Қирғинчилиқму яки “террорлуқ” му?

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2024.07.31
Оттура асия-хитай мунасивәтлири вә уйғурлар “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң йиғинида ши җинпиң вә оттура асия дөләтләрниң президентлири. 2022-Йили 16-сентәбир, сәмәрқәнт, өзбекистан.
AP

 (Йәкән елишқу қирғинчилиқиниң 10 йиллиқини хатириләп)

Буниңдин он йил бурунқи 28-июл күнидә, йәкән наһийәсиниң елишқу базиридики уйғурлар қанлиқ бир қирғинчилиқни баштин кәчүргәниди. Әмма хитай бу қирғинчилиқини хәлқара террорлуқ һәрикәтлири билән бағлап, өзини “зиянкәшликкә учриғучи” қилип көрситип кәлмәктә. Бу қирғинчилиқниң йүз бәргәнликигә он йил болған болсиму, лекин вәқәниң тәпсилати хитай тәрипидин ашкариланғини яки қайил қилғудәк тәкшүрүш елип берилғини йоқ.

Ундақта, йәкән елишқуда он йил бурун йүз бәргән бу паҗиәниң сәвәби немә? бу вәқә хитай дегәндәк “хитай ичи вә сиртидики үч хил күчләр пиланлиқ, мәқсәтлик елип барған террорлуқ һәрикити” му яки хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқиниң бир қисмиму? бу соалларға қайил қиларлиқ җаваб тепишимиз үчүн, әйни чағда йүз бәргән бу қанлиқ вәқә һәққидики учурларға нәзиримизни ағдуруп бақайли.

Хитай мәтбуатлириниң мәзкур вәқә һәққидики баянлирида 2014-йили 28-июл сәһәр саәт 5 әтрапида “зораван күчләр” ниң маралбеши билән йәкән арисидики таш йолға тосуқ қоюп, өткән-кәчкән машиниларни тосуп, от қоюп, бигунаһ кишиләрни өлтүргәнлики дейилгән. Йәни, хитай һөкүмити мәзкур вәқәни “уйғурлар пиланлиқ вә мәқсәтлик һалда елип барған террорлуқ” дәп тәшвиқ қилған. Лекин шу вақиттики әһвалға қарайдиған болсақ, әйни чағда вәқәгә алақидар көплигән тәпсилатлар хитай мәтбуатлирида кәң тарқалған болсиму, хитай бу учурларни изчил өчүрүп вә чәкләп, ишниң һәқиқитиниң оттуриға чиқишини тосуп кәлгән. Әгәр шу күни йүз бәргини расттинла хитай тәшвиқ қилғандәк бир “террорлуқ һуҗуми” болса, вәқәгә алақидар учурларни чәклишиниң немә һаҗити? әксичә, бундақ террорлуқларниң тәпсилатини кәң түрдә тәшвиқ қилса, хитайниң “гунаһсиз болғини вә уйғурларни бастурушиниң йоллуқ икәнликини” испатлашқа пайдилиқ әмәсму? техиму һәйран қаларлиқи, хитай өзи бу һәқтики учурларни қаттиқ чәкләпла қалмай, бу һәқтә ташқи дуняға учурларни ашкарилиған бир уйғур яшниму тутқун қилған. Әйни чағда, елишқуда йүз бәргән бу қанлиқ қирғинчилиқ һәққидә② Абабәкри Исимлик 22 яшлиқ уйғур яш бир қисим тәпсилатларни дуняға аңлатқан. Абабәкриниң баянида, елишқу базирида уйғур аяллар рози һейтниң һарпа күни ахшими (27-июл күни) түнәк кечиси өткүзүш үчүн бир өйгә йиғилған. Әмма бу йиғилиш хитайлар тәрипидин сақчиларға “қанунсиз тәблиғ қилиш йиғилиши” дәп чеқип қоюлған. Сақчилар учурни алғандин кейин тез сүрәттә нәқ мәйданға йетип келип, йиғилиш сорунидики 50 кә йеқин аял вә балини етип өлтүргән. Мәсчиткә намазға кәткән әрләр қайтип келип, бу әһвалдин хәвәр тапқандин кейин, җәсәтләрни көтүрүп сақчиханиға вә һөкүмәт бинасиға әрз қилғили кәлгән. Әмма сақчилар кәлгән кишиләрдин бир қанчини тутқун қилған. Буниңға нарази болған кишиләр қаршилиқ көрсәтмәкчи болғинида, хитай қораллиқ қисимлири елишқу базириға қарашлиқ үч кәнтни омумйүзлүк қоршавға елип, барлиқ аһалиләрни етип өлтүргән. Өлтүрүлгәнләрниң сани 3000 дин 5000 ғичә болуши мумкинлики дейилгән. Лекин хитай һөкүмити абабәкрини интернетта “иғва тарқатқан” дегән намда тутқун қилған.

Вәқәгә мунасивәтлик “иғва” ни ялғуз абабәкри исимлик уйғур йигитила әмәс, бәлки хитай ичидики учур васитилириму кәң көләмдә тарқатқан. Йәни, әйни йили хитайниң “йәр шари вақит гезити” гә бесилған бир хәвиридиму, хитай ичидики ахбарат васитилириниң елишқуда йүз бәргән бу вәқәгә мунасивәтлик ① “дәлилләнмигән учурлар” ни тарқатқанлиқи тилға елинған. Бу йәрдә хитай тилға алған дәлилләнмигән хәвәр болса 28-июлдики вәқәдә хитай җ х органлири хотәндин елишқуға әскәр йөткәп келип, террорчиларни бастурғанлиқиға мунасивәтлик болған.

