Хитай талибан контроллуқидики афғанистанда өз мәқситигә йетәләмду?

Мухбиримиз җәвлан
2021.08.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Хитай билән талибанниң бу қетимлиқ учришиши уйғурлар үчүн немидин дерәк бериду?
Yettesu

“ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған “хитай афғанистан вәзийитигә еһтият билән муамилә қилиши керәк” бир мақалидә ейтилишичә, афғанистан мәсилисидә хитай “америка мәғлуб болди, афғанистан бизгә оңчә қалди” дәп алдирап хушал болуп кәтмәслики керәк икән. Талибанниң афғанистанни игилиши американиң абруйи вә бу райондики тәсирини аҗизлаштурғандәк қилған билән, йәнә йеңи гио-сиясий хәтәр вә бихәтәрлик мәсилисини кәлтүрүп чиқиридикән.

Мақалидә көрситилишчә, хитай һөкүмитиму һазир буни һес қилишқа башлиған. Американиң һәр қандақ һәрбий тәвәккүлчилики вә район үстүнлүкини тәнқидләш пурситини қолдин бәрмәй келиватқан хитай һөкүмити бу қетим афғанистан мәсилисидә башқичә гәп қилип: “америка афғанистандики 20 йиллиқ урушни алдирап-тенәп ахирлаштурғинидин җавабкар болуши керәк” дегән. Хитай гәрчә байден һөкүмитиниң афғанистандин әскәр чекиндүрүш қарариға инкас билдүрмигән болсиму, хитайниң алий дәриҗилик әмәлдарлириниң гепигә қариғанда, улар афғанистанда ямрап кетиш еһтимали болған хәтәрлик амилларниң һәммисини америкаға артип қоймақчи болған. Хитай дөләт хәпсизлики министерлиқиға қарайдиған “хитай хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орни” дики бир хитай анализчи “биз бир қалаймиқан дөләтниң бизниң әтрапимизда террорлуқниң увиси болуп қелишини халимаймиз,” дегән.

Гордон чаң әпәнди хитайниң афғанистандики әндишиси һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай һөкүмити американиң афғанистандики вәзийәтни муқимлаштуруп бәргинидин хушал иди, әмдиликтә болса американиң туюқсиз әскәр чекиндүрүшидин келип чиққан малиманчилиқтин әнсирәшкә башлиди. Талибан күчлири афғанистанни толуқ тинҗитиштин илгири хитайниң сиясәт бәлгилигүчилири һәр вақит һушяр турушқа мәҗбур. Мениңчә, хитай һөкүмити талибан ислам әмирликиниң уйғурларға панаһлиқ беришидин әнсиримәйду, чүнки улар талибанни аллиқачан сетивалди. Бу йеңи һакимийәт гуруһи пул үчүн өзиниң мусулман қериндашлирини хитайларға сетип бериду”.

Анализчиларниң қаришичә, 7-айниң 14-күни пакистанда йүз бәргән партилашта 9 хитай ишчиниң өлүши хитайниң бу райондики бихәтәрлик мәсилисигә болған әндишисини пәйда қилған. Хитай буни “афғанистандики қораллиқ күчләр пәйда қилған террорлуқ вәқәси” дегән болсиму, пакистан буни “күтүлмигән вәқә” дегән. Һалбуки, пакистанда алаһидә имтиязға игә болувалған хитай, бу районда күндин күнгә күчийиватқан хитай өчмәнликиниң нишаниға айланғанлиқини сәзгән. Хитай йәнә нөвәттә талибанларниң қолиға өткән афғанистандики қалаймиқанчилиқниң пакистан, таҗикистан, қазақистан вә башқа қошна дөләтләргә ямрап кетишидин әнсирәйдикән. Американиң афғанистандин чекиниши хитай билән русийәниң зомигәрлик қилмишиға тақабил туруш үчүн болуп, америка бу дөләттин чекингәндин кейин, у йәрдики қалаймиқанчилиқни түзәш вә район бихәтәрликини қоғдаш хитай билән русийәгә қалидикән.

Америка президенти җов байден 16-авғуст күни ақсарайда афғанистан вәзийити тоғрулуқ қилған сөзидә “бизниң һәқиқий рәқибимиз хитай билән русийә, әгәр америка афғанистанниң вәзийитини муқимлаштуруш үчүн нәччә он милярд долларни тохтимай сәрп қиливәрсә, улар (хитай билән русийә) наһайити хушал болиду,” дегән.

“ню-йорк вақти гезити” дә елан қилинған бу мақалидә хәлқарадики нопузлуқ анализчиларниң бу һәқтә ейтқан сөзлиригә орун берилгән болуп, германийә маршал фондиниң тәтқиқатчиси симор “америка һәр қетим хитайға диққитини мәркәзләштүргәндә даим бир тосқунлуққа учрайду. 20 Йилдин бери арқиму-арқа йүз бәргән кирзиислар хитайға нурғун пурсәт яритип бәрди. Афғанистан мәсилиси изчил һалда америка армийәсиниң күчини хоритип келиватқан асаслиқ мәсилә иди,” дегән. Сеол йонсей университети хитай мәсилилири тәтқиқатчиси җон делури мундақ дегән: “хитай бу иштин хушал болмай, бәлки әндишигә чүшүши керәк. Америка ахир һечкимни рази қилалмайдиған вә ғәлибә қилалмайдиған бу җәңдин қутулди; афғанистандики артуқ һәрбий чиқимни түгитип, диққәт нәзәрини хитай билән болидиған узақ муддәтлик риқабәткә мәркәзләштүрди.”

