Хитайниң тәһдит баянати түркийә-хитай мунасивәтлиригә тәсир көрситәмду?
2021.04.09
Хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң түркийә “ийи” партийәсниң рәһбири мәрал ақшәнәр ханим вә әнқәрә шәһәр башлиқи мәнсур яваш әпәндимгә баянат елан қилип тәһдит селиши, түрк хәлқи вә сиясий партийәлириниң омумиййүзлүк тәнқид қилишиға учриди.
Түркийәдики өктичи партийәләр, сиясий шәхсләр вә түрк хәлқниң күчлүк наразилиқи сәвәблик түркийә ташқий ишлар министирлиқи хитай баш әлчисини чақиритқан иди.
Бирақ түркийә ташқий ишлар министирлиқиниң хитай әлчисигә немә дигәнлики вә қандақ наразилиқ билдүргәнлики һәққидә ениқ мәлумат йоқ.
Хитайда чиқидиған “йәр шари вақти гезити” ниң хәвиригә қариғанда, хитай ташқий ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗйән, хитайниң түркийәдики әлчиханисиниң позитсийәсиниң қануний вә мувапиқ икәнликини ийтқан.
Җав лиҗйән йәнә түркийәдә бәзи шәхисләрниң тирорчиларни қоллиғанлиқини вә хитайға қарши бөлгүнчиликни тәшвиқ қилғанлиқини илгири сүргән. Бейҗиңдики күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған җав лиҗйән, түркийәниң һәр саһәдики кишилириниң хитайниң дөләт бихәтәрлики вә тупрақ пүтүнликини қоғдаш җәрянидики қаттиқ позитсийәсини тоғра, мәнтиқилиқ вә обейктип шәкилдә қобул қилишини өмид қилидиғанлиқини ейтқан.
Зияритимизни қобул қилған анализчи мәмәттохти атавулла хитайниң мәзкур баянатиниң қандақ мәнигә игә икәнликини анализ қилип, мундақ деди: “мәзкур баянат биринчидин, хитайниң түркийәгә нисбәтән нәқәдәр һәддидин ашқанлиқи вә һакавурлиқини ипадиләйду. Түркийәдики бир сиясий партийәниң рәһбири вә бир шәһәр башлиқиға бу шәкилдә тәһдит селиши буниң очуқ ипадиси. Иккинчидин, хитай баш әлчисиниң түркийә ташқий ишлар министирлиқиға чақирилип наразилиқ билдүрүлгәнлики түркийәниңму хитай немә десә мақул дәйдиған әһвалға чүшүп қалмиғанлиқи, хитай һәддидин ашса, түрк хәлқиниң тегишлик инкас қайтурдиғанлиқини көрситиду.”
Паалийәтчи таһир имин әпәнди хитайниң тивиттерда елан қилған баянатиниң дипломатик пиринсипларға пүтүнләй мухалип икәнликини ейтип, мундақ деди: “хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси йоллиған бу баянат хәлқарадики игилик һоқуққа игә бир дөләтниң пуқралири вә әмәлдарлириға тәһдит селиш қилмишини шәкилләндүриду. Түркийә пуқралириниң хитайға болған наразилиқи юқири пәллигә чиққан бир дәврдә, түркийә һөкүмити хәлқниң бесимиға асасән кәскин наразилиқ билдүрди, дәп қарашқа болиду.”
Хитай әлчиханисиниң баянати түрк өктичилириниң қаттиқ наразилиқини қозғиған болуп, “ийи” партийәси вә әнқәрә шәһәрлик һөкүмәт пәрқлиқ усуллар арқилиқ хитай әлчиханисиға инкас билдүргән.
“ийи” партийәси хитайниң дипломатик органлириниң алдида наразилиқ намайиши орунлаштурған. “ийи” партийәсиниң рәһбири мәрал ақшәнәр ханим вә партийәниң бир қисим вәкиллири хитай һөкүмитиниң дипломатик пиринсипларға мухалип услубини қаттиқ әйиблигән.
“ийи” партийәсиниң истанбул милләт вәкили явуз аерли оғли хитай әлчиханисиниң тәһдитигә җавабән: “қандақ қилисиләр? һәммимизни йиғивилиш лагериға солап ассимилатсийә қиламсиләр? бизни қийин-қистаққа аламсиләр? мәсчитлиримизни чақамсиләр?” дәп җаваб бәргән.
“ийи” партийәси билән хитай әлчиханисиниң оттурисидики талаш-тартиш давамлишиватқан пәйттә әнқәрә шәһәрлик һөкүмитидинму хитай баш әлчиханисиниң баянатиға симовул харәктерлик бир җаваб кәлгән. Әнқәрә су вә туруба йоли идарисиниң хадимлири хитай әлчиханисиниң алдида су иқип кетиш мәсилисини тәкшүрүш намида әлчихана кочисини колашқа башлиған.
