“йәр шари вақти гезити” түркийәни уйғур мәсилисигә тутқан позитсийисини ойлишишқа чақирди
2015.10.13

Хитайниң “йәршари вақти гезити” дүшәнбә күни елан қилған обзорчи мақалисидә, шәнбә күни түркийә пайтәхти әнқәрәдә йүз бәргән партлаш вәқәсини тәнқид қилинған. Бирақ шуниң билән биргә, түрк һөкүмитиниң уйғур мәсилисидики позитсийиси, униң хитай билән террорлуқ өлчимидики чүшәнчә пәрқи вә ислам дөлитигә тутқан позитсийисини ойлишиш вақти йетип кәлгәнликини тәкитлигән.
Юқириқи пикир мәзкур гезитиниң инглиз тили нусхисида елан қилинған “әнқәрәдики партлаш зор ашқунлуқ тәһдити” сәрләвһилик обзорчи мақалисидә оттуриға қоюлған.
Мақалида, түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатларниң уйғурларға һесдашлиқ қилғанлиқини тәнқидләп, түркийәдики бу иҗтимаий күчләр вә аммиви тәшкилатлар түркий милләткә четишлиқ зораванлиқ вәқәлиридә “туғқандарчилиқ қилиду” дегән.
Мақалида йәнә, түркийә һөкүмитиниң ислам дөлитигә тутқан позитсийисини тәнқидләп, “түркийәдики бәзи аммиви тәшкилатлар җуңгониң шинҗаңдики террорлуқ қарши һәрикити һәққидә қалаймиқан сөзләп йүрди. Түрк һөкүмәт даирилириниң позитсийиси бәзидә аммиви тәшкилатларниң тәсиригә учрап, тәвринип қалди. Ислам дөлити сүрийә һөкүмитигә қарши турғачқа әнқәрәниң униңға тутқан позитсийиси ташқи дуняда бәзи чүшәнмәсликләрни пәйда қилди” дегән.
Түркийә ғәрб кишилик һоқуқ, әдлийә өлчәмлирини қобул қилған вә буни өзиниң ички қанун системисида тәтбиқлаватқан бир дөләт. Бәзи анализчиларниң көрситишичә, шуңа униң террорлуққа пәрқлиқ тәбир бериши тәбиий әһвал.
Әнглийәдә олтурушлуқ уйғур вәзийәт анализчиси, лондон уйғур сәнәт ансамбилиниң қурғучиси әзиз әйса әпәнди, “йәр шари гезити” ниң әнқәрәдики партлашни козир қилип, түркийәни уйғурларға муамилисини өзгәртишкә чақириши “пурсәтпәрәслик” дәп көрсәтти.
У мундақ деди: бу икки мәсилиниң характери охшимайду. Бу йәрдики мәсилә, уйғурларниң әһвалини хитай наһайити яхши билиду. У даим мушундақ пурсәтни издәп кәлди. Мәсилән, хитай “11-сентәбир вәқәси” дин тартип таки испанийәдә пойиз партлашқа охшаш зор хәлқара зораванлиқ вәқәлирини уйғурларниң террорлуқ һәрикити билән бағлап, пурсәтпәрәслик қилип келиватиду. Хитайниң мәқсити булар террор, уларға биз билән охшаш муамилә қилисән. Сән қандақ бастурсаң, биз шундақ бастуримиз. Уйғурларға ян таяқ болма, дегәнни базарға селиш.
Америка хадсон институтиниң тәтқиқатчиси доктор хән лянчав әпәндиниң қаришичә, җуңго һөкүмити уйғур қаршилиқ һәрикитини изчил хәлқара террорлуққа бағлап кәлгән болсиму, лекин у өзиниң пикрини испатлайдиған һечқандақ дәлил оттуриға қоюп бақмиған.
Хән лйәнчав, уйғурларниң иптидаий қораллар билән қаршилиқ көрситиватқанлиқини әскәртип, униң хәлқара террорлуқ билән алақиси барлиқиға даир һечқандақ дәлил йоқ, деди.
Хән лйәнчав мундақ дәйду: бу мәсилидә җуңго хәлқара җәмийәтни вә башқа иҗтимаий гуруһларни қайил қилимән десә, у чоқум қайил қиларлиқ бир дәлил оттуриға қоюши керәк. Шуниң билән биргә, 3-бир хәлқара органниң мустәқил тәкшүрүш елип беришиға йол қоюши шәрт. Шундақ қилғанда у башқиларниң зади немә вәқә йүз бәргәнликигә қайил қилалайду. Бирақ һазирқи әһвалдин қариғанда, җуңгода йүз бәргән зораванлиқ вәқәлири у ундақ кәң көләмлик, тәшкиллик хәлқара алақиси бар террорлуқ әмәс, бәлки у хас индивидуал һадисиләрдәк қилиду.
“йәр шари вақти гезити” ниң обзорчи мақалисидә, тайланд һөкүмитиниң бу йил 7-айда 100 дин артуқ уйғурни җуңгоға қайтуруп бәргәнликини, кейинрәк бейҗиң бу кишиләрни “зораванлиқ тәрғиб қилинған видеоларниң қутратқулуқ қилиши, аздурушиға учрап, ирақ вә сүрийәгә ғазат қилишқа маңған” дәп елан қилғанлиқини билдүргән.
Мақалида, бу вәқә түркийәниң һәр қайси җайлирида хитайға қарши намайишларни кәлтүрүп чиқарғанлиқини әскәртип, уйғурларни қоллиған түрк аммиви тәшкилатлирини “османличилиқ” билән әйиблигән.
