Пакистандики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсули уйғурларға телефон тарқатқан
2016.03.31
Пакистан равалпинди хитай әлчиханиси қуруп бәргән мәктәптә хитай дипломатлири зиярәттә. Оңдин иккинчи йәни ақ кийимлик киши пакистан равалпинди хитай муһаҗирлар җәмийитиниң рәиси абдурәһим. 2104-Йили.
Игилишимизчә, йеқинда пакистан равалпинди шәһиридики хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсуллиридин бири абдурәһим бир қисим уйғур яшлирини өйигә меһмандарчилиққа чақирип, уларға қол телефон вә башқа совғатларни тәқдим қилған.
Бизгә бу һәқтә инкас йәткүзгән пакистандики уйғурларниң билдүрүшичә, равалпинди шәһиридики бир қисим яшлар өзлүкидин тәшкиллинип уйғур ана тилидин, ислами билимләрдин тәлим алидиған “уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи” қурушни пиланлаватқан бир вақитта, хитай муһаҗирлар җәмийитиниң актип рәһбири абдурәһим бир қисим уйғур яшлириға өйидә дастихан селип, уларниң хитайға қарши болған тәшкилатларға қатнашмаслиқини вә өзи үчүн яхши хизмәт қилишини тәләп қилған.
Мәзкур паалийәттин хәвәрдар болған пакистандики мустәқил кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқәйюм телефон зияритимизни қобул қилип бу һәқтә тохталди.
Пакистандики нам - шәрипини ашкарилашни халимиған бир уйғур телефон зияритимизни қобул қилип бизниң бу һәқтики соаллиримизға җаваб бәрди.
Равалпинди шәһиридә олтурушлуқ уйғур тиҗарәтчи турғунҗан мәзкур паалийәттин өзиниң хәвәрдарлиқини билдүрүп бу һәқтә биз билән сөһбәтләшти.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюмниң ейтишичә, хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсули абдурәһим меһмандарчилиқта йәнә уйғур яшлириға тәһдит салған.
Биз ахирида равалпинди хитай муһаҗирлар җәмийитиниң мәсули абдурәһимгә телефон қилип, бу һәқтә учур игилимәкчи болған болсақму, бирақ абдурәһим телефонимизни қобул қилмиди.
Юқириқи улиништин тәпсилатини аңлаң.









