Раһилә давутниң “гунаһи” немә?

Амистердамдин обзорчимиз асийә уйғур тәйярлиди
2023.10.03
rahile-dawut-illustration.jpg Тутқундики доктор раһилә давут.
Yettesu

Уйғур хәлқиниң пәхирлик қизи, тунҗи әвлад хәлқараға йүзләнгән уйғур фолклоршунас раһилә давутниң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидики шум хәвәр өткән бир қанчә күндин буян хәлқарада күчлүк инкас қозғиди.

Америкадики “диалог фонди” профессор раһилә давутниң мәхпий сотқа тартилип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидики хәвәрни тунҗи болуп ашкарилиған иди. Мәзкур фондниң ашкарилиған мәлуматлириға қариғанда, раһилә давут 2018-йили декабирда мәхпий сотланған болуп, у аталмиш “бөлгүнчилик” вә “дөләт хәвпсизликигә зәрәр йәткүзүш” дегән “җинайәт” ләр билән өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған.

Раһилә давутниң 2017-йили башланған хитайниң уйғурларға қаритилған зор көләмлик чоң тутқунида ғайиб болғанлиқи илгири сүрүлгән болсиму, әмма униң кейинки тәқдири һәққидә хитай һөкүмити һечқандақ бир учур бәрмәй кәлгәниди. Һалбуки, раһилә давутниң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи һәққидики учур хәлқараға ашкариланғандин кейин, хитай ташқий ишлар министерлиқиниң баянатчиси мав ниң 22-сентәбир күнидики мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мухбирларниң раһилә давут һәққидики соаллириға тилиниң учидила җаваб берип, “бу һәқтә мәлуматим йоқ, хитай қанун бойичә дело бир тәрәп қилидиған дөләт” дегән.

Раһилә давутниң қачан вә қандақ сәвәб билән тутқун қилинғанлиқи һәққидә әркин асия радийоси уйғур бөлүминиң 2021-йилидики ениқлашлирида бир қисим учурлар ашкариланғаниди. Йәни шу вақиттики учурда раһилә давутниң уйғур мазарлири һәққидики тәтқиқатиниң униң өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинишиға сәвәб болған болуши мумкинлики илгири сүрүлгән иди. Мәзкур учурда шинҗаң университетиниң профессори раһилә давутниң мазар тәтқиқати вә бу тәтқиқатни елип бериш җәрянида дуч кәлгән тосалғуларни йәрлик вә уйғур аптоном районлуқ органлар билән законлишип һәл қилиши, “җәмийәттә қутратқулуқ пәйда қилиш” дәп әйибләнгән дейилгән.

Вәһаләнки, биз раһилә давутниң уйғур мазарлири һәққидики тәтқиқати башланған өткән әсирниң 90-йиллириниң кейинки йеримидин таки у тутқун қилинған 2017-йилиғичә болған 20 йилға йеқин вақитта, униң пәқәтла оқу-оқутуш вә илмий тәтқиқат хизмәтлири биләнла мәшғул болғанлиқини көрәләймиз. Раһилә давут 1990-йили шинҗаң университетиниң әдәбият факултетида уйғур фолклори бойичә магистирлиқ аспирантлиқини пүттүргәндин кейин, шу факултетта оқутқучи болуп ишлигән. 1995-Йилидин 1998-йилиғичә бейҗиң педагогика университетида хитайдики даңлиқ фолклоршунас җуң җиңвенниң илмий йетәкчиликидә докторлуқ оқушини тамамлап, бу кәсиптики тунҗи уйғур доктори болуп қалған. Шундин башлап у шинҗаң университети филологийә институтида оқутқучилиқ вә илмий тәтқиқат ишлири билән шуғулланған. 2000-Йилидин башлап у хитай дөләтлик иҗтимаий пәнләр фонди қоллиған “уйғур әнәниви мәдәнийитини сақлаш, давамлаштуруш вә сиҗил тәрәққий қилдуруш”, “уйғур ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини қоғдаш тоғрилиқ тәтқиқат”, “хәлқ дастанлирини қоғдашниң конкрет чарә-тәдбирлири үстидә тәтқиқат” қатарлиқ 3 чоң тәтқиқат түрини; шинҗаң университети мәбләғ салған “уйғур хәлқ муқам-мәшрәплири үстидә тәтқиқат”, “уйғурларниң мазар мәдәнийити үстидә издиниш” қатарлиқ бирқанчилиған тәтқиқат түрлирини мувәппәқийәтлик тамамлиған. Униңдин башқа у йәнә хәлқаралиқ һәмкарлашма тәтқиқат түрлиридин “түркий тиллиқ хәлқләр дастанлирини топлаш, рәтләш вә нәшр қилиш” қатарлиқ темиларниму ишләшкә қатнашқан.

