Қәшқәрдики “хәлқаралиқ мунбәр” дә сайриған “чәт әллик мутәхәссис” ләр вә уларниң ич йүзи
2024.06.22
Өткән йилиниң ахиридин башлап йошурун тәшвиқ қилинип, бу йил 5-айниң 12-күни ашкара елан қилинған “җуңго шинҗаңниң тарихи вә кәлгүси” темилиқ хәлқаралиқ муһакимә мунбири 12-июн қәшқәрдә өткүзүлгән. Хитайниң чоң-кичик көп сандики тор бәтлири вә таратқулирида, шундақла бу муһакимә мунбири үчүн мәхсус лайиһәләнгән тор сәһиписидә хитайниң бейҗиң университети, мәркизий милләтләр университети, шинҗаң университети вә қәшқәр университети қатарлиқ алий мәктәплири бирликтә орунлаштурған бу муһакимә йиғиниға 100 дин артуқ тонулған чәт әллик алимларниң қатнишидиғанлиқини давраң селинғаниди. Муһакимә мунбири үчүн мәхсус ясалған тор сәһиписи вә башқа тор бәтлиридә бу мунбәргә 150 тин артуқ даңлиқ тәтқиқатчи қатнашти дейилгән. Аридин бир күн өткәндә, хитайниң әң чоң тор сәһипилиридин “хәлқ тори” да йиғин қатнашқучилириниң салаһийити йәнә бир қетим ислаһ қилинип, “қазақистан, америка, австралийә, мисир қатарлиқ нурғун дөләттин кәлгән мутәхәссис алимлардин җәмий 170 тин артуқ киши мунбәргә қатнашти” дейилгән.
Хитай һөкүмити уйғур диярида 7 йилдин бери йүргүзүп кәлгән рәһимсиз бастуруш сияситини инкар қилиш мәқситидә орунлаштурған бу хәлқаралиқ мунбәр зади қандақ өткүзүлгән? бу йиғинға қандақ кишиләр қатнашқан? хитай “хәлқаралиқ мунбәр” оюни билән еришмәкчи болған мәқситигә йетәлидиму?
Хитай һөкүмитиниң бир йилға йеқин вақит сәрп қилип наһайити әстайидиллиқ билән лайиһәлигән бу мунбиригә йүзләрчә чәт әллик мутәхәссис вә алимларниң қатнишидиғанлиқи хели бурунла давраң селинған иди. Хитай һөкүмити өзиниң тәшвиқат қаналлири арқилиқ, уйғур дияриниң тил вә мәдәнийәт тәтқиқати билән шуғуллинидиған бир қисим тонулған алимларға тәклипнамә әвәткәнлики, хитайниң буниң үчүн көп миқдарда мәбләғ аҗратқанлиқи, йиғин иштиракчилирини уйғур дияридики тарихий йәрләрни саяһәт қилдуридиғанлиқи алдин елан қилинған болуп, бу тәшвиқатлар чәт әлләрдики бир қисим хитайға маһил “тәтқиқатчи” ларниң қизиқишини қозғиған болса керәк.
Муһакимә мунбириниң күнтәртипи вә өткән бир һәптидин бери хитай тор бәтлири билән гезитлиридә үзүлдүрмәй улап бериливатқан хәвәрләргә асасланғанда, хитай вәдә қилған мәбләғ вә һәшәмәтлик мунбәр чәт әллик алимларни анчә җәлп қилалмиғандәк қилиду. Игилишимизчә, хитай ичи вә сиртидин болуп, җәмий 39 нәпәр тәтқиқатчи вә мутәхәссис бу мунбәргә қатнашқан. Буларниң ичидә чәт әллик тәтқиқатчиларниң сани 20 нәпәр. “чәт әллик мутәхәссис” дейилгән бу кишиләр арисида 12 нәпири әмәлийәттә бир нәччә йилдин бери хитай университетлири вә тәтқиқат институтлирида “меһман алим” вә “зиярәтчи тәтқиқатчи” болуп ишләватқан кишиләрдур. Техиму ениқрақ қилип ейтқанда, “йегән еғиз оюлупту” дегәндәк бир әһвалға қелип бу мунбәргә қатнишишқа мәҗбур болған “чәт әллик тәтқиқатчи” лардур. Әмәлийәттә мәзкур мунбәргә қатнишиш үчүн мәхсус чәт әлдин кәлгәнләрниң сани пәқәт 7 нәпәр. Бу 7 киши арисида русийәдин кәлгән 3 киши вә моңғулийәдин кәлгән 2 кишиниң тәтқиқат саһәсиниң уйғур дияри билән һечқандақ алақиси йоқ. Америка йел университетиниң пенсийигә чиққан бир җүп әр-аял профессорлири бу мунбәрниң маһийитини билмәй келип қалғандәк туриду. Мунбәр мәйданида олтурған “тонулған алимлар” ниң көп қисминиң әмәлийәттә бу саһәгә натонуш яшлардин тәркиб тапқанлиқи вә сөһбәтләргә анчә етибар берип кәтмигәнликидин, уларни илмий муһакимә мунбиригә қатнишиш үчүн кәлгән дегәндин көрә, вәзиписини орундаш үчүн орун толдурғанлар дейиш техиму мувапиқ.
