Талибанлар бейҗиң билән мунасивәт қурушта уйғурларни дәсмайә қиламду?

Мухбиримиз әркин
2021.07.14
Талибанлар бейҗиң билән мунасивәт қурушта уйғурларни дәсмайә қиламду? Талибанларниң баянатчиси сухаил шаһин мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2021-Йили 9-июл, русийә.
REUTERS

Америка армийәсиниң афғанистандин чекиниши билән талибанлар афғанистанниң нурғун җайлирини игиләп, ‍өзиниң тәсирини тез кеңәйтишкә башлиди. Уларниң бу җәһәттики әң диққәт қозғиған һәрикәтлириниң бири, афғанистанниң шәрқий шималидики бәдәхишан өлкисиниң мутләқ көп қисим йеза-базарлирини игиләп, бәдәхшанниң мәркизи фәйзиабадни қоршавға елиши, шундақла уйғур аптоном райониниң бәдәхшан билән болған чеграсиға йетип келиши болди.

Талибанлар хитайға һәқиқий тәһдит ‍икәнлики изчил гуманлиқ болуп кәлгән бир қисим уйғур қораллиқлирини 1990-йилларниң ахирлирида вә 2000-йиллириниң башлирида бир мәзгил өзиниң панаһлиқиға алған. Хәлқара таратқуларниң бу һәқтики хәвәрлиридә, талибанларниң уйғур ели чеграсиға йетип келиши униң уйғур қораллиқ гуруппилар билән болған тарихий алақиси сәвәблик бейҗиңни биарам қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Бирақ америкадики нопузлуқ тәтқиқат орни болған “рәнд ширкити” ниң сиясәт тәтқиқатчиси, асийә-тинч окян сиясити мәркизиниң муавин директори скот харолдниң билдүрүшичә, хитай өзиниң ‍ички тәшвиқати үчүн уйғур қораллиқлириниң санини көптүрүп кәлгән ‍икән.

Скот харолд 13-июл бу һәқтики зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз хитайниң ‍изчил уйғур қораллиқ гуруппилириниң санини көптүрүп кәлгәнликини көрдуқ. Чүнки бу җәһәттики дәлилләрниң ‍интайин аҗиз болушиға қаримай, хитай буни ‛бейҗиң вә хитай хәлқи радикал уйғурларниң тәһдитигә учримақта‚ дегән ички тәшвиқатини йүргүзүштә қоллинилип кәлгән. Биз хитайниң бир қатар вәқәләрдә сақчиларниң боис пәлийи, оқи йоқ ‍оқя, бензин дегәндәк нәрсиләрни тапқанлиқини елан қилғанлиқини көрдуқ.”

Скот харолдниң ейтишичә, ‍әгәр афғанистанда уйғур қораллиқлири болған тәқдирдиму уларниң хитайға тәһдит пәйда қилиши гуманлиқ икән.

Скот харолд мундақ деди: “афғанистанда зади қанчә ‍уйғур қораллиқлири барлиқини билмәймән. Бирақ мән уларниң афғанистан ичидә вә шундақла хитайға кирип һәрқандақ бир иш қилалиши гуманлиқ, дәп қараймән. Уларниң хитайға кирсә байқилиш, тутулуп қелиш, қийин-қистаққа учраш вә өлтүрүлүш хәвпи пәвқуладдә юқири. Шуңа мән афғанистандики уйғур қораллиқлирини хитайға чоң тәһдит, дәп қаримаймән. Бирақ бу дегәнлик хитай уларни ‍өзигә тәһдит, дәп қаримайду, буни хитай компартийәси хитай хәлқини уйғур қораллиқлиридин қоғдаватиду, дегән тәшвиқатта кәң қолланмайду, дегәнлик әмәс.”

Америкадики “кор анализ орни” ниң мәсули, доктор андерс корниң қаришичә, хитай уйғурлардин келидиған һәрқандақ бир тәһдитни, әгәр бундақ бир тәһдит мәвҗут дейилгән тәқдирдә, уни ‍изчил түрдә бурмилап вә көптүрүп кәлгән ‍икән.

Андерс кор 13-июл зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитай уйғурлардин келидиған һәрқандақ тәһдитни, әгәр бундақ бир тәһдит мәвҗут дейилсә, тоқуп чиқти, йоғартип вә көптүрүп кәлди. Улар буни пүтүнләй яман йоллар билән қилди. Уларниң һәрикити пүтүнләй хата вә кишини чөчүтәрлик иди. Уларниң бундақ қилиши уйғурларға қарши пүтүнләй хата болған яман ғәрәзлик ирқий қирғинчилиқини қоллаш ‍үчүн иди.”

Бәзи анализчиларниң ейтишичә, хитай уйғур мусулманлириға қарита “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблиниватқан әһвалда, талибанларниң мусулмандарчилиқи синаққа дуч кәлгән. Йәни талибанлар башқа мусулман дөләтлиридәк хитайниң һәрикитигә көз юмуп, униң билән дост болуш яки ‍униңға қарши турушниң бирини таллашқа дуч кәлгән.