Раһилә давутниң “уйғур мазарлири үстидә тәтқиқат” намлиқ китаби хитайниң дөләтлик “211 қурулуши” (211工程) түриниң иқтисадий ярдимигә еришкән болуп, 2001-йилиниң алди-кәйни болуп хитай вә уйғур тилида нәшр қилинған. Раһилә давут 2002-йилидин башлап, шинҗаң университетида фолклор илми бойичә магистир аспирантларни йетәкләш салаһийитигә еришкән. Шу йилларда у шинҗаң университети филологийә институтиниң аспирант вә толуқ курс оқуғучилириға “фолклор һәққидә омумий баян”, “җуңго вә чәтәл фолклор тарихи”, “хәлқ еғиз әдәбияти һәққидә омумий баян”, “фолклор мәдәнийити һәққидә әмәлий дала тәкшүрүш усули”, “муқамшунаслиқ”, “диншунаслиқ”, “фолклор темисида мәхсус лексийәләр” қатарлиқ дәрсләрни өткән. У, 2003-йилидин 2004-йилиғичә американиң пенсилванийә университети фолклор тәтқиқат мәркизи вә индияна университети оттура асия тәтқиқати факултетида зиярәтчи алим болуп, билим ашурған. 2006-Йили 12-айдин 2007-йили 6-айғичә калифорнийә университетида зиярәтчи профессор болуп ишлигән. Раһилә давут таки 2017-йилиғичә давамлиқ һалда өз кәспидә ихтисас игилирини тәрбийәләш билән биргә, илмий тәтқиқатлирини давамлаштуруп кәлгән.

Демәк, бу нуқтилардин қариғанда, униң сәвәбсиз тутқун қилиниши вә муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиниң әмәлийәттә хитайниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сиясити билән биваситә бағлинишлиқ икәнликини көрүвелишқа болиду. Чүнки 90-йилларниң кейинки йеримидин буян оттуриға чиққан аталмиш “қош тиллиқ маарип” билән уйғур тилиниң маарип системисидин сиқип чиқирилиши, аталмиш “шинҗаңға ярдәм” пилани билән уйғур мәмурлириниң орнини хитай көчмәлириниң игилиши қатарлиқ һадисиләр уйғурларни йилтизидин йоқитиш һәрикәтлириниң бир қисми иди. Шуниңдин буян уйғурларға мәҗбурий теңилған “үч хил күч” төһмити, бүгүнки уйғур ирқий қирғинчилиқиниң асасини яритишта әң муһим рол ойниған иди. Һәтта уйғурларни йоқитишқа тәсир көрситәләйдиған һәрқандақ бир һәрикәт “‛үч хил күч‚ни йоқитиш” намида елип берилсила, хитайниң қануниға уйғун һәрикәт дәп қариливеридиған әһвал шәкилләнгән иди. Ақивәттә, хитай һөкүмити уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ җинайитини “‛үч хил күч‚ләрни тазилаш вә қайта тәрбийәләш” намида ашкара елип беришқа башлиди. Уйғур сәрхиллириниң ғайиб қилиниши, тутқун қилинип, түрмигә қамилиши қатарлиқ түрлүк һадисиләрму дәл бу мәзгилләрдин буян кәң көләмдә йүз беришкә башлиған болуп, 2016-йилидин кейин уйғур сәрхиллириниң тутқун қилиниши юқири пәллигә чиққан иди. Бу мәзгилләрдә тутқун қилинған уйғур сәрхиллириға артиливатқан төһмәтләр асасән аталмиш “үч хил күч” билән мунасивәтлик иди. Һәтта көпинчә кишиләрниң йиллар аввалқи аталмиш “тарихий хаталиқ” лири қайта сүрүштүрүлүп, җавабкарлиққа тартилғаниди.

Мисал үчүн ейтсақ, 2016-йили саттар савут, абдуразақ сайим, ваһитҗан осман вә ялқун рози қатарлиқ уйғур сәрхиллириниң тутқун қилинип, еғир җазаға тартилишиғиму, 2000-йилларниң башлиридики “уйғур әдәбияти дәрслики” ни түзүш түригә йетәкчилик қилғанлиқи һәмдә бу саһәдики әмәлий хизмәтләрни үстигә алғанлиқи билән мунасивәтлик иди. Хитай һөкүмити кейинчә бу дәрсликләр үстидин кесип пичип, уларниң “һөкүмәт алдин байқимиған зәһәрлик оқушлуқлар” болғанлиқини, бу дәрсликниң нәччә әвлад уйғур өсмүрлирини “хитай һакимийитигә қарши тәрбийәләп чиққанлиқи” ни илгири сүргән иди.

