Әвлияниң дүшмини

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.07.27
Муһаҗирәттики уйғурлар өз шеирийитини сақлап қелиш үчүн күрәшкә атланған Тонулған уйғур язғучи, шаир вә доктор пәрһат турсун.
Photo: RFA

Пәрһат турсун мениң билишимчә уйғурда нопузға “хошяқмас” пикирлири билән тонулған бир шәхс, баш әгмәс өктичи зиялий иди. Униң хитайни биарам қилғанлиқи сәвәбтин бир қанчә қетим сорақ қилинғанлиқидин башқа әтрапидики кишиләрни биарам қилидиған пикриниң даңқиниму көп аңлиғанидим. Шу сәвәбтинмикин униң әсәрлири уйғурчә мәтбуатларда көпинчә чүшинилмәй, елан қилинмай нөвәт күтүп туруп қалаттикән. Бу бизарлиқниң юқири чеки әлвәттә. Йәкләш, чәкләш вә тәһдитләр шу һалға йәткәнки, пәрһат турсун 6 йил хитайда сәрсан болғаниди.

Мән пәрһат турсунниң ‍у қәдәр дүшмәнлик болуп кетишидики сәвәбкә бир қанчә қетим шаһит болғанидим. Болупму “реаллиқтики әвлия” дегән китаб чиққанда пәрһатниң пикри сәвәблик пәйда болған биарамлиқ, бизарлиқ вә наразилиқни тунҗи қетим көрдүм. У китабта әвлия дейилгән киши қурбанҗан турәк болуп шу йилларда мәшһур болған, диндар көрүнидиған бир қабил сеһиргәр иди. Қурбанҗан адил һошурниң сәншия боғузидин өтүши үчүн ианә йиғиш, рәисләрниң сорунида карамәт көрситиш, кесәлләрни “давалаш” қатарлиқ ишлар билән мәшғул болуп тонулған, мәрһум язғучи әхәт турдиниң тәрипигә еришкән, уйғур җәмийитидә таза ‍алқишлиниватқан бир шәхс иди. Пәрһат турсун дәл мушу кишини өзи ачқан китабханида тарихтики “әвлия” апақ хоҗаға охшатти. Болупму қурбанҗанниң хитай компартийәсиниң узун йиллар уйғур елини бастуруш билән һилигәрликни бирләштүрүп идарә қилған секретари ваң енмавниң бешини увлап давалап турған көрүнүшини көрситип туруп мәсхирә қилди.

Пәрһат турсун әтрапқа йиғилған кишиләргә тарихтики әвлиялиқни йешиш үчүн аввал әвлия дегән уқумға чүшәнчә бәрди. Андин апақ хоҗаниң қилмишлирини чүшәндүрүш үчүн гәпни униң хиянәтлик һаятини қәләмгә алған муһәммәт садиқ қәшқәриниң “тәзкирәи әзизан” дин башлиди. Апақ хоҗа вәтәнгә башлап кәлгән, уйғурниң мунқәрзлик қисмитигә тунҗи сәвәбкар болған ғалдан қонтәйҗи билән 1949-йилдин кейинки таҗавузчи каттиваш, уйғурниң миң йиллиқ мәдәнийәт һаятини өзгәртишкә, вәйран қилишқа зоруққан, уйғурчә әнәниләрни астин үстүн қилған ваң енмавни селиштурма қилди. Ахирида мәйли тарихтики әвлиялар болсун, яки реаллиқтики әвлия болсун уйғурға вапа қилмиғанлиқини, әвля дегән уқумға ишинип һаятини доға тиккән кишиләрниң, өзини әвлия санап сәллә орувалған сеһиригәрләргә әгәшкән милләтниң хәйрлик нәтиҗигә еришәлмәйдиғанлиқини йәкүнлиди. Бу чүшәнчиләрни аңлап турған бирәйлән посуққидә “сизниң қурбанҗан турәктә бирәр өчиңиз бармиди?” дәп сорап қалди. Пәрһат турсун шуан маңа “қараң бу наданлиқни” дегәндәк ләппидә бир қарап қоюп нери кетип булуңға берип олтурди.

Китабханиға “реаллиқтики әвлия” ни көтүрүп киргән кишиму, пәрһат турсунниң әтрапиға йиғилған кишиләрму бирәр қур қизирип татирип талишип бақти, әмма униң пакитлиқ сөзлири алдида я қурбанҗанниң әвлия әмәсликини тән алалмай, я аллиқачан тикләп болған әвлиясини техиму пүвләп парқиритип болалмай, яки әвлия дегән сахта уқумдин ваз кечәлмәй рәллә болушти. Мән ариға кирип сала қилған болдум, әмма һечким һечкимдин рази болмиди. Ахири херидарлар “сәндәк дәһрийниң китабханисиға киргән биз әхмәқ” дейишип чирайини пүрүштүрүп чиқип кетишти.

“қара от” пәрһат турсунниң китабханиси болуп үрүмчиниң уйғур әң қайнайдиған йери болған шамалбағ мәһәллисидә иди. Хитайчә “йәнәнлу” дейилидиған бу йәргә уйғур аптоном районлуқ опера өмики җайлашқан болуп у әтрап зиялийлар, өлималар вә сәнәткарларниң макани иди. Шу әтрапта үн-син дуканлири, китабханилар вә нәшриятлар көпрәк иди. Пәрһат турсун китабханисини “уйғур либераллириниң фронти” дәп атайтти. Бу фронт мәндәк консерватип яш зиялийни пат пат очуқдап ойғитип турғаниди.

Пәрһат турсун шу китабханида болған бир йиғилишта мениң “уйғурчә әдәбий әсәрләрдә мәдәнийәт чинлиқи” дегән мақаләмни консерватиплиқ нуқтисидин тәнқид қилди. Униң қаришичә қәдимдин қалған һәммә мәдәнийәтни муәййәнләштүрүш биһаҗәт икән, бир милләт кишилири әнәнә, мәдәнийәт, өрп-адәт дәп қарап кәлгән мирасларниң һәммиси тәрғиб қилинишқа әрзимәйдикән. У маңа шу күни палчилиқ, җинкәшлик, даханлиқ дегән адәтләрни мисал кәлтүрүп буларниң уйғурлар садақәт билән сақлап кәлгән әң қәдимки әнәнә болушиға қаримай кишиләрниң мелиға, җениға вә роһиға зиян селиватқанлиқини изаһлиди. Шу күни қайил болған болмиғанлиқим есимдә йоқ, әмма бәлким охшимиған нуқтидин қилинған пикир болғачқа вә яки бир мунчә адәмниң алдида йүз хатирә қилмай “мақалиңиз йеңидин қураштурулған кона қуруқ гәп икән” дәп, мақаләмдики рәң берилгән пахпақ пикирләрни чувуп ташлиған болғачқиму унтуп қалмаптимән. Әмма униң тәнқиди мени өзүмниң пикиригә иқтида қилидиған вә башқиларни пикримгә иқтида қилдурушқа һәвәслинидиған әвлиялиқ тәмәсидин тазилиғаниди.

Пәрһат турсунниң тәрсалиқи шу дәриҗигә барған идики, у опера өмикиниң йениға ачқан “қара от” китабханисида “реаллиқтики әвлия” дегән китабни сетишни рәт қилғаниди. Мәзкур китаб 1990-йилларниң ахирида уйғурлар арисида әң базарлиқ мәниви тавар иди. Шәһәрдики иҗариси әң қиммәт йәргә дукан ечип идийәсигә уйғун кәлмәйдиғанлиқи үчүнла әң херидарлиқ бир китабни сатмаслиқ нормаллиқ дәп қаралмиған болуши чоқум. Авам уйғур әвлия дәп тонуватқан, ғоллуқ зиялийлар тәрипләп мақалә йезиватқан, абләт абдурешиттәк рәисләр төргә еливатқан бир шәхсни “уйғурларни хурапатқа майил қилиду, шәхскә чоқунушни пәйда қилиду, уйғур турмушини оттура әсиргә сөрәйду” дегән адәм етиразға қелиши, һәрхил нәпрәтлик атаққа қелишини билиду, әлвәттә.

Тарихта әвлияларниң катта пири апақ хоҗани тәнқид қилған уйғурниң бешиға немә дәрд әләм чүшкини бизгә қараңғу, әмма “реаллиқтики әвлия” ни вә уйғурниң кимликигә, истиқбалиға әвлиялиқ қилмақчи болған һакимийәтни тәнқид қилған пәрһат турсун хитай һакимийитиниң җазасини тартти. Әпсус, әвлиялиқ мақамида алдамчилиқ қилған зат уйғурниң еисидин көтүрүлүп кәтти. Чүнки әвлия атилип болған, һакимийәт йениға тартқан кишиниң тәриплик йери ашкара йезилған билән тәнқидлик тәрипи қәләмгә ‍елинмай қалидиған гәп икән. Бәлким язидиғанларму пәрһат турсунниң қисмитидин ибрәт алғанду.

Әһмийәтлик йери бүгүнки дуняда тарихтики әвлияниң қилмишини тәнқид қилған уйғур билән реаллиқта әвлия аталған кишиниң алдамчилиқини сөккән уйғур охшашла етирапқа еришти. Апақ хоҗаниң мунапиқанә сиимасини сизип чиққан муһәммәт садиқ қәшқири язған “тәзкирәий әзизан” билән реаллиқтики әвляни тәнқид қилалиған пәрһат турсунниң “арқа коча” дегән китаби охшашла коломбийә университети нәшриятиниң диққитигә сазавәр болди.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.