Асия пакит тәкшүрүш тәҗрибиханиси: америка сүний әқилдин пайдилинип шинҗаң һәққидики пакитларни тизгинләватамду?
2022.11.24
Қисқичә ейтқанда
Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң қоллишидики “мәхсус хәвәр: америка сүний әқилдин пайдилинип һекайини қандақ тизгинләватиду?” дегән программа хитай җәмийитидә аҗайип ғулғула қозғиди. Бу программа хитайниң американиң хитайни шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблигәнликини рәт қилишқа урунуп, американиң дуняви аммиви көзқарашни бураш мәқситидә иҗтимаий ахбарат мунбәрлиридики “кәң сахта һесаблар” арқилиқ “ялғанни тарқатқанлиқини ечип ташлиғанлиқи” ға аит стәнфорд университети елан қилған бир доклатни нәқил кәлтүргән.
“асия пакит тәкшүрүш тәҗрибиханиси ”стәндфорд интернет көзитиш орниниң доклатиниң йүздин артуқ сүний әқил техникисидин пайдилинип ечилған һесабларниң ғәрбкә майил тәшвиқатларни оттура шәрқтә йейиватқанлиқиға мәркәзләшкәнликини байқиған. Лекин, бу доклаттики һечбир мәзмун хитай мәркизий телевизийә истансисиниң “шинҗаңға аит иғвалар, бимәнә, ялған һекайә” ләрни американиң ойдуруп чиқарғанлиқиға аит билҗирлашлириға дәстәк бәрмәйду.
Чоңқуррақ көзәткәндә
“Мәхсус хәвәр: америка сүний әқилдин пайдилинип һекайини қандақ тизгинләватиду?” намлиқ программа хитай мәркизий телевизийә истансисиниң қоллишидики Йү йүән тән тйән Намидики һәптидә бир қетим көрситилидиған номур болуп, уни һөкүмәтниң муһим ахбарат қаналлири вә интернет торлирида көргили болиду. Униң өзичә җакарлиған мәқсити кишиләрниң зади немишқа шинҗаң һәққидики “бимәнә иғваларға” ишинишиниң сәвәбини байқаш һәмдә американиң мәшһур иҗтимаий ахбарат сәһнилиридә “кәң ялған һесаб тори” арқилиқ ялғанчилиқларни тарқитип, дуняви җамаәт көзқаришини өзгәртиш һәққидики мәхпий тиришчанлиқлирини ечип ташлаш икән. Бу программа шинҗаңдики мәҗбурий әмгәк һәққидики доклатни “ялған” ға чиқирип өзлириниң көзқаришиға дәстәк сүпитидә стәнфорд интернет көзитиш орниниң доклатини қолланған.
Бу программа америка армийәси вә бихәтәрлик тармақлириниң “сүний әқил арқилиқ йүз тонуш, кишилик хусусийәт архипи турғузуш, ялған һесаб” қа тайинип “иғва” пәйда қиливатқанлиқини вә уни тарқитиватқанлиқини ечип ташлаш мәқситидә доклатқа бағлап туруп үч хитай профессор билән болған сөһбәтни кириштүрүш арқилиқ ишләнгән. Программидики баян қилғучи америка “земинимизға һәм роһийитимизгә таҗавуз қилмақчи болған” дейиш билән униң “ суйиқәсти”ни ечип ташлиғанлиқини җәзмләштүрүш билән көрүрмәнләрни бу мәсилә һәққидә мустәқил һөкүм чиқириш вә мәнтиқлиқ тәпәккур қилишқа дәвәт қилиду.
Стәндфорд интернет көзитиш орниниң саһәләрдин һалқиған тәтқиқат түри иҗтимаий ахбаратниң мәсулийәтсиз шәкилдә ишлитилишигә мәркәзләшкән. 2019- Йилидин буян бу түр иҗтимаий ахбаратни ишләткүчиләрниң қаидигә хилаплиқ қилиши түпәйлидин һесабатлириниң өчүривитилишиниң арқа көрүнүши вә сәвәблирини анализ қилип 34 парчә доклат елан қилған.
Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң қоллишидики “мәхсус хәвәр” программиси қәйт қилған стәндфорд тәтқиқатиниң конкрет доклати “Аңланмиған сада: ғәрбкә майил күчләрниң бәш йиллиқ йошурун тәсир көрситиш һәрикитини баһалаш” дәп аталғаниди. “асия пакит тәкшүрүш тәҗрибиханиси ”униң оттура шәрқ вә оттура асияға алақидар ғәрбкә майил тәшвиқатни тарқитиш билән гуманлиқ бирәр йүзчә сүний әқил һесаблириға мәркәзләшкәнликини байқиған.
Бу һесабларниң көпинчиси афғанистан вә иранға, аз бир қисми қазақистандәк оттура асия дөләтлиригә җайлашқан. Фәйсбукта 81 һесаб, тевиттирда 46 һесаб вә инстиграмда 26 болуп җәмий 81 һесаб ечилған. Бу һесаблар түркчә, русчә вә әрәбчә арилашма тилларда болуп һечқайсиси я хитайчә я инглизчә тилда елан қилинмиған. Уларниң мәқсити алдамчи тактикиларни қоллинип бу районларда ғәрбкә майил мәзмунларни тарқитиш арқилиқ “америка вә униң иттипақдашлириниң мәнпәәтини үзлүксиз түрдә илгири сүрүш; шуниң билән биргә русийә, хитай вә иран билән күрәш қилиш” тин ибарәттур. Мәсилән, бу йил иккинчи айда русийәниң украинаға таҗавуз қилишидин кейин бу һесабатлар русийәгә қарши қақшатқуч тәнқидләрни тарқатқан бәзидә америка авази вә әркин явропа радийосидәк органлар тарқатқан хәвәрләрни қайта тарқатқан, иҗтимаий ахбаратлар бу һесабларниң сүний әқил арқилиқ ечилғанлиқини байқиғандин кейин бу һесабларни өчүрүвәткән.
