Ши җинпиңниң тибәттики вәдиси вә ваң яңниң уйғур районида муқимлиқни тәкитлиши немидин дерәк бериду?
2021.07.29
Хитай рәиси ши җинпиңниң 26-июл тибәт аптоном районида зиярәттә болғинида, униң “тибәтликләр компартийә рәһбәрликидә техиму бәхтлик яшайдиған” лиқи һәққидә қилған сөзлири икки күндин буян хитай таратқулирида тәкрар берилмәктә.
Ши җинпиң сөзидә, “хитай компартийәсиниң рәһбәрликидә нәччә милйон тибәт хәлқиниң янчилиқ түзүмини ағдуруп ташлап орнидин дәс турғанлиқи” ни билдүргән. Андин у: “70 нәччә йилдин буян районда чоң өзгириш болғанлиқи, райондики һәр милләт хәлқиниң хитай компартийәсиниң рәһбәрликидә бундин кейинки кәлгүсидә техиму бәхтлик турмушқа еришидиғанлиқи” ни тәкитлигән.
Хитай таратқулиридин мәлум болушичә, охшаш мәзгилдә, хитай сиясий бюросиниң даимий һәйити, сиясий кеңәш рәиси, хитайниң “шинҗаң хизмәт гурупписи” ниң мәсули ваң яң уйғур аптоном районида вә бу җайдики ишләпчиқириш қурулуш армийәси, йәни биңтуәндә зиярәттә болған.
Хитайниң “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, ваң яң 24-июл күни биңтуәнни зиярәт қилғанда дегән сөзидә “3-қетимлиқ шинҗаң хизмәт йиғининиң роһини өгинип, компартийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси вә ши җинпиңниң биңтуән һәққидики орунлаштурушини әмәлийләштүрүш һәм биңтуәнни раваҗландуруш, уни җәнубқа кеңәйтишни күчәйтиш” қатарлиқларни тәләп қилған.
Ваң яң йәнә бу йил 3-айниң 14-күнидин 17-күнигичә уйғур аптоном райониниң үрүмчи, қәшқәр, турпан, қумул қатарлиқ бирқанчә шәһәрлиридә тәкшүрүш зияритидә болған. Ваң яң бу мәзгилдики сөзлиридиму, муқимлиқ асасий тема болған. У сөзидә, “қанун бойичә районни идарә қилиш, җәмийәтниң узун муддәтлик муқимлиққа капаләтлик қилиш, җуңхуа бирлики ортақ гәвдиси идийәсини һәр милләт хәлқигә сиңдүрүш, дөләт тили тәрбийәсини күчәйтиш, динни хитайчилаштуруш” дегәнләрни тәкрар тилға алған.
Хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң тибәт аптоном районида “компартийәниң тибәтликләргә бәхт елип кәлгәнлики” ни тәкитлиши вә хитай сиясий кеңәш рәиси ваң яңниң уйғур аптоном районидики биңтуән зияритидә “районда узун муддәтлик муқимлиққа капаләтлик қилиш”, “биңтуәнни тәрәққий қилдуруш, җәнубқа кеңәйтиш” қатарлиқларни алаһидә тилға елиши чәтәлләрдики тибәт вә уйғур вәзийити анализчилириниң диққитини қозғиди.
Чәтәлләрдики тибәт паалийәтчилиридин “тибәт яшлар қурултийи” ниң хадими, тәйвәндики хитай вәзийити анализчиси заши серин әпәнди зияритимизни қобул қилип, өз қаришини оттуриға қойди.
Заши серин әпәндиниң қаришичә, хитай рәиси ши җиңпиңниң “компартийәниң тибәтликләргә бәхт елип кәлгәнлики” ни тәкитлиши, хитай компартийәси һөкүмитиниң, тибәттики 70 йиллиқ һөкүмранлиқида тәкрарлап келиватқан әң чоң ялғанчилиқи вә меңә ююш сияситидики татлиқ ибариләр икән.
Заши серин әпәндиниң тәкитлишичә, хитай һөкүмитиниң бу хил алдамчилиқ тәшвиқатлириға, униңға охшаш чәтәлләрдә хитайға қарши паалийәт елип бериватқан тибәтликләрла әмәс, һәтта хитай һөкүмранлиқи астидики тибәт аптоном районида яшаватқан тибәтләрму, хитай һөкүмитиниң бу хил ялғанчилиқ тәшвиқатлириға ишәнмәйдикән.
Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити тәрипидин ясап чиқилған бу хил сахта көрүнүшләрдә ши җинпиңға алқиш яңратқан тибәтликләр көрситилгән. Әмәлийәттә техи йеқинда чәтәл тартқулири хәвәрлиридә көрситилгән хитай компартийәсиниң 100 йиллиқи тәбрикләнгән мәзгилдә ласадики тибәтләр тавап қилидиған диний муқәддәс җай бодалагоң сарийи темиға чапланған компартийәни мәдһийәләйдиған шоарларға қарап көз йеши қиливатқан тибәтликләрниң көрүнүшлири, тақиветилгән тибәт ибадәтханилири, тибәтликләр өйлиригә мәҗбурий есилған хитай компартийә даһийлири мав зедоң, ши җиңпиң қатарлиқларниң сүрәтлири, нәччә он йилдин буян үзлүксиз тутқун қилинған вә өзини көйдүрүп өлүвалған тибәт раһиблири қатарлиқлар тибәтләр учраватқан зулумни дуняға ашкарилайдиған әң яхши пакитлар икән.
Униң тәкитлишичә, “хитай һөкүмити 70 нәччә йилдин буян, өзиниң башқа милләтләрни ассимилятсийә қилип йоқитиш сияситини үзлүксиз иҗра қилип кәлгән.
У сөзидә, хитай компартийәси һөкүмитиниң аввал ‛компартийәниң ғәмхорлуқида аптономийәлик һоқуқтин бәһримән болуш‚дегәндәк алдамчилиқ ибарилири вә васитилири билән уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хәлқләрниң меңисини ююп, хитай компартийәсини уларниң қутқузғучиси қилип тәшвиқ қилғанлиқини билдүрди.
Униң қаришичә, хитай компартийәси бу милләтләрни хитайлаштуруш әмәлийитидә болса, һәр хил бастуруш һәрикәтлириниму тәң қолланған.
Униң билдүрүшичә, “хитай һөкүмити бу аз санлиқ милләтләрниң өзигә хас болған диний етиқадини, мәдәнийәт алаһидиликлири, тили қатарлиқларни хитайлаштуруш қәдәм басқучлирини пәйдин-пәй иҗра қилип маңған. Бүгүнки күнгә кәлгәндә, уйғурлар пүткүл милләт бойичә ирқий қирғинчилиққа учраватқанлиқини хәлқара тонуп йәткән. 70 Нәччә йилдин буян хитай һөкүмити аз санлиқ милләтләргә қаратқан хитайлаштуруп йоқитиш сияситини иҗра қилиш қәдәм-басқучида, аталмиш аптономийә түзүми намида үзлүксиз меңә ююш тәшвиқатини күчәйтиш, уларниң миллий баравәрсизликкә қарши көтүрүлгән наразилиқ һәрикәтлирини юмсақ-қаттиқ вастиларни тәң қоллинип бастуруш қатарлиқ усулларни қолланған.”
Америкадики уйғур паалийәтчилиридин дуня уйғур қурултийиниң хитай ишлири мудири илшат һәсән әпәндиму зияритимизни қобул қилди.
Илшат һәсән әпәнди ши җинпиңниң тибәт аптоном районидики зиярити болсун яки хитай сиясий кеңәш рәиси ваң яңниң уйғур аптоном райони вә бу җайдики ишләпчиқириш қурулуш армийәси зиярити болсун һәр икки зиярәтниң мәқсити хитай компартийәсиниң бу районлардики һөкүмранлиқ вәзийитидин әнсирәш йүзисидин елип берилған зиярәт икәнликини билдүрди.
Илшат һәсән әпәндиниң билдүрүшичә, мәйли ши җинпиңниң тибәт аптонум районида компартийәниң тибәтләргә бәхт елип келидиғанлиқини тәкитлиши болсун, яки ваң яңниң уйғур аптоном райониниң муқимлиқини тәкитлиши болсун, уларниң бу сөзләрни қилишиға хитай компартийә һөкүмранлқиниң ағдурулуши вә хитай дөлитиниң парчилинип кетишидин әнсирәш сәвәб болуватқан икән.
Илшат һәсән әпәнди сөзидә, хитай һөкүмитиниң 70 нәччә йилдин буянқи һөкүмранлиқ тарихида мәйли уйғурлар болсун яки тибәт, моңғул, манҗу қатарлиқ хитай болмиған аз санлиқ милләтләргә қарита, уларни хитайлаштуруп ассимилятсийә қилип йоқитиш сиясити йүргүзүп келиватқанлиқини, әмма униң “бу сиясәтни иҗра қилиш әмәлийәт басқучида алди-кейинлик, усулида алдамчилиқ вә қаттиқ қоллуқтин ибарәт һәр хил вастиларни қоллиниватқанлиқи” ни билдүрди.