Қәшқәр конашәһәрдә “хитайлаштуруш қурулуши” қандақ елип берилди?

Обзорчимиз асийә уйғур
2023.02.16
qeshqer-konashher-xitaylashturush-huanqiu.com.jpg “нишанлиқ ярдәм” үчүн гуаңҗудин кәлгән хитай оқутқучи, уйғур балилар хитайчә қәғәз кесиш һүнири билән кесип чиққан компартийә гербини көрсәтмәктә, 2021-йили июл, қәшқәр конашәһәр наһийә миңде башланғуч мәктәп.
huanqiu.com

Һөрмәтлик оқурмән, биз йеқинда “әнхуйлуқ хитай туғқанлар”ниң хотән уйғурлири үстидики җинайәтлири һәққидә мулаһизә йүргүзгәнидуқ. Бүгүн “гуаңдуңлуқ хитай туғқанлар”ниң қәшқәрдә немиләрни қилғанлиқи үстидә тохтилимиз.

Бир қанчә күн аввал CNN қатарлиқ хәлқара ахбарат вастилирида тарқалған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири”гә даир йеңи мәлуматлар хәлқарада уйғур мәсилисини йәнә бир балдақ қизиқ ноқтиға көтүрди. Мәзкур мәлуматлардин қариғанда, өткән йили май ейида ашкариланған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” ичидики 830 миңға йеқин лагер мәһбуслириниң архип амбири сиртқа ечиветилгән. Мәзкур архиптики зор көп санлиқ учурлар қәшқәр конашәһәр наһийәси вә или областиниң тикәс наһийәсидики лагер мәһбуслириға алақидар болуп, бу икки җайда тутулған, қамалған яки ғайип қилинған кишиләрниң учурлирини бу архип амбиридин издәш имканийити яритлған.  

Дәрвәқә биз өткән йили 5- айда “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири”дин ибарәт зор һәҗимлик уйғур ирқий қирғинчилиқ испатиниң ашкарилиниши билән, қәшқәр конашәһәрдә һәр 25 уйғурниң бириниң лагерға қамалғанлиқидәк қорқунучлуқ реаллиқтин хәвәрдар болғанидуқ. Әмма қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң қачандин етибарән, кимләр тәрипидин, қандақ шәкилдә дәриҗидин ташқири түрмигә айландурулғанлиқи бизгә нисбәтән издиниш вә тәкшүрүш зөрүр болған бир мәсилидур. У һалда, биз алди билән қәшқәр конашәһәр наһийәсидики уйғур паҗиәсиниң оттуриға чиқишиға сәвәб болған амиллар үстидә издинип көрәйли.

Мәлум болғинидәк, уйғур ирқий қирғинчилиқи дуняға ашкара болған 2017-йиллардин буян, бу җинайәтниң  асасән хитай һөкүмитиниң аталмиш “шинҗаңға ярдәм пилани” билән чәмбәрчас бағланғанлиқи сир әмәс. Дәрвәқә, худдий әнхуйлуқлар хотәнниң гума наһийәсидики уйғурларға “ярдәм” намида зиянкәшлик қилғинидәк, қәшқәр конашәһәрни бөлүвалған гуаңҗулуқларму бу йәрдики уйғурларға “ярдәм” намида зиянкәшлик қилған. Ундақта, гуаңҗулуқ аталмиш “хитай туғқанлар” қәшқәр конашәһәр хәлқигә зади немиләрни қилди?

Гуаңҗулуқларниң гуаңдоң өлкилик һөкүмәтниң рәһбәрликидә аталмиш “шинҗаңға ярдәм” һәрикити өткән әсирниң 90-йиллардила башланған болсиму, әмма қәшқәр конашәһәрни гуаңҗулуқларға бөлүп бериш, 2010-йилидики биринҗи қетимлиқ аталмиш “мәркәзниң шинҗаң хизмәт йиғини”билән башланған. Гуаңҗулуқлар қәшқәр конашәһәрниң маарип, тибабәт, ишләпчиқириш, тиҗарәт вә йеза-игилик қатарлиқ нурғун саһәлирини пиланлиқ вә ноқтилиқ шәкилдә қолиға елип, уйғурларни йоқитиш, тазилаш вә өзгәртишни нишан қилған бир түрлүк һәрикәтләрни елип барған. Биз алди билән  гуаңҗулуқ “хитай туғқанлар”ниң қәшқәр конашәһәр уйғурлирини  хитайлаштурушта немиләрни қилғанлиқиға қарап бақайли:

