Тәвәррүк мирас - “қәшқәр тохтам һөҗҗәтлири”

Берлиндин обзорчимиз абләт сәмәт тәйярлиди
2024.02.28
qeshqer-toxtam “қәшқәр тохтам һөҗҗәтлири” қоюлған тор сәһиписиниң баш сүрити.
iiif.crossasia.org

Өткән һәптә германийә берлин дөләт кутупханисиниң тор сәһиписидә 788 парчә йеқинқи заман уйғур тохтам һөҗҗәтлириниң санлиқ нусхаси елан қилинди. Миладийә 1799-йилидин 1968-йилиғичә вақит ичидә пүтүлгән, көчүрүлгән вә йеңиланған бу һөҗҗәтләр, уйғур хәлқиниң 170 йилға йеқин вақит ичидики сиясий вә иҗтимаий мунасивәтлирини тәтқиқ қилқучиларни наһайити муһим һөҗҗәт мәнбәлири билән тәминләйду.

“қәшқәр тохтам һөҗҗәтлири” һәққидә йезилған қисқа изаһат вә мунасивәтлик учурларда, бу һөҗҗәтләрниң 2000-йилиниң башлирида қәшқәр вә хотәндин сетивелинғанлиқи тилға елинған. Һөҗҗәтләрниң мәзмуниға қариғанда, мәзкур һөҗҗәт йиғмисидики 650 парчиға йеқин һөҗҗәт қәшқәр шәһири вә әтрапида, қалғанлириниң хотәнгә қарашлиқ наһийәләрдә пүтүлгәнлики мәлум. Бу йиғмидики һөҗҗәтләр түри вә мәзмуниға қарап, елим-берим тил хәтлири, тохтамнамә, вәсийәтнамә, әрзнамә, вакаләтнамә, баҗ гуваһнамиси қатарлиқ түрләргә бөлинидикән.

Әсли қолязмини сетивелиш лаһийәсини “японийә илим пәнни илгири сүрүш җәмийити” мәбләғ билән тәминлигән. Берлин дөләт кутупханиси шәрқий асия бөлүми бу қиммәтлик әсәрләргә алаһидә көңүл бөлүп, уларни рәтләш, дигиталлаштуруш вә торға қоюш ишлирини елип беришқа мәхсус адәм орунлаштурған. Бир нәччә йиллиқ җиддий әмгәкләрдин кейин, “асияни кесип өтүш” (Cross Asia) намлиқ мәхсус тор Бәткә қоюп, уни пайдиланғучиларниң һәқсиз қоллинишиға сунған.

Бу қиммәтлик һөҗҗәтләрниң уйғур хәлқи вә мәдәнийити тарихта мисли көрүлмигән дәриҗидә қирғинчилиққа учраватқан бир вақитта оттуриға чиқиши кишини һәқиқәтәнму һәйран қалдуриду. Игилишимизчә, бу һөҗҗәтләрниң әсли нусхалири бу тәтқиқат түригә мәсул японийәлик уйғуршунас сугавара җүн (Sugawara Jun) әпәнди тәрипидин сетивелинип, 2014-йили 9-айда үрүмчидә шинҗаң университетиға тәқдим қилинған. Шу қетимлиқ тохтамға асасән мәзкур қолязмиларни ианә қилғучи уларниң дигитал (рәқәмләштүрүлгән) нусхасини башқа орунларниң қоллинишиғиму берәләйтти. Сугавара җун әпәнди бу таллаш һоқуқини қоллинип, мәзкур һөҗҗәтләр топлиминиң йоқури сүпәтлик дигитал нусхасини берлин дөләт кутупханисиға тәқдим қилишни тоғра көргән. Шундақ қилип, явропадики әң чоң кутупханиларниң бири болған берлин дөләт кутупханисида уйғур мәдәнийәт тәтқиқатчилирини хошал қилидиған бу аҗайип һөҗҗәтләр йиғмиси мәйданға кәлгән.

Бу һөҗҗәтләрниң 70пирсәнттин көпрәкини уйғурларниң диний вә йәрлик адәт-йосунлириға асасән пүтүлгән “қази һөҗҗәтлири” яки “қази қарарлири” тәшкил қилиду. Һөҗҗәтләрниң мәзмун җәһәттики қурулмисиға диққәт қилғанда, уларниң уйғурлар ислам динини қобул қилиштин бурунқи вақитларда қолланған һөҗҗәт қурулмиси билән анчә пәрқлиқ әмәсликини көрүвалғили болиду. Бу алаһидиликләр уйғур хәлқиниң әзәлдин өз мәдәнийәт алаһидиликлирини сақлашқа вә қоғдашқа алаһидә әһмийәт берип кәлгән бир милләт икәнликини йәнә бир қетим испатлайду. Мәзкур йиғмидики қалған 30 пирсәнтни тәшкил қилидиған һөҗҗәтләр йил дәври җәһәттин кейинрәк пүтүлгән һөҗҗәтләр һесаблиниду.

