“шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” вә ши җинпиңниң оттура асия сәпири

Обзорчимиз асийә уйғур
2022.09.16
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
“шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” вә ши җинпиңниң оттура асия сәпири Хитай рәиси ши җинпиң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” юқири дәриҗилик башлиқлар йиғинида русийә президенти путин билән. 2022-Йили 16-сентәбир, сәмәрқәнт, өзбекистан.
AP

14-Сентәбир ши җинпиң оттура асия сәпирини башлиди. Гәрчә сәпәрниң асаслиқ мәқсити өзбекистанда өткүзилидиған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” әза дөләтләрниң юқири дәриҗилик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн болсиму, әмма ши җинпиң үчүн бу сәпәр алаһидә әһмийәткә игә бир пурсәттур. Чүнки бу сәпәр хитайниң ғәрб дунясиға қарши дунявий күч бирлики һасил қилиши вә бу арқилиқ уйғур ирқий қирғинчилиқини “терорлуққа қарши күрәш” ниң бүйүк ғәлбисигә айландурушиға тәсир көрситидиған муһим сәпәрдур.

“шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” вә уйғурлар мәсилиси

“шаңхәй бәш дөләт келишими” болса, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң әң дәсләпки қурулмисидур. “шаңхәй бәш дөләт келишими” 1996-йили вә 1997-йили шаңхәйдә имзаланған “чегра районларда һәрбий саһәдә өз ара ишиниш келиши” вә “чегра райондики һәрбий күчләрни өз ара азайтиш келишими” ни көрситиду. Йәни аталмиш “шаңхәй бәш дөләт келишими” дәл бу икки келишим асасида барлиққа кәлгән. Бу келишимниң шаңхәйдә имзалиниши вә “шаңхәй” нами билән атилишидинла мәзкүр бәш дөләт һәмкарлиқиниң хитай тәрипидин шәкилләндүрүлгәнликини пәрәз қилиш тәс әмәс. Дәрвәқә, хитай һөкүмити 1996-йилидин башлап аталмиш “үч хил күчләр” ләргә қарши туруш баһанисида, оттура асия вә русийә билән хәвпсизлик җәһәттики иттипақдашлиқ намида бу тәшкилатқа асас салған.

1996-Йили 3-айда җяң земин аталмиш “үч хил күч”, йәни уйғурларға қаритилған “7-номурлуқ мәхпий һөҗҗәт” ни елан қилди. Мәзкүр һөҗҗәт 1996-йили бейҗиңда чақирилған хитай коммунистик партийәси мәркизий комитети сиясий биюроси даимий комитетиниң “шинҗаңниң муқимлиқини қоғдаш” тоғрисидики йиғиниң хатириси иди. Хитай һөкүмитиниң “7-номурлуқ һөҗҗити” дә, “нөвәттә шинҗаңниң муқимлиқиға тәсир көрситиватқан асаслиқ хәвп-терорлуқ, бөлгүнчилик вә әсәбийликтин ибарәт ‛үч хил күч‚” дәп көрсәткән. Буниң билән уйғурларни “үч хил күч” намида йоқитишқа қануний асас яратқан.

2001-Йили “11-синтәбир вәқәси” йүз бериштин 3 ай бурун, “шаңхәй бәш дөләт келишими” асасида “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” шаңхәйдә “үч хил күчләргә зәрбә бериш” баш нишан қилип қурулған.

Демәк, “шаңхәй бәш дөләт келишими” хитай һөкүмитиниң уйғурларни йилтизидин йоқитишниң тунҗи қәдими болса, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң қурулуши, уйғурларни хәлқара һәмкарлиқ астида йоқитишниң башлиниши иди.

Дәрвәқә, “11-сентәбир вәқәси” дин кейинла уйғурлар хәлқара терорлуққа бағлинип, дуняниң нәзәридин йирақ қалдурулди. Чүнки 1970-йилларниң ахириға кәлгәндә хитайда қабаһәтлик 10 йиллиқ “мәдәнийәт зор инқилаби” ниң малиманчилиқлири ахирлашқандин кейин, уйғурларниң аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш” сепидин тепип чиқирилиши, уйғурларни хитай һакимийитиниң дүшминигә айландурушниң дәсләпки аламәтлири иди. Чүнки дең шявпиң 1978-йили аталмиш “ислаһат вә ишикни сиртқа ечиветиш сиясити” ни йүргүзидиғанлиқини елан қилғанда, хитайниң буниңдин кейинки йоли- “соққан чотни ашкарилимаслиқ” (韬光养晦) болиду дәп йолйоруқ бәргән. Бу сөз хитайниң буниңдин кейинки хәлқара дипломатийәдики иш қилиш усулини көрситидиған сөзлүк болуп, асаслиқ мәқсити вә қиливатқан ишлирини хәлқарадин сир тутуш, ишларни йәң ичидә қилиш қатарлиқларни мәниләрни ипадиләйду. Шундақ болғачқа, 1980-йилларниң ахирида уйғурларниң хитайниң һәқсиз муамилилиригә қарши “демократийә, баравәрлик вә әркинлик”, шундақла “мустәқиллиқ вә һөрлүк” үчүн көтүргән чоқанлири хәлқарадин сир тутулған иди. Һәтта бүгүнгичә хитай һакимийити уйғурларға артқан терорлуқ, әсәбийлик вә бөлгүнчилик төһмәтлири арисида 80-йиллардики ашу авазлар йәр алған әмәс. Чүнки бундақ авазлар хәлқарада аталмиш “үч хил күч” ләргә әмәс, бәлки хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидики қанунсиз бастурушлирини ечип бериду. Шундақла хитай һакимийитиниң уйғур диярида мустәмликичилик сиясити елип бериватқанлиқидәк һәқиқәтни ашкарилайду. Бундақ болғанда, хитайниң уйғурлар үстидики һөкүмранлиқиниң асаси тәвринип қалиду.

“шаңхәй бәш дөләт келишими” вә “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” болса, уйғурларни “шәрқий түркистан бөлгүнчилири, терорчилири вә әсәбийлири” дегән төһмәт астида хәлқара тероризмға мәһкәм бағлап, уларни дуняниң дүшминигә айландуруветиш, андин тәлтөкүс йоқитишни мәқсәт қилип қурулған бир тәшкилаттур. Демәк, “11-сентәбир вәқәси” дин кейинки “хәлқара тероризмға қарши туруш” долқунида, уйғурларниң милләт сүпитидики қанунлуқ тәләплири, хитай һөкүмити тәрипидин “шәрқий түркистан үч хил күчлири” нами астиға әпчиллик билән йошурулуп, ақивәттә ирқий қирғинчилиқниң асасиға айландурулған.

Ши җинпиңниң оттура асия сәпири вә униң уйғурларға бәргән сигнали

Хитай, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ни қурғучи асаслиқ дөләтләрниң биридур. Хитай, “шәрқниң нато” си дәп атиливатқан бундақ бир тәшкилатни қуруп чиққинидин вә униңдин еришкән пайдилиридин интайин мәмнун. Бу вәҗидин мәзкүр тәшкилатни күчләндүрүш вә тәрәққий қилдуруш, хитайниң әң муһим нишанлиридин бири һесаблиниду. “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң хитай дипломатийәсидики роли интайин муһим. Чүнки униң әзалири ичидә хитай, русийә вә һиндистандин ибарәт үч чоң дөләт бар. Нөвәттә иранму мәзкүр тәшкилатқа әза болуп кирип, “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” явро-асия, җәнубий асия, ғәрбий асия, һәтта хитайниң чоң қуруқлуқ районлириға қошна дөләтләрниң һәммисини өз ичигә алған, қаплаш даириси ғайәт зор бир тәшкилатқа айланди. Хитай билән русийә үчүн “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” чегра бихәтәрликини қоғдаштики мустәһкәм қорған болуп, хитайға нисбәтән буниң қиммити наһайити зордур. Бу вәҗидин хитай һөкүмити ши җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин, 2013-йили хитайниң “маршал пилани” дәп аталған аталмиш “бир бәлвағ бир йол” қурулушини рәсмий йолға қойған иди.

Көзәткүчиләр, бу қетим сәмәрқәнттә ечилған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ға әза дөләтләр башлиқлири йиғинниң асаслиқ мәқсити, ғәрбкә қарши бирликсәп һасил қилиш икәнлики тәхмин қилмақта. Чүнки украина уруши башланғандин буян хитай һечқачан русийәниң украинаға қилған таҗавузчилиқини әйиблигән әмәс. Гәрчә русийәни қоллайдиғанлиқини ашкара билдүрмигән болсиму, әмма хитайниң русийә билән украина арисидики урушта һәргизму ғәрб тәрәптә сәп тутмиғанлиқи наһайити ениқ реаллиқ иди. Анализчилар гәрчә хитайниң бу урушта русйәни ашкара қоллаш еһтималлиқи һәққидә һәр хил пәрәзләрни оттуриға қойған болсиму, әмма хитай йәнила русийәни әйиблимәслик биләнла купайиләнди. Бүгүн қарайдиған болсақ, бундақ купайилиништики мәқсәтниң “топилаңдин тоқач оғрилаш” икәнлики су йүзигә чиқмақта. Йәни русийәниң украина урушида ойлимиған йәрдин аҗиз келиши, хитайниң оттура асия районидики күчини мустәһкәмләшниң әң яхши пәйтини һазирлиған иди.

Дәрвәқә, ши җинпиң бу қетимлиқ йиғиндин пайдилинип өзигә қошун топлап, америкаға қарши күч бирлики шәкилләндүрүшни мәқсәт қилғанлиқи ениқ. Русийә болса украина урушидики мәғлубийити сәвәблик хитайға техиму бағлинип қелиши мумкин. Буниң нәтиҗисидә “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” категорийәсидә хитайниң тәсири йәнә бир балдақ көтүрүлиду.

Нөвәттә хитай һакимийити америка башлиқ ғәрб дуняси билән идеологийәлик сүркилиш һалитидә турмақта, бу һаләт нөвәттә техиму қоюқ болған “соғуқ мунасивәтләр уруши” ниң йеңи бир мәйдан шәписини бәрмәктә. Америка башлиқ ғәрб дуняси иккинчи дуня урушини ахирлаштуруп, инсанийәтниң ортақ қиммәт қарашлири болған әркинлик, баравәрлик вә демократийә пиринсплири асасида дуняниң йеңи күнтәртипини барлиққа кәлтүргән вә “бирләшкән дөләтләр тәшкилати” ниң қурулушиға асас салған иди. Американиң сабиқ совет иттипақи билән йерим әсирдин көпрәк давамлашқан “соғуқ мунасивәтләр уруши” ғәрб қиммәт қарашлириға тәһдит пәйда қилған болсиму, әмма ақивәттә бу уруш ғәрбниң ғәлибиси вә сабиқ совет иттипақиниң йимирилиши билән нәтиҗиләнгән иди. Һалбуки, “соғуқ мунасивәтләр уруши” ахирлишип, хәлқарадики коммунист дөләтләр бир бирләп йемирилип, пүткүл дуня “йәршарилишиш” қа йүзләнгәндә, ғәрб қиммәт қарашлири йәнә бир қетим идеологийәлик еғир кризсқа дуч кәлди. Бу кризс дәл коммунизм идеологийәсини сақлап, ғәрбниң әркин базирида тәрәққий қилиш вә күчлиниш пурситигә еришкән хитай иди. Һалбуки, хитай күчләнгәндин кейин, өз түзүлмисиниң ғәрб демократик қиммәт қарашлар асасидики түзлмиләрдин әвзәл икәнликини тәшвиқ қилишқа башлиди.

Әмәлийәттә хитай хәлқарада базарға селиватқан “түзүм әвзәллики” ниң йилтизи дәл “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң қурулушиға асас болған “үч хил күчкә зәрбә бериш” хәлқаралиқ һәмкарлиқ системисидур. Бу һәмкарлиқ системиси астида хитай һәрқайси иттипақдаш дөләтләр билән бирликтә һакимийәткә тәһдит дәп қаралған күчләрни дөләт ичи вә сиртида пакиз тазилаш пурситини һазирлиған иди, шундақла әза дөләтләр арисида өз ара ишәнч асасидики һәмкарлиқ рамкисини вуҗутқа кәлтүргән иди. Бу дәл “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң қурулғандин буянқи хизмәт механизимидур. Диктатур дөләтләрниң бу тәшкилатқа әза болуши вә қоллиши хитайниңла әмәс, бәлки өзлириниң сиясий вә дөләт хәвпсизлики мәнпәәтлиригә уйғундур. Улар бу тәшкилат ичидә өзигә келидиған һәрқандақ тәһдитләргә ортақ тақабил туруш билән биргә, өзи истигән пайда-мәнпәәтләргиму еришәләйду. Һалбуки, ғәрб демократик қиммәт қарашлирини принсип қилған хәлқаралиқ органларда болса, бу хилдики диктаторлуқ вә мустәбитлик әсла қобул қилинмайду. Демәк, хитайниң аталмиш “түзүлмә әвзәллики” дәл диктатор дөләтләрни бирләштүридиған күч болуп, бу қетимқи “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” йиғини дәл бу күчниң өзини көрситидиған мәйданидур.

