Шәрқшунас мартин һартманниң 1902-1903-йиллиридики қәшқәр сәпири
2024.01.02
19-Әсирниң кейинки йеримидин башлап түрк дуняси дуч келиватқан түрлүк күлпәтләрниң билинишигә қошулуп, түркий милләтлириниң шу вақитқичә дуняға билинмәй кәлгән мәдәнийәт вә тарихи билән мунасивәтлик көплигән мәзмунлар йоруқлуққа чиқти. Буниң билән ташқи дуняниң бу земинға техиму көп қизиқиш вә һөрмити қозғалди. Шу қатарда узун вақитлардин буян мәзмуни вә тәвәлики билинмәй кәлгән, шуниңдәк әң дәсләп орхун-йенисәй вадисидин байқилип, кейинчә “түрк-руник йезиқи” дәп аталған мәңгү таш текистлири 1893-йили данийәлик түркшунас вилһелм томсон (Wilhelm Thomson) Тәрипидин оқуп йешилди. Буниң билән түрк миллитиниң шанлиқ тарихиниң өз йезиқи вә өз тилида йезилған сирлири ечилди. Бу җәһәттики йәнә бир аләмшумул хушхәвәр болса уйғур дияридин тепилған һәр хил йезиқ вә тиллардики, шундақла һәр хил илим саһәсигә тәвә әсәрләрниң арқиму арқидин тепилиши вә тәтқиқ қилинип елан қилиниши болди. Бу қизиқиш вә йеңилиқларниң илһами билән дунядики күчлүк дөләтләрниң һәммиси 20-әсирниң башлирида уйғур диярида елип баридиған тәтқиқат вә қидирип тәкшүрүш пиланлирини түзүш билән алдираш болуп кәтти. Шу йили әнглийәлик аурел стәйин (Aurel Stein) Тәклимаканниң җәнубий гирвәклиридики қәдимий юртларда, фирансийәлик паул пеллйо (Paul Pelliot) Маралбешида, русийәлик алексий феченко (Alexei Fedchenko) Памир егизликидә зоқ шоқ билән ишлирини башливәткәниди.
Дәл мушу мәзгилләрдә сибирийә вадисида туңгус вә моңғуллар һәққидики тәтқиқатлар билән шуғуллиниватқан германийәлик шәрқшунаслардин алберт грүнведел (Albert Grünwedel) Вә роберт һут (Robert Huth) Пешқәдәмләрниң тәвсийәлири билән бу саһәдин вақтинчә қол үзүп, уйғур дияриға беришқа алдириған. Һалбуки, уларниң керәклик мәбләғ үчүн қилған илтимаслириниң рәт қилиниши түпәйлидин бир йил кечикип, 1902-йили 8-айниң 11- күни андин русийә арқилиқ турпанға қарап йолға чиқишқа мувәппәқ болалиған. Әмма бу вақитта йәнә бир германийәлик тонулған тәтқиқатчи аллиқачан қәшқәргә йетип берип тәтқиқат ишлирини башливәткәниди. У болсиму мартин һартман (Martin Hartmann) Болуп, у өз заманисидә әрәб вә ислам дунясидики тонулған шәрқшунас вә ислам илаһийәтшунаслиридин бири иди.
Герман миллитидин болған мартин һартман 1851-йили полшаниң бреслав шәһиридә дуняға кәлгән. Дәсләп өз юртида илаһийәтшунаслиқта оқуған мартин һартман, кейинчә германийәниң лайптсиг университетида шәрқ тиллирини өгәнгән. 1875-Йили докторлуқ оқушидин кейин осман империйәсиниң әдирнә вә истанбул шәһәрлиридә герман империйәси дипломатлириниң түрк, әрәб вә парс тиллири тәрҗимани болуп ишлигән. 1876-Йилидин башлап бейруттики герман консулханисида хизмәтчи хадим болуп 10 йилдин артуқ хизмәт қилған. 1886-Йили берлин университетиниң шәрқ тиллири бөлүми ечилғандин башлап, өмриниң ахириғичә бу бөлүмдә пирофессор болуп ишлигән.
