Хитай миллий қәһриманлири: уйғур өсмүрлиригә мәҗбурий теңилған “үлгә”
2025.03.05
Бу йил хитайниң чаған байрими мәзгилидә хитай ривайәтлиридики образ “неҗа” һәққидә йеңидин ишләнгән картон филим хитай ичи вә сиртидики бир қисим дөләтләрдә қоюлған. Арқидинла, филимниң тарқитилиши мунасивити билән хитай тәшвиқатчилири һәр йәрдә филим һәққидики тәшвиқатлирини кәң көләмдә тарқатқан.
Җүмлидин бу тәшвиқатниң шамили биваситә уйғур елидики мәктәп вә йәслиләргиму йәткән. Қишлиқ тәтил аяғлишип йеңи оқуш мәвсуми кириши биләнла, үрүмчи, қәшқәр, ақсу, хотән вә корла қатарлиқ шәһәр вә наһийәләрдә, “неҗа” роһидин өгиниш паалийәтлири башлинип кәткән. “тәңритағ тори” ниң 25-феврал йолланмисида, хотән вилайити ханериқ йезисиниң чаршәнбә базири кәнтидә, кәнт кадирлар хизмәт әтритиниң бу райондики 100 дин артуқ оқуғучини мәхсус “неҗа 2” филимини көрүшкә тәшкиллигәнлики вә бу арқилиқ мәдәнийәт билән шинҗаңни озуқландуруш шоариға аваз қошқанлиқи хәвәр қилинған.
Аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ маарип назарити тор бетидин еришкән учурларға асасән, үрүмчи вә алтай шәһиридики бир қисим башланғуч мәктәпләрдиму, “неҗа” тема қилинған сиясий идийәвий дәрсләр вә дәрстин сиртқи паалийәтләр орунлаштурулғанлиқи мәлум болди.
“неҗа” хитай миллий әпсанилиридики бир илаһий бала қәһриман болуп, қәдим дәврдин тартип һазирғичә хитай мәдәнийитидин чоңқур орун алған вә дәрслик яки қошумчә китаблар, кино-тиятирларда кәң тонуштурулған бир образ. Йеқинқи тәшвиқатларға көрә неҗа образи җуңхуа миллитиниң қәд көтүрүшигә символ қилинған, шундақла йеңидин ишләнгән “неҗа 2” филими вәтәнпәрвәрлик тәрбийәси филими дәп елан қилинип, яш-өсмүрләр неҗа роһидин өгинишкә, вәтәнни гүлләндүрүш үчүн тиришишқа чақириқ қилинған.
Пәрзәнт тәрбийәси дөләтниң вә милләтниң әң муһим мәсулийәтлиридин бири һесаблиниду. Җүмлидин уйғур мәдәнийити әнәнисидә пәрзәнт тәрбийәси интайин муһим дәп қарилиду. Шуңа килассик вә йеқинқи заман әсәрлири ичидә мәхсус пәрзәнт тәрбийәси үчүн яритилған дидактик йәни пәнд-нәсиһәт характерлик әсәрләр хели көп салмақни игилигән. Мәсилән, йүсүп хас һаҗипниң “қутадғу билик”, әһмәт йүкнәкиниң “әтәбәтул һәқайиқ”, абдуқадир дамолламниң “нәсиһәти амма” қатарлиқ әсәрлирини көрситип өтүш мумкин.
Хитай ши җинпиң дәвридә неҗани вәтәнпәрвәрлик үлгиси қилип тиклигән болса, илгири лю хулән, лейфең вә хуаң җигуаң қатарлиқларни уйғур яш-өсмүрләр арисида қәһриманлиқ шәҗәриси қатарида тәшвиқ қилип кәлгәниди.
Әмәлийәттә уйғур пәрзәнтлириниң һәргизму “неҗа” ни үлгә қилишиға еһтияҗи йоқ. Уйғур хәлқи ислам диниға етиқад қилғандин буян пәрзәнтлирини һекайә-чөчәкләр, ислами қиссиләр вә даналар һекмәтлири билән тәрбийәләшкә етибар берип кәлгән. Уйғур вә түркий хәлқләргә ортақ әпсаниви қәһриманлардин чин төмүр батур, оғузхан, һәмәк батурға охшаш әқил вә күчини ишлитип явни бойсундурған палванлар оғланлиримизға батурлуқни, җасарәтни вә һүнәр-мәрипәтни өгәтсә; тумарис, нузугум вә йәттә қизлиримға охшаш аял қәһриманлар шәрми-һая, әхлақ вә вәтәнпәрвәрликни өгитип кәлгән.
