уйғурларниң бүгүнки қийин әһвали америка вә явропа мәмликәтлири билән бир қатарда русийәдики бир қисим кишиләрниңму диққитини қозғимақта. шуларниң бири һазир москвада яшаватқан 34 яшлиқ кишилик һоқуқ қоғдиғучиси алексей казак әпәндидур.
мәлум болушичә, кейинки вақитларда иҗтимаий таратқуларда алексей казакниң мусулманларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдишиға бағлиқ пикирлири, шу җүмлидин хитай даирилириниң уйғур елидики түрк-мусулман хәлқләргә қаратқан сияситигә нисбәтән қарашлири көпчиликниң диққитини тартқан иди. бүгүн биз униң билән сөһбәтлишиш имканийитигә ериштуқ.
мухбир: алексей, сиз өз паалийитиңиздә немә сәвәбтин мусулманларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдашни таллап алдиңиз?
алексей: мән көп саяһәт қилимән. русийәниң 30 дин ошуқ районлирини зиярәт қилдим. болупму кавказда болушни интайин яқтуримән. мениң өзүмниң һоқуқ қоғдаш паалийитигә қизиқишимму әнә шу йәрдин башланди, десәм болиду. һаятимниң мутләқ көп қисми кавказда вә кавказлиқлар билән зич мунасивәттә болуш җәрянида өтти. бәзидә мениңдин "алексей, сән христиан туруп, немә үчүн мусулманларни яқлайсән?" дәп сорайду. буниңға әнә шу кавказ сәвәб болди. кавказлиқ мусулман достлирим маңа интайин вападар, ишәнчлик, әдәплик болуп көрүнди. шуниң үчүн һазир мениң һаятим, ишлирим пәқәт кавказлиқ мусулманларғила әмәс, бәлки пүткүл мусулман әһлигә бағлинип қалди.
мухбир: сиз көп қетим түрк-мусулман хәлқлириниң, болупму уйғурларниң бүгүнки паҗиәлик әһвали һәққидә тохтилип, уларниң тәқдиригә, тарихиға, мәдәнийитигә болған қарашлириңизни билдүргәндиңиз. сизниң пикирлириңиз көплигән уйғурларни қаттиқ тәсирләндүргән иди. бу һәқтә немә дәйсиз?
алексей: һәқиқәтәнму, мән уйғурларни хели бурундин биләттим. буниңға аҗайип нахшичи мурат насироф сәвәб болған иди. әпсус, у вапат болуп кәтти. әмма шундақтиму у музика һаятида вә шундақла мениң һаятимда чоңқур из қалдурди. униң болупму "малчик хочет в тамбоф" дегән нахшиси мениң балилиқ чеғимдики сөйүмлүк нахшам иди. мән һазирму бәзидә шу нахшини ейтимән. мурат насироф тоғрилиқ издиниш җәрянида мән униң уйғур миллитидин икәнликини, мушундақ аҗайип яхши бир хәлқниң мәвҗут икәнликини билдим. һазир әнә шундақ бир хәлқниң бешиға еғир зулум чүшкәнликини, бу хәлққә қарши қирғинчилиқ сияситиниң елип бериливатқанлиқини бир йерим йил илгири билгән идим. шу вақитта мән уйғурлар һәққидә тунҗи видейо көрүнүш тәйярлап, дәсләптә бу мәсилигә русийә җамаәтчиликиниң диққитини тарттим. сәвәби русийәликләр бу һәқтә тамамән һеч нәрсә билмәтти. аһалиниң мутләқ көп қисми уйғур дегән бир хәлқниң мәвҗут икәнликидин бихәвәр иди. һәммиси хитайни "җәннәт", улуғ бир мәмликәт, дәп һесаблайтти. һәқиқәтәнму, хитай иқтисадий җәһәттин тәрәққий қилған мәмликәт. хитай көп товарлирини сиртқа чиқириду. бирақ әнә шу иқтисадий мөҗизиләрниң арқисиға азабланған хәлқләрниң паҗиәси йошурунған икән. йәни тибәтликләр вә уйғурларниң қирғинчилиққа учраватқанлиқи ашкара болди. бу һәқтә тәйярлиған видейо көрүнүштин кейин көпинчиси бу мәсилигә қизиқишқа башлиди. әлвәттә, буниңға ишәнмигәнләрму, "мундақ болуши мумкин әмәс, шунчилик адәмни лагерларға солаш мумкин әмәс" дегәнләрму аз болмиди. улар хитайниң йепиқ мәмликәт икәнликидин, шунчә аһалиниң һөкүмәт тәрипидин қаттиқ контрол қилиниватқанлиқидин хәвәрсиз иди.
