“шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб истанбулда нәшрдин чиқти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.07.10
sherqiy-turkistan-tarixi.jpg “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Erkin Tarim

Чәтәлдики уйғурларниң саниниң күнсайин көпийишигә әгишип нәшриятчилиқ хизмәтлириму күчәймәктә.

Уйғур зиялийси, нәшриятчи абдуҗелил туран әпәнди язған “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китаб нәшрдин чиқти. Мәзкур китаб: биринчи баб исламийәттин бурунқи уйғур дөләтлири, иккинчи баб шәрқий түркистанда исламийәт, үчинчи баб шәрқий түркистанда боран-чапқунлуқ йиллар, төтинчи баб шәрқий түркистан тарихида өткән бир қисим намайәндиләр қатарлиқ 4 баб, 282 бәттин тәркиб тапқан. Биз китаб һәққидә тәпсилий мәлумат игиләш үчүн китабни язған абдуҗелил туран әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Абдуҗелил туран әпәнди чәтәлдә яш-өсмүрләрниң көпийишигә әгишип ана тилда уйғур тарихини өгитиш еһтияҗи туғулғанлиқини, шуңа “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ бу китабни йезип чиққанлиқини баян қилди.

Китабта уйғурларниң миладидин бурундин 1949-йилғичә болған тарихи баян қилинған. Абдуҗелил туран әпәнди китабниң мәзмуни тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди.

Өткән һәптә истанбулдики тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китабниң ахирқи бабида тарихта уйғур диярида өткән мәшһур шәхсләргиму орун берилгән. Абдуҗелил туран әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

Мәзкур әсәр яш-өсмүрләрниң уйғур тарихини өгинишини обйект қилған болуп, аптор әсәрни йезишта қазақистанлиқ уйғур тарихчи сабит абдурахман язған “уйғурнамә”, тонулған тарихчи турғун алмас язған “уйғурлар”, “уйғур әдәбият тарихи” қатарлиқ китаблардин пайдиланған. Абдуҗелил туран әпәнди бу һәқтә тохталди.

“шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китабни баштин ахир оқуп чиққан, һазир шиветсийәдә туруватқан уйғур зиялийси абдушүкүр мәмәт әпәнди мәзкур китабниң һон мәзгилидин бүгүнгичә болған уйғур тарихини аддийлаштурулуп баян қилинған китаб икәнликини, бурун нәшр қилинған тарих китаблириға охшимайдиған тәрипиниң уйғурларниң 2000 йиллиқ тарихиниң аммибаб тил билән чүшинишлик қилип баян қилинғанлиқи ейтти.

Измирдики әгә университети профессори доктор алимҗан инайәт әпәнди “шәрқий түркистанниң қисқичә тарихи” намлиқ китабни сетивалған. У, гәрчә бу китабни кәспий тарихчи язмиған болсиму, бирақ һазир чәтәлдики уйғурлар миллий кимликни қоғдап қелишниң чарилирини издәватқанда аммибаб тил вә услуб билән бундақ бир китабниң елан қилинишиниң уйғур яш-өсмүрлириниң өз тарихини өгинишидә пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилди.

Тәклимакан уйғур нәшрияти хоҗайини, уйғур зиялийси абдуҗелил туран түзгән “уйғур өсмүрләр үчүн әдәбият” намлиқ китабму нәшр қилинған болуп, буни йеңи уйғурчә өгиниватқан өсмүрләр үчүн оқушлуқ сүпитидә қоллинишқа болидикән. Униң бурун “уйғурларда исламийәт”, “һәҗ қаидилири” намлиқ китаблири вә көп санда мақалисиму елан қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.