Атақлиқ тилшунас вә академик ғоҗәхмәт сәдвақасофниң 90 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.05.22
Akademik-ghojekhmet-sedvaqasof.jpg Академик ғоҗәхмәт сәдвақасофниң 90 йиллиқиға беғишланған хатирә мурасимидин көрүнүш. 2019-Йил 17-май, алмута.
RFA/Oyghan

Мәлумки, һазирқи вақитта уйғур елидә милйонлиған уйғурниң, шу җүмлидин дуняға тонулған алимларниң хитай даирилири тәрипидин җаза лагерлириға тохтимай солунуватқанлиқи ашкара болмақта. Уйғурлар үчүн мушундақ еғир бир пәйттә қазақистандики уйғурлар қазақ һөкүмитиниң қоллап-қуввәтлишидә әнә шундақ даңлиқ шәхслирини, алимлирини, язғучилирини хатириләш паалийәтлирини өткүзүп кәлмәктә.

17-Майда алмута вилайити уйғур наһийәсиниң мәркизи чонҗа йезисиниң мәдәнийәт өйидә тилшунас алим, қазақистан миллий пәнләр академийәсиниң һәқиқий әзаси, профессор ғоҗәхмәт сәдвақасофниң 90 йиллиқиға беғишланған хатириләш мурасими болуп өтти. Алимниң рәпиқиси омақ һәсәнованиң тәшәббуси вә уйғур наһийәлик һөкүмәтниң орунлаштуруши билән өткән мәзкур мурасимға зиялийлар, җәмийәтлик бирләшмиләр, йеза һакимийәтлири, оттура мәктәпләр вәкиллири, юрт-җамаәтчилик, оқуғучилар, мәрһумниң уруқ-туғқанлири қатнашти.

Ғоҗәхмәт сәдвақасоф тоғрилиқ ишләнгән филим көрситилгәндин кейин, униң өмүр баяни вә илмий паалийити бойичә “атамура” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи малик мәһәмдиноф доклат қилди. У алимниң қазақистан илим-пенигә, шу җүмлидин уйғуршунаслиқ илмигә қошқан төһписини, уйғур җәмийитидики ролини алаһидә тәкитлиди.

Мурасимда сөзгә чиққан уйғур наһийә һакиминиң орунбасари даулетҗан деменбайеф, тилшунас алим, профессор әлимхан җүнисбек, уйғур наһийәлик уйғур мәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари султанмурат исрапилоф вә башқилар ғоҗәхмәт сәдвақасофниң алим вә җәмийәт әрбаби сүпитидә пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки оттура асия, уйғур ели, русийә, явропа даирисидиму тонулғанлиқини оттуриға қойди.

Игилишимизчә, ғоҗәхмәт сәдвақасоф әйни вақитларда көплигән атақлиқ қазақ алимлири билән йеқиндин арилашқан. Мәзкур мурасимға кәлгән алмуталиқ меһманларниң бири, қазақистан журналистика академийәсиниң президенти, академик сағимбай қозибайеф ғоҗәхмәт сәдвақасоф йетәкчилик қилған уйғур тилшунаслиқ илиминиң омумән түркшунаслиқ илиминиң йетәкчи саһәлиридин бири болғанлиқини, уйғурларниң шәрққә дәсләпкиләрдин болуп йезиқ елип кәлгәнликини һәмдә түркий хәлқләр ичидин дәсләпкиләрдин болуп өз мәмликитигә игә болғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Ғоҗәхмәт сәдвақасоф дуняға кәлгән чоң ақсу йезисида туғулуп, һазир “атамура” нәшрияти уйғур тәһриратиниң башлиқи болуп ишләватқан малик мәһәмдиноф әпәндиниң пикричә, уйғур наһийәси уйғурлар зич олтурақлашқан наһийәләрниң бири болуп, бу йәрдин көплигән атақлиқ шәхсләр йетилип чиққан һәм улар илим-пән, әдәбият, сәнәт саһәлиридә чоң төһпиләрни яратқан икән. Бу йили алимниң туғулғининиң 90 йиллиқиға даир уйғур мәктәплиридә вә җай-җайларда бир қатар паалийәтләр өткән. У мундақ деди: “биз ғоҗәхмәт сәдвақасоф дегәндә, мәдәнийитимизниң һәммә саһәлирини көз алдимизға кәлтүримиз. Бүйүк алим тилимизниң һәммә саһәлиридә чоң нәтиҗиләр қазанди. Шуңа униң 43 йешида яқлиған докторлуқ диссертатсийәсиниң мавзусиму‚ пәрғанә вадиси уйғурлириниң тили‛дәп атилип, у чуқан вәлиханоф намидики мукапатниң саһиби аталди. Хәлқимизниң намини йүксәк чоққиларға көтүрүп, даңқини ашуруватқан алимлардин тунҗи академик ярмуһәммәт мубарәкоф, шундақла пән докторлири туғлуқҗан талипоф, велинур мәхпироф охшаш алимларни биз мәмнунийәт билән тилға алимиз.”

