“помешчик тутуш” картилиридики “помешчик” аталғуси уйғурларға немини тәрғиб қилиду? (2)
2015.10.19

Дәрвәқә хитай хәлқ азадлиқ армийиси “хәлқни зулумдин азад қилиш” дегән шоар астида уйғурларниң вәтинигә киргән йилларда көплигән йәрлик уйғур байлириға “помешчик” дегән қалпақ кийгүзүлгәнлики вә шу арқилиқ уларниң мал- мүлки мусадирә қилинип өзлири еғир җазаланғанлиқи уйғурлар үчүн сир әмәс. Хитай компартийисиниң мушу хилдики мәхсус уйғурларниң байлирини йоқитиш һәрикитиниң маһийити һәққидә канададики уйғур сиясий анализчиси ғулам яғма әпәнди өз қарашлирини баян қилди.
Уйғурлардики аилә қурулмисиға беғишланған докторлуқ мақалисини ишләш үчүн уйғурларниң вәтинигә берип уйғур тили өгиниш җәрянида мәшһур тилшунас ибраһим мутиини устаз тутқан америкилиқ инсаншунас виллям кларкниң мақалисидин бәзи мәлуматларни елиш мумкин. У өзиниң 1990-йиллиридин башлап ибраһим мутии билән қилған шәхсий сөһбәт хатирисини рәтләп“ибраһимниң сәргүзәшти” намлиқ бир узун мақалә йезип чиққан. Униңда ейтилишичә, 1930- йиллири хәлқара сода қилиш арқилиқ зор дәриҗидә бейиған йүсүп бай исимлик турпанлиқ содигәр киши 1950-йили хитай коммунистлири тәрипидин қолға елинған вә“бай помешчик” дәп қалпақ кийдүрүлүп нәччә йил түрмидә ятқан. Кейинчә, хитай коммунистлири уйғурларни байларни вә помешчикларни тәнқидләш, уларниң хәлқни қандақ бозәк қилғанлиқини паш қилишқа тәшкиллигән мәзгилләрдә турпандики йәрлик уйғурлар“бу адәм һечбир яманлиқ қилмиған” дәп пикир қилған. Коммунист кадирлар буниңдин терикип хәлқни униң җинайәтлирини паш қилишқа буйруған. Аридин бирнәччә күн өткәндә йеши 90 дин ашқан бу мойсипит вапат болған. Йүсүп байниң наһайити дана вә парасәтлик“помешчик” икәнликини баян қилған ибраһим мутии әйни вақитта пүткүл мәһәллиниң топлинип йүсүп байниң җиназа намизиға қатнашқанлиқини, йүсүп байниң“помешчик” дегән сиясий қалпиқиниң мәлум болушиға қаримай йәрлик уйғурларниң мейитни дәпнә қилишқа толуқ қатнашқанлиқини вә шу арқилиқ өзлириниң мәрһумға болған һөрмитини ипадә қилғанлиқини баян қилиду.
Мақалидә ейтилишичә, ибраһим мутии шәхсән йүсүп байниң нәқәдәр хәлқпәрвәр, мәрд вә көйүмчан бир инсан икәнликини, һәрқачан юрттики намратларға қолидин келишичә иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини ейтиду, шундақла өзи яш вақтида көргән уйғур помешчикларниң мутләқ көп қисминиң йүсүп байға охшаш кишиләр икәнликини әскәртиду. Униң қаришичә, хитайдики помешчиклар хәлқниң қенини шориған болса, уйғурларниң бай помешчиклири һәрқачан хәлқпәрвәр кишиләрдин болған һәмдә бу җәһәттә хитай помешчиклардин зор дәриҗидә пәрқ қилған. Әйни вақиттики уйғур байлириниң немә үчүн хәлқниң һәққини йегүчи залимлардин болмаслиқидики сәвәбләрни ғулам яғма әпәнди уларниң диний әқидисигә бағлап чүшәндүрүшкә болидиғанлиқини ейтиду.
Ибраһим мутииға охшаш әйни замандики вәқәләрни баштин кәчүргән ғуламидин пахта ака һазир 85 яшқа киргән болуп, америкидики һөрмәтлик җамаәт әрбаблиридин бири. Шундақла өзиниң шәхсән баяниға асасланғанда униң дадисиму әйни вақитта қәшқәрдә көзгә көрүнгән чоң“помешчик”лардин болған икән. Биз әйни вақиттики уйғур байлириниң вә хитайлар“помешчик”дәп тәриплигән кишиләрниң зади қандақ характердики кишиләрдин болғанлиқини сориғинимизда униң баян қилғанлири асасий җәһәттин ибраһим мутииниң виллям кларкқа ейтқанлири билән охшаш чиқти. Ғуламидин пахта әпәндиниң әслимилиригә асасланғанда шу дәврдики уйғур байлири ялғуз хәлқниң иқтисадий җәһәттики қийинчилиқиға ярдәм бәргүчи кишиләрдин болуп қалмай, йәнә җәмийәтниң әң чоң, шундақла әң муһим еһтияҗлиридин бири болған мәдәнийәт вә маарип саһәсиниңму актип қоллиғучилиридин болған икән.