Зулмәткә мәшәл болған уйғурлар
2022.11.29
Улар өлмиди, бәлки зулмәткә мәшәл болди!
24-Ноябир уйғур елиниң мәркизи үрүмчиниң тәңритағ райониға җайлашқан бир олтурақ бинаға от кетип, бирмунчә уйғурниң көйүп өлишидәк еғир паҗиә келип чиқти. Гәрчә хитай һөкүмити отта көйүп өлгәнләрниң санини аран 10 дәп елан қилған болсиму, әмма әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң үрүмчидики сақчи орунлиридин дәлиллишичә, от апитидә көйүп яки ис-түтәктин зәһәрлинип өлгәнләрниң саниниң 40 тин артуқ икәнлики мәлум болмақта. Диққәт қозғайдиған бир нуқта шуки, мәзкур вәқә хитай хәлқиниң пүткүл хитай ичи вә сиртида омумйүзлүк қозғилип, кочиларға төкүлүп, һөкүмәткә болған наразилиқини ипадиләшкә, һәтта хитай компартийәси, шундақла ши җинпиңниң тәхттин чүшишини ашкара тәләп қилишиға сәвәб болди.
Бизгә мәлум болғинидәк, бу қетимлиқ паҗиә уйғурларниң бешиға кәлгән бирдинбир паҗиә әмәс, әлвәттә. Уйғурлар ирқий қирғинчилиқиға учриғандиму, җаза лагерлириға қамалғандиму, “терорчи” вә “бөлгүнчи” атилип җәмийәтниң асасий еқимидин сиқип чиқирилғандиму, “оғри-янчуқчи” атилип, чәткә қеқилғандиму, хитай хәлқи бүгүнкидәк уйғурлар үчүн кочиларға төкүлүп бақмиған, уйғурлар үчүн яш төкүп, аваз чиқармиған, һөкүмәткә қарши бүгүнкидәк һәрикәткә өтүп бақмиғаниди. Һәтта 1989-йилидики ‛тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити‚диму шунчә көп хитай оқуғучилириниң хитай һөкүмити тәрипидин дәһшәтлик қирғин қилинишиму хитай хәлқиниң бүгүнкидәк кочиларға чиқишиға сәвәб болалмиғаниди. Ундақта, бүгүн уларни кочиларға елип чиққан күч зади немә? бу от апити немә үчүн пүткүл хитайни ләрзигә салалиди, қандақ қилип хитай коммунист һакимийитини тәврәткүдәк бир наразилиқ һәрикитигә пилтә болалиди?
От апитиниң сәвәби вә милләт һалқиған намайиш
24-Ноябир йүз бәргән от апитидин кейин, нөвәттә ашкариланған нәқ мәйдан син көрүнүшлири, сүрәтләр вә авазлиқ учурларға қариғанда, бу вәқә хитай һөкүмитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” тәдбирлири сәвәблик йүз бәргәнлики ениқ иди. Чүнки бу вәқә дәл хитай һөкүмити уйғур елида йүз күндин буян “юқумни нөлгә чүшүрүш” сияситини давам қиливатқанда йүз бәрди.
Ашкариланған нәқ мәйдан учурлири вә үрүмчидики кишиләрниң гуваһлиқ синлиридин қариғанда, от кәткән бинадики ишкләрниң қулуплири сим билән пичәтливетилгән, чиқиш ишики төмүр ришаткилар билән паятланған. Һәтта бинадики җиддий чиқиш еғизиму пүтүнләй пичәтлинип, тасаддипий һадисиләр көрүлгәндә қечиш имканиму үзүп ташланған. От кәткән вақитта бина ичигә орунлаштурулған от өчүрүш буюмлириму ишлитиш вақти өтүп кәткәнлики сәвәблик ишқа яримиған. Техиму муһими, от өчүрүш тармиқи билән от кәткән бинаниң арилиқи бир километирғиму бармайдиған һаләттә йеқин болсиму, лекин от үч саәттин кейин аран өчүрүлгән. Чүнки от өчүрүш машинилири от кәткән мәһәллигә кириштә, “юқумни нөлгә чүшүрүш” үчүн қопурулған төмүр тосақларға дуч кәлгән. Бинадики кишиләр һаятини қутқузуш үчүн от ичидә қаттиқ налә-пәряд қиливатқанда, от өчүргүчиләр нәччә саәт вақтини әнә шу тосақларни бир бирләп қомуруш билән мәшғул болған. Төмүр тосақлардин сирт, бина әтрапида игилири нәччә айдин буян өйигә қамилип, һәйдәксиз қалған машиниларниму йөткәш зөрүрийити туғулған. Нәқ мәйдандин тарқалған бир синда, от өчүрүш машинисиниң от кәткән бинаға су пүркәватқанлиқи, әмма суниң от көйүватқан даиригә йетип баралмайватқанлиқидәк бир көрүнүшни көргили болиду. Һалбуки, от өчүрүш машинисиниң ашу тосақлар вә һәйдәксиз турған машинилар сәвәблик нәқ мәйданға йеқинлишалмиғанлиқини, отни вақтида өчүрәлмәсликиниң сәвәби дәп қаралмақта.
