Турсун бақиниң исмини хитайчә “ба хоңвей” ға өзгәртиши күчлүк ғулғула қозғимақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.03.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
tursun-baqi.jpg “йеңи дәврдә йеңичә исим-фамилә ишлитиш тоғрисидики доклат” дәп мавзу қоюлған бу хәвәрдә исмини “ба хоңвей” ға өзгәрткән турсун бақиниң сөзлири тилға елинған.
Social Media

Чәрчән наһийәлик тәшвиқат бөлүми үндидар суписи 2-айниң 26-күни тарқатқан хитайчә сүрәтлик бир хәвәрдә чәрчән базири гүлкөврүк аһалиләр районида турушлуқ хизмәт гурупписиниң башлиқи турсун бақиниң 578 нәпәр кадир вә амма алдида қәсәм берип исмини “ба хоңвей” ға өзгәрткәнлики билдүрүлгән.

Турсун бақи әслидә байинғолин областлиқ сүпәт тәкшүрүш идарисиниң башлиқи болуп, у чәрчән наһийәсигә областтин әвәтилгән хизмәт гурупписиниң башлиқи болуп барған икән. Униң хитайниң дөләт байриқи алдида қәсәм ичип, дадиси әзан товлап қойған исмини хитайчә исимға өзгәртиши муһаҗирәттики уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула вә инкасларға сәвәб болмақта.

Иҗтимаий таратқуларда тарқалған бу һәқтики син көрүнүшидә турсун бақиниң мундақ қәсәм ичкәнлики мәлум: “мениң илгирики исмим турсун бақи, ичкиридики достлирим мени ‛бақи‚ дәп аташқа адәтләнгән. Дөләт байриқиға йүзлинип туруп, һәр милләт аһалилириниң назарити астида йеңи исим-фамилә қоллинидиғанлиқимға қәсәм беримән, һазирдин башлап мән рәсмий һалда ‛ба хоңвей‚ дегән бу йеңи исимни қоллинимән!”

Юқириқи учурға асасән биз бу һәқтә ениқлаш елип бардуқ хитайчә “күндилик хәвәр тори” қатарлиқ мәтбуатларда бу учурниң “чәрчән нөл арилиқ” намлиқ үндидар суписидин нәқил елинип берилгәнликини мәлум болған болсиму, әҗәблинәрлики бу мәтбуатлар 28-февралғичә бу һәқтики хәвәр мәзмунини өчүрүвәткән.

Биз бу һәқтә йәниму тәпсилий мәлумат елиш үчүн чәрчән наһийәлик партком тәшвиқат бөлүми билән алақиләштуқ, телефонни алған бир хитай хадим өзиниң йеңила алий мәктәпни пүттүрүп кәлгән практикант икәнликини чүшәндүрүп, юқириқи учурдин хәвәрсизликини ейтти. Башқа мунасивәтлик органларғиму телефон уланмиди.

Бүгүн радийомизға бир аңлиғучи тәрипидин байинғолин областлиқ парткомниң торида елан қилинған бир хәвәр әвәтилди. “йеңи дәврдә йеңичә исим-фамилә ишлитиш тоғрисидики доклат” дәп мавзу қоюлған бу хәвәрдә исмини “ба хоңвей” ға өзгәрткән турсун бақиниң муну сөзлири тилға елинған: “партийә узун йил тәрбийәләп йетиштүргән рәһбирий кадир болуш сүпитим билән тәшәббускарлиқ билән оттуриға чиқип, әмәлий һәрикитим, сиясий мәйданим, сиясий позитсийәм вә сиясий тәрипим билән йеңиваштин йеңи дәврниң тәлипигә уйғун келидиған исим-фамилини ишлитимән. Алди билән башқиларға үлгә болуп, өрнәк тикләймән, әтрапимдики аһалиләрниму тәрбийәләп вә тәсирләндүрүп, уларниң йеңи дәвр алаһидиликигә мас исим ишлитишкә қайил қилимән. . .”

