Хитай қазақистанда хитай тили вә мәдәнийитиниң тәсирини күчәйтмәктә
2024.01.31
Қазақистан әл-фараби дөләтлик университетидики куңзи институтиниң паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили 27-сентәбир, алмута
Бир қисим ғәрб демократик дөләтлири куңзи институтлирини хитай һөкүмитиниң башқурушидики орган, дәп бекиткәндин буян демократик дөләтләрдә көплигән куңзи институтлири тақилип болғаниди. Бирақ хитай һөкүмити бу хил инкасларға қулиқини йопурувелип, пул күчигә тайинип туруп, қазақистанда куңзи институтлирини техиму көпәйтиш арқилиқ хитай тили мәдәнийитини вә идийәсини кеңәйткәнлики мәлум. Көзәткүчиләрниң нәзиридә бу толиму ғәлитә вә хәтәрлик бир әһвал дәп қарилидикән.
Американиң коломбийә университети(Columbia University) ға қарашлиқ явро-асия тори (Eurasianet) ниң мәхсус хәвиригә асасланғанда, хитайниң муавин маарип министири сүн яв қазақистан вә өзбекистанни зиярәт қилған. Хитай вә қазақистан оттурисидики музакириләр қазақистанниң әң даңлиқ алий билим юртлириниң бири болған фараби дөләтлик университетида қазақистан-хитай илмий тәтқиқат мәркизи қурушқа мәркәзләшкән.
Фараби дөләтлик университетиниң торида дейилишичә, 2002-йили фараби дөләтлик университетида куңзи институти қурулған. Мәзкур торда мундақ дейилгән: “фараби дөләтлик университети хитай мәдәнийитини тарқитиш вә хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилишта күнсери күчийиватиду.”
Биз фараби дөләтлик университетиға телефон қилип, улардики коңзи институти вә хитай-қазақистан илмий тәтқиқат мәркизиниң қурулушиға аит мәсилиләр һәққидә алақиләшкән болсақму, лекин телефонимизни алған хадим соалимизға җаваб бериштин өзини қачуруп булардин хәвири йоқлуқини ейтти.
Хитай-қазақистан мунасивәтлирини йеқиндин көзитиватқан келиватқан, қазақистанда яшайдиған қазақ зиялийси, дохтур әркинбәг нурахун қазақистандики куңзи институтлириниң қурулуши раваҗлинишини йеқиндин көзитип келиватқан мутәхәссисләрдин бири. У зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “куңзи институтлири қазақистанда 2002-йили қурулушқа башлиған болуп, һазирғичә 100 миң дин артуқ оқуғучи куңзи институтлиридин уқуш пүттүргән. Булардин әң яхши оқуған 10 миң оқуғучи хитайға уқушқа барди. Буниңға кетидиған иқтисадни хитай бериватиду. Ислам мәдәнийитигә игә болған қазақистандәк бир дөләттә, хитай мәдәнийити вә куңзи идийәсиниң бу қәдәр кәң түрдә тәшвиқ қилинип, раваҗлинип вә гүллинип кетиши ғәлитә вә хәтәрлик бир әһвал”.
Әнгилйәниң уруш вә тинчлиқ институти (Institute for War and Peace Reporting) ниң тәтқиқат түри болған кабар асия (CABAR. asia) Ниң доклатиға асасланғанда, 2003-йилдин 2020-йилғичә хитайдики қазақистандин кәлгән оқуғучилар 750 һәссә көпәйгән.
Радийомизниң зияритини қобул қилған җорҗи вашингтон университетиниң хәлқара мунасивәтләр профессори доктор шан робертс (Sean R. Roberts) Хитай тили вә мәдәнийитиниң қазақистанда бу қәдәр кәң түрдә тәшвиқ қилиниши вә хитай тәсириниң кеңийиши һәққидә сөз қилип, хитайниң оттуриға асияда тәсир күчини ашуруш үчүн америка билән риқабәтлишиватқанлиқини оттуриға қойди. Униң қаришичә маарип риқабәтниң бир түри икән. У көз қаршини мундақ шәрһлиди:
“демәкчимәнки, әгәр америка вә явропаға охшаш башқа дөләтләр оттура асияға мәбләғ селишқа қизиқмиса, хитай интайин қизиқиду. Оттура асиядики дөләтләр қәйәрдин мәбләғгә еришсә шу йәрдин мәбләғ алиду. Америка қирғизистандики оттура асия америка университетини қоллиди. Қазақистандики назарбайеф университети оқутушни инглиз тилида елип бариду. Буниңдин шуни демәкчимәнки, хитай оттуриға асияда тәсир күчини ашуруш үчүн америка билән риқабәтлишиватиду”.
