Чен венчиңниң “шинҗаң сәпири” вә хитайниң уйғур диярида “террорлуққа қарши турушни нормаллаштуруш” урунуши

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.05.28
namrat-guma-xoten-yighin-ustel Хотән вилайити гума наһийәси заңгуй йезиси намратлиқтин қутулдуруш җеңидә “яғлиқлиқлар пидаийлири” ни сәпәрвәр қилиш йиғини көрүнүши, 2020-йили 29-июл, гума
Xinhua

Мәлум болғинидәк, хитай һөкүмити узун йиллардин буян пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда уйғур хәлқини “хәлқара терроризм” билән бағлап, шу арқилиқ уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилип кәлди, шундақла бу җинайитини һәқлиқ көрситиш үчүн түрлүк тәшвиқатларни елип йүргүзүп кәлди. Ваһаләнки, хитайниң тәшвиқат сахтипәзлики уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқиға даир ашкариланған испатлар вә лагер шаһитлириниң дәлиллири алдида пут тирәп турушқа аҗиз кәлди. Болупму хитайниң уйғур елида аталмиш “террорлуқни йоқитиш услуби” ни, ғәрб демократик системисиниң орнини елишта күчлүк дәлил сүпитидә тәшвиқ қилиши, ғәрб дунясиниң хитайға болған сәзгүрлүкини ашурушқа сәвәб болди. Әпсуски, хитайниң қиливатқини пүткүл инсанийәткә қарши еғир бир җинайәт болсиму, әмма униң тәшвиқат услуби йәнила ғәрб дүшмәнлики асасий пикир еқимини тәшкил қиливатқан дөләтләрни өзигә ишәндүрүп кәлди. Бу сәвәбтин уйғур мәсилиси нөвәттә қутуплишиватқан дуня вәзийитиниң тәсиригә учрап, уйғур ирқий қирғинчилиқиниң раст яки ялғанлиқи хәлқара сәһниләрдә муназирә қилинидиған тема болуп қалди. Әслидә бир хәлқ ирқий қирғинчилиққа учраватқаникән, бу ирқий қирғинчилиқни дәрһал тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүш, пүткүл инсанийәтниң баш тартип болмас җиддий мәҗбурийити болуши керәк иди. Әпсуски, бу җинайәтни тохтитишниң орниға, мәсилиниң раст яки ялғанлиқи һәққидә муназириниң оттуриға чиқишини хитайниң тәшвиқаттики вақитлиқ “ғәлибиси” демәй туралмаймиз. Мана әмди хитай нөвәттә җинайи җавабкарлиқтин баш тартиш билән биргә, бу җинайәтлирини “нормаллаштуруш” қа қәдәм алмақта.

“хәлқ тори” ниң 26-майдики хәвиридә Хитай компартийәси мәркизий комитети сиясий биюросиниң әзаси, мәркизий сиясий-қанун комитетиниң секретари чен венчиң бу йил 22-майдин 26-майғичә уйғур елида тәкшүрүштә болғанлиқи хәвәр қилинған. Хәвәрдә Чен венчиңНиң “ши җинпиңниң қанун вә дөләт хәвпсизлики идийәсини яхши өгиниш вә партийәниң шинҗаңни идарә қилиш сияситини яхши әмәлийләштүрүш билән биргә, шинҗаңда террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш хизмитини нормаллаштуруш” ни тәләп қилғанлиқи баян қилинған. Әмәлийәттә, чен венчиңниң дегини хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ сиясәтлирини давамлаштурушни “нормаллиққа айландуруш” ни көздә тутқанлиқи ениқ.

Мәлумки, 2017-йилидин буян уйғурларниң җаза лагерлириға қамиливатқанлиқи, коллектип тутқун қилинип, түрлүк зиянкәшликләргә учраватқанлиқи, йәни ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқи хәлқара учур васитилиридә тарқилишқа башлиғаниди. Биз әлвәттә бу сәвәблик, уйғур ирқий қирғинчилиқи 2017-йилидин башланған дейәлмәймиз, шундақла шу йили лагер системисиниң уйғур елида аллибурун системилишип болғанлиқиниму билимиз. Демәк, уйғур ирқий қирғинчилиқи ашкарилиништин һечболмиғанда бир қанчә йиллар аввал, уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш пиланлири түзүп чиқилғанлиқи ениқ. Йәни, лагерларниң қурулуши, уйғурларниң барлиқ учурлириниң архиплаштурулғанлиқи, түрләргә айрилиши вә айрилған түрләргә қарита пәрқлиқ бир тәрәп қилиниши, буниң дәлилидур. Бундақ бир пиланниң ши җинпиңниң ашкариланған мәхпий сөзи билән биваситә мунасивити барлиқиму тәбиий бир әһвал. Техиму муһими, ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин елип барған һәрқандақ сиясәтлиригә “йеңи дәвр” аталғусини қошуп тәшвиқ қиливатқанлиқи сәвәблик, уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ пиланиниң бәлки “кона дәвр” дики услубиму бар дәп пәрәз қилалаймиз.

Демәк, уйғурлар хитай мустәмликиси астида пәқәт ши җинпиңниң аталмиш “йеңи дәвр” идила әмәс, бәлки униңдин бурунқи “кона дәвр” ләрдиму изчил қирғинчилиққа, зиянкәшликкә учрап кәлгән. Пәқәт уйғурларниң үстигә “террорлуқ тамғиси” коллектип бесилғандин кейин, “террорлуқни йеңи услубта йилтизидин йоқитиш”, ши җинпиңниң “йеңи услуби” дәп аталған. У һалда, ши җинпиңниң уйғурларға қарши күришидики “йеңи услуби” зади қандақ усул?