2017-Йилдин башлап уйғур елидә йәсли маарипидин тартип алий маарипқичә уйғур тили чәклинип, хитай тили қоллиништәк вәзийәткә йүзләнди. Хитайчә дәрслик китабларниң пүткүл уйғур ели тәвәсидики мәктәпләрдә мәҗбурий йолға қоюлуши сәвәбидин, уйғур яш-өсмүрлириниң уйғур тил-йезиқи билән учришиш пурсити йоқ дейәрлик һалға чүшүп қалди. 2016-Йили уйғур тарихидики миллий рәһбәрләрдин әхмәтҗан қасими, миллий қәһриманлиридин “йәттә қизлирим” қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған дәрслик китаблири хитай даирилири тәрипидин “зәһәрлик дәрслик” дәп чәкләнди вә четишлиқ уйғур зиялийлири қаттиқ бастурушларға учриди.
Бир милләтниң тили билән мәдәнийити зич мунасивәтлик болуп, тил өз нөвитидә мәдәнийәтниң ул теши, һәм мәдәнийәтни тәшкил қилғучи муһим амил һесаблиниду. Бу нәзәрийәгә асасланғанда уйғур тили болмиса, уйғур мәдәнийитиму болмайду. Башқа бир нуқтиинәзәрдин елип ейтсақ, тил мәдәнийәтниң тәсиригә учрайду, тил бир милләтниң тарихи вә мәдәнийәт арқа көрүнүшини, шундақла шу милләтниң коллектип қиммәт қариши, турмуш усули вә тәпәккур усулини өзигә муҗәссәмлигән болиду.
Тәтқиқатчи ариәнне м. Дувайер (Arienne M. Dwyer) Өзиниң “шинҗаң тоқунуши: уйғур кимлики, тил сиясити вә сиясий муназирә” намлиқ китабида, мәхсус хитайниң тил сиясити вә униң уйғурларниң кимликигә көрситидиған тәсири үстидә мулаһизә елип барған. У хитай тилида маарип тәрбийәси алған уйғур оқуғучиларниң йүрүш-турушиниң хитай оқуғучиларға охшап баридиғанлиқи, барғансери өзиниң етник кимликидин йирақлишип, хитай җәмийитигә хас характер шәкилләндүридиғанлиқини оттуриға қойған.
Йәнә бир нәпәр тәтқиқатчи җоәнна симис финлей(Joanne Smith Finley ) 2000-йилниң башлирида үрүмчи, бейҗиң қатарлиқ җайлардики хитай мәктәплиридә оқуған хән зуван (minkaohan) дәп аталған бирқанчә әвлад уйғурлар үстидә тәтқиқат-издиништә болған. Тәтқиқатчи җоәнна, уйғур җәмийитидә кишиләрниң, уйғур яш-өсмүрлириниң хитай маарипида тәрбийәлиниши түпәйлидин, уйғур күлтүри вә уйғур кимликини йоқитип қоюшидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән.
Җәмийәтшунаслиқта “коллектип хатирисини йоқитиш” (cultural amnesia) дәп атилидиған уқум болуп, мәлум коллектип зәрбә түпәйлидин бир җәмийәткә ортақ болған йилтизи вә мәдәнийитини унтушқа мәҗбур болуш, униң орниға йочун мәдәнийәтни қобул қилған йеңи хил җәмийәт шәкилләндүрүш һадисисини көрситиду.
Юқириқида тилға елинған “коллектип хатирисини йоқитиш” уқумини уйғур җәмийитиниң нөвәттики әһвалиға тәтбиқлисақ, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқ вә тил-мәдәнийәт қирғинчилиқи сиясити астида, уйғурлар өз ана тилида маарип вә сапа тәрбийәси елиш һоқуқидин мәһрум қалдурулди. Уйғур яш-өсмүрлири өз миллий қәһриманлири билән тонушуш яки миллий аңни йетилдүрүштә кәм болса болмайдиған милләтниң пәхирлик кишилирини үлгә қилишниң орниға, хитай қәһриманлири яки даңлиқ шәхслири һәққидики тәлим-тәрбийә билән меңиси ююлмақта. Уйғур пәрзәнтлири пәқәтла аилидин ибарәт тар муһитта өзлириниң миллий кимликини сақлап қелиш үчүн хитай ассимилятсийәсигә қарши тиркәшмәктә.
[Әскәртиш: мәзкур обзордики көз қарашлар апторниң өзигә тәвә болуп, радийомизға вәкиллик қилмайду]