Хитайниң “өйидә қилған һесаби базарға тоғра кәлмигән” лики үчүн, амалсиз муһакимә мунбириниң күнтәртипини өзгәртип хитай ичидин 4, чәт әллик тәтқиқатчилардин 4 киши болуп җәмий 8 кишини 15 минуттин доклат беришкә орунлаштурған, қалғанларға “муһакимә қилғучилар” вәзиписи берилгән. Тор бәтлиридә берилгән үзүндиләр вә айрим зиярәт хатирилириниң мәзмунидин қариғанда, мәзкур мунбәрниң баштин-ахир “шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бир қисми” дегән сәпсәтәни тәкитләш, хитайниң уйғур дияри сияситини махташ кәйпиятида өткәнлики мәлум. Муһакимә мунбири болуватқан мәзгилидә йиғин қатнашқучилири әсли пилан бойичә алдин бәлгиләнгән бир қисим йәрләрдә саяһәт қилдурулған. “меһманлар” үрүмчи, турпан қатарлиқ җайларда давамлиқ саяһәттә болуш баһаниси билән әтисила қәшқәрдин турпанға елип кетилгән.
Чәт әллик “тәтқиқатчи” лардин 12 кишиниң биваситә хитайға бағлинип ишләватқанлиқини нәзәргә алғанда, уларниң хитай һөкүмити мәхсус буйрутқан темиларда сөзләйдиғанлиқини алдин тәсәввур қилалисақму, лекин австралийәлик хитайшунас, “уйғур империйәси” намлиқ китабниң аптори колин макеррасниң хитай сиясити вә уйғур дияриниң нөвәттики әһвали һәққидә қилған сөзлири илим саһәсини һәқиқәтәнму әпсусландуриду, әлвәттә.
Хитай таратқулири колин макеррасниң мундақ дегәнликини алаһидә хәвәр қилған: “америка қатарлиқ ғәрб әллири, ‛хитай һөкүмити уйғурлар вә уларниң мәдәнийитини йоқитишқа урунуватиду‚ дегәндәк ялған-явидақ гәпләрни тарқитиватқан болсиму, әмәлийәт вә өз кәчүрмишлирим реаллиқниң ундақ әмәсликини көрситип бәрди”. У бу сөзлириниң асаси сүпитидә 2018-йили йәркәндики бир уссулчи вә муқамчиларни тәрбийәләш мәктипини зиярәт қилғанда өзиниң наһайити чоңқур тәсират алғанлиқидәк йетәрсиз һәм вақти өткән тәсиратини испат сүпитидә тилға алған.
Мәлумки, колин макеррас австралийәниң биринчи әвлад уйғуршунаси болуш сүпити билән өзиниң докторлуқ диссертатсийәсини орхун уйғур ханлиқиниң тарихиға беғишлиған, шундақла шу асаста кейинчә “уйғур империйәси” намлиқ китабни нәшир қилдурған иди. Әслидә уйғур тәтқиқати билән тонулған бу киши, 2014-йилидин буян хитайдин келиватқан һәр хил нәп, имтияз вә мукапатларниң тәсири билән аста аста тәтқиқат йөнилишини өзгәрткән, шундақла “хитайни мәдһийәләштә еғзи-еғзиға тәгмәй сайрайдиған чәт әллик булбул” лардин биригә айланған иди.