Биз аввалқи анализлиримизда хитайниң уйғур елида қолланған “Феңчяв услуби” һәққидә тохталғанидуқ. Бу хил усул ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин дөләт башқурушта әң күчлүк тәшәббус қилинған усулларниң бири һесаблиниду. Уйғур диярида2013-йиллардин башлапла “үч хил күч” (террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийлик) ни йилтизидин йоқитиш намида “зәнҗирсиман башқуруш тори” вә “хәлққә тайинип башқуруш механизми” йолға қоюлған. Хәлқни бу хил усулда башқуруш дәл “феңчяв услуби” дин өрнәк елинған башқуруш механизмидур. Уйғур елида болса бу хил механизмниң “шинҗаң нусхаси” иҗад қилинған вә бу усул “шинҗаңни йеңичә идарә қилиш түзүми” дәп аталған. Йәни, “зәнҗирсиман башқуруш тори” юқиридин төвәнгә, коллектиптин шәхскичә бағлинип, торсиман мунасивәт шәкилләндүргән механизмдур. “хәлққә тайинип башқуруш механизми” б, юқириқи “зәнҗирсиман башқуруш тори” ниң һәр бир һалқилириғичә хәлқни сәпләш вә хәлқ арқилиқ хәлқни назарәт қилиш, башқурушни һәр бир шәхскичә әмәлийләштүрүшни көрситиду. Әгәр бу услубни тәсәввур қилишқа тоғра кәлсә, көз алдимизға җорҗи орвелниң “1984” намлиқ китабидики назарәт иқтидари болған “телескоп екран” (telescreen) арқилиқ кишиләрниң ой-пикри, иш-һәрикитини контрол қилидиған мәнзирә билән һазирқи уйғурларниң әһвалини тәсәввур қилсақ тамамән болиду. Пәқәт бу йәрдики бирдинбир пәрқ, хитайниң қолланғини ялғуз телескоп екрани болмастин, бәлки инсанларни бир биригә “дүшмәнлик” билән қарап, худди телескоп кәби өзара назарәт қилидиған механизмни бәрпа қилишидур. Чүнки дүшмәнлик вә ишәнчсизликкә толған бир җәмийәттә, коллектип қаршилиқ һәрикәтлириниң оттуриға чиқиши әсла мумкин әмәс болуп, бу хитай дәватқан “муқимлиқ вә бихәтәрлик” ниң дәл өзидур!

2021-Йили хитай башқурушидики “тәңритағ тори” ниң июндики хәвиридә, хотән вилайитидики һәрқайси дәриҗилик рәһбәрләрниң кәнтләр вә аилиләргә кирип, хәлқниң әһвалини игиләп, қийинчилиқлирини һәл қилишқа йетәкчилик қилиш үчүн 8 наһийәдә, 180 тармақ йеза-базар (мәһәллә) әтрити, 2160 тармақ мәһәллә тармақ әтрити, 286 Миң “пидаий” лар (җасуслар) қошуни Тәшкиллигәнлики йезилған. Демәк, хотән вилайитидә 2018-йилидики хитай истатистикисида 2 милйон 530 миң нопус бар дейилгән болуп, юқириқи нисбәт бойичә қариғинимизда, һәр 8 яки 9 уйғурға бир “пидаий җасус” назарәтчилик қилиду, дегән нәтиҗә чиқиду. У һалда, пүткүл уйғур елидики уйғурларни назарәт қиливатқан “пидаий җасус” ларниң санини пәрәз қилидиған болсақ, уйғурларниң нөвәттики әһвалиниң җорҗи орвелниң һекайисидинму бәкрәк қорқунчлуқ икәнликини тәсәввур қилишимиз тәс әмәс.

Ундақта, чен венчиңниң уйғур елида “шинҗаңда террорлуққа қарши туруп, муқимлиқни қоғдаш хизмитини нормаллаштуруш” тәшәббуси уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду?

Чен венчиң 2013-йиллардин буян изчил йосунда хитайниң “террорлуққа қарши туруш” сепидә юқири вәзипиләрни өтәп кәлгән. Йәни ши җинпиңниң “террорлуқни йилтизидин йоқитиш” тики йеңи услубиниң маһийитини әң яхши чүшинидиған вә бу җинайәтләрниң барлиқ җәрянлириға ортақ болған шәхсләрдин биридур. Демәк, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учришида қоллинилған “феңчяв услубиниң шинҗаң нусхаси” -чен венчиң әң яхши чүшинидиған башқуруш механизмимиз һесаблиниду. Бу вәҗидин бу хил йеңичә ирқий қирғинчилиқ услубини “нормаллаштуруш” қа чен венчиңни баш қилиш, хитайниң җинайәтлирини хәлқарадин йошурушта әң яхши таллаш һесаблиниду, әлвәттә!

Шундақ ейталаймизки, хитай даирилири уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайитидә мәсулийәтни үстигә алмаслиқни нишан қилғаникән, у һалда бу җинайәтни чоқум “террорлуққа қарши туруш” намида “нормаллаштуруши” зөрүр. Пәқәт бу җинайәт “нормаллашқан” дила, уйғур елида хәлқниң бу һәқтә аваз чиқириш имкани пүтүнләй йоқ қилиниду. Хитай уйғур елини аталмиш “бир бәлбағ, бир йол” истратегийәсиниң мәркизий райони дәп бекиткән икән, у һалда уйғур елини дуняға ечишқа мәҗбурдур. Бундақ бир әһвалда, хитайниң ирқий қирғинчилиқ җинайитини мәңгүлүк бир сир қилип сақлап қелишниң бирдинбир йолиму дәл ши җинпиңниң “йеңи услуб” идики ирқий қирғинчилиқини “нормаллаштуруш” урунушидур.

***Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.