Хитай һөкүмити 2017-йили 9-айдин башлап уйғур елидики оттура - башғланғуч мәктәпләрдә уйғур тилида оқутушни бирдәк бикар қилған вә хитай өлкилиридин дөләт тили оқутқучиси намида нурғунлиған хитайларни уйғур елиға көчүрүп кәлгәниди. Қәшқәр конашәһәр наһийәсидә болса, 2014-йили хитай рәиси ши җинпиңниң қәшқәр конашәһәр наһийәсидики зияритидин кейинла тез сүрәттә омумлаштурулған.

Хитай рәиси ши җинпиң уйғур районидики йеза-кәнт аһалилири билән сөһбәтләшкән көрүнүшләрдин бир. 2014-Йили 24-апрел.  Қәшқәр.
Хитай рәиси ши җинпиң уйғур районидики йеза-кәнт аһалилири билән сөһбәтләшкән көрүнүшләрдин бир. 2014-Йили 24-апрел. Қәшқәр.
XINHUA

Гуаңҗудики “Яңчең гезити”ниң 2019-йилидики бир хәвиридә, бу һәқтә хели көп тәпсилатлар йезилған. Йәни 2017-йилиға қәдәр қәшқәр конашәһәрдә маарипни хитайчилаштуруш омумлишип болалмиған. 2017-Йили гуаңҗу шәһири аталмиш “шинҗаңға ярдәм мәблиғи”дин 348 Милюн Йүәнни қәшқәр конашәһәрниң үч йиллиқ маарипни омумйүзлүк хитайлаштуруш һәрикитигә аҗратқан. Хәвәрдә көрситилишичә, гуаңҗу шәһири қәшқәр конашәһәрдики 110 оттура, башланғуч вә йәслиләргә “нишанлиқ ярдәм” пилани түзүп, хитай өлкилиридин үч миңға йеқин хитай оқутқучисини қәшқәр конашәһәрдә хизмәткә қобул қилған. Униңдин сирт хитайлаштурушни балилардин башлаш чақириқи бойичә, гуаңҗудин йәнә 114 нәпәр хитай оқутқучини әвәтип, қәшқәр конашәһәр наһийәсидики уйғур балилирини хитайлаштуруш һәрикитигә мәсул қилған. Шундақла қәшқәр конашәһәр наһийәсиниң маарип қурулушиға әң көп мәбләғ аҗритип, ятақлиқ мәктәпләрни омумлаштурған. Йәсли маарипидин таки оттура мәктәп маарипиғичә ятақлиқ мәктәпкә орунлаштурулған уйғур балилириға “қизил ген қурулуши” истратегийәсини йолға қоюп, балиларниң кичикидин башлапла хитай мәдәнийити, тил-йезиқи, тарих вә өрп-адәтлиридә тәрбийәләшкә башлиған. Мәсилән, қәшқәр конашәһәр наһийилик 3-оттура мәктәп қизил тәшвиқатчилар базисиға айландурулған. Бу мәктәптә барлиққа кәлгән қизил тәшвиқатчилар гурупписи тез сүрәттә қәшқәр конашәһәр наһийәсидики һәрқайси мәктәпләргә кеңәйтилгән. Шундақ қилип, қисқа вақит ичидила 22 орундики Қизил тәшвиқатчи Тәрбийәләш мәркизидә миңдин артуқ уйғур қизил тәшвиқатчи балилар тәрбийиләп чиқилған. Дәрвәқә, бу тәшвиқат орни гоя хитай һөкүмитиниң бирликсәп бөлүмигә охшашла, уйғур балилирини омумйүзлүк хитайлаштуруштики тәшкилий орунға айланған.

qeshqer-konashher-xitaylashturush-2.png
Тез сүрәттә қәшқәр конашәһәр наһийәсидики һәрқайси мәктәпләргә кеңәйтилгән қизил тәшвиқатчилар гурупписи Credit: dayoo.com

