Адвокат вә паалийәтчиләр: бәһрәм қатарлиқ уйғурлар наһәқ сотланди, қирғизистан бу хаталиқни түзитиши керәк

Мухбиримиз әркин
2016.05.23
qirghizistan-abtobus-bulash-weqesi-305.jpg Хитайниң тор бетидә чиқирилған хәвәр. 2003-Йили 28-март.
www.chinanews.com

Қирғизистан соти 2000‏-йили әсқәр тохти, бәһрам әхмәт қатарлиқ 2 уйғурни, түрк пуқраси әхмәт гөнән билән назир чурчайеф исимлик кафказийәлик бир қарачайға өлүм җазаси бәргән. Әли мәсум исимлик йәнә бир уйғур 20 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди.

Қирғизистан соти 1998‏‏-йили қирғизистанниң ош шәһиридә йүз бәргән гуманлиқ бир “аптобус партлаш вәқәси”ни бу бәшәйләнгә артқан. Қирғизистан һөкүмити аптобусқа бомба қоюлғанлиқини илгири сүрсиму, әмма уйғур паалийәтчиләр аптобусниң бомба партлап әмәс, газ сандуқи партлап кәткәнликини, бу бәшәйлән хитайниң бесимида тутқун қилинғанлиқини илгири сүрүп кәлгән иди.

Гумандарлар аптобус партлаш вәқәси билән алақиси барлиқини рәт қилған, қирғизистандики уйғур җамаити сотниң қарариға қаттиқ наразилиқ билдүргән болсиму, әмма алий сот һөкүмни тәстиқлиған.

Бирақ әйни чағда, қирғизистан өлүм җазасини иҗра қилишни тохтитип қойғачқа, уйғур мәһбуслириниң өлүм җазаси тоңлитип қоюлған. Пәқәт 2007‏-йили сабиқ қирғизистан президенти қурбанбек бақийефниң өлүм җазасини бикар қилиши билән уйғур мәһбусларниң җазаси муддәтсиз қамақ җазасиға өзгәртилгән иди.

Һазир әли мәсум қоюп берилгән, әмма әсқәр тохти, әхмәт гөнән, бәһрам әхмәт қатарлиқ төтәйлән бишкәк шәһиридики бир түрмидә өзлириниң муддәтсиз қамақ җазасини өтәватиду.

Мәһбус бәһрам әхмәт түрмә һаяти 18‏-йилға қәдәм қойған мәзгилдә өзиниң наһәқ йетиватқанлиқини билдүрүп, “ ташқи дуняниң бу наһәқчиликкә диққәт қилишини, қирғизистан даирилириниң һөкүмни бикар қилишини үмид қилимән” деди.

Биз шу мунасивәт билән уларниң һазирқи әһвали һәққидә қирғизистан уйғур иттипақ җәмийитиниң сабиқ рәиси дилмурат әкбәр һәмдә бәһрам әхмәтниң адвокати мәвлүдә җалаливани зиярәт қилдуқ.

Юқиридики улиништин мухбиримиз әркинниң бу һәқтә тәйярлиған программисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.