Бу қетимлиқ муһакимә мунбиридә хитайниң депиға уссул ойниған йәнә бир шәхс чиңхуа университетиниң алаһидә тәклиплик профессори канадалиқ бәрри саутмандур. У йиғинда қилған сөзидә, уйғур дияридики деһқанларниң нопуси, ишсизлиқ нисбити, йәр игилириниң әһвали, ана тилини қолланғучилар вә диний етиқад әркинлики қатарлиқ мәсилиләрдә хитай тәминлигән мәлуматлар бойичә, хитайниң дегән йеридин чиқип сайриған. У һәтта пүтүнләй хитай тәйярлап бәргән сан-сифирларға таянған һалда селиштуруш елип берип, хитайни явропа вә шималий америка қитәсидики тәрәққий тапқан дөләтләр билән һәр җәһәттин селиштуруп йәткүчә махтиған. У, хитай көчмәнлириниң уйғур деһқанлириниң йәрлирини зорлуқ билән тартивеливатқанлиқини, уйғур тилиниң маарип системисидин чәкләнгәнликини, уйғурларни асас қилған йәрлик мусулманларниң диний етиқади вә мәдәнийитиниң хитайчилаштурулуватқанлиқини көрмәскә салған. 1990-Йили коломбийә университетида докторлуқ унваниға еришкәндин буян бир нәччә даңлиқ университетларда оқутқучилиқ қилған тәҗрибилик бир тәтқиқатчиниң бүгүнки күндә өзигә натонуш бир саһәгә үсүп кирип хитайниң кәтминини чепиши, һеч тәкшүрмәйла хитайниң пайдисиға зуван сүрүши илим саһәсини һәқиқәтәнму әпсусландуриду!
Чәт әлдин тәклип қилинидиған “тәтқиқатчи” вә “мутәхәссис” ләргә әвәтилгән тәклипнамидә мәзкур мунбәрниң қәшқәр тәвәликидики мәдәнийәт излиридин бири болған мор будда ибадәтханиси харабийлиқида елип берилған қидирип тәкшүрүш ишлириниң ахирлашқанлиқи мунасивити билән орунлаштурулдиғанлиқи йезилған. 1980-Йилларниң ахирида мәзкур ибадәтханиниң сақлинип қалған мунари археологийәдин хәвәрсиз тамчилар тәрипидин анчә-мунчә ремонт қилинип, 2019-йилиғичә өз һалиға ташлап қоюлғаниди. 2019-Йилидин башлап бу ибадәтхана харабиси кәң көләмдә қезилип нурғунлиған асарә-әтиқиләрниң байқалғанлиқи хәвәр қилинған. Һазирғичә бу харабилиқниң қәдимки һиндистан вә оттура асия буддизм мәдәнийитиниң қәшқәр өрникини намаян қилидиғанлиқи бәс-бәстә баян қилинип кәлгәниди. Бу қетим бу харабийлиққа “будда дининиң хитайға тарқалған 1-бекити” дегән нам берилип, бу ибадәтханиниң “һиндистан билән оттура асия буддизмидин ташқири йәнә хитай оттура түзләңликидики хитай буддизминиң тәсириниму өзләштүргәнлики” давраң селинған. Бу әмәлийәттә мәдәнийәт тарихини бурмилап, ялған дәлил ойдуруп чиқирип, илмий һәқиқәтни өз мәнпәәти үчүн суйиистемал қилғанлиқтин башқа нәрсә әмәс. Хитай бу қетим қәшқәрдә уюштурған бу мунбәргә илим саһәсидә өз виҗдани вә мәсулийитини йоқатмиған һәқиқий чәт әллик алимларниң һечқандақ қизиқиш көрсәтмәслики, уларниң уйғур дияриниң мәдәнийәт тарихиниң хитайларниң тәсири билән әмәс, бәлки өз әнәниси бойичә мустәқил тәрәққий қилғанлиқини ениқ билгәнлики сәвәбидиндур.
Қисқиси, хитайниң бу қетим аталмиш “чәт әллик алим” ларни рол алдуруп, уларниң авази арқилиқ өзиниң сиясий мәқситини ишқа ашурушқа урунуштин ибарәт бир мәйдан сахта тиятириниң маһийити өз өзидин ашкара болди. Шәхсий мәнпәәт вә имтиязни дәп хитайниң депиға уссул ойниған аталмиш “тәтқиқатчи” ларниң ич йүзи илим дунясиға аян болди. Хитайниң уйғур дияриниң тарихи вә мәдәнийитини бурмилап шәрһийләйшкә урунған бу һәйвәтлик “хәлқара мунбири” нәтиҗисиз ахирлашти. Дуня илим саһәсидә кәспий виҗдани, илмий әхлақи вә тәтқиқат принсипини йоқатмиған һәқиқий илим игилириниң һечвақит хитайниң мәнпәәт тозақлириға дәссимәйдиғанлиқи; пәқәтла кәспий әхлақи пучәк, илмий ирадиси сус кишиләрниңла хитай ташлиған йәмчүкләрниң бичарә қурбанлириға айлинидиғанлиқи йәнә бир қетим испатланди!
***Бу обзордики қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду