“йәр шари характерлик урушниң яш-өсмүрләргә болған тәсири” мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилисиму оттуриға қоюлди
2016.03.23

Түркийәниң деңизли шәһиридә уюштурулған “йәр шари характерлик урушниң яш-өсмүрләргә болған тәсири” мавзулуқ йиғинда уйғур мәсилиси әтраплиқ аңлитилди.
Түркийә пуқралар җәмийити тәрипидин уюштурулған йиғинға түркийәниң 25 шәһиридики һәрқайси университетлардин кәлгән оқуғучилар вә оқутқучилар қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити яшлар комитети әзаси, хаҗәттәпә университети оқуғучиси мәмәт илктүрк қатнашти вә уйғур яш-өсмүрләр дучар болуватқан мәсилиләр вә уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат бәрди.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған бу паалийәтни уюштурған пуқралар һаяти җәмийити мәсули елип ханим бу паалийәтни уюштуруштики мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: “пуқралар һаяти җәмийити 2013-йили қурулған яшлар тәшкилати. Биз яшларниң лидерлик қабилийитини өстүрүш үчүн йилда икки қетим бу хил паалийәтләрни өткүзимиз. Бу паалийәтниң темилири яшларниң райи билән өткүзүлиду. Бу йилқи паалийитимизниң темиси ‛йәр шари характерлик урушниң яш-өсмүрләргә болған тәсири‚ иди. 3-Айниң 18 күнидин 20-күнигичә түркийәниң деңизли шәһиридә өткүздуқ. Бу 3-нөвәтлик яшлар учришиши. Бу йиғинда шәрқий түркистан яшлириға вакалитән мәмәт илктүрк әпәнди шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити вә сиясий әһвали тоғрисида доклат бәрди. Бу йиғин үч күн давамлашти.”
Уйғур яшлириға вакалитән бу йиғинға қатнашқан мәмәт илтүрк әпәнди өзиниң уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида доклат бәргәнликини баян қилип мунуларни деди: “мән шәрқий түркистанниң һазирқи сиясий вәзийитини, уйғур яш мусапирлар мәсилисини, уйғур яш-өсмүрлириниң шәрқий түркистанда дучар болуватқан қийинчилиқлирини аңлаттим. Мән доклатимни үч темида баян қилип өттүм. Булар барин қирғинчилиқи, ғулҗа қирғинчилиқи вә үрүмчи қирғинчилиқидин ибарәт. Буларни аңлатқандин кейин ахирида уйғур яшлири дучар болуватқан мәсилиләр, уйғур яшлириниң ишсизлиқ мәсилиси вә хитайниң уйғурларға елип бериватқан тил сиясити тоғрисида тохталдим.”
Мәмәт илктүрк әпәнди йиғин әһлиниң уйғур мәсилисигә наһайити қизиққанлиқини баян қилип мундақ деди: “йиғин бәк яхши өтти. Йиғин әһли бизниң мәсилигә бәкла қизиқти. Түркийәниң 25 шәһиридин кәлгән, у шәһәрләрдә университетларда оқуватқан вә оқутқучилиқ қиливатқан яшлар иди. Доклатим ахирлашқандин кейин наһайити яхши инкаслар алдим. яшлар бу дәвани йеқиндин көзитиватқанлиқини ейтишти. Билмигән яшлар бу йиғинда уйғурлар тоғрисида көп мәлуматқа игә болғанлиқини ейтишти. Бундин кейин түркийә пуқралар һаяти җәмийити билән уйғур мәсилиси тоғрисида паалийәтләр елип бериш тоғрилиқ музакириләр елип берип, пилан түздуқ.”
Бу паалийәтни уюштурған пуқралар һаяти җәмийити мәсули елип ханим бу йиғинда қобул қилинған қарарларниң мунасивәтлик идарә, җәмийәт вә аммиви тәшкилатларға әвәтилгәнликини баян қилип мунуларни деди: “йиғинда алған қарарларни мунасивәтлик орунларға әвәтимиз. Буниң ичидә идариләр, ички ишлар министирлиқи, ташқи ишлар министирлиқи, қизилай тәшкилати, түркийә җумһурийити баш министирлиқи, түрк иш бирлики вә тәрәққият идариси, явропа бирлики яшлар идариси, дунядики инсан һәқ вә һоқуқлири тәшкилатлириға охшаш органлар мәвҗут.”
Уйғур яш паалийәтчи мәмәт илктүрк әпәнди уйғурлар тоғрисида бундин кейинки пиланлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мән һазир университетта оқуватимән. Университетта оқутқучи болушни халаймән. Өзүмниң кәспи болмисиму, шәрқий түркистан дәвасини юқири пәллигә көтүрәй дәймән. Бурун чоң дадилиримиз, тағилиримиз бу дәвани қилған икән, чоңлиримизниң тәҗрибилиридин пайдилинип бу дәвани техиму юқири пәллигә көтүрүш үчүн тиришимән. Шәрқий түркистан тоғрисида йезилған китаб вә мақалиләрни көпләп оқуп, бу һәқтә мәлумат игиси болуп, илмий йосунда дәвайимизни давамлаштуримән.”