2016-Йил түркийәдики уйғур дәваси үчүн қандақ бир йил болди?
2016.12.29

Түркийә бурундин тартип уйғурлар панаһлиқ тиләп келиватқан дөләтләрдин бири. 1949-Йили коммунист хитай һакимийити уйғур диярини игилигәндин кейин әйни замандики бирләшмә һөкүмәтниң муавин рәиси мәмәтимин буғра, баш катипи әйса йүсүп алиптикинләр түркийәгә келип уйғур дәвасини дуняға аңлитишқа башлиған. Кейинчә аста-аста түркийә уйғур дәвасиниң мәркәзлиридин биригә айланған. Түрк хәлқи уйғурларни қериндаш дәп қариғачқа, һәр даим уйғур дәвасиға игә чиққан. Ундақта 2016-йили түркийәдики уйғур дәваси үчүн қандақ бир йил болди? түркийә-хитай мунасивити үчүнчу? уйғурлар 2017-йилидин немиләрни күтиду?
Бу һәқтә көз қаришини игиләш үчүн түркийә истратегийәлик чүшәнчә институти мутәхәссиси доктор әркин әкрәм вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати рәиси һидайәтулла оғузхан әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Доктор әркин әкрәм әпәнди 2016-йилиниң түркийә үчүн қейин бир йил болғанлиқини, явропа дөләтлири вә америка билән болған мунасивитиниң йирикләшкәнликини, дөләт ичидә п к к террор тәшкилати, вә фәтһуллаһ террорчилири билән күрәш қилғанлиқини, бундақ бир вәзийәттә түркийәниң 2015-йилиниң ахиридин башлап хитай билән мунасивитини яхшилаш сиясити елип барғанлиқини, 2016-йилиниң хитай билән болған мунасивитини раван қилиш йили болғанлиқини илгири сүрди.
Зияритимизни қобул қилған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтулла оғузхан әпәнди, 2016-йилиниң түркийәдики шәрқий түркистан дәваси үчүн елип ейтқанда қараңғу бир йил болғанлиқини, түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң 2017-йили қандақ болар дегән тәшвишкә чүшкәнликини баян қилди. У, 2016-йилида хитайниң түркийәгә бесим ишлитиши билән уйғурларниң диний өлимаси, диний зат абдуқадир япчанниң тутуп кетилгәнликини баян қилди. Өткән һәптә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси абдулһәкимхан мәхсумниң туюқсиз аләмдин өткәнликини, буниң шәрқий түркистан дәваси үчүн зор бир йоқитиш болғанлиқини илгири сүрди.
Доктор әркин әкрәм әпәнди, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәтниң тәрәққий қилишиға әгишип, хитайниң 2016-йили түркийәгә 17 кишилик бир тизимлик сунғанлиқини, буниң биринчисиниң абдуқадир япчан икәнликини, япчан қатарида 4-6 кишиниң тутуп кетилгәнликини илгири сүрди. Доктор әркин әкрәм әпәнди хитай һөкүмитиниң бу кишиләрни тәләп қиливатқанлиқини, түркийә хәлқара қанунларға қол қойған болғачқа қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини, буларниң қандақ болидиғанлиқиниң 2017-йилида ениқ болидиғанлиқини илгири сүрди.
Һидайәтулла оғузхан әпәнди аллаһтин шәрқий түркистан дәвасиниң 2017-йилида яхши болушини тиләйдиғанлиқини, түркийәдә һәр саһәдики, охшимайдиған сиясий көз қараштики кишиләрниң шәрқий түркистанлиқларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини, түркийәдики аммиви тәшкилатларниң қоллап-қуввәтлишиниң үзүлүп қалмай давамлишиватқанлиқини, 2017-йилида түркийәдә шәрқий түркистан давасиниң қайта җанлинидиғанлиқини илгири сүрди.
Бәзи мутәхәссисләр сүрийә вә ирақтики ички уруш ахирлашса түркийәниң ғәрб әллири билән болған мунасивитиниң яхшилинидиғанлиқини, түркийә һөкүмитиниң уйғур дәвасини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини илгири сүрмәктә.