Пакит тәкшүрүш: үрүмчидики от апити “юқумни нөлгә чүшүрүш” сиясити билән мунасивәтликму? _ җав лиҗйәнниң “питнә тарқитип қара сүркәш” дегәнлири растму?

Әркин асия радийоси хитай бөлүминиң мухбири әй ма
2022.12.02
pakit-tekshurush-zhao-lijian-1.jfif
Photo: RFA

Хата чүшәнчигә башлаш

Үрүмчидә 24-ноябир күни җанға замин болған паҗиәлик от апити йүз бәргәндин кийин, шу җайдики йәрлик аһалиләрниң бу вәқә һәққидики нурғунлиған шикайәтлири торда тарқилишқа башлиди. Униңда даириләрниң қаттиқ рәвиштә йолға қойған юқум қамали тәдбирлириниң от кәткән бинадики кишиләрни қутқузуш ишиға тосқулуқ пәйда қилғанлиқи һәққидики шикайәтләр оттуриға чиққан иди. Иҗтимаий таратқулардики бу шикайәтләр хәлқ аммисиниң қаттиқ ғәзипини қозғап, үрүмчиниң бирқанчилиған мәһәлилиридики аһалиләрниң қамал тосақлирини бузуп ташлап кочиларға чиқип намайиш қилишини һәмдә “қамални әмәлдин қалдуруш”ни тәләп қилишини кәлтүрүп чиқарди. Буниңға әгишипла хитайниң һәр қайси җайлирида, һәтта чәт әлләрдә кочиларға чиқип коллектип тәзийә билдүрүш вә “ақ қәғәз һәрикити” арқилиқ қаршилиқ билдүрүштәк бир қатар наразилиқ һәрикәтлири қанат яйди.

Буниңға қарита хитай ташқий ишлар министерликиниң баянатчиси җав лиҗйән инкас қайтуруп мундақ деди: “иҗтимаий таратқуларда бир қисим яман ғәрәзлик күчләр, бу қитимқи от апитини йәрликниң юқумниң алдини елиш сиясити билән бағлаватиду. Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт аллиқачан бу һәқтә мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, вәқәниң һәқиқий әһвалини шәрһийлиди, шундақла бу һәқтики питнә-пасатлар вә қара сүркәшләргә рәддийә бәрди.”

Йәрлик һөкүмәт даирлири, от аптидә өлгән вә яриланғанлар билән юқумдин сақлиниш қамал тәдбирлириниң мунасивити йоқлуқини билдүрсә, торда “ли җоңке” дегән нам билән инкас язған бирси, бу мәсилә һәққидә муназирә қозғап: “от апити йүз бәргән нәқ мәйдандики син көрүнүшлиридә юқури авазда <‍ишикни ач> дәп вақириған аваз, ички моңғулда йүз бәргән вәқәдики аваз билән опму-охшаш, буларниң кириштүрүлгидин гуманим бар” дәп язған.

Асия пакит тәкшүрүш тәҗирбиханисиниң анализ йүргүзүп байқишичә, юқумниң алдини елиш тәдбирлири түпәйлидин кәм дегәндә 5 киши от апити йүз бәргәндә өйлиригә солинип қалған. Улар ишикни ичип өзлирини қутқузушқа амалсиз қалған, шундақла үнүмлүк қутқузуш ярдимигиму иришәлмәй ахирида қаза қилған. Хитай һөкүмәт даирлири бу қетимлиқ вәқәниң мәсулийити билән һөкүмәтниң юқумниң алдини елиш сиясити оттурисида һечқандақ бағлинишниң йоқлуқини көрситишкә урунған болуп, улар бу арқилиқ һөкүмәтниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситиниң тоғрилиғини ақлимақчи болған.

Чоңқур анализ

  11- Айниң 24 - күни кәч саәт 7 дин 49 минут өткәндә, үрүмчи шәһири тәңритағ райониниң җишяңйүән мәһәллисидики егиз бир аһалиләр олтурақ бинасида от апити йүз бәргән. “тәңритағ тори” 11- айниң 26-күни дики хәвәр берип, мәзкур от апитидә 10 адәмниң өлгәнлиги, 9 адәмниң яриланғанлиқини билдүргән болсиму, әмма хитай һөкүмәт таратқулири униңдин кийин бу һәқтә йәниму илгирләп учур бәрмиди. Бу қетимлиқ паҗиәниң нәқ мәйданда тартилған син көрүнүшлириниң иҗтимаий таратқуларда кәң тарқилиши, “юқумни нөлгә чүшүрүш” һалитидә яшаватқан хитайни қаттиқ чөчүтти. От апити йүз бәргәндин кийин, кәң хәлқ аммиси қаза қилғанларға тәзийә билдүрүп, һөкүмәтниң чәктин ашқан қамал тәдбирлиригә болған қаршилиқлирини тор дунясидин кочиларға илип чиқти. Бу һәрикәт наһайити тезла хитайниң башқа шәһәрлиригә, һәтта чәт әлләргиму кеңәйди. Наразилиқ һәрикәтлири барғансери ‍Әвҗигә чиқип, намайишларниң мәзмуни хитайниң юқумдин сақлиниш сияситигә болған наразилиқтин, компартийигә вә униң рәһбири ши җинпиңға қарши турушқа қарап йүзләнди.

11-Айниң 28- күнидики ахбарат илан қилиш йиғинида, хитай ташқий ишлар министирликиниң баянатчиси җав лиҗйән Мухбирларниң соаллириға Җавап бәргән вақтида мундақ деди: “иҗтимаий таратқуларда бир қисим яман ғәрәзлик күчләр, бу қитимқи от апитини йәрликниң юқумдин қоғдиниш сияситигә бағлаватиду. Үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт аллиқачан бу һәқтә мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, вәқәниң әмәлий әһвалини шәрһилиди, шундақла бу һәқтики питнә-пасатлар вә қара сүркәшләргә рәддийә бәрди.”

pakit-tekshurush-zhao-lijian-2.jpg

Җав лиҗйән ташқий ишлар министирлиқиниң мухбирлар йиғинида, от апитини юқумға тақабил туруш сиясити билән бағлаш “питнә тарқитип қара сүркәш” дәйду

Җав лиҗйән тилға алған мухбирларни күтивелиш йиғини 11-айниң 26-күни үрүмчи шәһиридә өткүзүлгән 24 -ноябирдики от апитигә алақидар ахбарат илан қилиш йиғинидур. Бу йиғинда үрүмчи шәһири тәңритағ райониниң башлиқи хәмит мәмтимин, шу район тәвәсидики һәрқайси мәһәллә, аһалиләр райони һәм нәқ мәйдандики от өчүрүш вә қутқузуш хадимлиридин қайта-қайта сүрүштүрүш арқилиқ, олтурақ районда ишикләрниң төмүр симлар арқилиқ бағлап қоюлған яки тақиветилгән әһвалниң болмиғанлиқини, бинадики өйләрниң ишиклири билән һәрқайси корпусларниң ишиклириниң тақалмиғанлиқини ийтқан иди. У йәнә: “ от кәткән бинаниң һәрқайсий қәвәтлириниң чиқиш ишиклириниң төмүр симлар билән бағлап қоюлғанлиқи көрситилгән тордики сүрәтләр, кисип-уланған болуп, яман ғәрәзлик кишиләрниң ишидур.”

У йәнә 2022-йили 11-айниң 12-күнидин башлап вәқә йүз бәргән мәһәллиниң “юқури хәтәрлик район”дин “төвән хәтәрлик район”ға чүшүрүлгәнлигини ейтқан. Арқидинла тәңритағ районлуқ юқумдин қоғдиниш қоманданлиқ штабиниң универсал баһалиши арқилиқ, мәзкур мәһәллидики аһалиләрниң 11-айниң 20-күнидин башлап, тәртиплик һалда бинадин чүшүп мәһәллә даирисидә паалийәт қилса болидиғанлиқи тоғрилиқ чиқирилған бәлгилиминиң иҗра қилинғанлиқини тилға алған.

pakit-tekshurush-axbarat-elani-3.jpg

Үрүмчи шәһири “24-ноябир” От апити вәқәси ахбарат елан қилиш йиғини Ачиду

Дәл ашу мухбирларни күтивелиш йиғинида үрүмчи шәһәрлик от өчүрүш вә қутқузуш әтритиниң башлиқи ли веншең, от апити кәлтүрүп чиқарған ‍еғир дәриҗидики өлүм-йетим вәқәсиниң асаслиқ сәвәблирини мундақ төт нуқтиға йиғинчақлиған: “от кәткән өйдики ток йоллири билән ток мәнбәси өлчәмгә мувапиқ әмәс; даим йепиқлиқ туридиған оттин мудапәлиниш ишики йепилмиған; мәһәллиниң йоллири тар болуп, шәхсий машинилар қалаймиқан тохтитип қоюлған; айрим аһалиләрниң өзини қоғдаш вә өз-өзини қутулдуруш иқтидари аҗиз.”

Шу күни кәчтин 11-айниң 27-күни сәһәргичә, бир қисим шаңхәй шәһәр аһалилири шаңхәйдики “үрүмчи оттура йоли”ға йиғилип, истихийәлик шәкилдә үрүмчидә йүз бәргән от апитиниң қурбанлириға тәзийә билдүргән. Кийинчә бу паалийәт даириләрниң юқум сақлиниш үчүн қолланған қаттиқ қамал тәдбирлиригә қарита бир мәйдан қаршилиққа айланған, һәтта очуқ-ашкара һалда хитай компартийиси вә униң баш секиртари ши җинпиңни җавабкқарлиққа тартидиған йиғилишқа айланған.

Хитайниң башқа җайлиридиму мушуниңға охшаш аммиви қаршилиқ һәркәтлири интайин тизликтә вә үзлүксиз партлашқа башлиған. Шуниң билән бир вақитта, мәркәздин тартип йәрликкичә һәр дәриҗилик һөкүмәт органлири вә таратқулар, күчиниң биричә юқумдин қоғдиниш тәдбирлири билән от апитиниң мунасивитини йоққа чиқиридиған; от кәткән бина җайлашқан мәһәллидики қечиш иғизлириниң сүний һалда тосуветилгәнликидәк торда тарқалған син көрүнүшлирини “ялған” чиқиридиған тәшвиқатни башлиған. Шуниң билән биргә һөкүмәт тәрәп йәнә хәлқ арисидики хусуси таратқуларниң ярдими арқилиқ, торларда тарқилип йүргән “асассиз учурлар” ни көп нуқтидин айдиңлаштуруш һәрикити елип барған.

“ишикни ечивеңлар” дегән аваз қандақларчә “ялған”ға чиқирилди?

Хусуси таратқу чоң в лейсилин (ләқими: лей ака сөзләйду) торларда наһайити тез тарқалған “питнә-пасатни рәт қилиш” мәқситидики “шинҗаңдики от апитидики ялғанлар вә миш-мишлар” дегән язмини илан қилип, һөкүмәтниң юқумдин қоғдиниш тәдбирлири билән от апитиниң мунасивити йоқлиқини дәлиллимәкчи болған: “биринчидин, мәһәллидики биналарниң ишиклири қулупланмиған; иккинчидин, вәқә йүз бәргәндә мәһәлла <төвән хәтирлик район> дәп бикитилип, аһалиләрниң бинадин чүшүшигә рухсәт берилгән;  үчинчидин, мәһәллә йоллири тар вә қолайсиз болуп, от өчүрүш машинилириниң нуқтиға йеқинлишишини тосқунлуққа учритидиған мәсилиләр мәвҗут”. Униңдин башқа у йәнә мунуларни көрсәткән: “син көрүнүшлиридики адәмниң йүрәк - бағрини езидиған <ишикни ичивитиңлар> дәп қаттиқ варқириған авазларға кәлсәк, у илгири көкхотта йүз бәргән вәқәдә <ишикни ичивитиңлар> дәп варқириған аваз билән опму-охшаш”. “бу икки вәқәдики авазни кесип-улап бириктүрүпту, немишқа шундақ қилғанлиқини билгили болмайду” (у йәнә бир һесаватида тарқатқан бу һәқтики язмисида бу җүмлини “кесип-улап тәһрирләш мумкинчилигини чәткә қеқишқа болмайду” дәп өзгәрткән). Лей силин язмисида кишиләрни иһтиятчан болушқа үндәп мундақ дегән: “чәктин ашқан юқумдин қоғдиниш бир хил кесәллик, лекин һәммә ишни юқумдин қоғдиниш тәдбирлиригә дөңгәп қоюшму охшашла тәпәккүр намратлиқидур.”

