Қирғизистан вә таҗикистан оттурисидики тоқунуш мәркизий асияниң бихәтәрликигә тәсир қилиши мумкинму?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2021.04.30
Қирғизистан вә таҗикистан оттурисидики тоқунуш мәркизий асияниң бихәтәрликигә тәсир қилиши мумкинму? Қирғизистан бел йезисидики қирғизистанниң таҗикистан билән чегрилинидиған ғәрбий җәнуб баткен районидики бир йолда қораллиқ әскәр вә пуқралар. 2021-Йили 30-апрел.
Photo: RFA

Аммиви ахбарат васитилириниң ахирқи хәвәрлиригә қариғанда, йеқинда сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлиридин болған қирғизистан вә таҗикистан мәмликәтлириниң чегра районида қораллиқ тоқунуш орун алған. Мәзкур тоқунуш қирғизистанниң таҗикистан билән чегридаш болған баткен областида 28-апрелда йүз бәргән болуп, униңға дәсләптә һәр икки тәрәпниң пуқралири қатнашқан. Вәзийәт барғансери кәскинлишип, униңға икки тәрәпниң қораллиқ қисимлириму арилашқан.

Игилишимизчә, һәм қирғизистан һәм таҗикистан тәрәп тоқунушниң йүз беришида бир-бирини әйиблимәктикән. Аммиви ахбарат васитилиридә бу һәқтә бир-биригә охшимиған һәр хил мәзмундики мақалиләрниң елан қилиниши давам қилмақта.

Қирғизистанниң “клооп” йеңилиқлар агентлиқи елан қилған “қирғизистан-таҗикистан чеграсидики тоқунуш: қирғизистанниң үч йеза районида пәвқуладдә һаләт орнитилди” намлиқ мақалида ейтилишичә, һәр икки тәрәптин 100-150 адәмниң қатнишиши билән бир-биригә таш етиш вәқәси йүз бәргәникән. Қирғизистан чегра хизмитиниң хәвәр қилишичә, бир нәччә таҗикистанлиқ пуқралар көк таш йезисидики “головной” суни тәқсим қилиш понкитида қирғизистан тәрәпниң рухситисиз қурулуш ишлирини елип барғанкән. Улар қирғиз чеграчилириниң ишни тохтитиш тәләплирини рәт қилғанлиқтин икки тәрәпниң йәрлик турғунлири арисида тоқунуш орун алған. Нәтиҗидә қирғизистан тәрәптин үч адәм зәрбигә учрап, бир нәпири оқтин яридар болған. Таҗикистан тәрәптин болса, йәттә адәм зәрбигә учриған вә яриланған. Таҗикистанниң чегра хадимлири бу йәрниң 1968-йилдин тартип таҗикистанниң қармиқида болғанлиқини, қирғизистанниң бу йәрни қанунсиз игиливалғанлиқини билдүргән. 29-Апрелда сәһәрлики қирғизистанниң кочо-бою дегән җайида яшаватқан қирғизистанлиқлар таҗикистан тәрәптин таш вә милтиқ оқи һуҗумиға дуч келип, төт адәм зәхмиләнгән.

Қазақистанниң “теңринюс” агентлиқи бәргән “хәтәрлик сигнал-мутәхәссис қирғизистан вә таҗикистан тоқунуши һәққидә” намлиқ мақалида дуня иқтисади вә сиясити институтиниң мутәхәссиси җумабек сарабекофниң бу һәқтики қарашлири берилгән болуп, униң пикричә бу тоқунуш ахирқи йилларда йүз бәргән әң чоң чегра тоқунушлириниң бирикән һәмдә бу вәқә әндишә қозғимақтикән.

“мәркизий асия” агентлиқида елан қилинған “қирғиз-таҗик чеграсидики тоқунуш: ташлар вә таяқлардин оқ вә бомбиларғичә” намлиқ мақалида көрситилишичә, бу қетимқи икки тәрәп оттурисидики тоқунуш илгирикиләргә қариғанда хели қаттиқрақ һәм көләмлик болғанкән. Һәр икки тәрәп бир-бирини пилимот вә минамйотларни қолланғанлиқида әйиблигән.