Лекин, стәндфорд тәтқиқати “шинҗаң” вә “уйғур” ибарисини пәқәт үч қетимла тилға алған: булар: бир қетим оттура асиядики актип һесабларға қарап чиққанда; бир қетим икки сүний әқил арқилиқ ечилған һесаблар “ирқий қирғинчилиқ” вә шинҗаңдики “қайта тәрбийәләш лагерлири” һәққидики хәвәрләрни тарқатқанда; йәнә бир қетим, охшаш шу икки һесабаттин тарқитилған язмини рәсимлик чүшәндүргәндә учрайду. Тәнқидий йосундин қариғандиму бу доклат шинҗаңға алақидар бу һесаблардин тарқитилған учурларниң чинлиқи яки ялғанлиқи һәққидә һеч бир муназириму елип бармиған.
Йәнә шу охшаш стәнфорд гурупписи “Бир тема, икки тор: твиттердики икки қетимлиқ хитайға мунасивәтлик тәсир қозғаш һәрикитини баһалаш” мавзулуқ иккинчи доклатниму елан қилған болуп, хитайниң “мәхсус хәвәр” дәп аталған бу программиси бу һәқтә һечнемә демигән.
Бу иккинчи доклат хитай һөкүмитиниң миңлиған ялған һесабларни һәрикәтләндүруп, ялған мәзмунларни тарқатқанлиқи вә шинҗаңдики зораванлиқини инкар қилғанлиқини тәпсилий чүшәндүргән. 2021-Йили декабирда елан қилинған бу доклатниң һесаблишичә, хитай һөкүмити твиттерда оттуз миңдин артуқ һесаб ачқан болуп улар уни вақти вә түригә асасән категорийәгә айриған. 2021-Йилиниң өзидила, шинҗаңға мунасивәтлик “ялған һекайә” тоқуған дәп байқалған 2128 һесаб тохтитилған. Бу доклат шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә аит байқашларниң б д т, хәлқара кәчүрүм тәшкилати, ню-йорк вақти гезити, вал стрет журнили, с н н вә ройтерс агентилиқи қатарлиқ һәр хил хәлқара тәшкилатлар вә муһим ахбаратлардин кәлгәнликини тәкитлигән. Андин кейин у дуняви җамаәт пикирини мәҗбурән өзгәртиш үчүн тәшвиқат билән тоюнған бу һесабларниң системилиқ қара сүртүш һәрикитини қандақ шәкилдә елип беришқа урунғанлиқини көрсәткән.
Йәкүн
“мәхсус хәвәр” программиси стәнфорд доклатини қәйт қилиш арқилиқ көрүрмәнләрни қаймуқтуруп, бу доклатни хитай һөкүмитиниң шинҗаң һәққидики мәвқәсини қоллайдикән дегән ойға кәлтүрүшкә урунған. Лекин мәйли хитайлар қәйт қилған вә қәйт қилмиған стәнфорд доклатлири болсун уларниң һәр иккисиниң хуласиси, шинҗаңдики назарәт, зулум вә мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқидәк пакитни инкар қилмиған. Униң әксичә уларниң һәр иккиси бу пакитларниң мәвҗутлуқини көрситип берип хитай һөкүмитиниң у пакитларни йепишқа урунуш қилмишлириниму ечип ташлиған.
Ениқ сиясий хаһиши болмиған стәнфорд доклатлири елан қилған бир йүрүш тәтқиқатлар техникилиқ анализ, иҗтимаий ахбаратларда тәшвиқат учурини тарқитишта қоллинилған усул һәм нәтиҗиләрни тәтқиқ қилишқила мәркәзләшкән. Бу доклатларниң өзлиридиму рошән сиясий хаһиш йоқ. Улар һәр бир учурни йәни тәшвиқат түсидики йошурун сиясий ғәрәз яки җамаәт пикирини өзгәртишни мәқсәт қилған учурниң мәнбәсиниң хитай яки америка болушидин қәтийнәзәр, униң билән һесаблашмай битәрәп мәйданда туруп анализ қилған. Бу тәтқиқатларниң нәтиҗиси шинҗаңда уйғурларни назарәт қилиш, бастуруш вә уларни мәҗбурий әмгәккә селишниң мәвҗутлуқини рәт қилмиған, униң әксичә, буларниң һәр иккиси юқириқи мәсилиләрниң мәвҗут пакит икәнликини көрсәткән һәмдә хитай һөкүмитиниң бу пакитларни йошурушқа урунуш қилмишлириниму һәм ичип бәргән.
Пайдиланған мәнбәләр
- Мәхсус хәвәр: америка сүний әқилдин пайдилинип һекайини қандақ тизгинләватиду?
- Ю йүән тән тийән
- Аңланмиған садалар
- Бир тема, икки тор
Илавә: “асия пакит тәкшүрүш тәҗрибиханиси” (AFCL) Әркин асия радийосиниң бир йеңи тармиқи болуп, бүгүнкидәк мурәккәп медия муһитида мәқсәтлик тарқитилған ялған учурларға тақабил туруш үчүн қурулған, бизниң журналистлиримиз һәр күни алаһидә хәвәр вә доклатларни елан қилиш арқилиқ муштәрилиримизниң аммиви мәсилиләрни чүшинишини чоңқурлаштурушиға ярдәм беришни көзләйду.