Тарих билән реаллиқ арисида: хитайниң миң йиллиқ оттура асия чүши (1)

Мухбиримиз әзиз
2022.04.11
professor-james-millward-xudson-merkizi.jpg Америка пайтәхти вашингтондики худсон мәркизидә өткүзүлгән хитайниң уйғур дияридики “сақчи дөлити” һәққидики муһакимә йиғинида америкилиқ мутәхәссис профессор җеймис милвард өз қарашлирини оттуриға қоймақта. 2018-Йили 4-май.
RFA/Eziz

Нәччә он йиллап ашкара тәкитлинип кәлгән “шинҗаң әзәлдин җуңгониң айрилмас бир қисми” дегән шоар характерлик бу баян хитай һөкүмитиниң сиясий әрбаплири вә илим-пән хадимлириниң ағзидин чүшмәй кәлгән болсиму, кейинчә буниң бәкла ялиңач тәсвир болуп қеливатқанлиқи барғансери билинишкә башлиди. Әнә шу сәвәбтинму хитай һөкүмити буниңға қошумчә қилған һалда бир қатар тарихий вә язма испатларни оттуриға чиқиришқа башлиди. Буниң ичидә әң мәшһур болғини бәлким 1990-йилларға қәдәр мода болуп кәлгән “қәмәр” имзасидики бир “уйғур” шаирниң таң империйиси (618-907) дәвридә “қәдимдин хитайлар болмиш устазим” дегән мәзмунда шеир язғанлиқи һәққидики баянлар болуши мумкин. Хитайниң “дөләт устази” дәп тәриплинидиған әң даңлиқ алимлиридин го моруниң баш болуши билән хитай һакимийити 1970-йиллардин башлап бу һадисини уйғурларниң қәдимдин буян хитайлардин тәлим алғанлиқи вә баш егип кәлгәнликиниң “тәврәнмәс испати” сүпитидә шәрһиләп кәлди. Һалбуки кейинки вақитларда бир қисим хитай алимлири бу “шеирий вәсиқә” ниң уйғур аптоном районлуқ музейханидики бир түркүм “алимлар” вә “рәһбәрләр” ниң синипий күрәш чуқанлири әвҗ алған 1960-йиллири хитай һөкүмитиниң сиясий еһтияҗи үчүн мәхпий һалда ясап чиққанлиқини тәпсилий пакитлар билән паш қилғандин кейин “уйғур шаир қәмәр” һәққидики баянлар 2000-йиллиридин кейин үзел-кесил көздин ғайип болди.

Уйғур дияридики сиясий бастуруш әвҗигә чиқишқа башлиған 2015-йиллиридин кейин хитай һөкүмити зор мәбләғ билән тәминлигән архе‍ологийә әтрәтлири уйғур дияридики мирән, кроран, лопнур қатарлиқ җайларда кәң көләмлиқ қезиш вә тәкшүрүшни давам қилған болуп, шулар қатарида лопнордики қияқ қудуқ тур харабиси өткән бирнәччә йилда қайта-қайта тилға елинип кәлди.

Хитай һөкүмитиниң бу һәқтики әң йеңи хәвири 7-апрел күни шинхуа агентлиқиниң тор бетидә елан қилинип, мәзкур харабилиқтин таң империйәси дәвридики бир қисим қәдимки хитай йезиқидики тарша пүтүкләрниң тепилғанлиқи, хитай тарихнамилиридә “ғәрбий юрт” дәп атилип кәлгән бу маканға миң йиллар илгири көмүлгәнчә сақлинип келиватқан бу маддий испатларниң әмилийәтә “таң дөлитиниң ғәрбий юртни үнүмлүк идарә қилғанлиқиниң дәлили” икәнлики алаһидә шәрһиләнди.