Лей силин ‍ийтқан “көкхот вәқәси”, 11-айниң башлирида ичкий моңғулниң көкхотта юқумдин қоғдиниш тәдбирлири кәлтүрүп чиқарған йәнә бир паҗиәлик вәқәдур. Бу вәқәдә бир аял бинада йиқилип чүшкән, униң қизи йүгүрүп чиқип аписини қутқузушқа тиришқан болсиму, әмма сим билән кәпшәрләнгән төмүр ишиктә тосулуп қелип, “ишикни ичиңлар” дәп пәрят селип йиғлиған иди.

Лей силин ийтқан аваз билән син көрүнүшини кисип улиған мәсилигә қарита, асия пакит тәкшүрүп дәлилләш тәҗирбиханиси топлиған охшимиған нуқтидин тартилған от апитиниң нәқ мәйдандики син көрүнүшлириниң һәммисидә “ишикни ичивитиңлар” дәп варқириған авазларни аңлиғили болиду. Бу авазларниң бәзилири нисбәтән очуқ, бәзилири йирақрақ арилиқтин тартилған яки синға алғучиниң авази варқириған авазни тосуп қойған. Бу авазлар очуқ болмисиму, әмма уларниң һәммисиниң охшаш бир адәмниң авази икәнлигини пәрқләндүргили болиду. Ичкий моңғулниң мәркизи көкхоттики вәқәдә зиянкәшликкә учриғучиниң “ишикни ичивитиңлар” дәп товлиған авази гәрчә охшашла ичинишлиқ болсиму, әмма тәләппузидин тартип варқириған мәзмунғичә рошән һалда пәрқлинип туриду.

Бу қетимлиқ паҗиә аһалиләрниң “өзини қутқузуш иқтидариниң аҗизлиқидин болғанму”?

Хитай һөкүмәт тәрәпниң “от кәткән бинада олтурушлуқ барлиқ аһалиләрниң ишиклири вә корпусларниң ишиклири етиветилмигән” дегән баянатлири риаллиққа уйғун әмәс.

Уйғур районида от апити йүз бәргәндин кийин, аз болмиған тордашлар һөкүмәт тәрәпни әйибләйдиған “төмүр сим билән тақиветилгән ишикләр”ниң рәсимлири вә син көрүнүшлирини тарқатти. Хитай һөкүмитиниң учурни қаттиқ қамал қилиши түпәйлидин, асия пакит тәкшүрүп дәллиләш тәҗирбиханиси, бу материялларниң чинлиқини муәййәнлүштүрүшкә амалсиз қалған болсиму, әмма әң аз дегәндә, уйғур аптонум районлуқ партийә ахбарати чинлиқини дәлиллигән бир үндидар топидики аммиви сөһбәт хатирисидә тарқитилған син көрүнүшидин бәзи әһваллар җәзимләштүргили болиду.Йәни вәқә йүз бәргән бинадики икки корпусниң 19-қәвитидики бәзи аһалилар өз өйигә солинип қалған болуп, ишикни ичип қичип чиқишқа амалсиз қалғанлиқи дәлилләнгән.

pakit-tekshurush-tor-sohbiti-4.jpg

Йәрлик һөкүмәт ахбарат-таратқулири дәлиллигән, апәткә учриған мәһәллидики амминиң от апити йүз бәргән вақиттики сөзлишиш хатирисиниң син филими

Көплигән ахбарат вастилириниң хәвиригә қариғанда, 1901-номурлуқ өйгә солинип қалған 48 яшлиқ қәмәрниса абдурахман вә униң төт пәрзәнтиниң һәммиси от апитидә һаятидин айрилған. Әркин асия радийосиниң мухбири қәмәрниса абдурахманниң Түркийидики икки чоң пәрзәнтини зиярәт қилди. Америка дөләтлик аммиви радийосиниң (NPR) Мухбири билән Франсийә агентилиқиниң (AFP) Мухбири  йәнә қәмәрниса абдурахманниң шиветсарийәдики җийәнлирини зиярәт қилған болуп, улар бирдәк бу қәмбәрниса вә униң төт пәрзәнтиниң һәммисиниң қаза қилғанлиғини билдүргән. 27 яшлиқ мәмтимин, юртидики йиқинлириниң зор хәтәргә тәвәккүл қилип туғқанлириниң өлүм хәвирини йәткүзгәнликини, уларниң җәситиниң рәсиминиму әвәтип бәргәнликини, хитай һөкүмәт тәрәпниң сүрүштә қилип тепивилиши вә җазалишидин сақлиниш үчүн уларниң телефонлиридин бу сөһбәт хатирлирини юювәткәнликини ейтқан.

Сөһбәт хатирисидин 1901-номурлуқ өй игисиниң ишикни ачалмиғанлиқини, қутқузғучи хадимлардин ишикни бузуп киришини тәләп қилғучиниң дәл вәқәдә қаза қилғучи қәмәрниса абдурахманниң чоң оғли икәнлиги аян болған. Әркин асия радийоси, америка дөләтлик аммивий радиюси вә франсийә хәвәр агентилиқиниң хәвәрлиридә дейилишичә, 2017-йили бу аилидики ача-сиңил, ака-ука қериндашлардин иккәйлән түркийигә барған ашу йили, уларниң дадиси, йәни қәмәрниса абдурахманниң йолдиши қолға илинған. Униңдин кийинла ‍униң әң чоң оғлиму уйғурлар үчүн ясалған җаза лагериға, йәни хитай һөкүмәт тәрәп “кәспи маһарәт бойичә тәрбийләш мәркизи” дәп атайдиған орунға соланған, шуниң билән бу аилә әзалири мушундақ бир-биридин айрилип яшайдиған қисмәткә дучар болған.

pakit-tekshurush-qemernisaxan-ailesi-5.jpg

Қазаға учриғучилар: шәһидә, 13яш, нәһдийә 5 яш, қәмәрниса абдурахман 48 яш, абдурахман 9 яш. Йәнә 11 яшлиқ имран бу рәсимдә йоқ.

Сөһбәт хатирисидики син көрүнүшидә қутқузушқа илтиҗа қилип қутулған 1601 -номурлуқ өйдики мунирә әһмәт, уйғур аптонум районлуқ парткомниң орган гезити _ “шинҗаң гезити” (тәңритағ тори) ниң зияритини қобул қилған. У, “мәһәллидә олтурушлуқ аһалиләрниң бинадин чүшүп һәрикәт қилса болидиғанлиқи, бинадики корпус ишиклириниң баштин-ахир очуқ һаләттә турғанлиқи, һечқачан төмүр сим билән бағлинип тосуп қоюлмиғанлиқи вә кәпшәрләнмигәнлики” һәққидә испат бәргән.

“тәңритағ тори” ниң мунирә әхмәт билән өткүзгән сөһбәтни илан қилишидики мәқсити – “аһалиләр растинла бинадин әркин чүшәләйду, ишикләрни қамал қилип етивалған әһвал йоқ” дегәнни испатлаш үчүн икән. Шуниң билән бир вақитта, торда тарқалған юқумдин қоғдиниш тәдбирлиридин гуман қилинған һәр хил син көрүнүшлири вә сүрәтләрни һөкүмәт тәрәп бирдәк “кисип-уланған” яки “сахта ясалған” дәп тәнқидлигән. Ликин “тәңритағ тори” мунирәниң кәчмишлирини хәвәр қилған вақитта, йоқурида қәйт қилинған үндидар топидики сөһбәт хатирисиниң растлиқини дәлиллигән. Бу һөкүмәт тәрәп растлиқини дәлиллигән бирдин-бир сөһбәт хатирисидур. Дәл мушу сөһбәт хатириси бәзи аһалиләрниң өйлиригә қамилип қалғанлиқини, ишикни бузуп ичишниң зөрүр болғанлиқини испатлайду.