Мәзкур һөҗҗәтләрниң асасий қисми уйғурчә болуп, уйғур җанлиқ тилиниң әйни вақиттики алаһидилики вә қоллинилиш әһвалини тәтқиқ қилишта кәм болса болмайдиған мәнбәдур. Һөҗҗәтләр арисида йәнә хитайчә, парсчә вә әрәбчә йезилған һөҗҗәтләрму бар. Униңдин башқа йәнә аз санда уйғурчә-хитайчә арилаш яки параллел йезилған һөҗҗәтләрму диққитимизни чекиду. Уларниң ичидики бир қисим һөҗҗәтләр алди билән шәриәт қануни бойичә тәйярлинип қазиниң тамғиси бесилғандин кейин, мунасивәтлик йәрлик һөкүмәт орунлириға елип берилип, һөкүмәт қануни бойичә хитайчә басма вә язма һөҗҗәт нусхалири тәйярланған. Һөҗҗәтләрниң рәсмий нусхаси пүткәндә тамға урулған яки бармақ бесилған. Бәзи һөҗҗәтләр алди билән уйғурчә тәйярлинип, андин уйғурчә-хитайчә икки тилда басма вә язма һөҗҗәт шәклигә кәлтүрүлгән.

Һөҗҗәтләр арисидики 3 хил тәйярланған һөҗҗәтләрдин бир өрнәк
Һөҗҗәтләр арисидики 3 хил тәйярланған һөҗҗәтләрдин бир өрнәк
iiif.crossasia.org

Берлин дөләт кутупханиси бу йеңи һөҗҗәтләр йиғмиси келиштин бурунла уйғур дияридин бурун елип келингән икки муһим йиғимиға саһибханлиқ қиливатқан бир орун иди. Улардин бири, 1902-1903-йиллириғичә германийәлик мәшһур шәрқшунас мартин хартман (Martin Hartmann) тәрипидин қәшқәр вә йәркән қатарлиқ җайлардин сетивелип берлинға елип келингән вә күнимиздә “мартин хартман йиғмиси” нами билән сақлиниватқан 120 парчидин артуқ һәр хил қолязмилардур. Йәнә бири, 1902-йилидин 1914-йилиғичә германийә дөләтлик етнографийә музейи тәрипидин уйғур елида уюштурған төт қетимлиқ қидирип тәкшүрүш сәпири җәрянида уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин йиғивелинип берлинға елип келингән йиғмидур. Миладийә 2-әсирдин 14-әсиргичә болған вақит ичидә барлиққа кәлгән 22 хил йезиқ, 20 хилдин артуқ тилдики 40 миң парчидин артуқ қәдимки қол язма әсәрлирини өз ичигә алған, шундақла “турпан қолязмилири йиғмиси” дегән нам билән мәшһур бу қолязмиларму дәл мушу кутупханида.

Бу қетим берлин дөләт кутупханисиға уйғурлар һаятиниң 1799-йилидин 1968-йилиғичә болған әң қараңғу мәзгилдики кишилик мунасивәтләр, һәр хил қанун-түзүм вә өрп-адәтләрни тәтқиқ қилишта толиму қиммәтлик учурлар билән тәминләйдиған бу йеңи һөҗҗәтләрниң келиши, уйғурларниң йеқинқи заман һаяти вә җәмийәт әһвалини тәтқиқ қилғучиларни толиму хурсән қилди.

1966-Йилидин 1976-йилиғичә давамлашқан аталмиш “мәдәнийәт инқилаби” мәзгилидә әсәбийлик билән елип берилған ахтуруш вә көйдүрүш қилмишлириниң әң чоң қурбанлири тарихий һөҗҗәтләр вә бу һөҗҗәтләрни сақлиғучилар болған иди. Шу йилларда өйидин бирәр парчә тарихий һөҗҗәт яки язма вәсиқә тепилип қалған кишиләр еғир җазаларға учриған иди. 1980-Йилларда хитайниң милләтләр сияситидә бираз юмшаш көрүлгән болсиму, лекин һөкүмәтниң турақсиз сияситигә қарита аллиқачан ишәнчини йоқатқан уйғур хәлқи, өйлириниң булуң-пучқақлирида сақлинип қалған бир қисим тәвәррүк һөҗҗәтләрни давамлиқ сақлашқа җүрәт қилалмай ташливәткән яки әрзан баһада сетивәткән, һәтта бәзилирини өз қоли билән көйдүрүвәткән. “қәшқәр тохтам һөҗҗәтлири” мана мушундақ вақитта бир қисим йиғип сатарлар яки әткәсчиләр тәрипидин йиғивелинип, сугавара җун әпәндигә охшаш кишиләргә юқири баһада сетилған.

