Қәдимий тәклимаканниң явропалиқ алимларни алдиған аддий пуқраси—ислам ахун

Ситокһолмдин обзорчимиз нәвбаһар тәйярлиди
2024.11.06
yalghan-saxta-kitab-1024 Британийә кутупханисида сақлиниватқан сахта қолязмидин бир япрақ
British Library

18-Әсирниң кейинки йеримидин башлап бир қисим ғәрблик експедитсийәчиләр, сәйяһлар вә башқа түрлүк салаһийәттики кишиләр ички асияға җайлашқан тарим ойманлиқиға қәдәм бесип, әсирләр бойи уйқуда ятқан тинч бостанлиқни ойғитишқа башлайду. “гөһәр қазғучилар” дәп тәрипләнгән әнглийә, германийә, русийә, шиветсийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән зиярәтчиләр қәдимки шәһәр харабилири вә чөллүкләрдин байқалған язма ядикарлиқ вә асарә-әтиқиләрни гөһәр орнида көрүп қидирип тәкшүрүш вә тәтқиқат ишлирида болиду.

Йәрлик хәлқләр уйғур миллитиниң меһмандост, ақ көңүл, тиришчан вә дурус пәзиләтлирини өз һәрикитидә көрситип, дуняви алимларниң күндилик хатирилири вә китаблиридин орун алған. Буларниң ичидә сансизлиған карванларға саһибханилиқ қилип, өз юртлириниң булуң-пучқақлириғичә башлап барған, уларға маяк болған кишиләрдин өрдәк, абдуреһим, тохти ахун вә әхмәт мәргән қатарлиқ кишиләрни һөрмәт билән тилға елип өтүшкә әрзийду. Буларниң ярдимисиз ғәрблик алимлар қум дәря вадисидин “кироран гүзили” ни, нийә харабиликидин “қарушти пүтүклири” ни яки мирән қәбристанлиқидин “қанатлиқ пәриштә” рәсимини байқимиған болатти. Һәқиқәтән явропалиқ, русийәлик експедитсийәчиләр вә алимларға тәклимаканда йол башлап уларниң асарә-әтиқиләрни йиғип, явропа музейлири вә университетлирида сақлинип қелишиға һәссә қошқан бу уйғур йол башлиғучилири әмәлийәттә шу дәврниң тунҗи уйғур експедитсийәчилири иди. Улар явропалиқ алимларға йол башлап шу асарә-әтиқиләрни көрсәтмигән болса, бу байлиқлар ғәрб дунясида сақлинип һәм тәтқиқ қилинип, уйғур хәлқи вә уларниң әҗдадлириниң бүйүк мәдәнийәт байлиқлириға юқири баһалар берилмигән болар иди. Әксичә, бүгүнки күндә аталмиш хитай археологлири вә сиясәтчилири тәрипидин халиғанчә йоқитилип һәм сиясивийлаштурулуп, “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми”, “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси” тәшвиқатлири үчүн хизмәт қилдурулған болар иди.

Юқирида тилға елинған уйғур йол башлиғучилар та бүгүнгә қәдәр гүзәл әхлақниң шәҗәриси сүпитидә мәдһийәлинип яд етилип келиватқан болсиму, әпсуски бу хил алийҗанаб кишиләр билән бирликтә ғәрблик сәйяһларниң хатирисидә сәлбий образ яритип тарих бетигә йезилған кишиләрму һәм мәвҗуттур.

Буларниң ичидә әнглийәлик археолог аврел ситәйин паш қилған, сахта қолязма ясап тарихта нами пур кәткән— ислам ахунму бар. Аддий уйғур ислам ахунниң явропалиқ експедитсийәчиләрни вә даңлиқ алимларни сахта қолязма ясап сетип алдаш вәқәси әйни вақитта зилзилә пәйда қилип, явропалиқлар нәзиридә заманиви мәдәнийәттин арқида қалған дәп төвән көрүлгән бу хәлқниң унчивала надан әмәслики тәсиратини пәйда қилғаниди. Стәйин уни һәтта “әқиллиқ әбләх” дәп тәриплигәниди.

Аврел ситәйин тартқан ислам ахунниң сүрити, 1901-йили, мәнбә: қәдимки хотән (1907), лондон
Аврел ситәйин тартқан ислам ахунниң сүрити, 1901-йили, мәнбә: қәдимки хотән (1907), лондон
British Library

Сөзни қәдимки қолязма әсәрлирини йиғиш тарихидин башлисақ ғәрбликләрниң оттура асиядин қәдимки қолязма әсәрләрни йиғиш қизғинлиқи 1889-йили, кучар әтрапидин байқалған 5-әсиргә тәвә һинди тебабәтчиликигә аит мәзмунлар пүтүлгән “бовер пүтүклири” дәп аталған санскрит тилидики қолязмилардин башланған болуши мумкин.

Әнглийәлик офитсер хамилтон бовер (H. Bower) Мәзкур қолязмиларни сетивалғандин кейин калкуттадики санскрит тили мутәхәссиси рудолф һөрнелгә (Rodolf Hoernle) язмиларни тәкшүрүп бекитиш үчүн әвәтиду. Бу қолязмилар һөрнелниң диққитини алаһидә тартқан болуп, шундин етибарән оттура асия земинлирида қәдимки қолязма овлаш һәрикити башлинип кетиду. Һөрнелниң тәлипи билән биританийәниң һиндистан һөкүмити 1895-йилидин 1911-йилиғичә оттура асия тәвәликидә қәдимки қолязмиларни издәш сәпәрвәрлики қилип, қолязмиларни һөрнелниң оқуп шифирини йешиши үчүн йоллап туриду. Кейин бу қолязма әсәрләр “һөрнел йиғмилири” вә “ситәйин йиғмилири” намида рәтлинип лондондики биританийә кутупханисида сақлинип кәлмәктә. Һалбуки бу қиммәтлик пүтүкләрниң арисида бир қисим сахта қолязмиларму орун алған болуп, буниң арқисида дуняви шәхсләрни алдиған “ислам ахун хотәни” ниң һекайиси бар иди.

Аддий шәхс ислам ахун қандақ қилип мәшһур шәхсләр билән мунасивәт орниталиди? пирофессор һөрнелгә қолязмиларни тәминләп бәргүчи асаслиқ мәнбә әнглийәниң қәшқәрдики баш консули җорҗ макартней (George Macartney) вә комиссар стувард годфрей (Stuart Godfrey) иди. Болупму макартней қәшқәр базарлиридин вә китабпуручлардин йиғқан қәдимки әсәрләрни биританийәгә тәминләп бериштин башқа йәнә русийәниң қәшқәрдики баш консули петровиски вә башқа шәрқшунасларниму қәдимки әсәрләр билән тәминлигәниди. Қолязмиларни ғәрблик алимларға йәткүзүштә хотәндики афған ақсақал бәһруддин ханниң ойниған муһим ролиға сәл қарашқа болмайду. У өз нөвитидә алимлардин германийәлик лекок, әнглийәлик аврел ситәйин вә шиветсийәлик нилс амболт қатарлиқларни браһми йезиқи, қарушти йезиқи, удун йезиқи, қәдимки тибәтчә йезиқ вә пәһләви йезиқи қатарлиқ қәдимки йезиқлардики әсәрләр билән тәминлигән. Һазир бу язма ядикарлиқларниң бир қисми явропадики асаслиқ чоң музейларда көргәзмә қилинмақта.

Бу ишниң җәряни шуки, әслидә бәһруддин хан қолязмиларни хотәнлик ислам ахундин сетивалиду, ислам ахун тәклимакан қумлуқи әтрапидики чөл-җәзирәләрдин қолязмиларни йиғип келиду, андин бәһруддин ханға сетип пул тапатти. Шу тәриқидә 1895-1898-йилиғичә болған мәзгилдә, ислам ахун макартней, петровиски вә башқа явропалиқ сәйяһларға қолязма сетишни өзигә кәсип қиливалиду, таки униң “сахта қолязма” ясаш қилмиши ашкарилинип қалғанға қәдәр у бу ишни давамлаштуриду.

“сахта қолязма” вәқәсидин бурун ислам ахун йәнә дуняға даңлиқ дизи маторниң қурғучиси әнглийәлик капитан дизиниму бир нөвәт (H. H. P. Deasy) Алдиғаниди. У, капитан вә униң адәмлиригә йол башлиғучи болуш баһаниси билән, капитанниң почуркисини дорап, ялған имза қоюп, қәшқәрдики бәһруддин ақсақалдин пул үндүрүвалиду вә бу иш кейин паш болуп қелип, хотән ямули тәрипидин җазалиниду. Ислам ахун җазаси үчүн бойниға бир ай бойичә 30 қадақ еғирлиқтики яғач тақақни тақап йүриду.

Бу иштин кейин ислам ахун хотәнниң җәнуб тәрипидики керийәгә көчүп кетиду. У бу йәрдә кишиләргә өзини баш консул макартней әвәткән алақичи дәп тонуштуриду. У, өзиниң һунза тиҗарәтчилири тәрипидин әсиргә елинған қулларни тепип келиш үчүн әвәтилгәнликини ейтип, ушбу ялған һекайә билән йәрликләрни алдап бир мәзгил җан беқип йүриду. 1901-Йил, қиш айлирида ислам ахун аврел ситәйин билән керийәниң йеқинидики чирада көрүшкәнлики мәлум. Бу вақитта ислам ахун өзини ситәйингә “һеким” дәп тонуштуриду. Ситәйин униң билән қәдимки әсәрләр һәққидә келишиду. Ситәйин археолог болуш билән бирликтә һинди иран тиллириғиму пишшиқ иди. У өзиниң ички асия сәпиридә хотәндики қәдимий дәндән өйлүк харабисидин нурғунлиған будда номлири вә қарушти, бираһми йезиқидики қолязмиларни байқиғаниди. Әмма ситәйин ислам ахун тепип кәлгән қолязмиларниң йезиқлирини өзи билидиған бирәр йезиққа охшиталмайду. Йәрлик хәлқ ичидиму һечким қолязмиларниң қандақ йезиқта йезилғанлиқини биләлмәйду. Ислам ахун тилға алған харабиликләрниму илгири аңлап бақмиғаниди.

Арқа-арқидин дуняға кәлгән тасадипийлиқларға толған “байқашлар” вә ғәлитә йезиқлар ситәйинниң гуманини техиму қозғайду. Буниң билән ситәйин ислам ахунни икки күн сорақ қилиду, лекин ислам ахун бу қолязмиларниң ялған икәнликини қәтий иқрар қилмайду, башқиларниң қолидин алғанлиқини ейтип турувалиду. Лекин ситәйинниң қистиши билән ахири йәнә өзиниң сахта қолязмиларни ясап сатқанлиқиға иқрар болиду. Буниң билән ситәйин ислам ахунниң ялғанчилиқ ниқабини ечип ташлайду.

Ислам ахун “қәдимки харабилиқлардин байқиған” бу “қол язмилар” қарушти, һиндичә, парсчә, тибәтчә, уйғурчә вә хитайчә йезиқлардики қолязмиларниң йезиқ тилиға һөкүм қилиш җәһәттә мол тәҗрибигә игә мутәхәссис һөрнелниң алдиға кәлгәндә, у һәрқанчә қилипму бу қолязмиларниң қайси хил йезиқта йезилғанлиқини биләлмәйду вә уни оқуп йешиш үчүн көп издиниду. Қаримаққа бу йезиқлар бираһми йезиқиға охшапрақ кетәтти. Ситәйин дәрһал пирофессор һөрнелгә хәт йезип вақтини у қолязмиларға исрап қилмаслиқни, чүнки уларниң ясап чиққан қолязма болуп чиққанлиқи һәққидә агаһландуриду. У һөрнелгә язған хетидә ислам ахунни “әқиллиқ әбләх”, “өзиниң юртдашлиридин алаһидә әқиллиқ, юмуристик сөзлири билән кишини җәлп қилидиған киши” дәп тәсвирләйду.

Ислам ахун ғәрблик алимларни надамәт чәктүргән “қолязма” ларни қандақ ясап чиққан?

Ислам ахун бу ишларни йәнә бирқанчә киши билән шериклишип қилғаникән. Аввал улар яғач қелипларға оюлған браһми йезиқиға охшитип ясалған аллиқандақ һәрпләрни қәғәз йүзигә бесип чиқидикән, кәйнидин қәғәз варақчилирини ислап сарғайтип қәдимий китаб һалитигә әкелидикән. Андин башқилар көзлигән нишанға бериштин бурун у йәргә йетип берип, өзлири ясиған қолязмиларни қумлуққа көмүп қойидикән. Ислам ахун мана мушундақ йоллар билән дуняви алимларни алдиғаниди.

Ситәйин ислам ахунға башқа җаза бәрмәйду, пәқәтла уни 1901-йили бир парчә сүрәткә тартивалиду вә өзиниң “қәдимки хотән” намлиқ китабида ислам ахун һәққидә баян қилип, униң сүритини елан қилиду. Кейин ситәйин юртиға қайтмақчи болғинида, ислам ахун алаһидә әқил-парасити билән униңға обдан ярдәмчи болалайдиғанлиқи, шуңа өзиниң әнглийәгә биллә һәмраһ болуп беришни халайдиғанлиқини ейтиду, әмма ситәйин уни рәт қилиду. Ислам ахунниң кейинки тәқдири бизгә намәлум.

[Әскәртиш: бу обзордики қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду]

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.