Мустәмликичилик вә уйғурларниң тупраққа бағланған қара қисмәтлири

Стокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2023.12.05
toghraq-toghraqliq.jpg Тарим ойманлиқидики қуруп кәткән тоғрақлиқ. UHRP Доклати. 2016-Йили 20-июл.
UHRP

Уйғур тилида “тупрақ” кәлимәси “топа, қәбрә” дегән мәниләрни билдүрүштин башқа йәнә көчмә мәнидә кәлгәндә “земин, йәр, юрт вә вәтән” қатарлиқ мәниләрниму билдүриду. Шундақ дәп ейтишқа болидуки, “тупрақ” сөзи уйғур хәлқиниң маддий турмушиниң һәрқайсий қатламлирида чоңқур әкс етипла қалмастин, бәлки йәнә уларниң әқидә вә диний етиқадлирини өз ичигә алған чоңқур роһий қатламлириғичә сиңип кәткән. Уйғурлар түркий милләтләр ичидә әң бурун терим мәдәнийитигә көчкән милләт болуш сүпити билән, миладийәдин илгирики дәврләрдила мәркизий асия бостанлиқлирида, болупму тарим ойманлиқида бостанлиқ мәдәнийити яритип, инсанийәт мәдәнийәт тарихида нурғун ихтираларни яратқан.

Уйғур әҗдадлири терим игилики билән шуғуллиниш җәрянида уларда тәдриҗий һалда тупрақни муқәддәс билиш вә уни бәрикәтниң символи дәп қараш чүшәнчилири шәкилләнгән. Тупрақни улуғлаш әқидиси әмәлийәттә уларниң терим вә һойла арам һаяти билән зич мунасивәтлик. Уйғурларниң тупраққа бағланған түрлүк етиқад-ишәнчлири вә пәрһизлири уйғур хәлқ фолклориниң бир қисми болған мақал-тәмсил, нахша-қошақ, ривайәт-чөчәк, өрп-адәт вә удумлардиму өз ипадисини тапқан. Мәсилән, уйғурлар арисида тупрақниң муқәддәсликини “йери йоқниң җени йоқ”, “киндик қеним төкүлгән юрт”, “ана юртуң аман болса, рәңги роюң саман болмас” дегәндәк мақал-тәмсилләр билән ипадиләйдиған адәтләр мәвҗут.

Уйғур хәлқи узун тарихий җәрянларда нурғун қетим дүшмән күчләрниң һуҗумиға учраштәк қисмәтләргә дуч кәлгән болсиму, лекин өз ана юрти вә вәтинини қоғдаш йолида тохтимай күрәш қилип кәлгән. Шу сәвәбтинму йеқинқи заман тарихидин буян хитай мустәмликичилири уйғурларниң өз тупрақлириға болған игидарчилиқ һоқуқи, һәқдарлиқ туйғуси вә тупрақ билән болған маддий вә мәниви бағлирини үзүп ташлашқа урунуп кәлди. Бүгүнки күндә хитай даирилири уйғур хәлқиниң әвладму-әвлад яшап вә яшнитип кәлгән тупрақлирини тартивелиштин башқа йәнә, уларниң мәлум җәһәттин тупраққа бағлиниш вә беқиништәк турмуш усулини пүтүнләй вәйран қилип, уларни пүтүнләй хитайлаштуруш үчүн күч сәрп қилмақта. Хәлқаралиқ қанун нуқтисидин берилгән тәбирләрдиму земин, байлиқ вә игидарчилиқ һоқуқиниң ички бағлиниши тәкитләнгән. Шуңа хитай һакимийәтлириниң шәрқий түркистан тупрақлирини игиливелиши, ялғуз территорийә яки байлиқ мәсилисила әмәс, әйни вақитта йәнә шу земинниң игилири болған уйғурларниң иҗтимаий, мәдәнийәт вә мәниви мәнпәәтлириниң дәпсәндә қилинишидәк қилмишларғиму четилиду.

Хитай һакимийәтлириниң уйғурлар вәтинигә қаратқан земин таҗавузчилиқи вә тупраққа бағланған мәһрум қалдуруш сиясәтлири һәққидики мәзмунлар бизниң чоңқур тәтқиқ қилишимизға әрзийдиған тема болсиму, әмма бу йәрдә төвәндики бирқанчә гәвдилик нуқтилар һәққидә тохтилип өтимиз:

Шәрқий түркистан тупрақлири манҗу-хитай мустәмликичилири тәрипидин ишғал қилинғандин кейин, чиң сулалиси императорлири тәрипидин “йеңи земин” яки “йеңи чегра” дегән мәнилирини билдүридиған “шинҗаң” дегән нам берилгән. 1940-Йиллардики шәрқий түркистан миллий инқилаб рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими, “шинҗаң” дегән хитайчә намниң өзила бу земинниң хитайлар тәрипидин истила қилинип бесивелинған земин икәнликини көрситидиған бир дәлил-испаттур, дәп тәкитлигән иди. Дәрвәқә, 1760-1759-йиллири шәрқий түркистан тупрақлири мәнчиң императорлуқиниң илкигә өткәндин кейин, улар ишни аввал чөл-җәзирәләрдә боз йәр ечиш вә деһқанчилиқ йәр көлимини кеңәйтиштин башлиған. Хитай тарихчиси хуа ли язған “чиң сулалисиниң шинҗаңда деһқанчилиқни тәрәққий қилдуруш тарихи” намлиқ китаб вә тарихчи җеймис милвардниң уйғур райони тарихиға даир тәтқиқатида қәйт қилинишичә, шәрқий түркистанниң стила қилинишидин башлап таки чиң сулалисиниң ахирқи дәвригичә болған арилиқта, шәрқий түркистандики терилғу йәр көлими илгирикидин он һәссә ашқан. Тарихчилар йәнә бу дәврдә мәнчиң сулалисиниң хитайниң ички өлкилиридин әмгәк күчи қатарида көп сандики хитай җинайәтчиләр, әскәрләр вә йәрсиз хитай деһқанлирини шәрқий түркистанға йөткигәнликиниң тунҗи қәдимини алғанлиқини илгири сүргән. Хитай тәтқиқатчилиридин фаң йиңкәй язған “шинҗаңниң боз йәр өзләштүрүш тарихи” намлиқ китабта ашкарилинишичә, 1850-йиллири, шәрқий түркистанниң нопуси әслидики 300 миңдин алтә һәссә қатлинип, икки милйонға йәткән икән. Һалбуки, охшаш мәзгилдә пүткүл хитайниң омумий нопус көпийиш нисбити аран төт йерим һәссә артқан. Шуниси ениқки, чиң сулалисиниң зор көләмлик боз йәр өзләштүрүш сияситиниң бир қисми болған суғуруш қаналлирини бәрпа қилиш пилани орман вә яйлақ көлиминиң зор дәриҗидә тарийип беришини кәлтүрүп чиқарған. Буларниң ичидә әң еғир ақивәт кәлтүргини хитай көчмәнлириниң еһтияҗини қамдаш үчүн тарим дәрясиниң юқири вә оттура еқинлирида бәрпа қилинған сүний өстәңләр тарим дәряси төвән еқимидики суниң қуруп кетишини кәлтүрүп чиқарған. Әсирләр бойи тарим вадисида яшап кәлгән хәлқниң һаятлиқ мәнбәси болған әзим дәряниң қуруп кетиши вә еқим өзгәртиши қатарлиқ амиллар лопнур көли, тетема көли қатарлиқ су мәнбәси мол болған көлләрниң қуруп кетишигә сәвәбчи болған. Йәнә бир җәһәттин, хитай һөкүмитиниң йәрлик тәбиий байлиқ вә өсүмлүкләрни булаң-талаң қилиш қилмиши тарим вадисидики екологийәлик тәңпуңлуқниң бузулушини техиму еғирлаштурған. Хитай коммунист һөкүмитиниң 1964-йилдин 1996-йилғичә болған арилиқта лопнур районида елип барған атом синақлири тупрақ сүпитиниң еғир бузулуши билән биргә йәрлик хәлқниң саламәтликигә еғир зиянларни елип кәлгән.