Гуаңҗулуқлар қәшқәр конашәһәрдики уйғур балилирини хитайлаштурушта ишләткән йәнә бир усул болса “бир мәктәпкә бир лайиһә пилани”ни йолға қоюш болған.  Алди билән қәшқәр конашәһәр наһийәлик 1-оттура мәктәпни “гуңҗу әҗдәрһа-шир уссули” (广州龙狮舞) бойичә тәрбийәләш ноқтиси қилған. 2018-Йили бир данә әҗдәрһа, алтә данә шир вә 24 уйғур өсмүр билән башланған аталмиш Шир уссули гурупписи 2021-Йилиға кәлгәндә 100 данә әҗдәрһа, 200 данә шир вә 1400 дин артуқ қатнашқучи болған чоң типтики шир уссули гурупписиға айландурулған. Йәни аталмиш “гуаңҗулуқ туғқанлар” қәшқәр конашәһәр наһийәлик биринчи оттура мәктәптә башлиған шир уссули гурупписини қисқиғинә бир қанчә йилда конашәһәр наһийәсидики пүткүл оттура вә башланғуч мәктәпләргә кеңәйтип болған. Бу һәқтики учурлардин қариғанда, қәшқәр конашәһәрдә “хитай Шир уссули Мәдәнийити”ни барлиққа кәлтүрүш арқилиқ, “җуңхуа миллити”ниң генини уйғурларниң қан-қениға сиңдүрүветишни ахириқи мәқсәт қилған.

qeshqer-konashher-xitaylashturush-3.jpg
Қәшқәр конашәһәр наһийәсидики пүткүл оттура вә башланғуч мәктәпләргә кеңәйтилгән “хитай шир уссули мәдәнийити”.

Аталмиш “маарипқа ярдәм бериш” ялғуз уйғур яш-өсмүрлиринила хитайлаштуруш билән чәкләнмәстин, бәлки йеза-кәнт, мәһәллә вә аилиләргичә кеңәйтилилгән.

Һәр дүшәнбә әттигәндә аталмиш байрақ чиқириш мурасимиға қатнишиш, кәчтә хитай тили өгиниш курсиға қатнишиш, хитай туғқанлар билән биргә яшаш арқилиқ хитайчә өгиниш вә башқилар, қәшқәр конашәһәр уйғурлириниң күндилик турмушиға омумлаштурулған.

Қәшқәр конашәһәр наһийәси Зәмин йезиси ериқбеши кәнтидә Уйғур деһқанлиридин 60 нәпәр партийә әзаси тәрбийәләп чиқилған. Андин бу деһқан партийә әзалири арқилиқ кәнт аһалилирини хитайлаштурушниң икки қәдәмлик пиланини түзүп чиққан. Биринчи қәдәмдә партийә әзалири паалийәт мәркизи қуруп чиқиш, партийә тарихиға даир тәшвиқат орни вә кутупханә қуруш арқилиқ бу партийә әзалириға “партийәни чүшиниш шараити” һазилап бәргән; иккинчи қәдәмдә кәнттики аһалиләр мәркәзләшкән җайида бу партийә әзалири ичидики иқтидарлиқлириниң өйидә “партийә паалийәт мәркизи” қуруп бериш билән әтраптики кәнт әзалирини бу йәргә топлап, мәзкур партийә әзалири арқилиқ кәнтики уйғурларға калла ююш елип барған. Бу услуб қәшқәр конашәһәр наһийәсидики йеза-базарларға кеңәйтилгән.

Буниң нәтиҗисидә уйғур маарипини йочуқ қалдурмай хитайлаштуруш қәшқәр конашәһәр наһийәсидә әң күчлүк рәвиштә елип берилған. Йәни аталмиш “Гуаңҗулуқ туғқанлар” уйғур елини бөлүшивалған хитайниң 19 өлкә-шәһәрлири ичидә уйғур маарипини хитайлаштурушни әң бурун башлиған вә системилаштурған  “хитай туғқанлар”дин болуп қалған.

Уйғур районидики уйғур аһалилириниң йеза комитетиға йиғилип һәр дүшәнбә күни дөләт байриқини чиқиришқа адәтләнгән көрүнүшләрдин бири. 2018-Йили 30-апрел.  Қәшқәр.
Уйғур районидики уйғур аһалилириниң йеза комитетиға йиғилип һәр дүшәнбә күни дөләт байриқини чиқиришқа адәтләнгән көрүнүшләрдин бири. 2018-Йили 30-апрел. Қәшқәр.
xjdx.gov.cn