Игилишимизчә, йеқинқи икки күн ичидә иҗтимаий таратқуларда қирғизистан қораллиқ күчлириниң һәрбий қисимларни чегра райониға кәлтүрүватқанлиқи тоғрилиқ видейолар тарқитилип, бу хәлқ ичидә әндишә пәйда қилғанкән.

Қирғизистан вә таҗикистан оттурисидики қораллиқ тоқунуш мәркизий асия райониниң бихәтәрликигә тәсир йәткүзүши мумкинму? мундақ тоқунушлар йәнә тәкрарлинамду, йоқму? мундақ тоқунушларни тохтитиш үчүн немә қилиш керәк?

Қазақистанниң тунҗи президенти аппарати қармиқидики дуня иқтисади вә сиясити институтиниң “явро-асия тәтқиқатлири” программисиниң рәһбири, “синопсис” мәркизий асияда хитайни тәтқиқ қилиш мәркизиниң директори руслан изимоф әпәндиниң ейтишичә, икки оттуридики қораллиқ тоқунуш тохтап, һазир икки арида музакириләр йүргүзүлүватқаникән.

Руслан изимоф мундақ деди: “шу нәрсә ениқки, мундақ тоқунушлар район миқясида йәнә әкс етилиши мумкин. Чүнки бу пәқәт икки мәмликәт оттурисидики мунасивәтләргила әмәс, бәлки пүткүл районға бағлиқ мәсилә. Биз һазир мәркизий асия райони даирисидә бир нәччә муһим мәсилиләрни һәл қилиш алдида туримиз. Мәсилән, 2018-йили мәркизий асия әллириниң рәһбәрлири учришишиниң механизми йолға қоюлған болса, 2019-йили ноябирда ташкәнттә учришиш болди. Шуниң үчүн мундақ тоқунушлар мәркизий асия мәмликәтлириниң бирлишишигә зиян йәткүзиду. Йәнә бир тәрәптин, мундақ тоқунушлар икки мәмликәтниң хәлқлири һәмдә һакимийәтлири оттурисида соғуқ мунасивәтләрни һасил қилиду. Һәр икки тәрәп өзлириниң һәрбий күчини намайиш қилишқа интилиду.”

Руслан изимоф икки мәмликәт оттурисидики мундақ тоқунушларниң йәниму тәкрарлиниши мумкинму дегән соалға мундақ дәп җаваб бәрди: “бу вақти кәлгәндә мәлум болиду. Өткәнки йиллардин савақ алидиған болсақ, һәр йили әтиязда талаш-тартиш туғдуруватқан җайларда әнә шундақ тоқунушлар тәкрарлинип туриду. Бу биринчи нөвәттә йәрлик турғунларниң өй чарвилирини беқиш мәсилиси билән бағлиқ. Шундақла суғурулидиған йәрләр мәсилиси оттуриға чиқиду. Шуниң билән яйлақларға, су мәнбәлиригә еһтияҗлиқ мәсилиси туғулиду. Әлвәттә, тоқунушларниң келип чиқишида башқиму мәсилиләр бар. Биринчидин, бу икки тәрәп турғунлириниң бир-биригә болған гуманлири. Иккинчидин, икки мәмликәт рәһбәрликиниң сиясий оюнлири. Йәни һәр икки тәрәп өзлириниң тәсир даирисини күчәйтишкә тиришиду. Үчинчидин, мундақ талаш-тартиш туғдуруватқан йәрләрдин зәһәр әткәсчилики пайдилиниду. Бу һәқтә русийәлик, мәркизий асиялиқ мутәхәссисләрму өз қарашлирини оттуриға қоймақта. Бу җәһәттә қирғизистан вә таҗикистан чегра хадимлириму русийә вә явропаға өтидиған зәһәр әткәсчиликини контрол қилиш мәсилисидә өз ара риқабәтләшмәктә.”

Руслан изимоф келәчәктә икки мәмликәт оттурисидики мундақ тоқунушларниң алдини елиш үчүн төвәнки шәртләрни орунлашниң муһимлиқини көрситип, мундақ деди: “тәбиийки, таҗикистан вә қирғизистан оттурисида, биринчи нөвәттә баткен области охшаш талаш-тартиш туғдуруватқан районларда чегра линийәлирини ениқлаш, бәлгиләш ишлирини йүргүзүш лазим. Мушу күнгичә мундақ районлар ениқланмиди. Һәтта йезилар, өйләр ара мундақ чегра линийәлири қоюлмай, уларниң қандақтур бир көлләр, ериқлар, қурулушлар аҗритип туруватмақта. Шуниң үчүн, биринчидин, мундақ линийәләрни ениқлаш һәққидә келишимләр имзалиниши керәк. Андин уларни бәлгиләш келишими түзүлүши лазим. Бу йәрдә икки мәмликәт рәһбәрлириниң сиясий ирадиси муһим. Һазир мутәхәссисләр һәр икки мәмликәтниң ички сияситидә муқимсизлиқниң һөкүм сүрүватқанлиқини, болупму қирғизистанда пат-патла һакимийәт өзгиришиниң йүз бериватқанлиқи сәвәбидин мундақ мәсилиләрни өз вақтида һәл қилишқа мумкин болмайватқанлиқини илгири сүрмәктә. Йәнә бир тәрәптин, һәр икки мәмликәт рәһбәрлики бу тоқунушни тохтитишқа мәнпәәтдар әмәс.”

Сиясәтшунас пйотр свойик әпәнди мәркизий асияда талаш-тартиш туғдуруватқан мундақ районларниң узундин буян мәвҗут икәнликини, совет иттипақи дәвридә бу мәсилиләрниң йәрлик органлар тәрипидин һәл қилинип кәлгәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “һазир уларниң барлиқи сиясий рәһбәрлик даирисидә һәл қилиниватиду. Суни бөлүшәлмигән адәттики деһқанлар сөз талишип, урушуп қелиши мумкин. Әмма уларниң йенида аптомат тутқан адәмләр туриду. Улар һәр қандақ шараитта шу қоралини ишқа селиши мумкин. Аптомат бар йәрдә башқиму қораллар болиду. Һазир бу йәрдики су үчүн болған адәттики тоқунушлар дәрру сиясий дәриҗигә көтүрүлүватиду. Һәр икки тәрәпни тинчландуридиған күчләр йоқ. Улар үчинчи тәрәп болуп туруватиду. Һәр икки мәмликәт президентлириму буни һәл қилалмайватиду. Мәсилән, таҗикистандики мундақ вәзийәттин униңға чегридаш болған афғанистандики талипларниңму пайдилиниши мумкин. Бирақ таҗикистанда русийә һәрбий базилири мәвҗут. Бу базилар русийәниң ташқи чеграсини қоғдимақта. Мушу йили сентәбирдә америкилиқ һәрбийләр афғанистандин кәткәндин кейин, бу чигрини йәнә қошумчә күчәйтишкә тоғра келиду. Шу чағда һәм русийә, һәм таҗикистан һәрбий рәһбәрлики талиплар билән тоқунушмай, бәлки келишим йоллирини издиши мумкин һәм тинчлиқта яшиши мумкин. Әмма чигрини бәрибир күчәйтишкә тоғра келиду.”

Пйотр свойикниң пикричә, мәркизий асия мәмликәтлириниң өзлириниң тарихи, мәнпәәтлири, ғурури болғанлиқтин бир-бири билән даим риқабәтлишиши мумкинкән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, қирғизистанниң ош шәһири турғунлири мәмликәт рәһбәрликигә мураҗиәт қилип, қораллиқ тоқунушларни тохтитишни вә уларниң бихәтәрликини тәминләшни илтимас қилғаникән. 29-Апрелда кечиси һәрбий тоқунушни тохтитиш мумкин болған болсиму, баткен областиниң позитсийәси 30-апрелдиму оқ етишларниң давам қилғанлиқини хәвәр қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.