Ши җинпиңниң оттура асия зияритидики муһим темиларниң бири-шәрқий түркистан күчлиригә тақабил туруш
2013.09.09
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң дүшәнбә күни өзбекистан президенти ислам кәримоф билән нефит, тәбиий газ вә уран кани ечиш қатарлиқ түрләрни өз ичигә алған 15 милярд долларлиқ сода келишим имзалиди. Кәримооф келишим имзалаш мурасимида хитайни махтап, “хитай бизниң пүткүл мустәқил тәрәққият мусапимиздә бизгә һечқандақ шәрт қоймиди шундақла көп тәрәплимилик һәмкарлиқни кеңәйтишкә һечқандақ сиясий вә башқа шәртләрни таңмиди” дегән. Ғәрб өзбекистан билән болған мунасивәтләрдә кишилик һоқуқни тәкитләп, униң кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишини өз-ара һәмкарлиқ елип бериштики муһим шәрт қилип оттуриға қоюп кәлгән.
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, енергийә саһәсидики һәмкарлиқини күчәйтиш ши җинпиңниң зияритиниң әң муһим күнтәртипи болсиму, бирақ бихәтәрлик мәсилиси хусусән, шәрқий түркистан мустәқиллиқ күчлириниң күчийип, уйғур елигә реал тәһдит пәйда қилишиға тақабил туруш охшашла ши җинпиңниң зиярәт күнтәртипидики муһим мәсилиләрниң биридур. Ши җинпиң билән кәримоф дүшәнбә күни көрүшкәндә бу мәсилә һәққидә өз-ара пикир алмаштуруп, т мудапиә вә қанун иҗра қилиш органлириниң һәмкарлиқини күчәйтип, “террорлуқ, диний әсәбийлик вә бөлгүнчилик” кә, зәһәрлик чекимлик әткәсчиликигә, чегра һалқиған җинайәт һәрикәтлиригә қарши туруш җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишкә қошулған.
Бәзи көзәткүчиләр, хитай рәһбәрлириниң 2014-йили америка афғанистандин чекинип чиққандин кейин районда бихәтәрлик җәһәттики бошлуқ оттуриға чиқип, афғанистандики шәрқий түркистан ислам һәрикитини өз ичигә алған чәтәллик җиһадчи гуруппиларниң оттура асиядики җумһурийәтләр вә уйғур елигә илгириләп тәһдит пәйда қилишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрди.
Бу қараштики көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, америкиниң афғанистандин чекинип чиқишиға 16 ай қалди. Афғанистан һөкүмитигә қарашлиқ қораллиқ қисимлар бихәтәрликкә капаләтлик қилалмайду. Америкида турушлуқ вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәнди, бу әһвалда афғанистандики җиһадчи пидаийларниң оттура асия вә уйғур елигә қарап кеңийиш еһтималлиқи мәвҗутлуқини билдүрди.
Ши җинпиңниң оттура асия зиярити вә бишкәктики башлиқлар йиғини уйғур елидә йеқинқи бир қанчә айдин буян арқа-арқидин қанлиқ тоқунушлар йүз берип, нурғун адәм өлгән, бихәтәрлик җиддий мәсилигә айлинип қалған бир пәйткә тоғра кәлгән.
Хитай нуқтилиқ нефит, тәбиий газ вә тәбиий байлиққа мәбләғ салған. Хитайниң нефит, тәбиий газ, кан вә башқа тәбиий байлиқлириға мәбләғ селиштики изчил пилани хитай иқтисадиниң тәрәққияти еһтияҗлиқ енергийә билән тәминләшкә капаләтлик қилиш.
Бирақ хитайниң мәблиғи бәзи әлләрдә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған. Улар хитай ширкәтлириниң ноқул тәбиий байлиқ қоғлишип муһит, йәрлик хәлқниң әмгәк һоқуқи вә йәрлик ишләпчиқиришниң тәрәққияти билән кари болмиғанлиқини тәнқид қилған.
Илшат һәсән әпәндиниң илгири сүрүшичә, хитайни әндишигә селиватқан йәнә бир мәсилә, оттура асия әллиридики нефит, тәбиий газ әслиһәлириниң, мәбләғ вә туруба йоллириниң бихәтәрлик мәсилисидур.
Ши җинпиң, сант-петерсбургдики 20 дөләт башлиқлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн маңғанда түркмәнистанни зиярәт қилип, галқиниш тәбиий газлиқиниң ишқа киришиш мурасимиға қатнашқан. Хитай һөкүмити мәзкур тәбиий газлиқниң ечилишиға 8 милярд доллар қәрз бәргән иди.
Икки тәрәп йәнә, 2020-йилғичилик хитайни газ билән тәминләшни йилиға 65 милярд купметирға йәткүзүш һәққидә келишим имзалиған.
Ши җинпиң сант-петерсбурдики башлиқлар йиғинини ахирлаштуруп, шәнбә күни қазақистанни зиярәт қилғанда, президент нәзәрбайиф билән 30 милярд долларлиқ енергийә һәмкарлиқ келишими имзалиған. Мәзкур келишим қазақистанда нефит әслиһәси қуруш, қазақистанниң қасаған нефитликиниң 5 милярд долларлиқ 33.8 Пирсәнт пай чекигә хитай нефит ширкити шерик болуш қатарлиқ мәзмунларни өз ичигә алған.
Ши җинпиң кәримоф билән өткүзгән сөһбитидә йәнә, 5 нуқтилиқ һәмкарлиқ пиланини оттуриға қоюп, әркин сода бәлвеғи қуруш, енергийә һәмкарлиқини кеңәйтиш, таш йол вә төмүр йолни туташтуруш, бирләшмә алаһидә санаәт райони қуруш, икки әлниң мәдәнийәт вә хәлқләр арисидики алмаштурушни алға сүрүшни тәләп қилған. Бирақ кәримоф енергийә һәмкарлиқини күчәйтиш әң алдинқи мәсилә икәнликини билдүргән.