Мәлум болушичә, ғоҗәхмәт сәдвақасоф өткән әсирниң 80-йиллириниң ахири вә 90-йиллириниң башлирида, йәни қазақистан пәнләр академийәси тәркибидики уйғуршунаслиқ институтиниң мудири вәзиписини атқуруватқан пәйтидә уйғур ели алимлири билән мунасивәт орнитишқа башлиған. Лекин у көп вақит өтмәйла 1991-йилниң күз пәслидә 62 йешида туюқсиз аләмдин өткән.

Радийомиз зияритини қобул қилған “өрлев” вилайәтлик муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң бөлүм башлиқи, тилшунас кандидат доктори руслан арзийеф әпәнди қазақистанда 1986-йили уйғуршунаслиқ институти қурулған вақитта уйғур елидә уйғуршунаслиқ пениниң хели җиддий тәрәққий етиватқанлиқини һәм бу җәһәттә иврайим мутии, мирсултан осман, хәмит төмүр, аминәм ғаппар башчилиқидики тилшунас алимларниңму хели чоң нәтиҗиләргә еришкәнликини билдүрүп, мундақ деди: “уйғуршунаслиқ институтиниң мудири болуп тәйинлигән ғоҗәхмәт ака бирдинла чәтәлдики, болупму уйғур елидики уйғуршунаслар билән зич алақә орнитишқа киришти. 1991-Йили май ейида уйғуршунаслиқ институтиниң тәклипи билән шинҗаң-уйғур аптоном райониниң тил вә йезиқ комитетиниң вәкиллири келиду. Қазақистандин уйғуршунаслиқ институти вә байтурсиноф намидики тилшунаслиқ институти бирликтә өз ара 9 маддилиқ келишимгә қол қойиду.”

Игилинишичә, қазақистанда уйғуршунаслиқ институти паалийәт елип бериватқан бу вақитта тилшунаслиқ уйғуршунаслиқ тәтқиқатлири ичидики йетәкчи саһә болған. Институтниң тилшунаслиқ бөлүмидә бу чағда ғоҗәхмәт сәдвақасоф йетәкчиликидә туғлуқҗан талипоф, шеривахун баратоф, шавдун кибироф, велинур мәхпироф қатарлиқ тонулған алимлар вә көплигән яш мутәхәссисләр ишләватқан иди.

Руслан арзийефниң дейишичә, ғоҗәхмәт сәдвақасофниң вапатидин кейин юқирида аталған келишим әмәлгә ашмай, пәқәт қәғәз бетидила қалған. Кейинчирәк уйғуршунаслиқ институтиниң өз паалийитини тохтитиши һәмдә уйғур елидә йүз бәргән әһваллар түпәйли икки тәрәп уйғур алимлириниң алақиси әмәлдин қелишқа қарап йүзләнгән.

Әйни вақитларда уйғуршунаслиқ институтиниң иҗтимаий тәтқиқатлар бөлүмидә ишлигән, һазир уйғур миллий һәрикитидә тонулған шәхсләрниң бири сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “шу вақитта ғоҗәхмәт акиниң уйғур елидин кәлгән бир гуруппа тилшунас алимлар билән уйғур тили имла луғити һәққидә сөһбитигә мән дәхл болған. Ғоҗәхмәт ака бир милләтниң тилини бирликкә кәлтүрүш керәк дегән идийәни оттуриға қойған. 1991-Йилниң өзидә хитай қазақистандики уйғуршунас алимларниң уйғуристандики алимлар билән йеқинлишишиға йол қоймайтти.”

Қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, қазақистан мустәқиллиқ алған дәсләпки йилларда уйғуршунас алимларниң уйғур дияридики алимлар билән илмий алақә қилишиға яш қазақ һөкүмити тосалғулуқ қилмиған.

У сөзини давам қилип, йәнә мундақ деди: “бүгүнки күндә уйғуристанда коммунистик хитай хитайлаштуруш сияситини қаттиқ қоллуқ билән илгири сүрүватқан заманда бу йәрдә һөкүмәтниң кәңчилики тәрипидин уйғур тилини тәрәққий қилишта ғоҗәхмәт акиниң әмгәклири наһайити муһим рол ойнайду. Униң әмгәклири пүткүл уйғуршунаслиқни өз ичигә алиду. Бу тәрәптики тилшунас алимлар бүгүн пүткүл күчи билән уйғур тилини һимайә қилишқа һәрикәт қилиши керәк.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.