мухбир: алексей, сизни һәм сизниң бу һәрикәтлириңизни қоллаватқан кишиләр, тәшкилатлар барму?
алексей: мән ейтип кәткәндәк, өмрүмниң көп қисми кавказда өтти. дағистанда мән икки йил яшидим. мениң җәмийәтлик-сиясий сөһбәт программам болған. бу программини өзүм йүргүзүп, хәлқни ойландуридиған, тәшвишләндүридиған мәсилиләрни көтүрдүм. шуниңдин буян мени қоллиғучиларниң сани көпийиватиду. мениң арқамда һеч қандақ бир тәшкилат яки фондлар йоқ. һәтта өзимизниң маддий-техникилиқ базимизму йоқ. шуниң билән достлирим маңа хәлқ видейо студийәсини ечишни тәвсийә қилди. бизни қоллиғучилар бир аз хираҗәт топлап, һазир мана видейо камера сетивалдуқ. андин йәнә бир камера совға қилди. пул көп рол ойнайду, әмма һәқиқәт, адаләтлик тәрәпдари болуш муһимрақтур. мана мушу бизни алға меңишқа үмидләндүрмәктә.
мухбир: кейинки вақитларда бирләшкән дөләтләр тәшкилатида, айрим кишилик һоқуқ тәшкилатлирида хитайниң уйғур вә башқиму хәлқләргә қаратқан бастуруш сиясити бир нәччә қетим әйибләнди. бу һәқтә мәтбуатлардиму көп ейтиливатиду. сиз қандақ ойлайсиз, хитайниң җаза лагерлирини йепип, чекиниши мумкинму?
алексей: биләмсиз, чоң вә күчлүк бир һакимийәт даим немә қилсам, немә десәм болиду, дәп һесаблайду. бу пәқәт хитайла әмәс, өз вақитлирида башқиларни бесивалған, башқиларни әзгән империйәләргиму қаритилған. чоң вә күчлүк һакимийәтләр дәккисини алмиғучә, у бу ишини давам қиливериду. һазир дуня җамаәтчиликиниң уйғурлар вә уйғур мәсилиси әтрапиға топлиниши бу пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки башқиму езиливатқан хәлқләр, шундақла хитайдин қәрз еливатқан мәмликәтләр үчүнму пайдилиқ дәп ойлаймән. бу дөләтләр һазирчә хитайниң қәрзигә бағлинип қалғанлиқини сәзмәйватиду. шуниң үчүн хитайға даим зәрбә берип туруш керәк. бизниң бүгүнки биринчи вәзипимиз җаза лагерлирини йепиш арқилиқ уйғурларға қаритилған қирғинчилиқни тохтитиш. андин хитайниң қандақ қилип уйғурларниң земиниға игә болувалғанлиқини ашкарилаш һәмдә уйғурларниң өз алдиға мустәқил дөләт қуруш истикини һәл қилиш мәсилисиму бар. чүнки уйғурлар тарихта, мәсилән, уйғур қағанлиқини қуруп, хитай билән риқабәтләшкән. бүгүн хитай өз пуқралириға болған мунасивитини түп асастин өзгәртиши лазим.
мухбир: алексей сизниң уйғурларға ейтидиған қандақ тиләклириңиз бар?
алексей: биринчидин, бир-бириңларни қоллаңлар, бирликтә күрәш қилиңлар. өзүңларниң актиплириңларни, лидерлириңларни қоллаңлар. сәвәби шундақ вақиәләр болғанки, адәмләр күришип, күришип, андин келишмәсликләр йүз бәргәндә уларни ташлаветиду. бу интайин начар һадисә. шуниң үчүн һәммимиз бирлишип күрәш қилсақ, сөзсиз йеңимиз."
алексей казак 1986-йили русийә пайтәхти москва шәһиридә туғулған болуп, шу шәһәрдә оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин москва дөләт университетиниң әдлийә факултетини тамамлиған. шуниңдин буян у әдлийә пәнлири бойичә оқутқучилиқ қилип кәлмәктә. у қошумчә йәнә мустәқил телевизийә мәркизидә "хәлқ студийәси" программисиниң баш риясәтчиси. алексей казак русийә студентлири кәспий иттипақиниң рәиси. москва шәһәрлик алий кеңиши әзасиниң ярдәмчиси, җәнубий осетийә җумһурийити президентиниң мәслиһәтчиси. у һазир башқиму вәзипиләрни өтәп кәлмәктикән.
0:00 / 0:00