Алимларниң бирликкә кәлгән қарашлириға асасланғанда қәдимки кроран вә лопнур дияри 15-әсирләрдики йеңи деңиз йоли ечилиштин бурун шәрқ дуняси билән ғәрп әллири оттурисидики иқтисад вә мәдәнийәт алмаштурушниң ғол йоли болған “йипәк йоли” дики муһим мәркәзләрдин болған. 11-Әсирдики уйғур тилшунас мәһмуд кашғәрийму өзиниң “түркий тиллар дивани” намлиқ әсиридә турпан тәвәсидики буддист уйғурлар һәққидә тохтилип “уйғурларниң тили сап түркчә. Әмма уларниң чинлиқларниңкигә охшайдиған йәнә бир хил йезиқиму бар. Бу йезиқни уйғурлар вә чинлиқлардин башқа кишиләр оқуялмайду” дәйду. Шуниң билән биргә шу арқилиқ бу районда қәдимки уйғур йезиқидин башқа болған йезиқларниңму мәвҗутлуқидин бишарәт бериду. Бу һәқтә сөз болғанда камбриҗ университетиниң профессори, қәдимки оттура асия йезиқлири мутәхәссиси ерика хунтер (Erica Hunter) идиқут уйғур дөлитиниң територийәси тәвәсидики турпан вә лопнур әтраплириниң өз заманисида қәдимки йипәк йолидики муһим өтүшмә вә мәркәзләрдин болғанлиқи, шуңа бу районда қәдимки уйғур йезиқидин башқа хитайчә, соғдичә, тохричә, қарушти қатарлиқ көплигән тил-йезиқлардики язма пүтүкләрниң һәммисила тепилидиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“үрүмчигә тәхминән 150 километир келидиған җайдики турпанни алсақ 1900-йилларниң башлиридики явропа алимлириниң турпандики тәкшүрүшлири җәрянида бу җайдин хиристян мәктуплири, несториян дининиң сүрийә текистлири, қәдимки уйғур йезиқидики будда текистлири дегәндәк ғайәт зор миқдардики язма текистләрни байқиған. Бу хилдики тәкшүрүшләрни шу вақитта германийә, росийә, японийә қатарлиқ җайлардин кәлгән алимлар тамамлиған. Һазир бу текистләрниң мутләқ көп қисми ашу дөләтләрдә сақлиниватиду. Бу язма текистләрниң сан җәһәттә көплүки, мәзмун җәһәттин рәңдарлиқи һәқиқәтәнму адәмни һәйран қалдуриду.”

Бу тоғрисида тохталғанда профессор җеймис милвард (James Millward) хитайларниң қәдимий “йипәк йоли” дики муһим районлардин болған “ғәрбий юрт” ни истила қилиш арзусиниң милади 2-әсирдики хән ханданлиқи дәвридә бир қетим оттуриға чиққан болсиму таң империйиси дәвригичә болған арилиқта ‍үзүлүп қалғанлиқини алаһидә тәкитләйду. Униң қаришичә, хитайниң бунчә узун давам қилған арзулири бу районда тәбиий рәвиштә бәзи излардин қалдуруп өткән болуп, буниң унчә һәйран қалғучиликиму йоқ икән.

“әнә шу вақитларда бу районға хитайлар кирип кәлди. Уларниң бу хилдики һәрбий қорғанлири хән ханданлиқи дәвридә тунҗи қетим барлиққа кәлгән болуп, шуниңдин кейинки вақитларда таки таң империйәси дәвригичә бир үзүкчилик мәвҗут болған. Әнә шу империйиниң ләшкири қоманданлири бу хилдики һәрбий қорғанларда хитайчә язма пүтүкләрни вә башқа текистләрни қалдуруп кәткән. Әмма мушуларға қарапла бу җайни хитайниң бир қисми болған дейиш бәкла қамлашмиған бир гәп. Бу хитайчә текистләр худди нйо йорк шәһридики баш метро бекитидә яки чикагодики хәлқара айрудурумда башқа йезиқтики көрсәтмиләрниң болғанлиқидәкла бир иш. Демәкчи болғиним, адәмләр зор еқим болуп уян-буян өтидиған җайларда башқа бир хил йезиқниң болуши һәйран қаларлиқ иш әмәс. Бу районниң қурғақ килимати болса бу пүтүкләрниң сақлинип қелишиға асанлиқ яратқан.”

Тарихшунаслиқ саһәсидики әң йүзәки саватлардин мәлум болушичә, таң империйиси әмдиләтин баш көтүрүшкә башлиған 7-әсирләрдә таң империйиси билән үзәңгә соқуштуруп кәлгән икки зор күч уларниң шималидики ашина (Ashina) уруқидин көкләп чиққан һәмдә асиядики әң қудрәтлик күч болуватқан көк түрк империйиси вә ғәрбий җәнупта ласани мәркәз қилған тибәт империйиси болған. Болупму таң империйисиниң әң дәсләпки һөкүмранлиридин болған ли юән вә униң оғли ли шимин (649-598) өзлиридин илгирики сүй ханданлиқини ағдуруп ташлап хитай земининиң һөкүмрани болуш күришидә көк түркләрниң һәрбий ярдимигә муһтаҗ болғанлиқтин қол берип өзлириниң көк түркләргә вассал болидиғанлиқини билдүргән. Улар оттурисида йәнә мәлум дәриҗидики қудилишишму мәвҗут болған. Шуниң билән биргә түркләргә зор миқдарда олпан тапшуруп кәлгән. Әнә шу заманлардики хитай тарихнамилиридә түрк қағани таспарниң “җәнубтики икки оғлум (йәни чи вә җу ханлиқлири) бунчә вападарлиқ қиливатқанда пул-пүчәктин ғәм қилишимизниң һаҗити йоқ” дегән баянлири униң һакавурлуқи үчүн мисал тәриқисидә хатирилиниду. Бу һәқтә сө болғанда тарихшунас лазло монтегомерий (Laszlo Montgomery) көк түркләр билән таң империйисиниң мунасивитини тарихтики мунасивәтләрдин өзгичә алаһидиликкә игә, дәп қарайдиғанлиқини билдүриду.

