пәрһат билгин: уйғур елида муқимлиқни қоғдашниң әң муһим тәдбири байлиқ тәқсиматидики тәңпуңсизлиқни түгитиш

ساقچىلارنى ئىشقا سېلىپ مەجبۇرىي چېقىلىۋاتقان بۇلاقبېشى كوچىسىدىكى ئۇيغۇرلارنىڭ قورۇ-جايلىرى. 2012-يىل، ئۈرۈمچى.
сақчиларни ишқа селип мәҗбурий чеқиливатқан булақбеши кочисидики уйғурларниң қору-җайлири. 2012-йил, үрүмчи. (RFA/Qutlan)

0:00 / 0:00

уйғур аптоном райони 2014‏-йилниң дәсләпки 3 пәслидә өй базириниң җиддий касатлашқанлиқини елан қилди. уйғур аптоном районлуқ статистика идарисиниң ашкарилишичә, мушу 3 пәсилдә сетилған тавар өй көлими өткән йилқидин 20.3 пирсәнт азайған.

бу йил 10 милйон 640 миң 630 квадрат метир тавар өй сетилған. һалбуки, 2013‏-йилниң дәсләпки 3 пәслидә 12 милйон 120 миң квадрат метирдин артуқ тавар өй сетилғанлиқи мәлум. немә үчүн уйғур елида тавар өйләрниң сетилиши бунчилик зор дәриҗидә чүшүп кәтти?

уйғур аптоном районлуқ статистика идарисиниң муавин башлиқи фең ли өткән пәйшәнбә күни чақирған ахбарат йиғинида, тавар өйләрниң сетилиш миқдариниң чүшүп кетиштики сәвәбләрни иқтисадтики өсүш сүритиниң астилиши, еһтияҗ вә муқим мүлүккә селинма азайғанлиқиға бағлиған.

у, селинминиң азийишини йеңи қурулуш түрлириниң азийиши, мәбләғниң орниға бармаслиқи, семонт, полат -төмүр қатарлиқ саһәләргә селинма зор көләмдә кемәйгәнликигә бағлиған. бирақ бәзи анализчиларниң қаришичә, тавар өй базиридики касатчилиқ хитайдики омумий әһвал болсиму, бирақ уйғур елидики тавар өй базириниң әһвали бу районниң сиясий вәзийити билән мунасивәтлик. биз бу мәсилә тоғрилиқ җорҗи вашингтон университетиниң тәклиплик оқутқучиси, иқтисад пәнләр доктор кандидати пәрһат билгин билән сөһбәт елип бардуқ.

тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиәләр.