Уйғур елидики мәдәнийәт мираслирини “рәқәмләштүрүш” қурулуши немидин дерәк бериду?

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2025.01.15
medeniy-muraslarni-reqemleshturush.jpg Хитай һөкүмити тәрипидин 2023-йили өткүзүлгән “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң өзара мәдәнийәт алмаштуруши вә бир гәвдилишиши” темидикиси көргәзмидин бир көрүнүш.
Baidu

Йеқиндин буян хитай һөкүмити ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини рәқәмләштүрүш һәққидә һөҗҗәт чүшүргәнлики, һәтта бу ишқа хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниңму мәхсус көрсәтмә бәргәнлики мәлум.

Ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини рәқәмләштүрүш дегәнлик интернет техникисидин пайдилинип, мәдәнийәт мираслирини тамашибинларға техиму җанлиқ чүшәндүрүш вә архип һалитигә кәлтүрүп сақлаш, қоғдаш дегәнликтур. Йәни VR сандани қатарлиқлардин пайдилинип көргәзмә қилиш, мәвһум бошлуқта чүшәндүрүш вә торда сетиш қатарлиқ мулазимәтләрни йолға қойғили болидикән.

Уйғур елидики хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, һазирға қәдәр пүткүл район тәвәсидә уйғур, қазақ, қирғиз, моңғул, туңган вә хитайларға аит болған түрлүк вәкил характерлик ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири асасий җәһәттин тизимға елинип болған. Дейилишичә, буниң ичидә 3 түр бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң тизимликигә, 94 түр хитай дөләтлик мәдәнийәт мираси тизимликигә, 315 түр уйғур аптоном районлуқ мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүлгән.

Игилишимизчә, уйғур елидики һәрқайси музейлар нөвәттә рәқәмлик музей қурулуши үчүн көп күч сәрп қилмақта икән. Униңдин башқа “үндидар”, “довйин” вә “шиявхоңшу” қатарлиқ тор супилирида ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири һәмкарлиқ пирограммилири йолға қоюлған икән.

Ундақта, хитай һөкүмәт таратқулири базарға салғинидәк, уйғур елидики ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслирини, җүмлидин уйғурларға тәвә мәдәнийәт мираслирини рәқәмләштүрүш қурулуши уйғур мәдәнийитини қоғдаш ролини һәқиқий түрдә җари қилдуруватамду?

Һалбуки, хитайниң “шинҗаңдики милләтләрниң мәдәнийәт мираслирини қоғдаш” дегән тәшвиқатиниң әмәлийәттә уйғур елиниң мәдәнийәт тарихини аталмиш “җуңхуа мәдәнийити” чәмбирики ичидә қайта йезип чиқиш, барлиқ мәдәнийәт һадисилирини хитай ейтими билән шәрһләш болуватқанлиқини көрмәктимиз. Хитай тәшвиқатлирида уйғурларға хас мәдәнийәт вә сәнәт “шинҗаң уссули”, “шинҗаң тамақлири” вә “шинҗаң кийим-кечәклири” дегәндәк намлар билән атилип, хитай пуқралириға тонуштурулмақта яки иқтисадий қиммәт яритиш үчүн саяһәтчиликни тәрәққий қилдуруш васитиси билән уларниң истемал қилишиға сунулмақта. Уйғур елидики барлиқ мәдәнийәт мираслири аталмиш “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” идеологийәсиниң рамкисиға елинип, хитай мәдәнийитиниң бир қисми қатарида тәшвиқат қилинмақта.

Әнгилийәлик етно-музикашунас рачел харрис (Rachel Harris) “хитай һөкүмитиниң уйғур елидики мәдәнийәт мираслириға тутқан позитсийәсиниң диққәт чекидиған бир тәрипи, уларни хәлқни идарә қилиш қорали сүпитидә қоллинишидур” дәп қарайду. 2011-Йили елан қилинған “хитай мәмликәтлик ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири қануни” да аз санлиқ милләтләргә қаритилған маддилар мәвҗут болуп, униңда “мәдәнийәт мираслирини қоғдаш, җуңхуа миллити мәдәнийәт кимликини күчәйтип, милләтләр иттипақлиқи вә җәмийәт инақлиқини илгири сүрүшни алдинқи шәрт қилиши лазим” дәп бәлгиләнгән.