Қизиқарлиқи шуки, хитай компартийәси мәркизий комитети 2002-йили елан қилған “ислаһатни чоңқурлаштуруп, миллий маарипниң тәрәққиятини тезлитиш тоғрисидики қарари” да, мәзкур қарарни чиқириштики мәқсити һәққидә тохтилип, “үч хил күч‚ләрниң қолидин уйғур яшлирини тартип елиш, бу вәҗидин аз санлиқ милләт яшлирини миллий бөлгүнчиликкә қарши туридиған, дөләтниң бирликини қоллайдиған, милләтләр иттипақлиқини сөйидиған, вәтинини сөйидиған қилип тәрбийиләш икәнлики ениқ оттуриға қойған. Демәк, хитай 2000-йиллардила уйғур маарипиниң “үч хил күч” ләрниң тәсиригә учримаслиқи үчүн “уйғур маарипини ислаһ қилиш” ни башлап болған. Бундақ әһвалда саттар савут, абдуразақ сайим, ялқун рози вә ваһитҗан османларниң хитай һөкүмитиниң рухситисиз “зәһәрлик оқушлуқ түзүш” мумкинчиликини тәсәввур қилиш, һәтта бу “зәһәрлик оқушлуқ” ниң оннәччә йил хитай ичидә байқалмай қелишини әқилгә сиғдуруш мумкин әмәс, әлвәттә!

Дәрвәқә, раһилә давутниң туюқсиз ғайиб болуши, тутқун қилиниши вә ахирида муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиму юқириқи уйғур сәрхиллириниң қисмәтлири билән тәқдирдашдур. Чүнки раһилә давутниң уйғур мазарлири һәққидики тәтқиқатиму әлвәттә хитай һакемийитиниң рохситисиз елип берилған әмәс. Бәлки хитайниң дөләт маарипини хәлқара сәвийәгә йәткүзүш намида тәсис қилинған “211 түр қурулуши” ға киргүзүлгән бир илмий тәтқиқат нәтиҗисидур. Хитайниң маарип саһәсидики дөләтлик тәтқиқат түр қурулушиға киргүзүлгән мундақ бир тәтқиқатниң аталмиш “үч хил күч” билән бирәр бағлиниши болушини тәсәввур қилиш мумкинму?

Бу һәқтә биз профессор раһилә давутниң шу “уйғур мазарлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китабиға мураҗиәт қилидиған болсақ, мундақ бир қанчә муһим нуқтилар байқаймиз: йәни раһилә давут мәзкур китабида уйғур мазар тавабитиниң мәйданға келиши вә бүгүнгичә давам қилишини, уйғурларниң тарихий келип чиқиши вә мәвҗутлуқи билән биваситә бағлиған. Йәни мазарға тевинишниң уйғурлар илгири етиқад қилған башқа динларниң юғурулма соруни икәнликини оттуриға қойған. Шундақла мазарға тевиниш паалийәтлиридә шаман вә будда динлириниң исламлаштурулған тевиниш адәтлири, мурасим шәкиллири сақланғанлиқини тәпсилий баян қилинған. У бу һәқтики тәтқиқатлирида уйғурларниң қәбиличилик дәвридин буян, йәни шаман, мани вә буддизм қатарлиқ түрлүк динларға етиқад қилғандин кейики дәврләрдә, һәтта ислам диниға етиқад қилғандин кейинму мазарға тевиниш адәтлирини “исламлаштуруш” асасида изчил давамлаштуруп кәлгәнликини баян қилған.

Навада раһилә давутни муддәтсиз қамақ җазасиға мәһкум қилғини дәл униң “уйғур мазарлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китабини асас қилған тәтқиқатлири дәп қаралғинида, ундақта юқириқи баянлар дәл бу тәтқиқатниң хитайниң җениға тегидиған негизлик қисми дәп ейталаймиз. Чүнки мәзкур бир абзаста уйғурларниң уйғур дияриниң әсли игилири икәнликидәк һәқиқәт уйғур мазарлиридин ибарәт уйғур тарихиниң үзүлмәс мәдәнийәт әнәниси вә удумлири арқилиқ дәлилләп берилгән. Мәйли хитайниң уйғур маарипини хитайларштуруш һәрикити болсун яки уйғур сәрхиллирини түрмә вә лагерларға қамап йоқитиш һәрикити болсун вәяки милйонлиған уйғурларни җаза лагерлириға қамап ирқий қирғинчилиқ йүргүзүш суйиқәсти болсун, буларниң һәммисила хитайниң уйғурларни “дүшмән” дәп қараш вә уларни йилтизидин йоқитишни нишан қилған һәрикәтләр иди. Бундақ әһвалда раһилә давуттәк хәлқараға тонулған бир билим адиминиң мәдәнийәт әнәниси вә униң үзүлмәс еқимини тәтқиқ қилиш арқилиқ, уйғурларниң қандақтур “сирттин көчүп кәлгән” хәлқ болмастин, бәлки мушу земиндики қәдимки мәдәнийәтниң һәқдар варислири икәнликини илмий асаста шәрһләп көрситиши, хитай үчүн “бөлгүнчилик” вә “дөләт хәвпсизликигә зәрәрлик амил” һесаблинатти. Раһилә давутниң тутқун қилинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинишиға сәвәб болған амилму дәл униң уйғур мазарлири һәққидики илмий тәтқиқати арқилиқ, уйғурларниң уйғур земининиң әсли игилири вә тарим ойманлиқидики қәдимки мәдәнийәт әнәнисиниң һәқдар варислири икәнликини пакитлар билән испатлап бәргәнлики иди!

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.