Хитай бу һәқтики өзигә пайдисиз болған барлиқ учурларни чәклигәндин кейин, бу вәқәни уйғурларға артип, өзини һәқлиқ көрситип кәлгән. Әмма вәқә һәққидә хитайдин чиққан учурларға вә хитайниң мәзкур вәқә һәққидики учурларни чәкләшкә урунушлириға қариғанда, ишниң хитай дегәндәк болмиғанлиқи ениқ.

Хитай өзи елан қилған вәқәгә мунасивәтлик учурларға қарайдиған болсақ, диққәт қилишимизға әрзийдиған мундақ икки нуқтини байқаймиз. Униң бири болса, аталмиш “уйғур террорчилар” ниң қорали палта вә пичақ болуп, уларниң нишани йәрлик һөкүмәт вә сақчи идариси қаритилғанлиқини хитай өзи етирап қилған. Йәнә бири болса, 2014-йилиниң бешидила хитай 200 миң хитай мәмурини қәшқәр, хотән, ақсу қатарлиқ уйғурлар зич олтурақлашқан районларға “хизмәткә” чүшүргән. Бу мәмурларниң уйғурларниң өйлиригә көчүп кирип, уларни 24 саәт назарәт астиға елишиму дәл шу мәзгилдә башлинип кәткән. Демәк, йәкән елишқуда вәқә йүз бериштин нәччә айлар илгирила уйғурлар хитай кадирлириниң пүтүн күнлүк назарити астиға елинған.

Техиму муһими, бу йиллири хитай һөкүмити уйғур диярида кәң көләмлик сефирлиқ назарәт системисини орнитип болған болуп, аталмиш “үч хил күч” ни йоқитиш хитайниң әң муһим дөләт пиланиға киргүзүлгәниди. Бундақ бир пәйттә уйғурларниң хитай ейтқандәк “пиланлиқ, мәқсәтлик” һалда қаршилиқ қилалиши әсла мумкин әмәс! вәқә 27-июл кәч вә 28-июл сәһәр арилиқида йүз бәргән. Бу вақит уйғурларниң әнәниви диний байрими болған рози һейт күнигә тоғра келиду. Рози һейт күни сәһәрдә уйғурлар муқәррәр һалда сәһәр туруп, ибадәт вә қаидә йосунлар билән бир айлиқ рамизанни узитиш паалийәтлирини елип бариду. Бундақ бир күндә уйғурларниң бирәр зөрүрийәт болмиған әһвалда мушу күнгә тоғрилап қаршилиқ һәрикити қозғиши реаллиққа уйғун кәлмәйду. Техиму муһими, уйғурларниң қолида қорал йоқ, бундақ әһвалда қаршилиқ көрситиш, өзини өлүмгә тутуп бериш һесаблиниду. Демәк, бу йәрдә вәқәниң келип чиқишидики бирдинбир еһтималлиқ болса, уйғурларниң чидиғусиз наһәқчиликкә дуч кәлгән болуши, бу сәвәб һаяти бәдилигә қаршилиқ көрситишкә мәҗбур қалғанлиқи болиду.

Дәрвәқә, алди билән хитай һөкүмитиниң уйғурларниң рамизанлиқ паалийитини қораллиқ бастуруп, өлүм-йетим пәйда қилишидин кейин, юрт хәлқи қозғилип намайиш қилғанлиқи, хитай һөкүмитиниң болса намайишчиларни қораллиқ бастурғанлиқи реаллиққа уйғун бир қараш дейишкә болиду. Чүнки, хитайниң униңдин бурунқи намайишларниму изчил қанлиқ бастуруп кәлгәнлики һечкимгә сир әмәс!

Әркин асия радийоси уйғур бөлүми мәзкур вәқә һәққидә ениқлаш, дәлилләш елип барған болуп, хитай сақчи даирилири рамизанлиқ паалийәт қиливатқан аялларға оқ чиқарғандин кейин, юрт хәлқиниң қозғилип намайиш қилғанлиқини, хитай һөкүмитиниң буниңға сақчи, армийә, бироневик, тик учар, һәтта адәмсиз учқу (дрон) лири арқилиқ җаваб қайтуруп, елишқу, хаңди, дөңбағ, қошериқ қатарлиқ йезиларда кәң көләмлик қирғинчилиқ елип барғанлиқини, вәқәдә аз дегәндә бәш миңға йеқин уйғурниң қирип ташланғанлиқи вә нурғун уйғурларниң тутқун қилинғанлиқини ашкарилиғаниди.

Шуниси ениқки, қолида төмүрниң сунуқи болмиған, һәтта өйлиригә көчүп кирип, 24 саәт назарәт астиға елинған уйғур деһқанлириниң наһәқчиликкә қарши турушини террорлуқ дәп аташ инсанларниң виҗдани вә әқлигә қилинған еғир һақарәттур. Әксичә, уйғурларни милләт сүпитидә ирқий қирғин қиливатқан хитайниң өз җинайәтлирини “террорлуққа тақабил туруш” намида йошурмақчи болуши болса, мәдәний дуня билән әсла сиғишмайдиған иптидаий явайилиқтур. Демәк, буниңдин он йил бурун йәкән елишқуда йүз бәргини хитай тәшвиқ қилғандәк “террорлуқ” әмәс, бәлки қәһриман уйғурларниң хитайниң мустәмликә сиясәтлиригә қарши елип барған өчмәс күрәшлириниң бир қисмидур! қирғин қилинған елишқу уйғурлири болса, уйғур хәлқиниң әң сөйүмлүк қәһриманлиридур!

①“Шинҗаңлиқ тор әһли питнә-иғва тарқитип қолға елинди

②“Шинҗаңлиқ тор әһли зораванлиқ террорлуқ һәққидә питнә-иғва тарқитип қолға елинди

 [Әскәртиш: обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.