап кәтти. У йәрдә язғучилардин сейитҗан сейитишеф, йәһя таһироф, һесамидин исламоф вә башқилар бар иди”.
Пәрғанә учур торида көрситилишичә, бәзи хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири шавкәт мирзийейифтин ислам кәримоф дәвридики кишилик һоқуқ вә демократийәгә хилап сиясий йөнилиштин ваз кечишни тәләп қилмақта. Йеқинда, штаби нюйорктики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати президент шавкәт мирзийейифниң сиясий җинайәтчиләрни азад қилиши, б д т кишилик һоқуқ органлири билән һәмкарлишиши, диний әркинлик, мәтбуат вә сөз әркинликигә капаләтлик қилиши вә башқиларни тәләп қилған иди.
Әмма һазирғичә мирзайеф өзиниң ислаһат елип баридиған яки бармайдиғанлиқи һәққидә ипадә билдүрмигән.
Уйғур зиялийлиридин қәһриман хоҗамбәрди вә башқилар президент шавкәт мирзийийефниң өзбекистандики уйғурларниңму уйғурларниң уйғур районида дуч келиватқан сиясий, иҗтимаий, иқтисадий вә мәдәнийәт мәсилилиригә қарита инкас қайтуруши, уйғурларниң чәтәлләрдә ечиливатқан түрлүк сиясий, аммиви йиғинлириға қатнишиш вә башқа кишилик һәм миллий һоқуқлирини қоғдаш паалийәтлиригә йол қоюшини үмид қилидиғанлиқини билдүрүшти.