Профессор ма хәййүнниң мулаһизиси: “тәңритағда пәрваз қилған сумурғ” ниң чолта баянлири (2)

Мухбиримиз әзиз
2015.12.08
namaz-meschit-xoten-ashqunluq.jpg Уйғурларниң ресторанлирида һарақ сетиш мәҗбурлиниватқан мәзгилдә, мәлум мәсчиттә намаз өтүватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

“сумурғ телевизийиси” ниң уйғурлар дияридики зиярити җәрянида әң көп соралған мәсилә диний әсәбийликкә даир әһваллар болуп, улар дәсләпки қәдәмдә зиярәт қилған уйғур аптоном районлуқ сиясий-қанун комитетиниң мудири шюң шуәнгониң ейтишичә, “диний әсәбий күчләр бирдәк миллий бөлгүнчилик пәйда қилип, шинҗаңни хитайдин айрип ташлап, мустәқил қилишни нишан қилған икән.” чүнки, улар “ислам әқидиси хитайниң дөләт қанунидин әла”, “ компартийә һакимийити капирларниң һөкүмити, шуңа уни ағдуруп ташлаш лазим” дәп қарайдиған болуп, бу хил қарашниң идеологийә җәһәттики зийини һазир бәк еғир болуветипту.

Уйғурлар дияридики хитай әмәлдарлар “сумурғ телевизийиси” ниң мухбирлириға инкас қилған ортақ бир мәсилә, уйғурлар дияридики бирнәччә қетимлиқ “қаттиқ зәрбә бериш” һәрикәтлиридин кейин пәскойға чүшкән болсиму йилтизидин йоқитилмиған, шундақла 2009-йилидики “5-июл вәқәси” дин кейин йеңидин ямрашқа башлиған диний әсәбийлик икән.

Профессор ма хәййүнниң қаришичә, һазирқи сиясий вәзийәттә уйғурлар дияридики йәрлик даириләрниң һәммидин бәкрәк көңүл бөлидиғини район миқясида ислам диниға қаритилған башқуруш икән. Биз, немә үчүн ислам диний мәсилисиниң һазир уйғурлар дияридики әң назук мәсилиләрниң биригә айлинип қалғанлиқини сориғинимизда у мундақ деди: “мениңчә, буниң бирнәччә түрлүк сәвәби бар: биринчидин, вақит җәһәттин қарайдиған болсақ, совет иттипақи йимирилгәндин кейин оттура асияда мусулман милләтләр нопусниң асасий қисмини тәшкил қилидиған бирнәччә мусулман дөлити мустәқил болуп, арқа ‏-арқидин сиясий сәһнигә чиқти. Шуңа қарайдиған болсақ, уйғурлар диярида шуниңдин узақ өтмәйла пантүркизм вә пан исламизмға қарши тәшвиқат күриши әвҗ елишқа башлиди. Чүнки даириләр ислам дининиң уйғурларниң мустәқиллиқ һәрикитидики һәрикәтләндүргүч амил болуштәк ролини тонуп йәткән болғачқа бу мәсилигә алаһидә әһмийәт беришкә башлиди. Иккинчидин, ‛11-сентәбир вәқәси‚ дин кейин уйғурлар дияри билән афғанистанниң чегридаш икәнликини нәзәрдә тутқан хитай даирилири афғанистандики бен ладин бәрпа қилған ‛әлқаидә‚, йәни ‛база‚ тәшкилатиниң, шундақла уларниң зораванлиқ идийилириниң уйғурлар арисида базар тепишидин қаттиқ еһтият қилип кәлгән иди. Шуңа ‛11-сентәбир вәқәси‚ дин узақ өтмәйла хитай даирилири уштумтутла уйғурлар дияридиму көплигән террорлуқ тәшкилатлириниң мәвҗутлуқини, һәтта ‛шәрқий түркистан ислам партийәси‚ ниң алақидар паалийәтлирини хәвәр қилишқа башлиди. Әмма булар илгири һечқачан мәтбуат йүзидә елан қилинип бақмиған нәрсиләр иди. Әмма америка һөкүмити террорлуққа қарши җәң басқучиға өткәндин кейинла хитай һөкүмитиму күтүлмигән йосунда өзлириниң ‛террорлуқниң қурбанлири болуп кәлгәнлики‚ ни дава қилишқа башлиди. Буниңға мас һалда хитай һөкүмитиму уйғурлар дияридики ислам диниға тәәллуқ нурғун нәрсиләрни диний әсәбийликкә бағлашқа башлиди. Үчинчидин, буниңда техиму мурәккәп болған йәнә бир амил мәвҗут: хитай дөлитиниң ислам дини һәққидики мәлуматлири васитилик һалда ғәрб алимлириниң ислам дини һәққидики тәтқиқат нәтиҗилирини өгиниш арқилиқ өзләштүрүлгән. Мушу сәвәбтин ғәрб алимлириниң ислам дини һәққидики бәзи қарашлириму хитай тәвәсидики ислам диниға даир сиясәтләрдә вә җамаәт пикридә өз ипадисини тапқан. Шуңа хитай даирилири уйғурларниң ислам динини васитә қилиш арқилиқ, оттура шәрқтикигә охшаш зорлуқ вәқәлирини садир қилишидин бәк қорқиду. Болупму оттура шәрқтики ислам тәшкилатлири яки ливийә, йәмән қатарлиқ җайлардики ислам қораллиқ күчлиригә охшаш тәшкилатларниң уйғурлар районида барлиққа келишидин қаттиқ еһтият қиливатиду. Чүнки, мениң чүшинишимчә, һазирқи әһвалда уйғур мусулманлирини һәрикәткә кәлтүрәләйдиған бирдин-бир мәниви күч дәл мушу райондики ислам дини. Шуңа хитай һакимийити ислам динини өзи үчүн бир түрлүк дүшмән һесаблаватиду.”

