“сәмәрқәнт хитабнамиси” уйғурлар үчүн хәтәрлик бир сигналдур!

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.09.24
Түркийә “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға кирсә, ақивәт қандақ болиду? Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған(алдинқи рәт солдин 3-киши) “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләт башлиқлири кеңишиниң 22-қетимлиқ йиғиниға қатнашти. 2022-Йили 16-сентәбир, сәмәрқәнт, өзбекистан.
AP

Йеқинда ечилған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң 22-нөвәтлик йиғинида “сәмәрқәнт хитабнамиси” елан қилинди. Хитабнамидә “террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликтин ибарәт үч хил күчкә қарши туруш” мәзкур тәшкилатниң асаслиқ нишани қилинғаниди. Хитабнаминиң бешидила “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләрниң 2021-йили 9-айниң 17-күни таҗикистанниң пайтәхти дүшәнбидә имзаланған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликкә зәрбә бериш 2022-2024 низамнамиси” ни қаттиқ иҗра қилиши бәлгиләнгән. Иккинчи түридә болса, әза дөләтләрниң “үч хил күч” кә зәрбә бериш тәдбирлирини қайта қарап чиқип, террорлуқ мәнбәсини пүтүнләй қезип чиқириш, террорлүқниң иқтисадий мәнбәсини пүтүнләй үзүп ташлаш, террорчиларниң чегра атлап әза топлишиға зәрбә бериш, яшларниң радикаллишиши вә террорлуқ идийәси билән зәһәрлинишини тосуш, мәвһум террорчиларни тазилап, уларға киридиған төшүкму қоймаслиқ, тәләп қилинған.

Юқириқи мәзмунлардин шуни көрүп йетишимиз керәкки, “сәмәрқәнт хитабнамиси” ниң әң муһим вәзиписи “үч хил күч” кә зәрбә беришла болмай, бәлки “үч хил күч” пәйда болидиған шараитниму йоқитиштур. Бу нуқта уйғурлар үчүн мәзкур хитабнаминиң әң муһим нуқтиси һесаблиниду. Чүнки хитай һөкүмити узун йиллардин буян уйғур диярида аталмиш “үч хил күч” кә зәрбә бериш намида уйғурларға еғир зиянкәшликләрни қилған. 2013-Йили ши җинпиңниң “үч хил күч” ләрни “фең чяв модели” да тазилаш тәшәббуси билән, уйғурларниң “идийәсини тазилаш” үчүн аталмиш “қайта тәрбийәләш түзүми” ни йолға қойған вә буниң ақивити “уйғур ирқий қирғинчилиқи” билән нәтиҗиләнгәниди.

Бизгә мәлум болғинидәк, аталмиш “үч хил күч” ләр, йәни, террорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийлик болса хитай һөкүмити аталмиш “ислаһат” башланғандин буян уйғурларға артип келиватқан әң еғир төһмәттур. Дәл бу төһмәт сәвәблик хитай һакимийити йиллардин буян өзиниң уйғурлар үстидики түрлүк җинайәтлирини хәлқарадин йошуруп келәлиди. Дәл бу төһмәт сәвәблик уйғурлар хәлқараниң диққитидин нәччә он йилларчә йирақ қалдурулди.

Гәрчә, 2016-йилидин башланған америка билән хитай арисидики сода уруши, хитайниң әсли қияпитини хәлқараға ашкарилап, дуняниң уйғурларға болған көз-қаришиниң өзгиришигә сәвәб болған болсиму, әмма хитай буниңлиқ билән тохтап қалғини йоқ. Өткән бир қанчә йилдин буян хитай һакимийити изчил түрдә америка башлиқ ғәрб дунясини 11-сентәбир вәқәсидин кейинки хәлқара террорлуққа қарши туруш көрүши дәвригә қайтуруп келиш үчүн көп тиришти. Әмма ишлар хитайниң ирадисигә қарши йөнилиштә тәрәққий қиливататти.

Дәрвәқә, америка-хитай сода уруши хитайниң ғәрб дунясиға қиливатқан зиянкәшликлирини бир-бирләп ашкарилашқа башлиди. Мәсилән, “миң кишилик пилан”, “куңзи институти”, хуавей 5G, җуңшин җасуслуқ детали, “шәһәрләр ара достлуқ”. . . . . Қатарлиқ түрлүк сәтчиликләр хәлқараға ашкарилинип, пүткүл ғәрб дунясида хитайға болған қарашлар өзгиришкә сәвәб болди. Буниңға улапла лагерлар мәсилисиниң оттуриға чиқиши, лагерларға даир хитай мәхпий һөҗҗәтлириниң ашкарилиниши вә лагер шаһитлириниң гуваһлиқлири, хитайниң хәлқарадики образини бирақла хүнүкләштүрди. Бу һадисә һәтта хитайниң “бир бәлвағ, бир йол истратегийәси” ниму суға чилаштурушқа башлиди.

Америка билән хитай арисидики сүркилишләр дәслипидә иқтисадқа алақидар болған сода уруши намида башланған болсиму, әмма зиддийәтләр тәрәққий қилғанчә, сода урушиниң маһийити идеологийәлик сүркилиш дәриҗисигә берип тақалди. Болупму 2017-йили хитайниң 19-қурултийида ши җинпиң хитайниң 2025-, 2035-вә-2050пиланлирини җакарлиғандин кейин, трамп һөкүмитиму 2017-йили декабирда хитайни американиң биринчи дәриҗилик “истратегийәлик риқабәтчиси” дәп елан қилди. Шундақла “шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати” ни террорлуқ тизимликидин чиқиривәтти. Буниң билән хитай-америка сода маҗираси, бирдинла хитай билән америка башлиқ ғәрб арисидики идеологийәлик тоқунуш дәриҗисигә көтүрүлди. Демәк, ғәрбниң хитайға болған қаришида өзгириш йүз беривататти. Бу хил өзгириш америка башлиқ ғәрб дунясиниң буниңдин кейин хитайға қарши турушни, хәлқара терроризмиға қарши туруштинму муһим күнтәртипкә қойғанлиқиниң ениқ ипадиси иди.

