Хитайниң уйғур дияридики “сақчи дөлити” һәққидә муһакимә (1)

Мухбиримиз әзиз
2018.05.07
professor-james-millward-xudson-merkizi.jpg Америка пайтәхти вашингтондики худсон мәркизидә өткүзүлгән хитайниң уйғур дияридики “сақчи дөлити” һәққидики муһакимә йиғинида америкилиқ мутәхәссис профессор җеймис милвард өз қарашлирини оттуриға қоймақта. 2018-Йили 4-май.
RFA/Eziz

Җеймис милвард: “немә үчүн сақчи дөлити пәйда болди?”

Худсон мәркизидә ечилған бу қетимқи муһакимә йиғинида сөз қилишқа тәклип қилинған кишиләрдин бири болған җеймис милвард америкидики җорҗи тавн университетиниң профессори, уйғур тарихшунаслиқи бойичә хәлқарада әң яхши тонулған алимларниң бири һесаблиниду. У язған вә башқилар билән бирликтә тәһрирлигән уйғурларға даир алтә парчә китаб бирдәк һәр саһә кишилириниң иҗабий баһасиға еришкән болуп, уйғур тарихиға даир илмий мақалиләр йезиштиму у мол һосуллуқ алимлардин һесаблиниду.

Профессор җеймис милвард алди билән нуқтилиқ қилип, уйғур дияридики вәзийәтни қандақ чүшиниш лазимлиқини тәкитләп өтти. У нөвәттә һәммила җайда “йиғивелиш мәркәзлири” һәққидә сөз болуватқанлиқини, бу хил мәркәзләргә мәйли тоқсан миң болсун яки тоққуз йүз миң болсун, шунчә көп уйғурни соливелиш арқилиқ “йүз бәргүси тәһдитниң алдини алимиз” дейишниң задила ақмас гәп икәнликини, буниң уйғурларға ғайәт зор бир баш ағриқи болуватқанлиқини баян қилип, немә үчүн мушундақ бир вәзийәтниң шәкиллиниши һәққидә ойлинип көрүш лазимлиқини билдүрди.

У бу һәқтики чигишләрни йешиш үчүн алди билән мәзкур районниң тарихи, мәдәнийити шуниңдәк үрүмчи вә бейҗиңдики хитай һоқуқдарлар вә алимлириниң омумий дуняқаришини бирләштүрүп пикир йүргүзүшниң зөрүрлүкини тәкитләйду.

У бу һәқтә сөз қилип мундақ деди: “хитайларни чүшиништики бу йеңичә пикирдә биз алди билән хитайларниң хитай болмиған һәрқайси милләтләр билән болған мунасивити һәмдә хитайлар билән хәлқара дуняниң мунасивитигә қарап чиқишимиз лазим. Буниңда хитайларниң әнәниви шәкилдә ойлайдиғини вә һәрқачан әндишилик нәзәрдә қарап кәлгини ‛хитайлиқ биз‚ вә ‛аҗайип-ғарайип ятлар‚ чүшәнчисидур, халас. Бу һал хитайниң тарихида көп қетим көрүлгән болуп, нөвәттә қайта тәкрарланмақта. Уларниң чүшәнчисидә ‛аләм‚ ниң мәркизи хитай болуп, пүткүл җаһанниң ишлири хитайниң рәптариға беқип айлиниши лазим. Һазирқи ‛бир бәлвағ, бир йол‚ қурулуши һәққидики шавқун-сүрәнләрму дәл мушу хил пикир еқими асасида оттуриға чиққан. Андин қалса хитайларда әнәниви йосунда давам қилип кәлгән һәмдә һазир қайтидин җуш уруватқан иккинчи муһим чүшәнчә дәл уларниң тарихтин буян иҗра қилип кәлгән ‛хитайлаштуруш‚ тәдбиридур. Бу чүшәнчә бойичә болғанда, хитай болмиған ‛ятлар‚ яки ‛явайилар‚ вә яки һәрқандақ хитай болмиған бири заман категорийәси арқилиқ‛мәркизий‚ орундики хитай билән юғурулуп кетиши, магнитниң төмүр увақлирини өзигә тартивалғинидәк ашу мәркәзгә чаплишиши лазим. Йәни мундақчә ейтқанда, уларниң һәммиси өзлүкидин ассимилятсийә болуп хитайға қошулуп кетиши лазим. Коңзичилиқ асасидики бу чүшәнчә бойичә хитайниң сиртидики пүткүл дуня мушу рәвиштә өзлүкидин хитайға йепишқан, хитайму таҗавузчилиқ шәклидә әмәс, бәлки тинчлиқ шәклидә бу вәзипини орунлиған, дәп қарилиду.”

Профессор җеймис милвард бу һәқтики пикирләр һәққидә хәлқара илим саһәсидә көплигән муназириләрниң болуватқанлиқини, әмма хитайниң сиясий вә миллий мәсилиләрдә қарар бәлгилигүчи шәхсләрниң бу мәсилиләр һәққидә башқичә қарашларда болуватқанлиқини тәкитләп, нөвәттә уйғур диярида “уйғур кимликиниң йоқитилип, сақчи дөлитиниң бәрпа болуши” да буниң муһим рол ойнаватқанлиқини тәкитлиди.