“уларниң шималдики қошнилири болған көк түркләрни раврус чүшиниши түпәйлидин таң империйиси улар билән қуруп чиққан мунасивәт хән империйисиниң шималдики қудрәтлик қошниси болған һунлар билән болған мунасивәттин зор дәриҗидә пәрқлиқ болди. Таң империйәсиниң һөкүмранлири шималдики бу қошнисиниң тилини, өрп-адәтлирини, мәдәнийәт қурулмисини вә сиясий түзүлмисини бәкму яхши чүшинидиған болғачқа булардин өз мәнпәәти үчүн әң зор дәриҗидә пайдиланди. Җим милвард буни бәкму ихчам қилип ‛хитай тарихшунаслири бу дәврдики мунасивәтни көк түркләрниң хитайлишиши, дәп чүшәндүриду. Мениңчә әһвал дәл әксичә. Йәни бу вақитлардики таң империйисиниң һөкүмранлар гуруһи түрклиишшкә йүзләнгән‚ дәп көрсәткән. Мениңчә бу хуласә реаллиққа техиму уйғун келиду. Мәсилән, таң ордисида орунлинидиған күй-нәғмиләр, ат чаптуруп чәвгән оюни ойнаш, куча вә сәмәрқәндниң уссуллири мода болуш, түрк сазлириниң әтиварлиниши дегәнләрниң һәммиси шу вақиттики ақсөңәкләр гуруһи әң тәлпүнидиған иҗтимаий йеңилиқлар болуп қалған. Таң империйәсиниң орда хатирилиридиму һөкүмранлар гуруһиниң түрклишишкә мәптун болғанлиқи һәққидә бәкму көп хатириләр учрайду. Таң ‍империйиси әнә шу тәриқидә көк түркләрдин пайдилинип өз орнини мустәһкәмливалғандин кейин 629-йили шималдики бу қошнисиниң ички җәһәттә тәприқчиликкә петип қалғанлиқини көрди. Шуниң билән улар тездин көк түркләргә қарши исян көтиришни қәстләватқан сир тардушларни өзигә тартип, зор сандики таң армийиси шәрқий көк түрк қағаниға һуҗум башлиди.”

Таң дөлитини рәсмий һалда мустәһкәмләп, сиясий вә һәрбий җәһәттин қудрәт тапқузуш арзусиға йәткән вақитларда ли шимин өзиниң шималидики қудрәтлик қошниси болған көк түркләрниң “шәрқий түркләр” вә “ғәрбий түркләр” дәп иккигә бөлүнүп кәткәнлики һәмдә шу сәвәбтин зор дәриҗидә аҗизлашқанлиқидин пайдилинип 629-йили зор қошун билән шәрқий түрк империйисигә һуҗум башлиған. Икки йиллиқ бу урушта шәрқий түрк империйси һалак болған. Иккинчи қәдәмдә таң империйиси 641-йилиға кәлгәндә “он оқ хәлқи” дәп атиливатқан ғәрбий түрк империйәсиниң ички җәһәттики иттипақсизлиқидин пайдилинип зор сандики шәрқий түрк чәвәндазлар қошунини сәпәрвәрликкә кәлтүрүп ғәрбий түрк империйисигә һуҗум қилған. Һазирқи дунхуаң вә қумул әтрапидин тартип ғәрптә тоқмақ шәһри вә каспий деңизи бойлири, җәнупта хотән вә қәшқәргичә болған кәң оттура асия територийәсигә һөкүмранлиқ қиливатқан ғәрбий түрк империйиси 17 йилға созулған урушта мәғлуп болған. Әмма лазло монтегомерийниң қаришичә, бу урушта таң империйиси түркләр арқилиқ түркләрни мәғлуп қилиш усулини қоллинип, урушни мөлчәрдикидинму тез сүрәттә тамамлиған.