Хитай һөкүмитиниң мәзкур от апити һәққидә бәргән баянатида, от апитидә 10 адәм өлүп, 9 адәм яриланғанлиқи, вәқәниң бинаниң 15-қәвитидики бир өйниң ток мәнбәсидин чатақ чиқиши сәвәблик йүз бәргәнлики, от өчүргүчиләрниң үч саәттин кейин андин отни өчүргәнлики тилға елинған. Униңдин башқа, вәқәдә қаза қилғанлар вә яриланғанлар асасән от апитидин чиққан ис-түтәктин зәһәрләнгәнлики, от апити йүз бәргән бинаниниң төвән юқум райониға тәвә болуп, аһалиләрниң өйлиридин қечип чиқиш яки оттин мудапийәлиниш шараити толуқ болуп, өзини қутулдуруш имкани тамамән барлиқи, әмма өлгүчиләрниң бинадин қечип чиқмай яки оттин мудапийәлиниш билимлири кәмчил болуши сәвәбидин қазаға учриғанлиқи баян қилинған. Дәрвәқә, хитай һөкүмити апәтниң мәсулийитидин қечип, мәзкур от апитиниң “юқумни нөлгә чүшүрүш” тәдбирлири билән алақиси йоқлиқини, отта көйүп өлгәнләрниң ‛өзиниң тәдбирсизлики‚ сәвәблик һадисигә учриғанлиқини бу сөзләр арқилиқ ақлимақчи болған.
Йәрлик даириләрниң вәқә һәққидики бу хил баянатидин үрүмчи шәһәр аһалилири қаттиқ нарази болған. Буниң билән тәң от апитиниң һөкүмәтниң юқум қамили сәвәблик келип чиққанлиқиға даир түрлүк испатлар хитайниң алақә учур вастилирини бир елип, һөкүмәтниң ялғанчилиқи ашкариланған. Демәк, вәқә йүз бәргән бина хитай баянатида ейтилғандәк қамал тәдбири йеник болған ‛төвән юқум райони‚да болмастин, бәлки ‛хәтәрлик юқум райони‚ға җайлашқан. Бу сәвәбтин мәзкур бинаниң һәтта бихәтәр чиқиш еғизиму, тасаддипий һадисләрни нәзәрдин сақит қилип, пүтүнләй пичәтләнгән. Кишиләр үчүн от апитидин өзини қутулдурушта оннәччә қәвәтлик бинадин төвәнгә сәкримәктин башқа һечқандақ имканийәт қалдурулмиған.
Полаттәк пакитлар алдида даириләрниң қиливатқан хупсәнлики кишиләрниң қаттиқ нәпритигә дуч кәлгән. Бу ғәзәбниң түрткисидә 25-ноябир хитай тарихида әзәлдин көрүлүп бақмиған, хитай хәлқиниң уйғурларға болған милләт һалқиған һесдашлиқи, өлүп кәткән уйғурларға ортақ игә чиқиш долқуни юқири чәккә көтүрүлүп, кишиләр топ-топ болуп кочиларға төкүлүп кәң көләмлик намайиш башланған. Бу уйғур елидила әмәс, бәлки пүткүл хитай миқясида тунҗи қетим көрүлгән милләт һалқиған чоң қаршилиқ һәрикити һесаблиниду. Намайиш милләт, дин, етиқад айримастин тиғ учини хитай коммунист һакимийитигә қаритип, тез сүрәттә пүткүл уйғур елиға кеңәйгән. Һөкүмәт даирилири вәқәниң чоңийип кетишидин әндишә қилдиму қандақ, 26-ноябир күни йәнә баянат берип, уйғур елидики юқумниң алдини елиш сияситиниң ‛ғәлибилик тамамланған‚лиқини, қамал тәдбирилириниң бир-бирләп бикар қилинидиғанлиқини җакарлиған. Әмма бу баянат үрүмчидики хәлқниң намайишта қолға кәлтүргән нәтиҗисигә айлинип, пүтүн хитай өлкилиридә кәң көләмлик намайиш долқуниниң көтүрүлүшигә йол ачқан. Демәк, уйғурлар һаяти билән йорутқан әркинлик мәшили, хитай қурған ғайәт зор мустәбитлик зәнҗирини көйдүрүшкә башлиған.
