Тәкрарланған тарих вә бишарәтләнгән мәғлубийәт

Обзорчимиз абдувәли аюп
2021.01.15
Тәкрарланған тарих вә бишарәтләнгән мәғлубийәт 1958-Йили хитай һөкүмити қозғиған “йәрлик милләтчиликкә қарши һәрикәт” тә актиплиқ билән оттуриға чиққан, әмма “мәдәнийәт инқилаби” да бойниға “җасус” дегән тахтай есилип, күрәшкә тартилған бурһан шәһиди (оңда) билән абдулла закироф (солда).
RFA/Qutlan

Уйғур тарихида икки қетимлиқ омумий тутқун болған икән. Улар 1937-йили йүз бәргән биринчи қетимлиқ тутқун вә 1957-йилдики “йәрлик милләтчиләиккә қарши күрәш” дәп намланған иккинчи қетимлиқ омуми тутқун. Үчинчи қетимқиси нөвәттә давам қиливатқан вә миллий тазилаш дәп тәбирләнгән, 2017-йили омумиййүзлүк тутқундур. Биз алдинқи икки қетимлиқ қирғинниң аңлиғучиси болған болсақ, бу қетимқи қирғинниң шаһиди идуқ. Биз 1937-йилдики тутқунда харап болған сәрхилларға, 1957-йиллардики қамашта набут болған мунәввәрләргә баһа бериватқан болсақ, бир күни кейинки әвлатлар 2017-йили уйғурниң бешиға кәлгән бу қисмәттә баһалинидиғанларға айлинип туруптимиз. Гәпни алдинқи тутқунларда аман қалғанлардин башлайли.

1937-Йилдики тутқундин чәт ‍әлгә чиқип кетип аман қалғанлар болған, улардин муһәммәдимин буғра, мәһмут моһити, мосул муһити, муһәммәд қасим һаҗи, имин ваһиди, бай әзизи вә әһмәт пахта қатарлиқлар. (Әһмәт пахтаниң оғли ғоламидин пахта һелиму америкада һаят). Шу тутқундин хитай өлкилиригә кетип қутулғанлар болған, уларниң мәшһулири-әйса йүсүп алптекин, мәсут сабири, исмаил қадир, абдуқадир самани қатарлиқлар болған. Бу қетимлиқ тутқунда сүргүн қилинип аман қалғанларму болған, мәсилән, сәйдулла сәйпуллайив, абдукерим аббасуп, абдуқадир һаҗиюп, уйғур сайрани, лотпулла мутәллип, сәйпидин әзизи қатарлиқлар.

1957-Йилдики тутқундин вә шуниңға улишипла йүз бәргән “мәдәнийәт инқилаби” ниң дәһшәтлиридин оттура асиядики җумһурийәтләргә кетип аман қалғанлар болған, улар зия сәмәди, йүсүпбәг мухлисуп, һашир ваһиди, ғени батур, абдурәуп мәхсум, абдурәһим әхмиди, батур әршидин, қатарлиқлар болған.

1937-Йилдики тутқундин аман қалғанлар пурсәт пишқанда ахбарат, нәшрият вә әдәбият саһәлиридә өзлириниң йетәкчилик ролини җари қилдурған. Буларниң бәзиси или инқилабини қозғаш вә ғулҗада шәрқи түркистан җумһурийити қурушқа көрүнәрлик төһпә қошқан. 1957-Йилдики тутқундин оттура асия дөләтлиригә кетип аман қалғанларму уйғур тарихиниң өзи шаһит болған сәһпилирини қәләмгә алған вә вәтәнниң давасини бүгүнгә улиған.

2017-Йилдики тутқундин аман қалғанлар бурунқи икки қетимлиқ тутқундин сақ қалғанлардин көп. Бу қетим хитай өликилиригә кетип аман қалғанлар йоқниң орнида. Бурунқиларға охшаш чәт әлләргә қечип қутулғанларму тарихқа йезилиду. Болупму улар ичидә юртниң төригә чиққанлар, китап йезип сәһнигә чиққанлар, тәбилиғ қилип мунбәргә чиққанлар, үндидарларда дәрс сөзләп салунға чиққанлар вә зәрдарлиқи вә илимдарлиқи билән һәр қайси юртларда болидиған сорунларда төргә чиққанлар һаман бир күни һәққаний баһалиниду вә йезилиду. У чағда тарихчилар мәнбә қислиқи сәвәплик қийнилип қалмайду. Бизниң муһаҗирәттә қилған әткәнлиримиз “1957-йилларда болған тутқунда һейитгаһ хатиплириниң бу паҗиәни ақлашта қандақ рол ойниғанлиқи мәлум әмәс” дегән шәклидә йошурун қалмайду. Чүнки қилған вә қилмиғанлиримиз аян, ашкара хаманда турупту. Қилдуқ дегинимиздин заманниң шивирғанлирида қанчилики саман болуп учуп кетиду, қанчилики қалиду, униңға әмәли үнүм, ‍ахирқи нәтиҗә һөкүм чиқиду.

1937-Йили вә 1957-йили болған омумий тутқунларда уйғур дегән милләтни дуня түзүк тонумайтти. У чағда уйғурни алқинида ойнатқан совет иттипақидәк милләтләрни йоқ қилип етиқадларни пайхан қилидиған бир хирислиқ җаһангир күч шиллимиздә бар иди. Бу дәриҗидин ташқири дөләт икки қетимлиқ тутқунда хитайға устаз болған, йол көрсәткән вә йол қойған иди. Бу нөвәтлик тутқунда уйғурниң йенида йәнә бир җаһаншумул дөләт америка қошма шитатлири бар, бу дөләт өзиниң дунядики иқтисади, сиясий вә ахбарат күчи арқилиқ уйғур тәрәптә, һәққанийәт тәрәптә туруватиду.

Алдинқи икки қетимлиқ тутқунда дуня уйғурға немә дәрт кәлгәнликидин бихәвәр иди. У чағларда дунядики чоң-чоң хәлқаралиқ тәшкилатларда вәқә тоғрилиқ бирәр докилат елан қилмиған. Советкә дүшмән, хәлқаралиқ комунизимға, зулумға қарши күчләрму вәқәни әйиблимигән, һеч бир хәлқаралиқ ахбарат оргини һөҗҗәтлик филим ишләп зади немә болуватқанлиқини җаһанға билдүрмигән. Шу чағда бүгүнки б д т бар иди, шимали атлантик әһди тәшкилатиму бар иди. Әмма уларниң һеч бири хитайниң қилмишини я кишилик һоқуқ мәсилиси, яки ирқий қирғинчилиқ мәсилиси демигән. У чағда техи хитайниң залимлиқини қоллиған комунистик советниң тәһдити дуняда бүгүнки комунистик хитайниң тәһдитидин күчлүк иди. Дуняниң йерими дегүдәк совет комунистлириниң ағзиға қарайтти. Һәтта яврупаниң йеримида комунистлар һөкүмран иди. Шу чағда америка башчилиқидики һөр дуняға тәһдит болған, аҗиз комунистик хитайниң қилмишидин дуня бихәвәр қалған яки бихәвәр болувалған.

2017-Йилдики омуми тутқун башландин буян вә ирқи қирғинчилиққа айланған бүгүнки күндә хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири һәрикәткә өтти. Авустиралийә, канада, франсийә вә әнгилийәниң уйғур қирғинчилиқида хитайға тутқан позитсийәси кәскинләшкили башлиди. Бу нөвәт җаһаншумул дөләт америка ядролуқ күч сүпитидә уйғур қирғинчилиқи мәсилисидә хитайға қарши чиқиватиду. Америка хитай түзүмини һетлирниң фашистик түзүмигә, советниң комунистик түзүмигә охшитип тәнқит қиливатиду, һәмдә бу түзүмниму советкә охшаш битчит қилиш һәққидә қарашларни улғайтмақта. Милләтләр ичидә енгилиз тиллиқлар, франсозлар, япунлар вә йәһудилар явропа дөләтлиридә вә америкида уйғурларни қоллап мәйданға чиқти. Герман тиллиқлар дуняси, испан тиллиқ дөләтләр, шиветлар, италиянлар, түркләрниң қозғилиши тәдириҗи әмәлгә ешиватиду. Худди америка йәһудиларни қирғин қилип йоқ қилмақчи болған германийә фашистлирини қорал билән, инсанийәтниң мәнивий қиммәтлирини харап қилмақчи болған совет иттипақини һөрлүкниң күчи, қорал вә доллар билән бәрбат қилғандәк хитайниму һалак қилиши мумкин.

2017-Йилдики уйғурлар дуч кәлгән тутқун дуня ахбаратида герман фашистлириниң җаза лагерлириға, советниң гулаг лагериға охшитиливатиду. Җаһанға мәлумки, җаза лагерини қурған фашист германийәси 1945-йили бешини йегән болса, гулаг лагерини қурған совет иттипақиму 1991-йили тарихниң әхләтханисиға ташланди.

1937-Йили, 1957-йили вә 2017-йилдики омуми тутқун үч қетимлиқ уйғур паҗиәсидә қоллинилған вастиләрдә аҗайип охшаш. Бу охшашлиқларниң негизидә совет комунистлири вә хитай комунистлириниң ортақ маһийити ятиду. Уйғурниң бешиға кәлгән бу үч қетимлиқ паҗиәдә қоллинилған тактикиларниң мәнбәсидә йәнә хитай милләтчилики билән рус милләтчиликиниң фашистик характери ятиду. Бу үч қетимлик паҗиәдә йәнә мустәмликичикниң мәйнәт буси, фашизимниң зәһәрлик пуриқи вә комунизимниң қара сайиси әләңгийду.

2017-Йилдин кейин уйғурни езип ютмақчи болған хитай таянған вә тәрғип қиливатқан комунизим, фашизим вә мустәмликичилик бүгүнки дуняда аллиқачан һөрлүкниң, демократик йүзлинишниң вә шундақла йеқинқи 70 йиллиқ тарихта инсанийәтниң ортақ дүшминигә айлинип кәткән зулум очақлиридур. Бүгүнки инсанниң һөрлүки, ғуруи, һоқуқи, җени вә мели барлиқ қиммәтләрниң таразисиға айланған дуняда хитайниң бундин икки йүз йил бурунқи мустәмликичиликни, йүз йил бурунқи фашизим вә комунистик идеологийәләрни ишлитип, дуняда қудрәтлик саналған натсист германийәси вә комунист совет импирийәсиниң мәғлубийәтлиригә сәвәп болған лагерларни қуруши вә билән уйғурни йоқатмақчи болуши тарихниң чақини кәйнигә бурашқа урунуштур. Бу қилмиш тарихтики натсистлар германийәси вә конунистик советкә охшаш өзиниң һалакитигә өзи гөркар болғанлиқтур.

***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.