Мәзкур хәвәрдә дейилишичә, хитай вә қазақистан әмәлдарлири йәнә маарип алмаштуруш программисиниң кеңәйтилгәнликини, шундақла қазақистан университетлирида хитайчә оқутушни көпәйтиш вә қош унван программилирини тәрәққий қилдуруш һәққидә пикир бирлики һасил қилғанлиқини алаһидә тилға алған.
Әркинбәг нурахун вә хитайчә қош унван программилириниң қазақистан университетлирида барғансери көпийип тәрәққий қилғанлиқини тилға алди. У мундақ деди: “шинҗаңдин кәлгән қазақларниң дипломлири қазақистанда етирап қилинмай бәк қейин әһвалда. Лекин, бу қазақистандики хитайчә қош унван программилирини һәм қазақистан һәм хитай етирап қилиду. Һәр икки дөләттә иш тапалайду. Хитайниң зор мәбләғ селип хитай тили, мәдәнийитини вә идийәсини бу қәдәр кәң түрдә тәшвиқ қилиш, раваҗландуруш вә гүлләндүрүштики мәқсити болса хитай тәсирини қазақистанда техиму кеңәйтиш вә қазақистанни беқиндисиға айландуруш”.
Доктор шан робертс хитай вә қазақистан маарип алмаштуруш пирограммисиниң кеңәйтилиши шундақла қазақистан университетлирида хитайчә оқутушниң көпәйтилиши вә қош унван программилири һәққидә көз қарашлирини мундақ баян қилди.
“хитайниң, ‛хитай илмий тәтқиқат мәркизи‚ қуруши, хитайчә оқутушни көпәйтиш вә қош унван программилирини түзүши болса оттура асия дөләтлириниң вә хәлқниң ишәнчигә еришиш. Хитайға майил кәлгүси рәһбәрләрни тәрбийәләш. Униң муһим әһмийити бар. Бу хитай үчүн бәк муһим. Бу паалийәтләрниң һәммисини хитай өзиниң тәсир даирисини кеңәйтиш үчүн илип бериватиду. Хитай өзиниң оттура асия үчүн әң яхши һәмкарлашқучи икәнликигә қайил қилдуруш. Хитай оттура асияда көплигән пәрқлиқ түрләргә мәбләғ салди. Чүнки улар районда тәсир күчини ашурушни халайду.”
Қазақистан-хитай мунасивәтлирини көзитиватқан көп сандики мутәхәссисләр хитайниң қазақистанда куңзи институтлирини вә тәтқиқат мәркәзлирини техиму көпәйтиш арқилиқ хитай тили мәдәнийитини вә идийәсини кеңәйтиш арқилиқ өзиниң юмшақ күчини зор күч билән тәрәққий қилдуруватқанлиқини илгири сүрмәктә. Қазақистан фараби дөләтлик университетиниң иқтисадий җуғрапийә мутәхәссиси профессори шерипҗан надироф әпәнди бу қараштики мутәхәссисләрдин болуп, у хитайниң куңзи институтлирини қазақистанниң әң даңлиқ алий билим юртлириниң бири болған фараби дөләтлик университетида 2002-йили қуруп пиланлиқ тәрәққий қилдурғанлиқини көрсәтти. У мундақ деди: “хитайниң бу паалийәтлири уларниң қиммәт қаришини қазақистанда тәшвиқ қилип хаталишишни күчәйтиду. Бу, хитайниң бир хил юмшақ күчи. Бу толиму ғәлитә бир әһвал.”
2019-Йилидин башлап, америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридә хитайниң куңзи институтлири хитай компартийәсиниң тәшвиқат вә тәсир кеңәйтиш һәрикитиниң бир парчиси, дәп қарилип тақиливатқанлиқи мәлум. Дөләтлик тәтқиқатчилар бирләшмисиниң (National Association of Scholars) доклатиға асасланғанда америка ташқи ишлар министирлиқи 2019-йили куңзи институтлирини хитай һөкүмитиниң башқурушидики орган, дәп қарар қилғандин кейин, америкада илгири бар болған 118 куңзи институтиниң йүздин артуқи 2022-йили майғичә тақилип болған.