Йиғип ейтқанда, ши җинпиңниң оттура асия сәпири уйғурлар үчүн хәйрлик иш әмәслики ениқ. Чүнки “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң қурулушиниң асаси уйғурларни “үч хил күч” намида йоқитишни мәқсәт қилған. Йеқинда б д т кишилик һоқуқ алий кеңиши уйғурлар һәққидики доклатини елан қилип, хитайниң җинайәтлирини инсанийәткә қарши җинайәт болуши мумкин дәп қариди. Шундақла бу җинайәтләрни чәклимисиз тәкшүрүшни тәләп қилди. Навада хитайниң уйғурлар үстидә өткүзгән ирқий қирғинчилиқи б д т тәрипидин тәкшүрүлүш пурсити яритилип, бу җинайәт хәлқарада рәсмий йосундики ирқий қирғинчилиқ дәп қобул қилинса, бу җинайәт ялғуз хитайнила әмәс, бәлки “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниму патқаққа тиқиши мумкин. Бу вәҗидин ши җинпиң “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң күчини хәлқарада кеңәйтишкә, техиму көп дөләтләрни бу җинайәткә шерик қилишқа муһтаҗ. Шундақ қилғандила, хитай уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқини “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң терорлуқ, әсәбийлик вә бөлгүнчиликтин ибарәт “үч хил күч” кә қарши хәлқаралиқ һәрикитиниң бүйүк нәтиҗиси вә хитайниң “түзүм әвзәллики” ниң испати сүпитидә хәлқараға тәшвиқ қилиш билән биргә, ирқий қирғинчилиқтики җинайи мәсулийитидин қечип қутулалайду.

Уйғурларниң инкаси қандақ болуши керәк?

Уйғурлар үчүн нөвәттики хәлқара вәзийәт йәнила пайдилиқ болуп, дуня соғуқ уруштин кейинки йәнә бир қетимлиқ идеологийәлик бөлүнүш дәвридигә киргән бу пәйттә, пүткүл ғәрб дуняси уйғурлар билән бир сәптә турмақта. Демәк, уйғурларға әң пайдилиқ болидиғиниму ғәрб демократик әллири билән бу һаят-маматлиқ күрәштә бир сәптә туруштур! бу вәҗидин хитайға қарши һәрқандақ қаршилиқ һәрикәтләрдә ғәрб демократик қиммәт қарашлирини принсип қилиши, хитайниң уйғурларға қиливатқан ирқий қирғинчилиқини һәқлиқ көрситишигә асас болидиған һәрқандақ һәрикәтләрдин йирақ туруши керәк. Болупму хитайниң “11-синтәбир вәқәси” дин кейин уйғурларни хәлқара терорзмға бағлаш арқилиқ, ирқий қирғинчилиқ йүргүзгәнликини әсла унтуп қалмаслиқ, хәлқарада уйғурларниң терорлуқ билән алақиси йоқлуқиға ишинидиған ғәрб дөләтлири болғинидәк, уйғурларни терорлуқ билән мунасивәтлик дәп қарилайдиған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” дин ибарәт бир ғайәт чоң хәлқаралиқ һәмкарлиқниң барлиқини әсла әстин чиқармаслиқ керәк! чүнки уйғурлар ялғуз хитай һакемийитиниңла әмәс, бәлки “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” дин ибарәт бүйүк бир хәлқаралиқ тәшкилатниң йоқитиш обйекти қилинған бир хәлқтур. Пәқәт демократик ғәрб дуняси билән бир сәптә турушла бизни бүгүнки қабаһәтлик қисмәтләрдин сақлап қелиши, гоя украиналиқлардәк күч вә үмидкә толған кәлгүсигә елип баралиши мумкин!

***Мәзкур обзордики көз қарашлар пәқәтла аптониң өзигә хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.