Әҗәба хитай түркийәгә бир қисим уйғурларниң қара тизимликини бәрдиму?

Мухбиримиз гүлчеһрә
2019.03.11
Perhat-ghopur-turkiye-tutqun.jpg Көчмәнләрни тутуп туруш орнидин қоюп берилгән пәрһат ғопур әпәнди. 2019-Йили март, түркийә.
Perhat Ghopur teminligen

Йеқинқи икки йил мабәйнидә, бәзи уйғурларниң пәқәт түркийәгә берип кәлгәнлики яки түркийәдә уруқ-туғқан вә башқа алақилири болғанлиқидәк сәвәбләр биләнму, хитай һөкүмити тәрипидин лагерларға қамалған болса, түркийәдә туруватқан қисмән уйғурларму дәл мушу икки йилдин буян һәр түрлүк гуманлар билән түркийә бихәтәрлик тармақлириниң туюқсиз тутқуниға учраватқанлиқи мәлум. Сәвәбсиз һалда көпләп уйғурларниң тутқун қилиниши уйғурларни хатирҗәмсиз қилмақта икән. Әһвалдин хәвәрдар кишиләр һәтта буниң худди уйғурлар мисирда учриған тутқундикидәк, түркийәдиму хитайниң тәминлигән уйғурлар һәққидики қара тизимлики бойичә тутқун давамлишиватқанлиқини илгири сүрмәктә.

Истанбулда 2018-йили 12-айниң 26-күни террорлуқ гумани билән тутқун қилинған пәрһатҗан ғопур 1-март күни қоюп берилип, аилиси билән җәм болди. У йеқинқи мәзгилләрдә түркийә дөләт бихәтәрлик тармақлири тәрипидин туюқсиз тутқун қилинған уйғурлар арисидики бир мәзгиллик изтираптин кейин шәртлик қоюп берилгән уйғурларниң бири.

Түркийә земиниға йеқинқи йилларда милйонларчә сүрийәлик мусапирларниң еқип кириши билән җәмийәттә көрүлгән бихәтәрлики тәһдитлири вә бу җәрянда 2017-йили йеңи йил кечиси йүз бәргән “рейна террорлуқ вәқәси” дин кейин елинған җиддий бихәтәрлик тәдбирлири һелиһәм давам қилмақта.

Түркийәдики уйғур көзәткүчилириниң қаришичә, гәрчә, бундақ бир җиддий бихәтәрлик тәдбирлири елиниватқан мәзгилдә түркийәдики уйғурларниңму бир мусапир милләт сүпитидә илгирикидин қаттиқрақ тәкшүрүлүши муқәррәр дәп қаралсиму әмма, түркийәгә қанунлуқ киргән қанунлуқ туруватқан, түркийә җәмийити вә яки һөкүмитигә һеч қандақ бир тәһдит яки сәлбий тәсир пәйда қилип бақмиған бир қисим уйғурларниң арқиму-арқа тутқунға учриши шүбһә пәйда қилидикән.

2016-Йили, 5-айниң 21-күни түркийәгә қанунлуқ киргән ақсу учтурпанлиқ, бу йил 30 яшқа киргән мәрдан икки қетим туюқсиз вә сәвәбсиз тутқун қилинған уйғурларниң бири. У, 2017-йили 5-айниң 5-күни истанбул зәйтинбурну районидики иҗарә өйидин бир қетим террорлуқ гумани билән тутқун қилинған болуп, сақчилар униң, мәлум бирәйләнниң шикайитигә асасән шүбһә билән тутулғанлиқини билдүргән. Мәрданниң ейтишичә, у бир йиллиқ наһәқ тутқундин кейин қоюп берилгән болсиму, әмма 2019-йилиниң бешида йәнә қайта тутулған вә 9 күндин кейин бигунаһ икәнлики қайта испатлинип қоюп берилгән. Лекин у йәнила тәкшүрүлидиған қара чекит қоюлған категорийәдин қутулалмиған.

Мәрдан түркийәдики мәвҗут бихәтәрлик тәдбири системисида, “иқамәт”, йәни қанунлуқ туруш ишлири һәл болмиған уйғурларниң техиму еғир ақивәтләргә дучар болуватқанлиқи баян қилди. У, бир қетим гуман билән тутқун қилинған тарихи барларниң күндилик турмушта давамлиқ биһудә аваричилик вә паракәндичиликкә учрап туридиғанлиқини, һәтта оқуш, ишләш, дохтурға көрүнүшниңму мүшкүл болидиғанлиқини өз әмәлийити билән сөзләп бәрди.

Истанбулда мушу хилдики туюқсиз тутқунға учриған уйғурларға ярдәм бериш йолида меңиватқан уйғур җамаәт әрбаблиридин түркийәдә яшайдиған адилҗан әпәнди, өзиниң йиллардин буян пешкәлликкә учриған уйғурларни қутулдуруш җәрянида даириләрдин игилигән мәлуматлириға асасланғанда, һәқиқәтән бир қисим уйғурларниң бигунаһ һалда пәқәтла шүбһә билән тутқун қилинған болса, әмма йәнила бир қисим уйғурларниң “даиеш террор тәшкилати” ға алақидар гуманлар билән тутқун қилинғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, уларниң бир қисмини, сүрийәгә кирип чиққан тарихи барлар, шундақ кишиләр билән мунасивити бар вә яки телефон алақиси қилғанлар тәшкил қилидикән. Тутулғанлар асасән әрләр болуп, аилиси бар әрләрниң тутқун қилиниши уларниң аял вә балилириниму қийин күнгә қоймақта икән.

Бир йилдин буян һәр хил шикайәт, шүбһә билән түркийә даирилириниң туюқсиз тутушиға учриған уйғурларға адаләт издәп һәрикәт қиливатқан түркийәдики тәшкилатчилардин, әнқәрәдики дуня шәрқий түркистанлиқлар дәрникиниң мәсули абдулла ақйол әпәндиниң билдүрүшигә қариғанда, “террорлуқ вәқәлири” вә яки сүрийәдики “даешқа четишлиқ” дегән гуман билән қолға елиниш вәқәлириниң көпийиши, түркийәни әзәлдин өзлириниң “иккинчи дөлити, бихәтәр макан” дәп яшаватқан уйғурларда бәлгилик әндишә вә хатирҗәмсизлик пәйда қилмақта. У муһими түркийәдә давам қиливатқан тутқунниң кәйнидә хитайниң қоли болушидәк еһтималлиқни өзини әң раһәтсиз қиливатқанлиқини билдүрди.

Абдулла ақйол әпәндиниң ейтишичә, у йеқинда әнқәрәдә террорлуқ гумани билән тутқун қилинған, илгири әзһәр университетида оқуған бир уйғурни қутқузуш җәрянида, көчмәнләр идарисиниң бир мәсули билән сөзләшкән болуп, мәзкур мәсул әрбаб илгири хитайниң бу киши һәққидә тәминлигән бирмунчилиған җинайәтләрниң һечқайсисиниң дәлилләнмигәнликини, мушундақ хитай тәрәп тәминлигән җинайәт тарихиға асасән бу уйғурларниң тутқун қилинғанлиқини қәйт қилған. Абдулла ақйол әпәнди: “мениң әнқәрә, истанбул, қәйсири қатарлиқ җайлардики охшимиған көчмәнләрни тутуп туруш орунлирида елип барған тәкшүрүшлиримдин, уйғурларниң көпләп тутқунға учриши дәрвәқә түркийә билән хитай оттурисида түзүлгән икки дөләт бихәтәрлик келишимлиридин кейин йәниму зорайған” дәйду.

Истанбулниң зәйтинбурну райони уйғур җамаити бир қәдәр топлашқан мәһәллә һесаблиниду. Болупму хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан диний бастуруш күчәйтилгән йеқинқи йилларда, түркийәдин панаһлиқ издәп йәрлишип қалған уйғурлар көпәйди. Буниң билән зәйтинбурнуда аста-аста уйғурларниң күндилик боюм дуканлири, ашханилири, миллий тебабәт дориханиси, тиккүчилик дукини дегәндәк дуканлар, һәр түрлүк кичик тиҗарәт орунлири арқиму-арқа пәйда болуп, өзгичә бир уйғур мәһәллисини бәрпа қиливатқан иди, һалбуки йеқинқи мәзгилләрдә дукандарлар, ушшақ тиҗарәтчи уйғурларниң тутқунға учриши билән зәйтинбурнудики қайнақ уйғур мәһәллисиму илгирики түсини йоқатмақта икән. Зәйтинбурнуда 4 йилға йеқин дукан ечип, аилисини қамдап кәлгән исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур өзиниң бултур гуман билән тутқун қилиниши нәтиҗисидә дукининиңму тақалғанлиқини, гәрчә бигунаһ икәнлики испатлинип қоюп берилгән болсиму, бирақ, бир қетим гумандар сүпитидә биһудә тутқунға учриши билән җаһандарчилиқ қилишиниң мүшкүл болуватқанлиқини баян қилди.

Истанбулдики уйғур академийәсиниң баш катипи пәрһат тәңритағли әпәндиниң қаришичә, уйғур елидә 800 йүздин 2 милйонға қәдәр уйғур вә башқа мусулманларниң лагерларға қамалғанлиқидәк ечинишлиқ бир тәқдирни ортақ баштин кәчүрүватқан түркийәдики уйғурларниң өзлири үчүн баш панаһ җай санилидиған түркийәдә туюқсиз вә гунаһсиз һалда тутқунға учриши һәқиқәтән зор әндишә пәйда қилидиған мәсилигә айланған.

У, түркийәдики һәр қайси уйғур тәшкилатлириниң тутқунға учриған бигунаһ уйғурларни қутқузуш йолида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқи шундақла буниң нәтиҗисидә күп сандики уйғурларниң қоюп берилгәнликини билдүрди. Пәрһат әпәндиниң дейишичә, түркийәдә уйғурларниң һелиһәм һәр түрлүк гуманлар билән тутулушида, хитайниң түркийәни бу уйғурлар һәққидә сақта җинайәт испат мәлуматлири билән тәминлишиму асаслиқ рол ойниған.

Илгири гуманлар билән тутқун қилинғандин кейин, йеқин арида қоюп берилгән 10 ға йеқин уйғурдин алған мәлуматлиримизға асасланғанда, түркийәниң охшимиған шәһәрлиридин тутқун қилинған уйғурлар, гәрчә дәсләп түркийә бихәтәрлик тармақлири тәрипидин тутқун қилинған болсиму, әмма улар асасән қанунсиз көчмәнләрни тутуп туруш орунлириға қамалған. Уларни тутқан бихәтәрлик орунлири болсун вә яки қамиған орун болсун һечқайсиси уларға, уларниң зади қандақ бир җинайәт билән тутулғанлиқини ейтип бәрмигән. Пәқәт уларниң шикайәтләргә асасән җинайәт гумандари сүпитидә тутқун қилинғанлиқини ейтқан. Гәрчә улар, һечқандақ бир гунаһ өткүзмәй туруп тутқунға учриған болсиму, әмма ула өзлириниң хитайға қайтурулмиғанлиқи үчүн йәнила түркийә дөлитидин мәмнун вә чарисиз бир вәзийәттә яшаватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.