Қолязмиларни нәччә әвлад әтиварлап сақлаш, амал болмиғанда көчүрүп йеңилаш арқилиқ қоғдап қелиш әнәниси уйғур китабчилиқ вә мәнбәшунаслиқ тарихиниң есил хисләтлиридин бири. ‍Уйғурларниң әзәлдин тартип әҗдадлиридин қалған қиммәтлик қолязмиларни вә һөҗҗәт характерлик тәвәррүк мирасларни әтиварлап сақлайдиған адити йеқинқи йилларғичә давамлишип кәлгән иди. Шуңа бәзи аилиләрдин нәччә йүз йиллиқ тарихқа игә әсәрләрниң чиқиши һәйран қаларлиқ иш әмәс иди. Һалбуки, хитай һөкүмити бундақ есил адәтләрни бәзидә “милләтчилик” нилән әйиблисә, бәзидә “хурапийлиқ” билән әйибләп кәлгән, 1949-йилидин кейин бундақ әсәрләрни көп қетим йиғивалған, һәтта көйдүргән. Бу хилдики тарихий қолязма яки һөҗҗәтләрни сақлиғучиларни қолға елип җазалиған ишлар давамлиқ йүз берип турған. 1956-Йилидин 1959-йилиғичә уйғур диярида “тил материяллири йиғиш” иши елип берилған болуп, бу җәрянда наһайити көп сандики әсәрләр хәлқ ичидин йиғивелинған. Уларниң көп қисми хитай иҗтимаий пәнләр академийәси, шинҗаң университети кутупханиси, уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идариси, шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийәси қатарлиқ орунларға тапшурулған. Шу җәрян да гәрчә наһайити көп қолязма әсәрлири йиғивелинған болсиму, әмма уларниң көп қисмини һазирғичә қайта көрәлигән адәм йоқ.

Уйғур дияридин әң бурун тепилған ислам дәвригә аит йәрлик һөҗҗәтләр 1911-йили йәркәндә байқалған болуп, бу һөҗҗәтләр миладийә 11-әсирниң ахирқи дәвригә тоғра келидиған йәр сетиш һөҗҗәтлиридур. Бу һөҗҗәтләр әйни вақиттики әнгилийәниң қәшқәрдә турушлуқ консули сир гйорге макартней (George Macartney) тәрипидин әнгилийәгә елип кетилгән. Бу һөҗҗәтләрниң бир қисми әрәб, парис тил-йезиқлирида, йәнә бир қисми шу дәврдики түрки-уйғур тил-йезиқида пүтүлгән. Бу һөҗҗәтләр үстидә кейинчә в. Минорскй (V. Minorsky), шинаси текин (Şinasi Tekin), сир герард клавсон (Sir Gerard Clauson) вә марсел ердал (Marcel Erdal)ға охшаш мәшһур алимлар тәтқиқатлар елип барған.

1920-Йилларниң ахирида қәшқәрдин сетивелинған, күнимиздә швитсийәниң лунд университети кутупханисида сақлиниватқан “гуннар ярриң йиғмиси” дики қолязмилар арисида, тарқан ярлиқи, союрғар ярлиқлири вә униң харвард университети һафтон (Houghton) кутупханисида сақлиниватқан көчүрмә нусхилириму хели бурунла тәтқиқатчиларниң диққитини тартқан. Бу йиғмидики һөҗҗәтләр һәққидә 1930-йилларда густав рәкет (Gustav Raquette) билән башланған тәтқиқат кейинчә корейәлик тарихшунас ким ходуң (Kim Hodung) вә японийәлик сугавара җун қатарлиқлар тәрипидин техиму чоңқурлаштурулған.

Бу қетим шу қәдәр көп һәм қиммити зор болған “қәшқәр тохтам һөҗҗәтлири” ниң берлин дөләт кутупханисиниң ториға қоюлуши вә пүтүн дунядики тәтқиқатчиларниң һәқсиз пайдилинишиға сунулуши, шундақла уларниң бу кутупханида сақлиниватқан нәччә он миң парчә қәдимки уйғур тилидики һөҗҗәтләр билән билән бир йәргә җәм болуши, йәнә бир қетим германийәниң уйғур тәтқиқатидики муһим бир мәркәзгә айланғанлиқидин дерәк бәрмәктә. Бу қолязмилар йәнә өз нөвитидә бүгүн хитайниң ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқиға учраватқан уйғурларниң тарихта яратқан бүйүк мәдәнийәт мираслирини дуняға намаян қилишта, шундақла өзлириниң миллий қәдирийитини һес қилишта муһим әһмийәткә игидур.

*** Бу обзордики көз қарашлар пәқәтла апторға хас болуп, радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилмайду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.