Әмәлий мисал билән шәрһлисәк, уйғур елидики әң кона мәсчитләрдин бири болған кучадики “ханиқа мәсчити” ниң рәқәмләштүрүлгән материяллири арисида, 2023-йилниң ахири мәзкур мәсчитниң тонуштуруш филимиму йолланған. Хитай һөкүмитиниң 2014-йиллиридин башлап әвҗ алған “террорлуқ вә диний ашқунлуққа қарши туруш” сиясити нәтиҗисидә, нурғунлиған мәсчитләр, мазарлар чеқиветилди вә диний затлар түрлүк шәкилләрдә җазаланди яки қолға елинди. Бу сиясий долқунда гәрчә куча “ханиқа мәсчити” чеқиветилмигән болсиму, әмма мәзкур мәсчитниң хитайчә намидики “清真寺” дегән сөз чиқириветилип, “ибадәтхана” мәнисини билдүридиған “даси” (大寺) дегән сөз билән изаһлинип “куче даси” (库车大寺), йәни “куча ибадәтханиси” дәпла елинған. Филимда мәсчит һойлисида хитайларни өз ичигә алған һәр милләт кишилири уссул ойнаватқан, хитай зиярәтчиләр мәсчит ичидә халиғанчә кезип йүргән көрүнүшләр көрситилгән. Униңдин башқа қизил миңөйлири билән қәдимки күсән мәдәнийитини будда диниға бағлап чүшәндүрүшләр мәсчит темисиға яндаштурулған. Қәдимий мәсчитниң бәш әсирдин буянқи исламий мемарлиқ тарихи инкар қилинип, будда дининиң вәкил характерлик қурулуши қилип чүшәндүрүлгән. Пүткүл филимда “бу мәсчит көп мәнбәлик мәдәнийәтниң гуваһчиси” дегән идийә әкс әттүрүлгән. Филимда йәнә тарихий реаллиққа вә уйғур миллий әнәнисигә уйғун болмиған мәзмунлар тәшвиқат обйекти қилинған.

Демәк, хитай даирилири рәқәмлик супиларда уйғур мәдәнийәт мираслирини қоғдаш әмәс, бәлки уни өз сиясити вә мустәмликичилик ғәризини толуқ ишқа ашуруш үчүн қорал қатарида қоллиниватқанлиқи ашкара болмақта.

Йәнә бир мисал кәлтүрсәк, хитайда чиқидиған “иқтисад гезити” ниң 2024-йил 21-авғуст санида, шәнши гуаңнийән тор техникиси чәклик ширкити турпан шәһәрлик мәдәнийәт, тәнтәрбийә вә саяһәт идариси билән һәмкарлишип, “турпан муқамлири” ниң рәқәмлик амбирини қуруп чиққанлиқи хәвәр қилинған. Буниңдин мәлумки, уйғур елидики мәдәнийәт мираслирини таллаш, баһалаш вә қарар бериш һалқилириниң, һәтта уни рәқәмләштүрүш ишиниңму шу мәдәнийәтниң игиси болған уйғурларниң қолидин чиқирилип, хитай өлкилиригә бериливатқанлиқи, хитай ширкәтлириниң уни халиғанчә изаһлап, рәқәмләштүрүп вә хитайларниң истемалиға маслаштуруп базарға селиватқанлиқи мәлум болмақта.

Уйғур дастанлири, уйғур он икки муқами, уйғур мәшрәплири вә бир қисим әнәниви қол һүнәрвәнчилик кәсиплири ғәйрий маддий мәдәнийәт мираслири қатарида тизимға елинған болсиму, әмма бу кәсипләрниң варислири хитайниң әнәниви мәдәнийәт варислиридәк әркинликкә һәмдә имтиязларға саһиб болалмиған. Шүбһисизки, уйғур елидики мәдәнийәт мираслири қандақтур авамға яки хәлққә мәнсуп байлиқ болмастин, бәлки хитай һөкүмитиниң сиясий ғәризи үчүн йәмчүк орнида қоллинилидиған; халиғанда ишлитип, халиғанда һәр хил сиясий қалпақлар билән чәкләйдиған обйектқа айлинип қалған.

Хитай һөкүмитиниң мәдәнийәт мираслирини рәқәмләштүрүш чақириқи астида уйғурларға тәвә мәдәнийәт мираслири һәқиқий маһийитидин айриветилиш билән биргә, йилтизидин айрилған мәвһум бошлуққа есип қоюлған “сүний мирас” қа айлинип қелиши мумкин. Бу һал мәдәнийәт мираслириниң һәқиқий игилири болған уйғур хәлқигә мәдәнийәт вә миллий кимликтики паҗиәлик үзүкчилик киризисини шәкилләндүрүши мумкин. Йәни худди хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң 2014-йили уйғур елини зиярәт қилғанда сөзлигән мәхпий сөзидә тәкитлигинидәк “төтни үзүветиш”, йәни “мәнбәсини үзүветиш, йилтизини үзүветиш, беғини үзүветиш вә әвладини үзүветиш” тин ибарәт төтни үзүветиш һадисиси реаллишиши мумкин.

Қисқиси, уйғур мәдәнийәт мираслирини рәқәмләштүрүш қурулуши хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған көп тәрәплимилик мәһрумлуқ сияситиниң бир парчиси болуп, уйғурлар өз мәдәнийәт әнәнилирини тонуштуруш, қоғдаш һоқуқлиридинму мәһрум қилинмақта. Рәқәмләштүрүш қурулушида болупму, ислам әқидиси вә уйғур кимликини әкс әттүридиған нуқтилар хитай һөкүмитиниң сүзгүчлиридин сиқип чиқирилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.