Пешқәдәм сиясий паалийәтчи әхмәт игәмбәрдигә тон кийдүрүш мурасими өткүзүлди
2019.07.23

7-Айниң 19-күни австиралийәниң аделайд шәһиридә пешқәдәм сиясий паалийәтчи, шаир, журналист вә җамаәт әрбаби әхмәт игәмбәрди әпәндиниң “һаят мәнзиллири” намлиқ биографик әсириниң нәшир қилинғанлиқи мунасивити билән тон кийдүрүш мурасими өткүзүлди. Бу мурасимни аделайдтики “тәңритағ анилар гурупписи” уюштурған болуп, мурасимға австиралийәниң һәр қайси шәһәрлиридин болуп, җәмий йүзгә йеқин киши қатнашти.
Биз бу мунасивәт билән әхмәт игәмбәрди әпәндимни зиярәт қилдуқ. Әхмәт игәмбәрди әпәндим өзиниң “һаят мәнзиллири” намлиқ китабини йезиш сәвәби һәққидә тохтилип мундақ деди: “йеқинқи икки йүз йил йилдин бери вәтинимиз манҗуларниң, гоминдаңчиларниң вә хитай коммунистлириниң таҗавузи астида қалди. Бу җәрянда миллитимиз миллий мәдәнийитимиздин мәҗбурий узақлаштурулди. Мушундақ бир вәзийәт астида вәтинимиздики тарихий вәқәләрни кәң қериндашлиримға тонуштуруш үчүн бу китабни яздим.”
Әхмәт игәмбәрди әпәндим йәнә вәтән ичидики язғучиларниң һәрхил тосқунлуқлар сәвәбидин тарихий вәқәләрни әйнән язалмайдиғанлиқини, вәтән сиртидики әркин муһитта буларни чоқум йезиш керәклики үстидә тохтилип мундақ деди: “вәтән ичидики язғучилиримиз һәрхил чәклимиләр түпәйлидин тарихий вәқәләрни әйнән йезиш имканийитигә игә әмәс. Мән муһаҗирәт һаятимдики әркинликтин пайдилинип, яш әвладларға өзиниң һәқиқий тарихини өгиниш пурситини сундум.”
Мәзкур китабниң нәшргә тәйярлиғучиси надирә ханим 550 бәттин тәркиб тапқан чоң һәҗимдики бу китабни муәллипниң сөзләп бәргини бойичә қәләмгә алған икән. У бу һәқтә тохтилип мундақ деди: “мән аримиздин чиққан пешқәдәм сиясий паалийәтчи, шаир, журналист вә җамаәт әрбабиниң китабини нәшргә тәйярлиғинимдин наһайити пәхирлинимән. Бу китаб әслий 300 бәтлик қол язма иди, кейинчә әхмәт дадамниң қәләм тутуши тәскә тохтиғачқа, маңа ватисаптин сөзләп бәрди, мән шу бойичә йезип чиқтим.”
Надирә ханим йәнә китабқа киргүзүлгән тарихий рәсимләрниң қиммити һәққидиму тохтилип мундақ деди: “китабқа 73 данә рәсим киргүзүлди, бу рәсимләр тарихий қиммити интайин юқири рәсимләрдур, бу рәсимләр билән қошулуп, китабниң қиммити техиму юқири болди дәп қараймән.”
Надирә ханим ахирида мәзкур китабниң муқависиниң мушундақ лайиһәлинишиниң апторниң арзуси икәнлики һәққидиму мәлумат берип, мундақ деди: “китабниң муқависи әхмәт дадамниң арзуси бойичә лайиһәләнди, китабниң 123-бетидә әхмәт дадамниң аилиси бойичә гучуңдин үрүмчигә қарап йолға чиққан тәсвирлири бар иди. Әхмәт дадам әгәр мумкин болса шу тәсвирләрниң рәсим қилинип китабниң муқависиға қоюш арзусини ейтти, бизму шу бойичә алинур сиңлимиз арқилиқ шу тәсвирләрни рәсим һалитидә китабниң муқависиға ишләттуқ.”
Китабниң корректорлуқ хизмитини ишлигән юлтуз ханим мәзкур китаб һәққидики көзқарашлирини баян қилип мундақ деди: “һөрмәтлик устазимиз әхмәт игәмбәрдиниң бу китабиниң нәшрдин чиқиши һәммимизни интайин сөйүндүрди. Бу китаб өзиниң тарихий чинлиқи билән наһайити муһим әһмийәткә егә дәп қараймән. Шундақла дәва сепидики барлиқ пидакарлиримизға риғбәт вә илһам болиду дәп қараймән.”
Аделайидтики уйғур зиялийси дилзат әпәнди әхмәт игәмбәрди әпәндимниң австиралийәдики уйғур җамаитигә қошқан төһписи һәққидә тохтилип мундақ деди: “әхмәт игәмбәрди акимиз австиралийәдики уйғур җамаитиниң шәкиллиниши вә тәрәққиятиға күчлүк төһпә қошқан чоңлиримиздиндур. У шәһиримиздики абабәкри сидиқ мәсчитиниң қурулуши вә бу мәсчиткә имамәтчилик қилидиған тунҗи уйғур имамимизниң болушиға сәвәбчи болған кишидур. У йәнә австиралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң вә ана тил мәктипиниң қурғучилириниң бири шундақла австиралийәдики уйғурларниң сиясий панаһлиқ ишлириниң қулайлишишида чоң төһпә көрсәткән шәхистур.”
Австиралийәниң аделайид шәһиридә өткүзүлгән әхмәт игәмбәрдигә тон кийдүрүш паалийитигә дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәндим, амеркадики паалийәтчи рошән аббас ханим, түркийәдики академик султан мәһмут қәшқәрли, қазақистандин саадәт ханим вә сиднейдин демиян әпәндиләр видеолуқ қатнашти вә өзлириниң тәбрик сөзлирини оқуп өтүшти.