Мартин һартманниң уйғурлар вә уйғур дияриға болған қизиқиши униң уйғур дияриға беришидин хели бурунла башланған. У хизмәт мунасивити билән истанбулға берип-келиш җәрянида шу вақитларда истанбулда яшаватқан бир қисим уйғурлар билән тонушқан вә уйғур тилини, йәни шу вақиттики “түрки тили” ни өгинишкә башлиған. У өзигә устаз тутқан ақсулуқ ариф исимлик уйғур зиялийсиниң ярдими билән “чағатай тили: муһәммәд садиқниң ‛усси лисани түрки‚ китабиниң гирамматикиси” намлиқ әсәрни тәйярлап, 1902-йили германийәдә нәшр қилған. Бу китаб явропада 1867-йили вингерийәлик һерман вамберий (Hermann Vambery) Язған “чағатай (тили) қолланмиси” вә әнглийәлик роберт шав (Robert Shaw) Ниң “шәрқий түрк тили қолланмиси”дин кейин йезилған уйғур тили һәққидики йәнә бир муһим қолланма һесаблиниду. Бу китабниң дәсләпки икки әсәрдин пәрқи болса, роберт шав пәқәт қәшқәр вә йәркәндә өз дәвридә қоллинилған түркий тил һәққидә язған; һерман вамберий болса өзи еришкән материялларға асасән язма әсәрләрниң тилини тәһлил қилған. Мартин һартманниң бу әсири 1895-йили муһәммәд садиқ тәрипидин йезилған вә йәнила язма әдәбиятни асас қилған китабни уйғур тилиниң һәр хил шевилири вә диялектлири билән селиштуриду. Китабниң йәнә бир муһим алаһидилики, шу вақитқичә бәзи ғәрб тилшунаслири тәрипидин айрим бир тил сүпитидә тәсвирлинип келиватқан или “таранчи” шевисигиму өзара селиштурулған шевиләр арисида йәр берип, бу шевиниңму уйғур тили тәркибидики бир шевә икәнликини испатлап көрсәткән. Китабниң ахирида йәнә әлишир навайи ғәзәллиридин өрнәкләр вә уларниң тәрҗимиси берилип, еғиз тили билән йезиқ тили арисидики пәрқләр һәққидә дәсләпки чүшәнчә һасил қилишқа имканийәт берилгән.
Мартин һартман уйғуршунаслиқ тәтқиқати билән шуғулланғучиларға униң 1902-1903-йиллири қәшқәр вә йәркән әтрапидин, 1904-йили өзбекистандин топлиған чағатайчә қолязма әсәрлиридин тәркиб тапқан “һартман топлими” биләнму тонулған. 1905-Йили мартин һартман берлин дөләт кутупханисиға сетип бәргән вә һазирғичә мушу кутупханида сақлиниватқан топламда 131 парчә чағатайчә қолязма, йәнә аз санда парсчә, әрәбчә вә хитайчә қолязма бар. Мартин һартман өз топлимиға тәвә әсәрләрниң системилиқ каталогини түзүп, һәр бир қолязминиң бәт сани, чоң-кичиклики вә қисқичә мәзмуни һәққидики учурларни ортақлишип, бу қолязмиларни тепиш вә тәтқиқ қилишқа асанлиқ яритип бәргән. Бу топламда әлишир навайиниң “мәһбуб ул-қулуб”, “сақинамә” қатарлиқ әсәрлири, “сатуқ буғрахан тәзкириси” ниң бир нәччә нусхиси, муһәммәд садиқ кашиғәрий язған “тәзкирәий әзизан” қатарлиқ әсәрләр, “содигәрчилик рисаләси” вә “деһқанчилиқ рисаләси” қатарлиқ көп хил мәзмундики әсәрләр бар. явропадики “гуннар ярриң топлими”дин қалса сан җәһәттин 2- орундики чағатайчә әсәрләрни өз ичигә алған бу топламдики әсәрләр өзидин 30 йилға йеқин вақиттин кейин уйғур дияриниң охшаш бир йеридин явропаға кәлгән топламдики әсәрләр билән бир-бирини толуқлайду.
Мартин һартман тамамлиған сәмәрилик әмгәкләр қатарида түрк дунясини һазирғичә һәйран қалдуруп келиватқан йеңилиқлардин бири, униң 1912-йили елан қилинған “‛түркий тиллар дивани‚ ға мунасивәтлик бирнәччә мулаһизә” намлиқ мәхсус мақалисидә мәшһур алимимиз мәһмуд кашиғәрийниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсирини нәқил алғанлиқидур. Бу әмәлийәттә бу мәшһур қамусни али әмири әпәнди 1913-йили тунҗи болуп истанбулдики китабпурушлар кочисидин байқаштин бир йил бурунқи вақитқа тоғра келиду.
Мартин һартман қәшқәр әтрапидики шәһәр вә йеза -қишлақларда илмий тәкшүрүш җәрянида еришкән нәтиҗилирини 1908-йили нәшр қилинған “хитай түркистани” намлиқ китабида хуласиләйду. Мартин һартман бу китабида өзи шәхсән зиярәт қилған йәрләрниң йеқинқи заман тарихидики муһим вәқәликләр, бу йәрләрдики мәмурий башқуруш хизмәтлири, иқтисади әһвали, у йәрләрдики хәлқниң күндилик турмуши, болупму дини етиқади вә йәрлик маарипи һәққидә ихчам, әмма наһайити муһим мәлуматларни бәргән. У қәшқәр хәлқиниң диний етиқади һәққидә тохталғанда, 1905-йили “ислам шәрқшунаслиқи” журнилиниң 1-санида елан қилинған “исламниң бир муқәддәс шәһири” намлиқ узун мақалисиниң мәзмунини қисқичә хуласиләп, хоҗилар дәвриниң ахирлишиши вә “қәшқәрийә дөлити” ниң қурулуши һәққидә язғаниди. Бу китабида қәшқәрниң 1900-йилиниң алди-кәйнидики диний етиқади билән мунасивәтлик әмәлий тәкшүрүш нәтиҗилирини елан қилған. Әсәрдә йәнә қәшқәрдики мәдрисләрниң сани, оқутуш әһвали, бу мәдрисәләрдә тәлим бериватқан мудәррисләрниң характери вә илим сәвийәси қатарлиқ толиму қиммәтлик көзитиш нәтиҗилиригиму орун бәргән.
