Тйәнҗиндики партлаштин кейин һасил болған зәһәрниң апити техиму еғир бөлиши мумкин
2015.08.19
19-Авғуст хитай даирилири тйәнҗиндики партлаш һәққидә 9-қетим баянат бәрди, санлиқ мәлуматларда өзгириш йоқ, әмма даириләр партлаштин кейинки зәһәрлик маддилар вә униң муһит булғаш дәриҗиси вә хәтири һәққидә һазирғичә ениқ җаваб бәрмиди. Хитай түнүгүнки мәхсус баянатида, тйәнҗин портидики партлашта114 адәмниң өлгәнлики 700 кишиниң яриланғанлиқини хәвәр қилған иди, 17 миң тйәнҗин аһалисиниң охшимиған дәриҗидә иқтисадий зиянға учриғанлиқи мәлум . Тйәнҗин пуқралириниң тәшвиши вә һөкүмәткә наразилиқи давам қилмақта. Техиму чатақ болғини сәйшәнбә тйәнҗиндә ямғур йеғишқа башлиған болуп, партлиған 700 тонна натрий сянд қатарлиқ турақсиз зәһәрлик маддиларниң қайси дәриҗидә булғиниш һасил қилғанлиқини билмәк тәс.Мутәхәссисләрниң агаһландурушичә мана бу партлаштин кейинки әндишә қозғайдиған әң җиддий мәсилә.
Радиомиз игилигән мәлуматлардин ашкарилинишичә, тйәнҗин бинхәй йеңи райони “руйхәй” ширкитиниң хәтәрлик буюмлар искилатида 12-авғуст партлаш йүз бәргинигә дәл бир һәптә болған сәйшәнбә күни тйәнҗинда ямғур тамчилашқа башлиған. Амма блогларда иҗтимаий таратқуларда бу ямғурда йәр йүзидә апақ көпүкчиләрниң вә бәзи йешил сериқ рәңдики кристалларниң пәйда болуп қалғанлиқини, ямғур тамчиси теригә чүшкәндә көйгәндәк, ечиштурғанлиқини инкас қилип, сүрәтләргә тартип ямғур вә һаваниң тәркибини ениқлашни иҗтимаий таратқуларда вә биңхәй йеңи районлуқ һөкүмәт блогида мунасивәтлик органлардин дәрһал тәкшүрүп җаваб беришни тәләп қилған.
Әмма биңхәй йеңи райони башлиқи һөкмәт блогида аммиға “ямғурда ақ күпүкчиләрниң пәйда бөлиши тәбиий, мунасивәтлик органлар ямғурдин кейинки муһитниң нормаллиқни тәкшүрүп чиқти һаяти бихәтәрликиңлардин әндишә қилмисаңларму болиду” дәп җаваб қайтурған.
Һалбуки, тйәнҗин шәһәрлик даириләрниң муһит булғинишни тәкшүрүшкә әвәткән мәсул мутәхәссиси бав җиңлиңниң 19-авғуст мәркизи телевизийидә қилған сөзигә асасланғанда партлаштин кейин һасил болуватқан булғинишниң асаслиқ мәнбәси йәнила партлиған химийилик маддилардин һасил болған қалдуқ зәһәрлик сулар болуп,алдинқи күни бәзи нуқтилардики тәкшүрүш нәтиҗисидин муһит булғинишиниң бихәтәрлик өлчимидин 277 һәссә юқири икәнлики мәлум болған.
Әмма бүгүнгә қәдәр партлаш йүз бәргән искилаттики хәтәрлик химийилик буюмларниң миқдари ениқ әмәс, даириләр тарқатқан учурларда һазирғичә тәхмин қилинғини от кетиштин бурун, биңхәй йеңи райони “руйхәй” ширкитиниң хәтәрлик буюмлар искилатида җәмий 3000тонниға йеқин химийилик буюмлар сақланғанлиқи мәлум. Бу ядро қораллириға ишлитилидиған, експорт үчүн һазирланған 700 тонна натрий сянидни өз ичигә алидикән. Партлаш нәқ мәйданида интайин чоң бир азгал пәйда болған, азгалниң ичидә көп миқдарда суюқлуқ бар болуп, тәркиби вә қуюнлуқ дәриҗиси техи ениқ әмәскән.
Даириләр партлаш йүз бәргәндин кейинки тунҗи баянатида, хәтәрлик буюмлар искилатидики натрий сяндниң су вә от билән учришип техиму кәң көләмлик тарқилишидин әндишә қиливатқанлиқи, ямғур йеғиштин бурун униң тарқилишини тизгинләйдиғанлиқини билдүргән әмма тәдбирини ашкарилимиған иди. Шундақла партлаш мәркизидин бәш километир даирисидә елип берилған тәкшүрүш нәтиҗисидин, бу даиридики һавада биваситә инсанларниң һаятиға хәвп йәткүзәләйдиған зәһәрлик маддиларниң миқдариниң бихәтәрлик өлчимидин төвән чиққанлиқини билдүргән.