Америка-хитай арисидики сода урушиниң тәсиридә оттуриға чиққан уйғур җаза лагерлири мәсилиси, хәлқараниң диққитини хитайға мәркәзләштүрүп, уйғур мәсилиси бирдинла хәлқаралиқ мәсилиләр қатаридин орун алди. Чүнки, җаза лагерлири түзүми иккинчи дуня урушида германийә натсистлири тәрипидин йәһудийларниң ирқий қирғинчилиққа учришини кәлтүрүп чиқарған еғир тарихий җинайәт иди. Аридин йәтмиш нәччә йил өткәндә җаза лагерлири мәсилисиниң қайта баш көтүрүши, һәқиқәтәнму демократик қиммәт қарашлар вә дуня күнтәртипигә еғир тәһдит пәйда қилатти. Демәк, уйғур мәсилисиниң бирдинла дунядики әң муһим хәлқара мәсилиләрниң биригә айлинишида дәл хитайниң ғәрб дунясиға пәйда қилған идеологийәлик тәһдити муһим рол ойниғаниди.

Дәрвәқә, бу қетимлиқ өзбекстанниң сәмәрқәнт шәһиридә ечилған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” йиғинидиму, хитай һөкүмити өзиниң уйғурларни йоқитишқа болған ирадиси билән ғәрбкә болған хирисини йәниму ениқ намаян қилди. Йәни, “сәмәрқәрнт хитабнамиси” дәл буниң күчлүк испати иди. “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға иранниң рәсмий әза болуп кириши, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң бу тәшкилатқа кириш истикиниң ашкара елан қилиниши, шундақла “сәмәрқәнт хитабнамиси” ниң баш вәзиписиниң “үч хил күчкә зәрбә бериш” дәп бекитилиши пәқәтла америка башлиқ ғәрб дуняси билән уйғурларни нишан қилғанлиқи шәксиз реаллиқ иди. Диққәт қилишқа тегишлик йери шуки, йеқинқи йиллардин буян хитай һөкүмити өзиниң аталмиш “җуңгочә алаһидиликкә игә сотсиялизм түзүми” ни аталмиш “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләр ичидә хелила базар тапқузғаниди. Бу вәҗидин оттура шәрқ вә оттура асия әллири өзлириниң қериндиши вә диндиши болған уйғурларниң қисмәтлиригә көз юмған, һәтта хитайниң уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқини қоллаш позитсийәсидә болуп кәлгәниди. Шуңа уйғурларниң мәзкур районлардики бихәтәрлики вә һәқ-һоқуқлири капаләткә игә болалмайдиған һадисиләр нормаллиққа айлинип қалғаниди.

Диққәтни тартидиған йәнә бир муһим нуқта шуки, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң бу қетимлиқ йиғинида хитай билән русийәниң әң муһим нишани америка башлиқ ғәрбкә қарши иттипақдашлиқ һасил қилиш иди. Чүнки украина урушида қаттиқ һалсириған путин билән, уйғур мәсилисидә ғәрбтин күчлүк зәрбә йегән хитайға нисбәтән “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” да америкаға қарши бирлик һасил қилиш зөрүр иди.

Юқириқи һадисиләрдин қариғанда бу қетим аталмиш “сәмәрқәнт хитабнамиси” ниң елан қилиниши ғәрб үчүнла әмәс, бәлки барлиқ уйғурлар үчүнму йеңи бир җәңниң башланғанлиқидин дерәк бериду. Болупму “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләрдә яшаватқан уйғурлар үчүн бу бәлки бир хәтәрлик сигнал болуши мумкин. Чүнки хитайниң буниңдин кейинки күрәш йөнилиши уйғурларни хәлқара терроризмға бағлаш үчүн җан-җәһли билән тиришиш болиду. Шундақла, хитайниң уйғурлар үстидә йүргүзгән “ирқий қирғинчилиқ” җинайитидин қечип қутулушиниң бирдинбир йолиму, уйғурларниң һәқиқәтән хитай дегәндәк “үч хил күч”, йәни “террорчи, бөлгүнчи вә әсәбий” ләр икәнликини испатлашқа бағлиқтур. Пәқәт уйғурларни бу җинайәт билән қарилаш имканийитини қайта яратқандила, коммунист хитай һакимийити уйғурлар үстидики ирқий қирғинчилиқ җинайити үчүн һечқандақ бәдәл төлимәйду, мәсулийәтни үстигә алмайду. Әксичә, америка башлиқ ғәрб дунясини “хитайға төһмәт қилған, наһәқ әйиблигән, пүтүн дунядики рәзилликләргә сәвәб болған демократик идийәниң мәнбәси” дәп әйиблийәләйду. Шуниң билән биргә, “хитайчә алаһидиликкә игә йеңичә сотсиялизм йоли” атлиқ хитай идеологийәсини демократийәниң орнини алалайдиған йеңи дуня түзүлмиси сүпитидә тәшвиқ қилиш шараитини һазирлиялайду. Һалбуки бу хитай һакимийитини үчүн дәл “хитай чүши” ниң реаллиқ айлиниш йолидур.

***Бу обзордики көз қарашлар пәқәт апторниң өзигила хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.