Хитайниң хән дәвригә аит “саңҗйе оқушлуқи” ғәрбий дияр “башланғуч мәктәп оқуғучилириниң дәрслики” қилинғанму?

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.08.30
5 Йилдин буян хотәндә хитай маарипиниң омумлишиши вә уйғур маарипини хитайлаштурушниң қәдәм-башқучлири Қош тиллиқ мәктәптики уйғур оқуғучиларниң дәрслик текистини оқуватқан көрүнүш. 2006-Йили 13-өктәбир хотән.
AFP

Хитайниң һөкүмәт таратқулиридин бири болған “йерим айлиқ сөһбәт” журнилиниң 6-айда елан қилинған бир мақалисидә, “икки миң йил илгири башланғуч мәктәп оқуғучилириниң дәрсликлири немә иди? башланғуч мәктәп оқуғучилири у вақитта немиләрни өгәнди? шинҗаңда қезивелинған ‛саңҗйе оқушлуқи‚ (仓颉篇) тариша пүтүклири бизгә хән сулалиси дәвридики шинҗаңдики башланғуч мәктәп оқуғучилириниң дәрсликлириниң сирини ашкарилиди” дегән мәзмунда йезилған бирқанчә қурлар кишиниң алаһидә диққитини тартиду. Бу сөзләр аптоном районлуқ музей хадимлириниң сөзи арқилиқ нәқил кәлтүрүлгән.

Бу йил 6-айда, йәни башланғуч-оттура мәктәп оқуғучилириниң язлиқ тәтили йетип келиш алдида, мәзкур музейда “шинҗаң тарихи вә мәдәнийәт ядикарлиқлири көргәзмиси” ечилған. “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” шоари астида елип бериливатқан бу көргәзмә, уйғур дияриниң һәр қайси җайлиридики башланғуч-оттура мәктәпләрдә кәң қанат яйдурулуватқан “илғар җуңхуа мәдәнийитини мәктәп ичигә елип кириш” тәшвиқатиниң бири икәнлики ашкара болмақта.

Аталмиш “шинҗаң тарихи вә мәдәнийәт ядикарлиқлири көргәзмиси” дин орун алған “саңҗйе оқушлуқи” тарша пүтүки һәқиқәтән икки миң йил илгирики ғәрбий дияр “башланғуч мәктәп оқуғучилири оқушлуқи” му?

Түркийә һаҗәттәпә университетиниң оқутқучиси, тарих пәнлири доктори әркин әкрәм әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип, “хиитайниң хән сулалиси дәвригә аит “саңҗйе оқушлуқи” хитайниң хәт саватини чиқириш китаби. Шәрқий хән дәвридә ғәрбий диярни вақитлиқ бесивелип 60 йилдәк сориған хитай ишғалчилиридин бирәри бәлким хәт өгиниш үчүн тарша елип йүргән болса керәк, у дәврдә хитайниң толиси саватсиз турса, қандақму йирақтин келип ғәрбий диярда сават чиқиридиған мәктәп қуралисун?!” деди.

Хитай мәтбуатлирида, “шинҗаң тарихи вә мәдәнийәт ядикарлиқлири көргәзмиси” гә қоюлған “саңҗйе оқушлуқи” тарша пүтүкиниң 1993-йили нийә харабиликидин тепилғанлиқи, бу тарихи мәлуматларниң һәқиқәтни көрситип, шинҗаңниң қәдимки дәврләрдин тартипла хитайниң айрилмас бир қисми икәнликини испатлап беридиғанлиқи тәшвиқ қилинған.

Әркин әкрәм әпәнди бу һәқтә тохтилип: “тайланд яки вийетнамдин хитайға аит бир нәрсә тепилса у йәрниму әзәлдин хитайниң туприқи дейишкә болмиғинидәк, саңҗйе оқушлуқи” ниң нийә харабиликидин тепилиши у земинниң хитайниң икәнликини испатлимайду, пәқәт шу җайға хитай ишғалчилириниң қәдими йәткәнликини билдүриду, халас” деди.

Йеқинқи йиллардин буян, хитай даирилири уйғурларға аит тарих, археологийә, қәдимки мәдәнийәт излири вә йәрлик һүнәр-сәнәт мираслирини өзгәртиш, йоқ қилиш яки хитайниң қиливелиш түсини алған көләмлик “қайта қуруш” һәрикитини башлиғаниди.

Германийәдики инсаншунас пәнлири доктори вә уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчиси руне ситенберг (Rune Stenberg) әпәндиму бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болди. У “хән сулалиси дәвридики ғәрбий диярда хиитайниң ‛саңҗйе оқушлуқи‚ башланғуч мәктәп оқуғучилириниң дәрслики қилинған” дегән сөздинла буниң бир ойдурма, сәпсәтә икәнликини, у дәврдә башланғуч мәктәп системиси дегәнләрниң мәвҗут әмәсликини, у диярдики уйғурларниң хитай тили өгәнмигәнликини тарихий мәлуматлар билән шәрһийләп өтти.

Мәзкур мақалидә ейтилишичә, хитайниң дунхуаң, гәнсу, фуяң, әнхуй вә башқа җайлирида “саңҗйе оқушлуқи” ға мунасивәтлик тарша пүтүкләр тепилған болуп, аптоном районлуқ музейиниң тәтқиқат кутупханисида хизмәт қилидиған хадимниң чүшәндүрүшичә, “саңҗйе оқушлуқи” ниң нийәдә тепилиши бу нийәликләрниң әйни дәврдә оттура түзләңликниң мәдәнийитини өгәнгәнликини көрситип беридиғанлиқини оттуриға қойған.

Доктор руне ситенберг әпәнди буниңму бир тарихий ялғанчилиқ икәнликини, хитай тәшвиқатчилириниң тарихни йошуруш, бурмилаш, ялғанни ойдуруш арқилиқ уйғур мәдәнийитини, кимликини йоқитишни мәқсәт қиливатқанлиқини илгири сүрди.

Аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң хәвиригә қариғанда нөвәттә уйғур районида 110 аммиви кутупхана, 117 мәдәнийәт мәркизи, 58 сәнәт сарийи, һәр хил вә қатламдики 246 музей, 11 дөләт вәтәнпәрвәрлик маарипи үлгә көрситиш базиси вә 91 аптоном район дәриҗилик шинҗаңдики вәтәнпәрвәрлик маарип мәркәзлири, маарип базиси вә 1130 мәдәнийәт понкити бар икән. Игилинишичә, бу йил уйғур районида йәнә 21 музейдики көргәзмиләрни давамлиқ йеңилаш вә өзгәртиш пиланланған болуп, бу хитайниң җиддий рәвиштә уйғур диярида уйғур мәдәнийити, уйғур кимликини йоқитиш үчүн пүтүн күчи билән сәпәрвәрликкә кәлгәнликини көрситидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.