“ийи” партийәси вә әнқәрә шәһәрлик һөкүмәтниң қаттиқ наразилиқи түрк хәлқиниң күчлүк қоллишиға еришкән болсиму, һөкимәт бешидики партийиләрниң рәһбәрлири вә дөләт органлири мәзкур вәқә һәққидә очуқ баянат елан қилмиған.
Җумһурийәт хәлқ партийәси ичидә “ивмә һәрикити” намида сиясий паалийәтлирини йүргүзүватқан сосял демократлар фонди иҗраийә комитетиниң әзаси ели тирали әпәндим зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “хитай баш әлчиси лю түркийә ташқий ишлар министирлиқиға чақирилип, түркийәниң бу вәқәдин биарам икәнликини билдүрди. Лекин өктичиләрниң күткини бу әмәс иди. Өктичиләр хитай баш әлчисиниң чеградин қоғлап чиқирилишини күтивататти. Һөкүмәт ениқ бир ипадә билдүрмиди. Дөләт бағчәлидинму инкас кәлмиди. Өктичиләр билән һөкүмәтниң позитсийисидә рошән пәрқ бар. Өктичиләр һөкүмәттин қаттиқ инкас билдүрүшни күткән. Бирақ һөкүмәт мәсилини чаққанрақ өткүзүветишкә тиришти.”
Мәзкур тәһдит баянати сәтчиликиниң түркийә билән хитай мунасивәтлиригә қандақ тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисида охшимиған қарашлар оттуриға чиқмақта.
Төнүгүн “малийә вақти” гезити (Financial Times) дә хитай әлчиханисиниң иҗтимаий таратқуларда елан қилған баянати әтраплиқ анализ қилинған болуп, анализға қариғанда, хитай баш әлчиси “дәшнәм йигән”. Буниң билән түркийә билән хитай оттурисида йеқинқи мәзгилләрдә аз учрайдиған келишәлмәслик әһвали йүз бәргән.
Әнгилийиниң мәшһур ахбарат вастиллиридин “малийә вақти” гезитиниң зияритини қобул қилған мармара университети хәлқара мунасивәтләр факултетиниң оқутқучиси пирофессор чағдаш өнгүр сунар әнқәрәниң хитайни он йилдин буян очуқ-ашкара бу қитимқидәк қаттиқ услубта әйибләп бақмиғанлиқини ейитқан.
Бирақ түркийә билән хитай оттурисидики иқтисадий мунасивәт күнсери күчийип меңиватқан бүгүнкидәк күндә, мәзкур вәқәниң хитай билән түркийә оттурисидики һәмкарлиққа чоң тәсир көрситиши еһтималлиқтин узақ дәп қаралмақта.
Әли тирали әпәндим бу һәқтә көз қарашлирини баян қилип мундақ деди: “хитай баш әлчисиниң баянати хәлқаралиқ сиясәт пиринсиплириға мухалип. Мән бу баянатни түрк сияситидә тәрәп тутуш вә дөләтниң ич сияситигә тәсир көрситиш һәркити дәп қараймән. Лекин бу вәқәниң түркийә вә хитай мунасивәтлиригә чоң тәсир көрситидиғанлиқиға ишәнмәймән. Чүнки түркийәниң һөкүмәт бешидики партийәси бир түркүм иқтисадий лайиһәләргә иқтисадий мәнбә тепиш үчүн хитайниң иқтисадий күчигә моһтаҗ. Ақ партийә вә милләтчи һәркәт партийәси һәмкарлиқиниң ташқий сиясәт нишаниға диққәт билән қараш керәк. Бу ташқий сиясәт барғансери шәрққә қарап йүзлиниватиду. Түркийә демукратийәдин узақлишиватиду. Түркийә иқтисадий киризисқа дуч келиватиду. Бу шараитта түркийәниң хитай билән мунасивәтлирини үзүш еһтималлиқи йоқ.
У йәнә мундақ деди: “хитай вәкиллик қилған мустәбит һакимийәт түркийәгә охшаш бир қисим дөләтләр үчүн бәзи җәһәтләрдә илһам мәнбәси болуватиду.”
Түркийәниң иқтисадий җәһәттин хитайға беқинди һалға чүшүп қиливатқанлиқи илгири сүрүлүватқан бүгүнкидәк вәзийәттә, түркийә һөкүмитиниң өз пуқралири вә сиясәтчиллирини хитайниң тәһдитидин қоғдаш йолида кәскин позитсийәдә болмаслиқи түрк өктичилири тәрипидин қаттиқ әйибләнмәктә.