Хитайниң қара қоли: турғун алмасниң “үч китаби” дин “моңғулларниң омумий тарихи” ғичә

Вашингтондин мухбиримиз шадийә тәйярлиди
2023.10.16
xitay-shinjang-yighin.jpg Хитай коммунистик партийиси шинҗаң уйғур аптоном райони 10-комитетиниң 9-омумий йиғинида уйғур райониниң секретари ма шиңрүй сөзлимәктә. 2023-Йили 25-сентәбир, үрүмчи.
xjtvs.com.cn

Хитай коммунистик партийәси һакимийәт бешиға чиққандин кейин, өз һакимийитини мустәһкәмләш вә хитай һакимийитиниң бешида узунғичә пут дәссәп туруш үчүн, һәр қайси милләтләрни үнүмлүк һалда идарә қилидиған түрлүк миллий сиясәтләрни вә тәдбирләрни йолға қойған иди. Хитай “асасий қануни” вә хитайниң “миллий территорийәлик аптономийә қануни” диму аз санлиқ милләтләрниң баравәрлик һоқуқи вә мәдәнийәт аптономийәси шәклән тәкитләнгән иди. 1947-Йили қурулған ички моңғул аптоном һөкүмитидин тартип 1955-йили қурулған уйғур аптоном райони вә 1965-йили қурулған тибәт аптоном райониниң йәрлик һакимийәт йүргүзүш программилирида, йәрлик милләтләрниң өз тил-йезиқини қоллиниш, өз тилида маарип тәрбийәси елиш, миллий мәдәнийитини раваҗландуруш, һәмдә һәрқайсий милләтләрниң өзиниң тарихий мираслириға варислиқ қилиш, шундақла тәрәққий қилдуруш һоқуқиниң капаләткә игә қилинидиғанлиқи алаһидә әскәртилгән.

Һалбуки, 70 йилдин артуқ вақиттин буян хитай коммунист һөкүмити уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң баравәрлик һоқуқини қоғдап кәлгәнлики һәққидә җар селип кәлгән болсиму, әмма буниң пүтүнләй бир қуруқ вәдә икәнлики ашкара болмақта. Йәни хитай һөкүмити хитайдики аталмиш аз санлиқ милләтләрни ассимилятсийә қилип, уларни һечқандақ мәдәнийәт пәрқи болмиған бир улус дөлитиниң гәвдисигә юғуруветиш сияситини изчил иҗра қилип кәлмәктә. “америка авази” радийосиниң 12-сентәбирдики хәвиридә дейилгинидәк, ички моңғул аптоном районлуқ даириләрниң 25-авғуст күни уқтуруш чиқирип, “моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ йүрүшлүк китабни нәшр қилишни тохтитиш тоғрисидики қарари, дәл шуниң җүмлисидиндур.

Игилинишичә, “моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ китабини нәшр қилишни тохтитиш тоғрисидики бу һөкүмәт уқтуруши, чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң, җүмлидин моңғул тарихшунасларниң моңғул мәдәнийити вә тилини қоғдаш мәсилисигә болған җиддий әндишисини қозғиған муһим тема болмақта.

Бу һәқтики сөһбитимизгә дахил болған японийәдики шизиока университети (Shizuoka University) инсаншунаслиқ вә иҗтимаий пәнләр факултетиниң профессори, моңғул тәтқиқатчи, моңғул тарихи бойичә мутәхәссис охнос чогту (яң хәййиң) әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип пикир баян қилди. У, “моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ бу китаб гәрчә һазир хитай һөкүмити тәрипидин нәшр қилишни тохтитишқа буйрулған “мәсилилик китаб” қа айланған болсиму, әмма бу китабта моңғулларни “җуңхуа миллити” дәп тәсвирлигәнлики, әмәлийәттә моңғулларниң өзини һәргизму “җуңхуа миллити” дәп қаримайдиғанлиқи, шу сәвәбтин бу китаб әйни чағда моңғул тарихчилири тәрипидин қарши елинмиған бир китаб болғанлиқини әскәртип өтти:

“мән бир илмий тәтқиқатчи болуш сүпитим билән бу китабта обйектип җәһәттин тоғра болмиған мәсилиләр мәвҗут дәп қараймән. Чүнки илмий нуқтидин қариғанда, һәрқандақ бир көз қарашни оттура қойғанда биринчи қол мәнбәләргә һәмдә ишәнчлик мәлумат-учурларға тайиниш шәрт. Әмма ‛моңғулларниң омумий тарихи‚ни язғучилар бу китабта сериқ тәнликләр түркүмгә тәвә қәдимки инсан түркүмлирини моңғулларниң әвладлири иди, дәп көрсәткән. Бу көз қараш әйни чағда моңғулларни хитайлар билән бир ирқий мәнбәгә бағлиғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин алқишқа еришкән. Һалбуки, бүгүнки күнгә кәлгәндә, хитай һөкүмити йүзини өрүпла, бу китабта моңғулларниң ‛милләтчилик‚ идийәси тәрғиб қилинған, дәп қарилаватиду. Чүнки хитай өзиниң тарихиниң башқа милләтләрдин қисқа болуп қелишини һәргиз халимайду. ‛моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ бу китабниң қисмити худди уйғур тарихчиси турғун алмасниң ‛уйғурлар‚, ‛қәдимки уйғур әдәбияти‚, ‛һонларниң қисқичә тарихи‚ қатарлиқ 3 китабиниң тәнқид қилиниш вәқәсигә охшайду. Турғун алмасниң китаблиридиму уйғурларниң тарихий йилтизини һонларға бағлап йезилған иди. Мениңчә, бу китаблардики мәсилиләр асасән охшайду.”

Игилинишичә, көп томлуқ “моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ йүрүшлүк китаблар ички моңғул тарихчиси мәнсаң тәйчуд (Mansang Taichuud) ниң баш муһәррирликидә түзүлгән болуп, 2004-йили лявниң милләтләр нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған. Бу китаб әйни чағда “җуңго дөләтлик китаб мукапати”, тунҗи нөвәтлик “җуңго һөкүмәт нәшрият мукапати” ға еришкән икән. Бундин 20 йил илгири “җуңхуа миллити тарихиниң 13-әсирдин бурунқи бошлуқни толдурған, моңғул тарихини қәдимки дәврләрдин оттура әсиргичә улиған” дегәндәк баһа вә “шан-шәрәп” ләргә муйәссәр болған бу китаб, бүгүнки күндә немә үчүн хитай тәрипидин чәкләнди?

Вәһаләнки, буниңға охшаш қисмәт илгири уйғурларниң бешиғиму кәлгән иди. Мәлум болғинидәк, уйғур тарихчиси турғун алмасниң “уйғурлар” қатарлиқ үч китабиму нәшр қилинип узун өтмәйла хитай һөкүмити тәрипидин қаттиқ һуҗумға дуч кәлгән һәм чәкләнгән иди. Шундақла 1990-йилларниң башлирида пүткүл уйғур дияри бойичә “үч китабни тәнқидләш” һәрикити қозғалған иди.

Ундақта, хитай немә үчүн уйғур, моңғул вә тибәт қатарлиқ милләтләрниң бу хилдики тарихий китаблириниң шунчә әндишилиниду? хитайни қорқунчқа селиватқан мәсилә зади немә? профессор охнос чогту (яң хәййиң) әпәнди бу һәқтә пикир баян қилип, хитайниң әзәлдинла чегра районлардики йәрлик милләтләрниң тарихи һәққидики һәр қандақ бир илмий муһакимә вә тәтқиқат нәтиҗилиридин әндишилинидиғанлиқини, уларниң тарихий вә әдәбий әсәрлирини өзиниң дөләт мәнпәәти үчүн хизмәт қилдурушни ойлайдиғанлиқини тәкитлиди:

“наһайити ениқки, хитай чегра райондикиләрниң тарихиниң өзиниң тарихиға тәәллуқ әмәсликини обдан билиду. Хитай йәнә моңғуллар тарихиниң явро-асия тарихиға аит икәнликини, шундақла уларниң тарихта бүйүк дуня империйәси қурғанлиқиниму етирап қилишни халимайду. Хитай охшашла, уйғурларниң узун йиллиқ тарихқа игә қәдимий бир милләт икәнликини, уларниң җуңхуа миллитигә тәәллуқ әмәсликиниму билип турупму, йәнила бу реаклиқни етирап қилишни халимайду, бәлки бизни хитайдики аталмиш аз санлиқ милләт дәп етирап қилдурушқа мәҗбурлайду. Турғун алмасниң ‛уйғурлар‚ қатарлиқ 3 китабиниң тәнқид қилиниши, дәл хитайниң йәрлик милләтләрниң һәқиқий тарихиниң ашкарилинишидин қорққанлиқиниң бир типик мисалидур. Чүнки хитай чегра районларниң бу хил пәрқлиқ болған тарихини өчүрүп, уни аталмиш ‛җуңхуа миллити‚ ниң бир парчисиға айландуруп, ‛җуңхуа миллити‚ни сиртқа кеңәйтишни мәқсәт қилиду. Хитайларда ‛башқиларниң дөлитини йоқитиш үчүн, алди билән уларниң тарихини өчүрүш керәк‚ (灭人之国,必先去其史) дегән бир сөзи бар. Шуңа хитай бу усул арқилиқ хитай болмиған башқа милләтләрниң хитайниң қандақтур улуғ, қудрәтлик икәнликигә чоқунушини тәләп қилиду. Бу толиму қәбиһликтур. Хитайниң әзәлдинла көп хиллишишқа нисбәтән бир қорқунчи бар. Чүнки улар өзигә охшимаслиқни бир хил вәһимә дәп қарайду. У һәтта башқиларниң пәрқлиқ болғанлиқидинму қорқиду. Хитай пәқәт өзигә охшаш болғандила андин өзини азадә, бихәтәр һес қилалайду. Шуңа хитай өзиниң мәқситигә йетиш үчүн, қолидин келидиған һәммә ишни қилиду. Буниң чеки йоқ.”

Радийомиз зияритини қобул қилған түркийә һаҗәттәпә университетиниң профессори, сиясий анализчи вә тарих пәнлири доктори әркин әкрәм әпәнди, хитайниң тарихий китабларни көйдүрүш вә зиялийларни өлтүрүп йоқитишниң уларниң бир тарихий әнәниси икәнликини илгири сүрди.

Әркин әкрәм әпәнди йәнә хитайниң ‛башқиларниң дөлитини йоқитиш үчүн, алди билән уларниң тарихини өчүрүшүң керәк‚ дегән идийомини нәқил кәлтүрүп, бу һәқтики көз қарашлирини аңлармәнләр билән ортақлашти.

Ахирида әркин әкрәм әпәнди, хитайниң уйғурларниң өтмүшини йоқитиш үчүн елип барған сиясий урунушлириниң баян қилип өтти. У хитайниң тарихтин буян йәрлик милләтләр қурған һакимийәтләрни уйғурларға дүшмән көрситип кәлгәнлики, тарихини бурмилап уйғурларни контрол қилип келиватқанлиқини тәкитләп өтти.

Игилинишичә, “моңғулларниң омумий тарихи” намлиқ китабини нәшр қилишни тохтитиши һәққидә “америка авази” ниң зияритини қобул қилған ню-йорк җәнубий моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизи (SMHRIC) ниң мудири енгебату тогочог (Enghebatu Togochog) ниң сөзигә қариғанда, хитайниң бу қетимлиқ мәқсити наһайити ениқки, ишғал қилинған земинлардики асаслиқ йәрлик милләтләрни, йәни җәнубий моңғулийә, шәрқий түркистан вә тибәттики йәрлик хәлқләрниң тили, мәдәнийити вә кимликини пүтүнләй йоқитиш нишан қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.