Лекин талибанларниң қатар пайтәхти доһадики юқири дәриҗилик бир әмәлдариниң “вол-стрет журнили” гезитигә ейтишичә, талибанлар хитайдики мусулманларға көңүл бөлсиму, бирақ “хитайниң ички ишлириға арилашмайдикән.”

Шуниң билән бир вақитта йәнә талибанларниң баянатчиси сухаил шаһин, талибанларниң уйғурларға көңүл бөлидиғанлиқи, бейҗиң билән болған сиясий диялогда уларға ярдәм қилишни көзләйдиғанлиқи” ни билдүрүп: “бирақ биз тәпсилий әһвални билмәймиз. Билсәк әндишимизни ипадиләймиз,” дегән.

Сухаил шаһинниң ейтишичә, талибанлар “һәрқандақ бириниң мәйли у шәхс яки тәшкилат болсун, афғанистанни база қилип, америка вә униң иттипақдашлириға қарши турушиға йол қоймайдикән.” сухаил шаһин буниң “хитайниму өз ичигә ‍алидиғанлиқи” ни ейтқан.

Түркийә һаҗиттәпә университетиниң дотсенти, доктор әркин әкрәм талибанлар афғанистанда һакимийәтни қолға алған тақдирдирдиму, өзиниң җиһатчилиқ идеологийәсидин қайтмайдиғанлиқи, бирақ бу униң хитай билән достлуқ мунасивити орнитишиға тосқунлуқ қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Әркин әкрәмниң ейтишичә, талибанлар уйғур мәсилисигә хитайниң аччиқини кәлтүрмәйдиған шәкилдә көңүл бөлүшниң бир усулини тепиши мумкин ‍икән. Әркин әкрәм талибанларниң уйғур қораллиқлирини рәт қилип, мусапирлирини қобул қилиши мумкинликини билдүрди.

Талибанларниң уйғур қораллиқлири билән болған алақиси 2000-йиллардики башлиридики “шәрқий түркистан ‍ислам һәрикити” гә четилидиғанлиқи илгири сүрүлсиму, лекин бундақ бир тәшкилатниң мәвҗутлуқи изчил гуман қозғап кәлгән. Америка һөкүмити өткән йили бу тәшкилатниң мәвҗутлуқиға аит йетәрлик пакит йоқлуқини илгири сүрүп, уни өзниң “террорлуқ тәшкилатлар тизимлики” дин чиқарған.

Доктор андерс кор, хитайниң бу тәшкилатни изчил уйғурларға қаратқан “ирқий қирғинчилиқ” ни һәқлиқ көрситиш үчүн қоллинип кәлгәнликини билдүрди. У мундақ дәйду: “америка һөкүмити ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ниң мәвҗутлуқини етирап қилмайду. ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ ниң террорлуқ гуруһи икәнликигә аит һечқандақ дәлил йоқ. Хитай терорлуқни, җүмлидин уйғурларниң аталмиш ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ билән болған алақисини уларға һуҗум қилиш, уйғурларға йүргүзгән ‍ирқий қирғинчилиқини һәқлиқ қилиш үчүн ‍ишлитип кәлди.”

Рәнд ширкитидики скот харолдниң қаришичә, ‍әгәр талибанлар бейҗиңға яхшичақ болуш үчүн уйғурларни сетивәтмисә, у буниңдин бу һәйран қалидикән. Скот харолд мундақ деди: “дуняда милйонлиған уйғур бар. Улардин пәқәт ‍интайин аз сандики бир түркүм киши талибанлар билән алақә қуруп, сиясий паалийәттә болуп қалған болуши мумкин. Әгәр талибан рәһбәрлири бейҗиңға яхшичақ болушни ойлайдиған болса, уларниң бу ойғурларни сатмаслиқи мени һәйран қалдуриду.”

Скот харолдниң ейтишичә, ‍өз вақтида талибанлар “әл-қаидә” вә униң рәһбири бин ладинни америкаға тапшуруп бәрмигән болсиму, бирақ талибан рәһбәрлиригә нисбәтән афғанистанда һәрикәт қилидиған һәрқандақ уйғурниң сиясий әһмийити бин ладин вә униң адәмлиридин пәрқлиқ икән.

Талибанлар 1990-йиллири афғанистанниң мутләқ көп қисмини ‍ишғал қилған вақитлиридиму бәдәхшанни ‍игиләп бақмиған. Бәдәхшан изчил әхмәтшаһ йетәкчиликидики афғанистан шималий иттипақиниң контроллуқида болуп кәлгән. Лекин бу қетим талибанлар бәдәхшанниң көп қисмини ‍игиләп, тунҗи қетим 60 километирлиқ чегра линийәсидә хитай билән қошна болған.

“вол-стрет журнили” гезитиниң билдүрүшичә, талибанларниң баянатчиси сухаил шаһин “талибан һөкүмранлиқидики афғанистанниң ғәрб дөләтлиригә қошулуп, хитай һөкүмитиниң уйғурлар райондики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйипбләмду?” дегән соалға наразилиқ пикридә болған. У һәрқандақ қарарниң вақти кәлгәндә реаллққа қарап чиқирилидиғанлиқини билдүргән. Шаһин: “әгәр у җайда мусулманларниң бәзи мәсилилири болса, әлвәттә биз хитай һөкүмити билән сөзлишимиз,” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.