У бу һәқтә мундақ деди: “шуниң билән бир вақитта миллий мәсилиләр саһәсидики нәзәрийәчиләр, болупму хитай компартийәсиниң нәзәрийәчилири, сиясәт нәзәрийәчилири дегәндәкләр ‛хитайлаштуруш‚ сиясити һәққидә сөз болғанда ‛өтмүш заманларда буниң қалтис роли болған, әмма кейинки вақитларда биз буни ташлап қойғанлиқимиз үчүн һазир шинҗаңда вә тибәттә биз дуч келиватқан чатақлар оттуриға чиқиватиду,‚ дейишиду. Шуниң билән бу нәзәрийәчиләрниң иккинчи әвладлири һазир ассимилятсийә қилиш яки хитайлаштурушни көтүрүп чиқиватиду һәмдә буни хитайдики милләтләр мәсилисини һәл қилишниң асасий пиринсипи қиливатиду. Әмма уларниң биринчи әвлад нәзәрийәчилири, йәни чиң сулалиси дәвридики мутәпәккурлири вә кейинки вақитлардики совет иттипақи дәвриниң нәзәрийәчилири хитай болмиған милләтләрни рәңгарәң миллий тәркибләр дунясидики бир милләт, дәп қарап кәлгән шундақла уларниң миллий кимликини қәғәз йүзидики ‛территорийәлик‚ яки ‛аптономийәлик‚ алаһидилик шәклидә гәвдиләндүргән иди. Бу һал 1950-йилларда хитайдиму оттуриға чиққан. Әмма совет иттипақиниң һалак болуши болса дәл мушу хилдики айрим милләтләрниң мәдәнийәт җәһәттики мустәқиллиқи яки аптономийә һоқуқи үстигә қурулған җумһурийәт бирликлириниң (совет иттипақи яки хитайдәк) бир пүтүн дөләтниң ичидә мәвҗут болушиниң әмәлийәттә зор хәтәрдин дерәк беридиғанлиқини көрсәтти.”
Профессор җеймис милвардниң қаришичә, хитай һөкүмити “өтмүшни кәлгүсигә хизмәт қилдуруш” пиринсипи бойичә тарихтин савақ елишни муһим орунға қоюватқан болуп, улардики мушу әндишә уйғурларниң кимликидин ибарәт бу негизлик мәсилигә робиро болған. Дәл әнә шу сәвәбтин бу нуқта һазирқи “сақчи дөлити” ниң уйғур миллий кимликини йоқитишини нәзәрийәви асас билән тәминлигән.

У бу һәқтә мундақ деди: “һалбуки, нөвәттә йолға қоюлуватқан сиясәтләр дәл мушу сәвәбтин бу хил миллий кимликкә қарши болуватиду. Мәсилән алсақ, ‛қош тил маарипи‚ ниң һазир хитай тилиға өзгириши, түрлүк миллий характер вә мәдәнийәт бәлгилири, җүмлидин ислам динидики рамизан тутуш, сақал-бурут қоюш, яғлиқ-ромал артиш дегәнләргә натоғра шәйи сүпитидә қараш һәмдә буларға қарита түрлүк мәдәнийәт һуҗумлири уюштуруш дегәнләр өткән он нәччә йилда асасән орунлинип болди. Болупму хитай һөкүмити ‛муқимсиз‚ дәп қарап кәлгән шинҗаң вә тибәт районлирида бу хил мәҗбурий йосундики ассимилятсийә қилиш техиму шундақ болди. Демәк, ассимилятсийә қилиш -хитайниң миллий сиясәтлириниң ахирқи нишани болған, десәкму болиду. Йәнә келип хитай рәһбәрлири вә мутәпәккурлири буни әмәлгә ашуруш мумкин дәп қарайду. Чүнки биринчидин, бу мумкинчилик өтмүштә көп қетим испатланған; иккинчидин, хитайлар бирдәк садақәт чүшәнчисини вә идийәсини сиңдүрүш арқилиқ нишан қилинған милләтни итаәтчан қилип өзгәртип, ассимилятсийә қилғили болиду, дәп қарайду. Мав зедоң дәвридики кона усуллар һәмдә һазирқи ‛сиясий өгиниш‚ паалийәтлири, шуниңдәк ‛йиғивелиш лагерлири‚ ға охшап кетидиған ‛йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири‚ гә йүз миңлап кишини соливелиш һәмдә уларни сиясий өгинишкә мәҗбурлаш дәл мушуниң мисалидур. Чүнки бу кишиләр пәқәт миллий тәркиби вә диний етиқади пәрқлиқ болғанлиқи үчүнла бу йәрләргә кирип қалған. Шу сәвәбтин бу амилларниң һәммиси чен чуәнгониң нөвәттики миллий сияситиниң һули болуп қалған.”

Профессор милвард әнә шу йосунда хитай һөкүмити нөвәттә уйғур диярида бәрпа қилип чиққан “сақчи дөлити” механизмини бир пүтүн тарихий тәрәққият басқучиға қоюп туруп, буни хитай һөкүмранлири тарихта иҗра қилип кәлгән һөкүмранлиқ әндизисиниң давами дәп қараш лазимлиқини тәкитлиди. Униң билән биргә бу қетимқи муһакимигә қатнашқан башқа шәхсләрму шу қатарда өзлириниң хас қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.