“сумурғ телевизийиси” мухбирлири зиярәт җәрянида уйғур аптоном районлуқ парткомдики әһвалдин алақидар хадимлардин мушу һәқтә әһвал игилигәндә, улар уйғурлар дияридики юқири қатлам рәһбәрләрниң 2010-йилидин башлап диний әсәбийликниң мушу хилдики бир қатар хәвпини һес қилип йәткәнликини, шуниң үчүн “заманиви мәдәнийәт” намидики бир қатар паалийәтләр арқилиқ диний әсәбий идийиләрниң тәсиригә тақабил турмақчи вә уни йоқатмақчи болғанлиқини еһтият билән сөзләп бәргән.

2012-Йили январда уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари җаң чүншйән хотәндә хизмәтләрни көздин кәчүргәндә тунҗи қетим “диний әсәбийликни түгитиш” нишанини оттуриға қойған. 2013-Йили май ейида диний әсәбий идийиләрниң тәсирини чәкләш асасий мәзмун қилинған “уйғур аптоном районлуқ парткомниң 11-номурлуқ һөҗҗити” тарқитилған. Буниң билән уйғурлар дияридики һәрқайси шәһәрләрдә көзгә челиқидиған, уйғур аялларниң һеҗаплиниши, диний пасондики кийимләрни кийиши, әрләрниң сақал-бурут қоюши қатарлиқлар дәсләп болуп “диний әсәбийликниң реал турмуштики ипадилири” дин дәп қаралған вә буниңға қарши “җәң” башланған. Һәрқайси җайларда бу хилдики кишиләрниң кутупханиларға яки дохтурханиларға киришигә болмайдиғанлиқи, аптобусқа чиқишиға болмайдиғанлиқи, һәтта идарә-җәмийәтләрниң аилиликләр қорусиға киришигиму болмайдиғанлиқи һәққидики язма уқтурушлар һәрқайси җайларға чапланған.

Биз “диний әсәбийликниң тәсирини йоқитиш” дегән намда һәр дәриҗилик һөкүмәт орунлириниң мушу хилдики тәдбирләрни қолланғанлиқини тилға алғинимизда профессор ма хәййүн мундақ деди: “тоғра дәйсиз. Шинҗаңдики бу һадисә толиму бимәнә шәкилдә оттуриға чиқти. Шинҗаңдики йәрлик һөкүмәтләр рәткә турғузуп чиққан райондики әсәбий диний идийиләрниң ипадилиригә қарисиңиз ‛тамака чәкмәслик‚, ‛һарақ ичмәслик‚, ‛бәлгиләнгән мәсчиткә бармаслиқ‚ ‛партийәлик кадирлар билән қол елишип көрүшмәслик‚ дегәндәк маддиларниң барлиқини байқайсиз. Бу ишларни растини дегәндә мән ‛диний әсәбийликкә қарши туруш‚ дегән намда хитайниң ассимилятсийә нишаниға маңғанлиқ дәп чүшинимән. Чүнки, йәрлик уйғурлар хитайларниң ассимилятсийәсигә мәнсуп һадисиләрни қобул қилмиса даириләр буниң характерини дәрһалла ‛диний әсәбийлик хаһиши‚ дәп бекитиду. Шуңа улар баятин сиз тилға алған ‛қош тиллиқ оқутуш‚, ‛һарақ-тамака‚ дегәндәк һадисиләрни диний әсәбийликниң бәлгиси, дәп чүшинивалған, шуңа уларниң өлчимидә кимдә ким буларни рәт қилса ‛диний әсәбийлик‚ қилған болиду; буларни қобул қилса ‛вәтәнпәрвәрлик‚ болиду. Демәк буниңда наһайити чоң бир мәсилә мәвҗут: бир адәмниң күндилик турмуштики нормал паалийитини, шундақла әхлақ қаришини мушундақ өлчәм бойичә чәкләшкә тоғра кәлсә, у чағда хитайда әсәбийликкә ятмайдиған һечнәрсә қалмайду. Мәсилән, аддий бир мисални алсақ, ғәрбтики һәрқандақ бир мәмликәттә аммиви сорунда тамака чекишкә болмайду. Бу инсанлар җәмийитидики мәдәнийәтлик болушниң бир өлчими. Әмди келип мушундақ бир аддий һадисини диний әсәбийликкә бағливалғанда уни ‛мәдәнийәтлик болушқа қарши чиққанлиқ‚ демәй немә дәймиз?”

“сумурғ телевизийәси” мухбирлириму зиярәт җәрянида уйғурлар диярида бир қисим диний әһкамларниң уйғурларниң даимлиқ турмуш адәтлири билән чәмбәрчас юғурулуп кәткәнликини, буларниң бәзилирини уйғурларниң нормал һаятидин айрип ташлашниң мумкин әмәсликини байқиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.