Радийомизға өзини турсун бақи билән бир юртлуқ дәп тонуштурған бириниң әвәткән инкасида, турсун бақиниң кимлики һәққидә қисқичә изаһатлар берилгән. Учурда дейилишичә, турсун бақи әслидә лопнурлуқ болуп, у аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң әзаси икән. У нөвәттә корладин чәрчәнгә төвәнгә чүшкән кадир сүпитидә хизмәт өтәватқан болуши мумкин икән. Униң дадиси бақир қарим лопнур наһийәлик почта идарисидин пенсийәгә чиққан актип кадир икән. Униң балилириниң һәммиси партийә әзаси вә һөкүмәт орунлирида мәнсәп тутуватқанлар болуп, турсун бақиниң иниси қурбан бақиму аптоном район дәриҗилик бир идаридә әмили бар икән. Сиңлиси корла областлиқ хәлқ ишлири идарисиниң кадири, кичик инисиму аптоном районлуқ иттипақ комитетиниң кадири икән. Мәзкур инкас қилғучиниң баян қилишичә, у турсун бақиниң исмини хитайчиға өзгәрткәнликидин анчә һәйран қалмайдикән, чүнки у оттура мәктәптин тартип актип болуп кәлгән икән. У 1980-йилларда шинҗаң университетиниң тил әдәбият факултетида оқуш җәрянидиму сиясий актиплиқи билән партийә әзаси болған икән. У оқушни пүттүрүп аптоном районлуқ сиясий кеңәшкә ишқа орунлашқан икән. Алдинқи йилларда уйғур елида һәрхил қаршилиқ вәқәлири йүз бәргәндә у хитай һөкүмити тәрәптә тутуп инкас билдүргән икән. Турсун бақиниң һоқуқпәрәслики вә шөһрәтпәрәслики сәвәблик униң җамаәт ичидә “қизил пачақ” дегән нами бар икән.

Мәзкур вәқәгә инкас қайтурған америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди мунуларни илгири сүрди: “корладики уйғур кадир турсун бақиниң қәсәм ичип, исмини ‛ба хоңвей‚ ға өзгәртиши уйғур аптоном районида ‛мәдәнийәт инқилаби‚ дин буян бир уйғур кадирниң тунҗи қетим ашкара һалда исмини хитайчиға өзгәртиши һесаблиниду. Бу хитай компартийәсигә садақәт билдүрүп ‛очуқ хәт‚ елан қилиш долқунини қозғиған керийә наһийәсидики обулқасим мәттурсундәк бир йеңи долқунниң башлиниши болуши мумкин.”

Дәрвәқә, буниң алдида бир қисим уйғур әмәлдарларниң “мән уйғур, әмма мусулман әмәс” дәйдиған төвәнамилири елан қилинған иди. Чәрчән наһийәси йәнә уйғур диярида уйғурлар билән хитайларниң тойлишишини риғбәтләндүрүш үчүн тунҗи болуп мукапат тәсис қилған наһийә һесаблиниду.

Америкидики мустәқил тәтқиқатчи афрасияп әпәнди инкас қайтуруп, бир уйғурниң мәйли ихтиярлиқи яки бесимдин болсун өзиниң миллий кимликиниң ипадиси болған өз исмидин кечип, хитайчә исимни ишлитиши “уйғурларниң хәтәрлик бир басқучқа кирип келиватқанлиқиниң ипадиси,” деди.

Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң уйғур миллитини ассимилятсийә қилип йоқитишни тезлитиш истратегийәсидә уйғур миллитини топтин йоқ қилишиниң тәйярлиқлири һәр тәрәплимә вә әтраплиқ ишлимәктикән. Буниң алдида уйғурларни диний вә мәдәнийәт кимликидин айриш сиясити йүргүзүлгән болуп, нөвәттә уйғур кимликиниң әң муһим бәлгиси болған исмини йоқитиш уйғурларниң пүтүнләй ассимилятсийә қилиниш гирдабиға қарап иттириливатқанлиқидин бешарәт беридикән. Афрасияп әпәнди “нөвәттики бу әһвалдин көрүвелишқа болдики, уйғур миллити тарихтики әң хәтәрлик миллий кризисқа дуч кәлмәктә,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.