У қәшқәрдин башқа йәнә йәркән, йеңисар вә башқа йәрләргә берип у йәрләрдики даңлиқ мазарларни шәхсән тәкшүргән; бу мазарларниң хәлқ турмушидики орни вә әһмийити һәққидә илмий тәкшүрүшләр елип барған. Шуниң биргә у йәнә қәшқәрдә башлиған дастан вә дастанчилар һәққидики тәтқиқатини давамлаштуруп, барғанла йеридә шу вақитта “ғәзәлчи” дәп аталған дастанчиларни издигән вә улар ейтқан дастанларни хатирилигән. Кейин германийәгә қайтип кәлгәндин кейин хатирилиригә асасән хотән вә йәркән хәлқлири арисида кәң тарқалған “абдураһман хан ғоҗам” вә “мәшрәп” дастанлирини чоңқур тәтқиқ қилған вә герман тилиға тәрҗимә қилип, тонулған журналларда елан қилған.
Мартин һартман қәшқәргә йетип барғандин кейин, униң әң дәсләп диққитини тартқан иш, қәшқәрдики сиясий вәзийәт болған. Гәрчә бу вақитта хитай өлкилиридә бир нәччә йилдин бери хитай милләтчилири билән җанбазлириниң чәтәлликләргә қарши қозғилаңлири сәккиз дөләт бирләшмә армийәси тәрипидин бесиқтурулған, шундақла 1870-йилларниң ахирида зу зуңтаң билән башланған зораванлиқ вә қирғинчилиқлар хелила пәсийип қалған болсиму, лекин русийә билән әнглийә арисида памир егизликини мәркәз қилип давамлишиватқан җәңги-җидәл техичә давамлишивататти. Мартин һартман дәриҗидин ташқири бу икки күчниң қәшқәрдики тәсири һәққидә бу китабида ениқ язмиған болсиму, лекин униң бир йил җәрянида берлиндики мунасивәтлик орунларға йоллиған хәтлиридә хелила тәпсилий баян қилинған. Хәтләрниң биридә 1892-йили сариқол районида ваба кесили тарқилип наһайити көп адәм өлгәнлики, русийәниң бу йәргә ярдәм бериш баһаниси билән қәшқәргә 130 нәпәр казак (Cossack) Әскири йоллиғанлиқи баян қилинған.
Мартин һартманниң уйғурлардики ислам етиқади вә уйғур тили һәққидә язған китаблиридин башқа, явропа уйғуршунаслиқ тәтқиқатиға қошқан йәнә бир төһписи униң тунҗи болуп бир явропа университетида шу дәвр уйғур тилидин дәрс бәргәнлики һесаблиниду. У тәрбийәлигән оқуғучиларниң бири алберт фон лекок (Albert von Le Coq) Болуп, у германийәниң 1902-йилидин 1914-йилиғичә уйғур диярида төт қетим елип берилған “турпан-експедитсийәси” гә 2-қетимлиқтин башлап қатнашқан, һәтта 2- вә 4-қетимлиқ сәпәрниң йетәкчилик қилиш вәзиписини үстигә алған. 1918-Йили аләмдин өткән мартин һартман өмриниң ахириғичә уйғурлар мунасивәтлик тәтқиқатини давамлаштурған, шундақла уйғур дияриға мунасивәтлик тәтқиқат билән шуғулланғучиларни вә тәтқиқат орунлирини қоллиған. У мәхсус турпан експедитсийәсини қоллаш мәқситидә қурулған “турпан комитети” ниң ғоллуқ әзалиридин бири иди.
Хитай һөкүмити 2017-йилидин буян уйғур диярида юқири пәллигә елип чиққан миллий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи сәвәбидин уйғур диярида мәдәнийәт вә диний етиқад үстидә тәтқиқат елип бериш әмәс, бәлки бу саһәләргә мунасивәтлик темиларда өзара сөзлишишму мумкин болмайватқанлиқтәк реаллиқини көз алдимизға кәлтүридиған болсақ, мартин һартманға охшаш пидакар вә илим сөйәр алимларниң әйни вақитта қилған шәрәплик хизмәтлиригә нисбәтән техиму һөрмитимиз урғуйду. Йеқинқи йиллардин бери техиму көп тәтқиқат темилириға мәнбә болуватқан, нәччә онлиған кәспий тәтқиқатчиларниң йетишип чиқишиға шараит яритип бәргән вә бериватқан бу әсәрләрдин әйни вақиттики уйғур хәлқиниң мәрипәтпәрвәр, тиришчан вә вападар хисләтлирини техиму ениқ һес қилалаймиз.
*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.