Кәмал қиличдароғли түркийә президентлиқиға сайланса, уйғур қирғинчилиқини күнтәртипкә елип келәләмду?
2023.03.09

2023-Йили 5-айниң 14-күни түркийә хәлқи кейинки нөвәтлик президентни сайлап чиқиду. Нөвәттә һазирқи президент рәҗәп таййип әрдоған билән җумһурийәт хәлқ партийәсиниң рәиси кәмал қиличдароғли президент намзатлири болуп елан қилинди. Бу икки намзат алдимиздики күнләрдә түркийиниң һәр қайси шәһәрлирини айлинип аваз өзлиригә топлаш үчүн хәлқ аммисиға нотуқ сөзләшкә башлайду. Бу икки намзаттин қайсисиниң президент болуп утуп чиқишини түркийә хәлқи беләт ташлаш арқилиқ бәлгиләйду.
Түркийидә һазирқи һөкүмәтни башқуруватқан адаләт вә тәрәққият партийәси билән уларға һәмкарлишиватқан милләтчи һәрикәт партийәси һазирқи президент рәҗәп таййип әрдуғанни кейинки нөвәтлик президентлиққа намзат қилип көрсәткән иди. Өктичи партийәләрдин җумһурийәт хәлқ партийәси, “ийи” партийәси, “келәчәк” партийәси, “дәва” партийәси, “адаләт” партийәси вә “саадәт” партийәси қатарлиқлар бирликтә кәмал қиличдароғлини намзатлиққа көрсәтти. Ундақта, түркийәдики мәзкур 6 сиясий партийә бир қанчә ай музакирә елип бериш арқилиқ кейинки нөвәтлик президентлиққа намзат көрситилгән кәмал қиличдароғлу уйғур мәсилисигә қандақ қарайду?
2020-Йили 10-айниң 9-күни бир мухбирниң “б д т дики 39 дөләт уйғурлар тоғрисидики тәклип хетигә имза қоюпту, лекин түркийә имза қоймапту, сиз буниңға қандақ қарайсиз?” дегән соалиға җумһурийәт хәлқ партийәсиниң рәиси кәмал қиличдароғлу мундақ җаваб бәргән иди: “биз хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумни һәргиз қобул қилмаймиз. Түркийә бу мәсилигә көңүл бөлүши керәк. Болупму милләтчи һәрикәт партийәси өз шерики болған дөләт президенти рәҗәп таййип әрдоғанниң буниңға имза қоюшини чақириқ қилиши керәк. Милләтчи һәрикәт партийәси әгәр пүтүн дунядики түрк хәлқлириниң һәқ вә һоқуқини қоғдаймән дәйдикән, буни қилиши керәк.”
2020-Йили 10-айниң 9-күни кәмал қиличдароғлиниң йолйоруқиға бинаән, җумһурийәт хәлқ партийәсиниң америкадики вәкили юртәр өзҗан тәрипидин тәйярланған “шәрқий түркистандики уйғур түрклириниң тарихи, кимлики вә уларға қаритилған сиясәт” мавзулуқ доклати елан қилинған иди.
Мәзкур доклат “түркийә-хитай мунасивитиниң уйғурларға көрситидиған тәсири, американиң позитсийиси, хәлқаралиқ амилларниң роли, тарихий арқа көрүнүш, йеқинқи уйғур сиясий тарихи, уйғур диаспораси вә хәлқарадики паалийәтләр, уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси, хәлқара җәмийәт вә уйғур мәсилиси” қатарлиқ мәхсус темиларға бөлүнгән болуп, һәр бир тема тәпсилий мәзмунлар билән йорутулған. Җумһурийәт хәлқ партийәси түркийә парламентида 134 орунға игә әң чоң өктичи партийә болуп, уларниң түркийә парламентидики әзалиринң бәзилири уйғур мәсилисини оттуриға қоюп кәлмәктә.
Кәмал қиличдароғлу кейинки нөвәтлик президентлиққа сайланса, уйғур мәсилини күнтәртипкә елип келәләмду? истанбул университетиниң оқутқучиси өмәр қул әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилип өтти. У мундақ деди: “түркийәдә һөкүмәт алмишип, 6 партийә һакимийәт бешиға кәлсә, америка билән болған мунасивәт даирисидә уйғур мәсилисигә көңүл бөлүши мумкин, дәп ойлаймән. Түркийәниң америка вә явропа дөләтлири билән болған мунасивити яхшиланса, бу дөләтләр билән бирликтә шәрқий түркистан мәсилисидә хитайға инкас қайтуруши, позитсийәсини очуқ-ашкара оттуриға қоюши мумкин, дәп қараймән.”
Әнқәрәдики һаҗитәппә университетиниң дотсенти, түркийә-хитай мунасивәтлири һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссис, доктор әркин әкрәм әпәнди кәмал қиличдароғли түркийә президенти болуп сайланса, қурулидиған һөкүмәтниң уйғур мәсилисигә көңүл болидиғанлиқини, чүнки уни қоллаватқан 6 партийә ичидә уйғурларни изчил қоллаватқан партийәләрниң барлиқини тилға алди.
Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ сабиқ рәиси, пешқәдәм паалийәтчи һамутхан гөктүрк әпәнди, 5-айниң 14-күни елип берилидиған сайламда әгәр 6 өктичи партийә бирликтә намзат көрсәткән кәмал қиличдароғлу утуп чиқип йеңи һөкүмәт тәшкил қилса, түркийәниң уйғур қирғинчилиқини рәсмий етирап қилиш мумкинчилики барлиқини, чүнки уйғур мәсилисиниң һазир хәлқаралиқ мәсилисигә айланғанлиқини тәкитлиди.
Түркийәдики бәзи мутәхәссисләр, 6 өктичи партийә бирликтә намзат көрсәткән кәмал қиличдароғлу сайламда утуп чиқип түркийә президенти болса вә йеңи һөкүмәт тәшкиллисә, кишилик һоқуқ мәсилилиригә алаһидә әһмийәт беридиғанлиқини илгири сүрмәктә.