2001-Йилдики “11-синтәбир вәқәси” дин кейин америка талибанни ағдуруп ташлаш үчүн хитайниң қоллишиға муһтаҗ болғанлиқтин аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити” тәшкилатини террорлуқ тәшкилати тизимликигә киргүзгән, әмма америка өткән йили 10-айда бу тәшкилатниң мәвҗут әмәсликини елан қилип, террорлуқ тизимликидин чиқирип ташлиғаниди. Әмма хитай буниңға наразилиқ билдүрүп кәлгән һәмдә бу тәшкилатни йоқтин бар қилишқа урунуп кәлгән. Анализчиларниң қаришичә, хитайниң бундақ қилиштики мәқсити уйғурларни террорлуққа бағлап давамлиқ бастуруш вә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүшкә сәвәб көрситиш икән.

“америка авази” ториниң 18-авғуст бәргән хәвиригә қариғанда, хитай һөкүмити талибан һөкүмитини етирап қилиш үчүн бу һөкүмәтниң аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити” гә зәрбә беришини шәрт қилған. Хитай ташқий ишлар министирликиниң баянатчиси җав лиҗйән 18-авғуст ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ дегән: “биз талибанниң ‛шәрқий түркистан ислам һәрикити‚ тәшкилатини өз ичигә алған һәр хил террорлуқ күчлиригә қәтий зәрбә беришини, һәр қандақ күчниң афғанистан туприқидин пайдилинип бихәтәрликимизгә тәһдит селишиға йол қоймайдиғанлиқи һәққидики вәдисигә әмәл қилишини үмид қилимиз”.

Гордон чаң әпәнди хитайниң мәзкур тәшкилатни уйғурларни қирғин қилиш үчүн ойлап тапқан бирдинбир күчлүк баһаниси икәнликини билдүрүп мундақ деди: “хитай һөкүмитиниң уйғур, қазақ вә башқа түркий милләтләргә йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлири техи бүгүнгичә җазаға учримиди. Шәрқий түркистан ислам һәрикити тәшкилати гәрчә һазир мәвҗут болмисиму, хитай буни бар дәп тәшвиқ қилиш арқилиқ дуняни, һеч болмиғанда хитай хәлқини қайил қилмақчи. Хитай әмәлдарлири һәр заман өзиниң қорқунчлуқ қилмишлирини йоллуқ көрситишкә хуштар”.

Хитай “йәр шари вақит гезити” дә елан қилинған бир мақалидә көрситилишичә, афғанистан һөкүмитиниң ағдурулуп, талибанниң қолиға өтүши хитай үчүн зор вәқә болуп, талибанниң ғәлибиси әгәр бу райондики муқимсизлиқни еғирлаштурувәтсә, хитайниң “бир бәлвағ бир йол” пилани бәлким бузғунчилиққа учрайдикән. Бу пилан мәзкур райондики ул әслиһә қурулушиға ярдәм бериш вә биваситә қурулуш елип беришқа четилидиған болуп, афғанистандики уруш вә қалаймиқанчилиқ сәвәбидин бу пиланниң көп қисми афғанистандин сақит қилинған. Һалбуки, хитайниң бу пилан бойичә пакистан, таҗикистан, қирғизистан вә қазақистанға салған мәблиғи талибан ислам әмирликиниң кәлгүсидики ениқсиз вәзийити түпәйлидин тосқунлуққа учриши мумкин икән.

Сингапор җәнуби деңиз технологийә университети хәлқара мәсилиләр тәтқиқат институти тәтқиқатчиси рафелло пантусиниң “ню-йорк вақти гезити” гә билдүрүшичә, хитай гәрчә талибан билән һәмкарлишишни үмид қилсиму, әмма район бихәтәрлики мәсилисидин һәмдә совет билән америкаға охшаш мәғлубийәткә учрап қелишидин әнсирәйдикән. У мундақ дегән: “хитай әмәлдарлири афғанистан һәққидә сөз қилғанда даим уни ‛җаһангир дөләтниң мазарлиқи‚ дәп атайду. Мәнчә, хитай афғанистандики малиманчилиқниң җәнуб вә шималға ямрап кетишидин әнсирәйду. Бу улар үчүн техиму чоң мәсилә, бу малиманчилиқ бәлким уларниң арқа сәп районидики муқимлиқини бузғунчилиққа учритиши мумкин”.

Гордон чаң әпәнди афғанистандики бу малиманчилиқниң уйғурлар үчүн пүтүнләй пайдисиз әмәсликини билдүрүп мундақ деди: “уйғурлар вә башқилар бәлким талибанниң дүшмәнлиридин бәзи ярдәмләрни елиши мумкин. Биз еһтимал бу йәрдә ‛дүшминимниң дүшмини мениң достум‚ дәйдиған принсипниң қоллинилғанлиқини көрүшимиз мумкин”.

“ню-йорк вақти гезити” дики бу мақалидә көрситилишчә, афғанистан һөкүмити ағдурулуштин бир һәптә бурун, хитай, америка, русийә вә пакистан әмәлдарлири қатарда учрашқан болуп, афғанистанниң кәлгүси вәзийити һәққидә сөһбәтләшкән. Бу дөләтләр талибан билән сөһбәтлишиш йолини талламду яки 1996-йил қурулған талибан һакимийитини йетим қалдурғанға охшаш йетим қалдурамду, бу техи намәлум икән. Хитай өз ақивитини ойлишип, талибан һөкүмитини етирап қилишқа алдирап кәтмәслики, етирап қилсиму башқа дөләтләр вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати арқилиқ етирап қилиши мумкин икән.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Вәзийәт- мулаһизә
Хитай уйғур нанлирини карханилаштуруп немә мәқсәтләргә йәтмәкчи? (2)
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.