Намайишниң кеңийиши
Уйғур елидики милләт һалқиған қаршилиқ намайишиниң тәсиридә хитай өлкилиридики хәлқләр пәқәт учур алақә вастилиридила наразилиқини билдүрүштин, кочиларға чиқип, өз мәйданини җакарлашқа йүзләнгән. Гәрчә аталмиш юқумниң алдини елиш баһанисидики қамал башланған үч йилдин буян, мәзкур қамал сиясити нурғун бигунаһ кишиләрниң өлүши, ачарчилиқ, йоқсизлиқ, намратлиқ қатарлиқ түрлүк паҗиәләр вә бир қисим шәһәрләрдә коллектип қаршилиқ һәрикәтлирини мәйданға чиқарған болсиму, әмма бу вәқәләрниң һечбири бүгүнки от апитидә қаза қилған уйғурлардәк кишиләрни һөкүмәткә қарши зор күч болуп шәкиллинишигә сәвәб болалмиғаниди. Әмма үрүмчидики уйғурларниң өлүми хитай тарихида әзәлдин йүз берип бақмиған ғайәт зор қаршилиқ һәрикитини мәйданға елип чиқти. 26-Июн хитайниң һәрқайси чоң-кичик шәһәрлиридә өлүп кәткән уйғурларға тәзийә билдүрүш паалийәтлири елип берилишқа башлиди. Хитайниң әң чоң илим юртлиридин бири болған чиңхуа университетида бир хитай қизи ақ қәғәзни көтүрүп, үрүмчидики от апитигә болған һесдашлиқи вә һөкүмәткә болған наразилиқини билдүрүп, ‛ақ қәғәз һәрикити‚гә йол ачти. Арқидинла пүткүл чиңхуа университетидики оқуғучилар қоллириға ақ қәғәз елип һөкүмәткә болған наразилиқи вә үрүмчидики от апитидә өлгән уйғурларға болған тәзийәсини билдүрүшкә башлиди. Шундақ қилип хитайда 51 дин артуқ мәктәпләрдә үрүмчидики от апитидә қаза қилған уйғурларға тәзийә билдүрүш вә һөкүмәткә наразилиқ билдүрүш намайиши бирла вақитта оттуриға чиқти. Ишлар буниң билән бесиққини йоқ, әлвәттә. Шаңхәй шәһиридики “үрүмчи кочиси” дәп нам берилгән бир кочида шаңхәйликләр уйғурларни қоллап вә хитай һөкүмитигә қаршилиқини билдүрүп, чоң типтики намайиш елип барған. Бу намайиши тезла зорийип, хитайниң вухән, нәнҗиң қатарлиқ нурғун шәһәрлиригә кеңәйгән. Чоң-кичик, қери-яш һәммәйлән кочиларға төкүлүп, коча-кочилардики юқум сиясити намида қурулған төмүр тосақларни қомуруп ташлашлар, һәтта һөкүмәт хадимлири, сақчилар билән тоқунушлар йүз беришкә башлиған. 40 Нәччә уйғурниң һаяти билән йеқилған отниң бу қәдәр зорийип, пүтүн хитайни йорутушини һечким хиялиғиму кәлтүрмигәниди. Әмма бәзидә ишлар мана мушундақ тасаддипийлиқлар ичидә туюқсиз йүз берип, кишиләр ойлимиған нәтиҗиләрни барлиққа кәлтүриду. Бүгүн 28-ноябир болуп қалған болсиму, хитай өлкилиридики бу ғәзәб-нәпрәт бесилғини, үрүмчидин туташқан бу отлар техи өчкини йоқ! әмма ишларниң зади қандақ нәтиҗә билән ахирлишишиға һазирчә бир нәрсә демәк тәс.
***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.