20-Әсирниң 50-йиллириға барғанда, әһвал техиму еғирлашқан. 1954-Йили хитай һөкүмити шәрқий түркистанда “ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” ни қурғандин кейин, йәнә бир қетим шәрқий түркистанға кәң көләмдә хитай көчмәнлирини йөткәш зор долқуни қозғиған. 1950-Йилларниң башлирида хитай һөкүмити “йәр ислаһати” елип берип, алди билән уйғур байлири вә зор сандики уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлирини тартивалған. Андин копиратсийәләштүрүш вә коммуналаштуруш қатарлиқ коллектип игилик бәрпа қилиш һәрикити қозғап, уйғур дияридики йәрлик хәлқләрниң өзлиригә тәвә йәр-земинлири, мал-мүлүклири вә чарвилирини һөкүмәт игидарчилиқиға өткүзүвалған. Шуниңдин буян таки бүгүнки күнгичә хитай һөкүмити бу земинға хитай пуқралирини көчүрүштә қолланған әң үнүмлүк тәдбирләрниң бири, хитай көчмәнлиригә “йәр тартуқлап бериш” болуп кәлмәктә. Йеқинқи әһвалларни елип ейтидиған болсақ, хитайниң “сина тори” қатарлиқ тор бәтлиридики хәвәрләргә қариғанда, 2017-йили вә 2018-йиллирида хитай һөкүмити гәнсу, хенән, ниңшия қатарлиқ өлкилиридин “шинҗаң ишләпчиқириш-қурулуш биңтуәни” гә әмгәк күчи қобул қилиш нами билән көчмән болуп кәлгүчиләргә 25 модин 30 моғичә терилғу йәр берилидиғанлиқи, һәқсиз қору-җай билән тәминлинидиғанлиқи вә нопусқа елинидиғанлиқи, пәрзәнтлириниң 15 йилғичә дөләт тәрипидин һәқсиз оқутулидиғанлиқи, җүмлидин хитай көчмәнлириниң һаяти өмүрлүк капаләткә игә қилинидиғанлиқи һәққидә очуқ-ашкара елан чиқарған.

Уйғурларниң тупраққа бағланған қара қисмәтлириниң йәнә бир қетимлиқ долқуни 2000-йилларниң бешида башланған болуп, хитай һөкүмити “асасий әслиһә қурулуши” намида уйғур райониға хитай өлкилиригә туташтурулған ташйол вә төмүр йолларниң бәрпа қилиниши билән тәң, уйғур райониниң нефит вә тәбиий газ қатарлиқ байлиқлирини шиддәт билән хитай өлкилиригә тошушни тезләштүргән. Буниң билән бирликтә ғайәт зор түркүмдики хитай көчмәнлириниң пахта териш қатарлиқ баһаниләр билән уйғур райониға келип йәрлишишигә шараит яритип берилгән. Бу сиясәт хитай өлкилиригә мисли көрүлмигән тәрәққият вә иқтисадий мәнпәәт яритип бәргән болсиму, лекин йәрлик уйғур деһқанлириниң вәзийитини қийинлаштуруп, иқтисадий әһвалиниң начарлишишини кәлтүрүп чиқарған. Уйғур деһқанлириниң терилғу йәрлири һөкүмәт тәрәптин тартивелиниши, уйғур деһқанлирини намратлиқ вә беқиндилиқ һалитигә дучар қилған. Ундин башқа мәҗбурий әмгәк, һашар вә һөкүмәткә тапшурулидиған селиқларниң ешип кетиши қатарлиқ амилларму уйғур деһқанлириниң тартиватқан зулумини техиму ашурған. Йәрлири тартивелинған деһқанлар мунасивәтлик тармақларға әрз қилғинида улар қаттиқ бастурушларға дуч кәлгән. Мәрһум сәнәткар күрәш күсән әпәндиниң 1994-йили хитай һөкүмитиниң мәзкур сияситигә наразилиқ билдүрүп иҗат қилған “йәрни сатмаңлар” намлиқ нахшиси, өз дәвридә уйғур хәлқигә йәрдин айрилмаслиқ вә тупрақ билән болған бағни қәтий сақлаш тоғрилиқ агаһландуруш бәргән.

Хитай һөкүмитиниң уйғурларниң йәрлирини тартивелиши ялғуз йезиларда иҗра қилинипла қалмай, йәнә шәһәрләрдиму уларниң туралғу өйлирини чеқиветиш, вәйран қилиш қатарлиқ қилмишлардиму ипадилинип кәлгән. Хитай һөкүмити 2009-йилидин башлап, қәшқәр, үрүмчи, ақсу, турпан вә ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрдә “параванлиқ қурулуши” елип бериш намида уйғурларни юрт-маканлиридин көчүшкә мәҗбурлиған. Йәнә бу қурулуш баһаниси билән хитай һөкүмити нурғунлиған мәсчит вә мазарлиқларниму чеқип көздин йоқатқан. Тәтқиқатчи райн сам (Rian Thum) мазарлиқларниң чеқилиши мәсилиси үстидә тәһлил йүргүзүп, хитай һөкүмитиниң һәрқайси тарихий дәврләрдә “мазар сәйлиси” яки “ордам паша зиярити” гә охшаш уйғурлар топлишип өткүзидиған тавап паалийәтлирини өзи үчүн көрүнмәс тәһдит дәп қариғанлиқини баян қилған. Биз буниңдин ши җинпиң дәвридә уйғурларға қарита йүргүзүлүватқан сиясәтләрниң әмәлийәттә 1930-йиллардики милитарист шең шисәй қатарлиқ хитай мустәбитлири толуқ иҗра қилип болалмиған сиясәтләрниң давами икәнликини көрүвалалаймиз.

Тәтқиқатчи райен самниң йәнә ашкарилишичә, хитай даирилири тәрипидин өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған фолклор тәтқиқатчиси раһилә давут 2013-йилидики бир зиярәт хатирисидә уйғур мазарлириниң муһимлиқи һәққидә мундақ дегәнликини қәйт қилған: “әгәр мазарлар йоқитилғинида, уйғур хәлқи өзлириниң тупрақ билән болған алақисиниму йоқитиду. У чағда һәм шәхсләрниң әслимилиридин яки милләтниң мәдәнийәт тарихидин сөз ечиш әсла мумкин болмайду. Кейинки вақитларға барғанда, һечким уйғурларниң бу йәрдә яшап өткәнлики яки уларниң кимликини хатирилийәлмәйду.”

Уйғурлар терилғу йәрлиридин вә юрт-маканлиридин айриветилмәктә, һәтта уларниң тупрақни қучақлиған қәбрилири вә мазарлириму чеқиветилмәктә, дәрвәқә, уйғурлар бара-бара өзлириниң ат-бовилири яшап кәлгән муқәддәс тупрақлири билән бағланған әбәдийлик мунасивитини йоқатмақта. Шәк-шүбһисизки, бу хил йоқитиш хитайниң мәҗбур қилиш сияситиниң мәһсули, әлвәттә. Униң кәйнигә әлвәттә хитай һөкүмитиниң иқтисадий вә сиясий ғәрәзлири йошурунған. Хитай һөкүмитиниң түрлүк усулларни қоллинип, уйғурларни ана тупрақлири билән болған мунасивитидин үзүветиши, маһийәт җәһәттин алғанда, уйғурларни тарихий йилтизидин вә көкләп чиққан мәнбәсидин үзүветиштур.

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.