Мақалидә мундақ дәйду: “түркийә оттура -шәрқниң мурәккәп сиясий қайнимиға кирип қалди. Бу дөләттә османли дәвридики шан-шөһрәтниң изи һазирму мәвҗут. Бәзи иҗтимаий күчләр вә тәшкилатларда түркий миллитигә четишлиқ зораванлиқ вәқәлиригә туғқандарчилиқ қилип, көз юмидиған хаһиш бар. Бу түркийә билән бәзи дөләтләр оттурисида террорлуққа қандақ тәдбир бериш җәһәттики ихтилапни пәйда қилди.”
Лекин әзиз әйса әпәндиниң қаришичә, түркийәниң уйғурларға һесдашлиқ қилишида пәрқлиқ бир сәвәб бар. У, әң муһим амил түрк хәлқи билән уйғурлар оттурисидики мәдәнийәт, тил, дин вә тарихий ортақлиқ, дәп көрсәтти. Униң қаришичә, хитай ахбарати бу реаллиқни һәрқанчә инкар қилсиму, бирақ хитай һөкүмити бу реаллиқни нәзәргә елиши керәк.
У мундақ деди: хитай билән түркийәни селиштурғили болмайду. Хитай бир партийәлик диктатор дөләт. Лекин түркийә охшимайду. У демократик түзүмдики парламент асасидики хәлқ өзиниң вәкилини сайлиялайдиған бир дөләт. Уларда бу пәрқ бар.
Лекин әң негизлик пәрқ, түркләр билән уйғурлар қериндаш. Һөкүмәт қарап турсиму, түрк хәлқи қарап турмайду. Йеқинда хитайниң малайшиядики баш әлчиси малайшиядики хитай ирқидин болған хитайларниң һоқуқи дәпсәндә қилиниватиду, малайшия һөкүмити уларниң һоқуқини қоғдиши керәк, дегән бир баянат елан қилди. Буниң өзи биз дегән мәсилигә җаваб берәләйду. Түркийәдә уйғур мәсилиси түрк дунясиниң мәсилиси, дегән уқум күнтәртипкә келип болған мәсилә.
Әзиз әйса әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн сөзләватқан дөләтләрни әйибләш орниға өзиниң уйғур сияситини өзгәртсә яхши болиду.
У мундақ деди: бу йәрдә хитай бир нәрсини унтуп қеливатиду. Наһайити әқәллий бир нәрсини, уйғурларниңки йәрлик бир милләт, шу тупрақниң игиси икәнликини, өзиниң дөләт болуп яшаш һоқуқи барлиқини унтуп қеливатиду. 60 Йил аввал көчүп келип, уйғурларни игиләп, хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибигә мәҗбури қораллиқ киргүзүп, бүгүн бу бизниң земинимиз, дәп бундақ сиясий бишәмлик вә нәйрәңвазлиқни унтуп қеливатиду, әсли мәсилиниң негизи бу йәрдә.
Хитай өзиниң қанун -түзүми, уйғурларниң һәқ-һоқуқини қанчилик дәпсәндә қиливатиду, буни ойлишиши керәк. Униң орниға түркийәни, ғәрбни, уйғурларниң кишилик һоқуқи һәққидә сөз қиливатқан дөләтләрни қош өлчәм қолландиң, дәп әйибләш орниға өзиниң сияситини яхшилашни ойлишиши керәк.
Доктор хән лйәнчавниң қаришичә, җуңго һөкүмити өзиниң сияситини өзгәртиштә ишни уйғурларниң мәдәнийити, тили, диний етиқади вә әнәнилиригә һөрмәт қилиштин башлиши шәрт.
У мундақ деди: җуңго компартийәси уйғурларға қаратқан сияситини өзгәртиши керәк. Уларниң мәдәнийити, диний етиқади, әнәнилиригә һөрмәт қилиши шәрт. Һазир шинҗаңда бастуруш шу йәргә йетип барди, диний етиқад билән шуғуллиниш мумкинчилики қалмиди, сиз һәтта сақал қойсиңизму болмайдиған нуқтиға барди. У милләтни, у милләтниң мәдәнийитини, униң хас кишиликини йоқитиштәк бундақ сиясәт интайин хәтәрлик.
У буниң уйғурларни хәлқара ғазатчи күчләргә йеқинлаштуридиғанлиқини агаһландуруп, әгәр улар хәлқара ғазатчи күчләрни арқисида алса, бу җуңгониң дунядики иқтисадий мәнпәәтлиригә наһайити асанла әҗәллик тәһдит салалайду, деди.
“йәр шари вақти гезити” ниң мақалисидә, бәзи дөләтләрниң террорлуққа қандақ тәбир бериш мәсилисидә түркийә билән ихтилапи барлиқини тилға елинған болсиму, бирақ мақалида у дөләтләрниң исми оттуриға қоюлмиған.
Анализчилар, мақалида түркийә билән хитайниң бу мәсилидики ихтилапи көздә тутулғанлиқини билдүрмәктә. Хитай түрк һөкүмитиниң түркийәдики бәзи уйғур тәшкилатлириға террорлуқ муамилиси қилишни изчил тәләп қилип кәлгән.
Әмма түркийә хитай һөкүмити “террорлуқ гуруһлар” дәп чәкләшни тәләп қилған у тәшкилатларниң тинч паалийәт қиливатқан қанунлуқ тәшкилатлар икәнликини илгири сүрүп, хитайниң тәлипигә бәк қулақ салмиған иди.