Мутәхәссисләр болса бу булғинишни мөлчәрләшниң қийин икәнликини, болупму шамалниң йөнилиши вә тезлики өзгирип туридиған болғачқа,партлаштин кейинки зәһәрлик газларниң қандақ йөнилишкә қандақ тезликтә тарқалғанлиқиниму билиш тәс икән. Униң үстигә бу натрий сянд қа охшаш маддилар интайин турақсиз болуп һава вә суда интайин тез тарқилидиған өткүр зәһәрлик мадда болуп, қоюқлуқи мәлум дәриҗигә йәткәндә нәпәс йоллири арқилиқ кирип тез арида инсанларниң җениға замин болидикән.
Сәйшәнбә яққан ямғурдин кейин бу зәһәрлик маддиларниң қанчилик булғиниш һасил қилғанлиқи техи мәлум әмәс. Бәзи амма партлаш йүз бәргән райондин 30 километир йирақтиму бу хил ақ көпүкләрниң пәйда болғанлиқини инкас қилған.
Тйәнҗин порти әтрапидики аһалиләрдин чен әпәнди сәйшәнбә күни радиомиз хитай бөлүми мухбириниң зияритини қобул қилип наразилиқини билдүрүп мундақ деди: “партлаш зади қандақ йүз бәргән,партлиған нәрсә зади немә ? қандақ химийилик маддилар тарқалди, бизниң һаятимизға қанчилик тәһдит бар буларға җаваб йоқ? биз җенимизни аран қутқуздуқ әмма бала қаза техи түгимиди, өй маканимиздин айрилдуқ, бу апәткә ким мәсул, боларға җаваб бериш дөләтниң иши әмма сақлаштин башқа җаваб йоқ, һөкүмәтниң кари йоқ, мәсулийити барларни тутуп солаш керәк иди, һәммиси мәсулийәтни иттәргән, бу һөкүмәт өзи мәсулийәтсиз һөкүмәт”.
Б б с ниң чаршәнбә хәвиригә қариғанда, 19-авғуст, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң кишилик һоқуқ вә хәвплик вә керәксиз буюмлар мәсилиси мутәхәссиси баскут тункак мәхсус баянат берип, зөрүр болған муһим учурларниң кәмчиллики, болупму “от апитиниң елип келидиған хәтәрлик зиянлирини азайтиш вә алдини елишта учурниң болмаслиқи һәммидин еғир апәт” дәп билдүргән. У сөзидә йәнә “хәвәрләрдин, тйәнҗиндики зор партлаштин кейин апәткә учриған амминиң өйиниң һаяти бихәтәрлики вә саламәтликигә келиватқан тәһдит һәққидә зөрүр учурларға игә болалмайватқанлиқи вә мәтбуатларниңму бу һәқтә хәвәр беришниң тосқунлуққа учраватқанлиқидин мәлуматимиз бар, биз буниң билән қаза қилғучилар саниниң йәниму ешишиға сәвәб болушидин әндишә қилимиз” дәп тәкитлигән.
У йәнә хитай һөкүмитини, хәлқниң саламәтлики вә һаяти мәнпәәтини чиқиш қилип, кишилик һоқуққа вә учур әркинликигә һөрмәт қилишқа, бирләшкән дөләтләр тәшкилати түзгән келишимләргә риайә қилип, хәтәрлик вә керәксиз боюмларға даир мәсилиләрдә ашкара болушқа чақирған.
Хитайниң һөкүмәт хәвәрлиридә 17-авғуст дүшәнбә күни әтигән саәт 9 ғичә болған статистикиға асасланғанда, тйәнҗин портидики партлашта өлгәнләр сани 114 болуп,дохтурханида давалиниватқанлар 700 гә йәткән. Портта ишләйдиған 7000 ға йеқин ишчиниң охшимиған дәриҗидә зиянға учриғанлиқи, җәмий 17миң аһалиниң охшимиған дәриҗидә иқтисадий зиянға учриғанлиқи мәлум.
Бүгүнки хәвәрләрдә 19-авғуст күни чаршәнбә, партлашта өлгән вә ғайиб болғучиларниң уруқ-туғқанлири вә порт әтрапидики олтурақ районидики аһалиләрниң давамлиқ топлинип,һөкүмәткә наразилиқ билдүргәнлики көрситилди.
Таратқулардики сүрәтлик учурлардин тйәнҗин аммисиниң бүгүнгә қәдәр маскиларни тақап йүрүватқанлиқини көрәләймиз, америка авази радиосиниң бу һәқтики хәвиридин мәлумки, тийәнҗиндики амма партлаштин кейинки зәһәрлик газ вә химийилик маддилар кәлтүрүп чиқириватқан булғунуштин әндишә қилмақта, һөкүмәт бу мәсилигә ениқ җаваб бәрмигини үчүн, шу муһитта нәпәслинишкә, яшашқа мәҗбур болуватқан амма, маска билән болсиму һаятини сақлашқа тиришмақта. Маска аммини партлаштин кейин һазирғичә тарқиливатқан әмма намәлум болған зәһәрләрдин тосуп қалаламду ? буниңға җаваб бериш тәс.