“таң империйәсиниң һөкүмранлири ғәрбий юрт, дәп атилидиған бу районда қандақ байлиқларниң барлиқини вә униң истратегийәлик қиммитини бәкму яхши биләтти. Шуңа таң тәйзоң (ли шимин) алиқачан ғәрпкә көз тикип келиватқан иди. Йәнә келип улар йеқиндила мәғлуп қилған шәрқий түрк империйисиниң зор сандики атлиқ ләшкәрлири таң империйиси үчүн ғәрпкә йүрүш қилишта ялланма армийә болуш ролини ойниди. Шуңа ‛ғәрбий юрт‚ дәп атиливатқан һәмдә һазирқи шинҗаңни өз ичигә алидиған ашу кәң територийәни таң империйәсиниң қандақ тез сүрәттә бесивалғанлиқи һәмдә буниңға ишлитилгән һәрбий қошунниң нисбитидә хитай армийисиниң нисбити қанчилик аз икәнликини көргәндә һәйран қалмай туралмайсиз. Чүнки ғәрбий түркләргә һуҗум қозғиған бу әскәрләрниң мутләқ көп қисми түркләр иди. Шинҗаң тарихиниң 7-әсирдин 9-әсиргичә болған сәһипилиригә қарайдиған болсақ бу райондики асаслиқ паалийәт иштиракчилириниң түркий хәлқләр икәнликини, таң империйәсиниң бивастә сәрп қилған күчиниң бәкму азлиқини байқаймиз.”

Бу реаллиқ қәдимки түрк йезиқидики мәңгү таш текистлиридә “қағаниңларни ташлап табғач (таң империйәси) ханиға беқинғанлиқиңлар үчүн бәг болидиған уғуллириңлар қул болди, ханиш болидиған қизлириңлар дедәк болди. Табғачларниң татлиқ сөзлиригә вә исил совғилириға ишинип нурғун түрк хәлқи өлди. Табғач хақани уларниң шунчивала ишләп бәргәнлики вә күч чиқарғанлиқиға қаримай түрк хәлқини өлтүрәй. Уруқини қурутай, дәпту” дегән шәкилдә хатирилиниду.

Бу һәқтә сөз болғанда профессор җеймис милвард өз қошнилирини көздин йоқитишқа җиддий тәйярлиқ қиливатқан таң империйисиниң әмилийәттә бу хәлқләр билән мәлум дәриҗидики қандашлиқ мунасивитиниң мәвҗутлуқини, әмма буниңлиқ билән улардики “бирликкә кәлтүрүш арзуси” ниң тохтап қалмиғанлиқини алаһидә тәкитләйду.

“таң империйисини қурғанларни хитайларниң хан җәмәти дәп ейтиш мумкин. Әмма уларниң туғқанлири вә әҗдадлири шималдики серби (сянпи) вә башқа хитай болмиған қовмлардин тәшкил тапқан. Йәнә келип бу империйә һиндистандики буддизимға бәкла қизиққан. Шуңа империйә тәвәсидә түркләр, соғдилар, һиндилар, кейинчә уйғурлар вә тибәтләр қатарлиқ көплигән таипиләрниң тәсири күчлүк болған. Әмма бу вақитларда аббасийлар империйиси һәдәп шәрққә кеңийиватқан болуп, уларниң бу кеңәймичиликигә қатнашқанларму сап әрәбләр әмәс. Уларниңму зор бир қисми иишғал қилинған җайлардики йәрлик аһалә болған. Нәтиҗидә уларниң бу кеңәймичилики өз нөвитидә исламниң долқунлирини шәрқ тәрәпкә силҗитмақта иди.”

8-Әсирниң оттурилириға кәлгәндә таң империйәси ахирқи һесапта тибәт империйисини мәғлуп қилип, көк түрк империйисиниң орнини басқан һалда асиядики әң қудрәтлик дөләткә айланған һәмдә контроллуқ һоқуқини арал деңизи бойиға кеңәйтишкә урунған. Әнә шу вақитта өз заманисиниң әң қудрәтлик сиясий күчлиридин бири болған әрәб аббасиийлар империйәси шәрққә кеңийиш җәрянида арал деңизи бойиға йетип келип, дунядики икки чоң империйәниң оттура асиядики тиркишиш вәзийити шәкилләнгән. Буниң билән 751-йилидики дунявий зор вәқәләрниң бири болған талас ‍урушиниң пәрдиси ечилған.

(Давами бар).

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.