Зиннәтгүл турсун қәйәрдә?

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.07.30
zinnetgul-we-2-balisi.jpg Зиннәтгүл турсунниң түркийәдә турушлуқ иқамәт кинишкиси вә икки пәрзәнти.
Social Media

Хитайниң бесим сияситидин қечип түркийәгә кәлгән зиннәтгүл турсунниң таҗикистан арқилиқ хитайға қайтуруп берилгәнлик хәвири түркийәдә қаттиқ ғулғула пәйда қилди.

Зиннәтгүл турсунниң һазир сәуди әрәбистанда туруватқан ачиси җәннәтгүл ханим 27-июл күни түркийәниң сиңлиси зиннәтгүл вә униң икки пәрзәнтини хитайға қайтурғанлиқи тоғрисида иҗтимаий таратқуларда авазлиқ учур тарқатти. Авазлиқ учурда өзиниң юртидики аниси билән 25-июл күни телефонда сөзләшкәнликини, анисиниң униңға “сиңлиңниң икки балиси кәлди, сиңлиң йоқап кәтти” дегәнликини һәмдә “телефонуңдин телефон номурумни өчүрүвәт” дәпла телефонини етивәткәнликини илгири сүрди. Җәннәтгүл турсун бу һәқтә зияритимизни қобул қилди.

Бу хәвәргә түркийәдики иҗтимаий таратқулар вә түрк ахбаратлирида кәң-көләмдә орун берилди. Түркийәдики “қарар” гезити бу һәқтә баш мақалә елан қилип, “зиннәтгүлни қоғдап қалалмидуқ” деди. Мәзкур баш мақалә зиннәтгүлниң сәуди әрәбистанда туруватқан ачиси вә түркийәдики бәзи шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири бәргән мәлуматларға асаслинип йезилған болуп, мақалиниң ахирида түрк һөкүмити әйибләнгән.

Мәзкур баш мақалә елан қилинғандин кейин 28-июл күни түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу вә түркийә көчмәнләр идарисиниң башлиқи абдуллаһ аяз әпәнди түркийәниң қәһрәманмараш шәһиридә мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди. Мәзкур ахбарат елан қилиш йиғинни түркийәдики әң чоң телевизийәләр нәқ мәйдандин хәвәр қилди. Көчмәнләр идарисиниң башлиқи абдуллаһ аяз алди билән зиннәтгүл турсун тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “уйғур түркләрдин болған зиннәтгүл қериндишимиз узун муддәтлик иқамәт үчүн бизгә илтимас қилипту. Бизниң хизмәтчи хадимлиримиз ‛сениң шәртиң узун муддәтлик иқамәт елишқа тошмайдикән‚ дәп рәт қилипту. ‛сән қисқа вақитлиқ иқамәткә илтимас қил, беримиз‚ дәпту, униңға қисқа муддәтлик иқамәт беримиз. Бу һәқтә бәлгилимиләр бар.”

Түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу әпәнди кишилик һоқуқ вә башқа җәһәтләрдин бесим сиясити бар дөләтләргә һечкимни қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “биз мусапирларни дөлитидә кишилик һоқуқи җәһәттин зиянкәшликкә учрайдиған яки зулум қилинидиған дөләтләргә қайтурмаймиз. Бундақ адәмләрни түркийәдин қоғлап чиқириш мумкин әмәс. Мән ички ишлар министирлиқи вәзиписини өтәватқандин бери икки-үч қетим қайтуруветиш әһвали садир болди. Мениң хәвирим болмастин бир киши мисирға әвәтилди. Бу һәқтә виҗданий җәһәттин өзүмниң мәсулийитимни һес қиливатимән. Биз һечкимни қайтурмаймиз. Биз дөләт башқуруватқан билән йәнила инсан биз.”

Түркийә ички ишлар министири сулайман сойлуниң баянатиға асасланғанда зиннәтгүл турсун қисқа муддәтлик иқамәткә илтимас қилған болуп, бу иқамәт берилидикән. Ундақта, таҗикистанға әвәтиветилгән киши ким? зиннәтгүл турсун қәйәрдә? биз бу һәқтә техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн бу иш тоғрилиқ түркийәниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән алақә орнатқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтулла оғузхан әпәнди түркийә ички ишлар министири сулайман сойлу әпәндиниң бу баянатида васитилик һалда болсиму зиннәтгүлниң хата һалда әвәтилип қалғанлиқини қобул қилғанлиқини баян қилди.

У бу җинайәтни садир қилғанларни түркийә һөкүмитиниң қануний җәһәттин җазалиши керәкликини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Җәннәтгүл ханим сиңлиси зиннәтгүл турсунниң зади қәйәрдә икәнликини ениқ биләлмәйватқанлиқини, өзиниң түркийә вә башқа демократик дөләтләрдин сиңлисини түркийәгә қайтуруп әкелиш мәсилисидә ярдәм тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.

Түркийә көчмәнләр идарисиниң зиннәтгүл тоғрисида елан қилған язмисида 2019-йили 5-айниң 21-күни кәч саәт 12 йеримда сүрийәдин түркийәгә қанунсиз йоллар билән киргән, паспорт вә кимлики йоқ, өзини “хитай пуқраси зиннәтгүл турсун” дәп тонуштурған таҗикистанлиқ рәһимә махмудованиң 2019-йили 5-айниң 24-күни һатай вилайәтлик көчмәнләр идарисиниң хармандали қайтуруп бериш мәркизигә тапшуруп берилгәнлики йезилған. Мәзкур язмида таҗикистан әлчиханиси билән бирликтә миллитини ениқлаш нәтиҗисидә өзини “хитай пуқраси зиннәтгүл турсун” дәп тонуштурған аялниң 1998-йили 3-айниң 19-күни туғулған рәһимә ахмадова икәнлики, униң билән бирликтә балиси һилал шәһинур, бәрна абдуллаһ вә йолдиши абдуллаһ аһмадовни истанбул айродромидин таҗикистан пайтәхти дүшәнбигә йол селип қоюлғанлиқи баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.