Әркин асия радийосиниң мухбири нәқ мәйданға телефон қилип әһвал игилигәндә, йәрликтики аһалиләрниң бәзилири ашу күни от кәткән бинадики кишиләрниң қутқузуш тәләп қилғанлиқи, ишикни ичивитишни тәләп қилип үнлүк варқириғанлиқини билдүрүшкән. Көплигән уйғурлар уларниң қазаға учриғучиларға очуқ -ашкара һалда тәзийә билдүрүшкә йол қоюлмиғанлиқини дәлиллигән. Нурғунлиған амма торда яки намайиш мәйданлирида даириләрдин қазаға учриғучиларниң тизимликини елан қилишини һәм ‍очуқ -ашкара һалда уларға тәзийә билдүрүшкә йол қоюшини тәләп қилған болсиму, әмма бу тәләпләр баштин-ахир рәт қилинған. Әксичә, һөкүмәт тәрәп “қазаға учриғучиларниң сани һәққидә питнә-пасат териған” дәп қариған кишиләрни қолға алған, шундақла һәрқайси җайлардики намайишчиларни бастурушқа башлиған. Хитай ташқий ишлар министирлики вә һөкүмәт ахбарат вастилири бирдәк, от апити кәлтүрүп чиқарған өлүм-йетим һадисиси билән юқумдин қоғдиниш тәдбирлири оттурисида һечқандақ бағлинишниң йоқлиқи тоғрилиқ җар салған.

Тәкшүрүп-дәлилләш хуласиси

Үрүмчидә җанға замин болған от апити йүз бәргәндин кийин, мәйли хитай ташқий ишлар министирликиниң баянатчиси вәкиллик қилған хитай мәркизий һөкүмити болсун, яки үрүмчидики йәрлик әмәлдарлар вә “шинҗаң гезити” вәкиллик қилған йәрлик һөкүмәт таратқулири болсун, вә яки айрим сандики “актиплиқ билән питнә-пасатларни рәт қиливатқан” бир қисим тордашлар һәм шәхсий таратқулар болсун, буларниң һәммиси һөкүмәтниң юқумдин сақлиниш сиясити билән бу қетимлиқ от апити оттурисидики мунасивәтни йоққа чиқиришқа урунған. Улар амминиң диққитини бурап, мәсулийәтниң йәрликтә икәнлики, һәтта от апитигә учриғучиларниң өзидә икәнликигә авамни ишәндүрмәкчи, шундақла хәлқниң ғәзипини басмақчи болған.

Тәкшүрүп-дәлилләш нәтиҗисидә шу нәрсә ениқ болдики, җав лиҗйән қатарлиқлар базарға салған “пакитниң һәқиқий йүзи” дегән баянатлар әмилйәттә һәргизму вәқәниң һәқиқий йүзи әмәс!

Мунасивәтлик уланмилар:

  1. Хитай ташқий ишлар министирлиқиниң 2022-йили 28-ноябирдики ахбарат елан қилиш йиғининиң нәқ мәйдан син филими:

https://www.youtube.com/watch?v=9vhEU_HAN2w

  1. Тәңритағ ториниң “төт суал” хәвириниң уланмиси:

Үрүмчи “24-ноябир” от апити һәққидә төт суал_тәңритағ тори_шинҗаң хәвәр суписи (ts.cn)

  1. Әркин асия радиосиниң хәвири, 19-қәвәттики қаза қилғучиниң салаһийити ениқланди:

https://www.rfa.org/english/news/uyghur/blaze-11292022180748.html

  1. Әркин асия радиосиниң көкхот вәқәси һәққидики хәвири:

https://www.rfa.org/mandarin/Xinwen/cmh2-11072022051836.html

  1. Франсийә агентлиқиниң хәвири, торда тарқалған от кәткән бинада олтурушлуқ кишиләрниң сөзлиши хатирисиниң син филимидики, 1901 номурлуқ өйдә олтурушлуқ кишиләр ишикни өзи ачалмайватиду, дәп ярдәм тәләп қилған кишиниң қазаға учриған қәмәрниса абдурахманниң чоң оғли икәнлигини дәлиллиди:

Uyghur man's agony after five relatives died in Urumqi fire (france24.com)

  1. Америка дөләтлик аммиви радийоси (NPR) 19-қәвәттики қазаға учриғучи қәмәрниса абдурахманниң җйәни абдулһапиз мәмәтиминни зиярәт қилди:

https://www.keranews.org/2022-11-28/chinese-protesters-demand-an-end-to-covid-restrictions-and-communist-rule

Арқа көрүнүш матирияли: уйғур районидики җаза лагериниң, яки хитай һөкүмити ейтиши бойичә “кәспий тәрбийәләш мәркизи” ниң вики тор бети:

Шинҗаң тәрбийәләш лагери_вики енсикплодийәси, һөрлүкниң енсикплодийәси (Wikipedia.org)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.