Һәммигә мәлумки, һәрқандақ бир милләт алди билән өз ана тилида ойлайду вә тәпәккур қилиду. Ана тилиға пишшиқ болмай туруп, башқа тилни өгиниш тәскә тохтайду. Әмма хитай һакимийити уйғур маарипини йоқитишни уйғур тилини йоқитиш билән елип бармақта. Бир тилниң йоқилиши әмәлийәттә бир милләтниң йоқилиши, шундақла шу милләтниң мәвҗутлуқини ипадиләп турған миллий мәдәнийәт билән уни тирәп турған земинниң йоқилишидур. Тил һәрқандақ бир милләтниң мәниви турмушниң омумий тарихини әкс әттүриду. Милләтниң тили униң өтмүши билән бүгүнини бир-биригә бағлап туриду. Миллий маарип шу милләтниң мәдәнийитини йәткүзиду. Алмаштуриду вә җанландуруп маңиду. Шуңа маарип билән мәдәнийәт оттурисида һәрикәтчан мунасивәт мәвҗут. Һәр қандақ милләт өзиниң тәсвири сәнәт әсәрлири вә нахша музика, мақал ـ тәмсил, идиом, ривайәт, тиятир, һекайә, романларғичә барлиқ йезиқ шәклидики әдәбий әсәрләрдә өзиниң етиқади, ишәнчи, арзу ـ арманлирини тил билән җәмләп чиқиду. Тилниң йоқлиши пәлсәпиниңму йоқилишни тезлитиду. Шуниси ениқки, маарип вәйран қилинса, милләт әнәнисиниң үзүлүшини кәлтүрүп чиқириду. Бу маһийәттә бир пүтүн милләт гәвдисидә қәлбниң йәңгүшлинишигә, уйғурлуқ кимликиниң хитай кимликигә алмишишиға йочуқ ачиду.

Бир милләт маарипниң тәрәққияти билән алға басиду, тәрәққий қилиду, қудрәт тапиду. Әмма бүгүн уйғур маарипи мислисиз зор хирисларда җан талашмақта. Уйғурларниң кәлгүсигә, миллий мәвҗутлуқиға зич мунасивәтлик болған уйғур маарипиниң хитайлаштурулуши, пүткүл уйғурларни күчлүк әндишигә салмақта. Бундақ бир әһвалда уйғур маарипиниң кәлгүсидин еғиз ечиш мумкинму?

Бизгә үмид беридиған әң муһим нәрсә шуки, гәрчә хитай һөкүмити уйғурларни пүтүнләй йоқитиш үчүн түрлүк вастиләрни қоллиниватқан болсиму, әмма уйғур хәлқиниң уйғурлуқ роһини йоқитишниң унчилик асан әмәслики билинмәктә. Узун тарих еқимидики түрлүк мәдәнийәт, етиқад вә идийәләр долқунида, шундақла сиясий вә иҗтимаий кризисларда уйғурлар өз мираслирини йирақ өтмүштин бүгүнгә улаштуралиған вә изчиллиққа игә қилип кәлгән хәлқтур. Уйғурларниң тил, мәдәнийәт вә маарип улиниң интайин чоңқур асасқа игә болғанлиқи, тарихтики һеч бир вақитта бу асасни үзүп қоймиғанлиқидәк реаллиқ, хитайдики 56 милләт ичидә уйғурларниң таки бүгүнгә қәдәр мукәммәл шәкилдә сақлинип қалғанлиқиниң асассидур. Һәтта вәтән сиртидики түрлүк әлләрдә тарқақ олтурақлашқан муһаҗирәттики уйғурларму өзлириниң ана тили, мәдәнийити вә өрп - адәтлирини сақлаш вә давамлаштуруш үчүн әң зор тиришчанлиқларни көрситип кәлмәктә.

Ирқий қирғинчилиқни баштин кәчүриватқан уйғурлар бүгүнки күндә өзини сақлап қелишта тил вә маарипниң әһмиитини техиму чоңқур тонуп йәтмәктә. Гәрчә хитай һакимийити уйғур маарипини хитайлаштурушни уйғур ирқий қирғинчлиқиниң әң муһим бир вастиси қиливатқан болсиму, әмма бу хил мәҗбурлаш әксичә уйғур хәлқигә мәвҗутлуқниң муһимлиқини техиму чоңқур һес қилдурмақта. Шуниси ениқки, мәйли вәтән ичидә болсун яки сиртида болсун, уйғурлар мәвҗутла болидикән, хитайниң уйғур тили вә маарипни вәйран қилиш арқилиқ, уйғурларни йоқитиш мәқсити әсла ишқа ашмайду. 

***

Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.