Уйғурларниң аң дунясидики алвун
2021.08.30
Хитай билән талибанларниң достлуқи министир дәриҗисигә көтүрүлүп узақ өтмәй афғанистан һөкүмити ғулап чүшти. Бу ғәлибини алди билән хитай тәбриклиди. Түркийәдики бир қанчә уйғур әрбабму талибанға дост тартқан болди. Диққәткә сазавәрки, түркийәдә диндар ақ партийә атаманлири уйғур әрбаблардәк талибанни тәбриклимиди. Һәтта җумһур рәис әрдоғанму талибанни нә тәбириклимиди, нә тәстиқлимиди.
Талибанниң кабулни контрол қилиши хитайни һаяҗанға салди. Хитай буни талибанниң америка үстидин қазанған ғәлибиси қилип муәййәнләштүрди. Хитай бу ислам әмирликини етирап қилишқа һазирлинипла қалмай дуняни бу “реаллиқни етирап қилишқа” чақирди. Пакистанлиқ сиясий вә диний сәрхилларниң көпи күтүлгәндәк хитайниң мәйданини тәкрарлиди, әмма түмәнлигән афған көчмәнни чеграда тосувалди. Түркийәдә талибанниң ғәлибисидин әң һаяҗанланғини даңлиқ түрк өлималар әмәс, бәлки динсиз комунистлар болди. Һаяти ислам, уйғур дүшмәнлики билән өткән хитайпәрәс доғу перинчәк талибанни “америка җаһангирликини йәңгән қутқазғучи қәһриман” ға чиқарди. У талибан һәрикитини мустапа камал ататүркниң һәрикитигә охшатти.
Хитайниң дости талибандин сөйүнгән һаяҗанлиқ минутлири ахбаратларда йейилди. Һәтта хитайниң мәтбуатлири каболда филим ишләп талибан контроллиқидики афғанистанни “интайин бихәтәр” дәп тәрғип қилишти. Әмма шу “интайин бихәтәр” йәрдә адәмбомба һуҗуми болуп, инсанлар җанлиридин җуда болди. Түмәнлигән кишиләр шу “бихәтәр” дейилгән йәрдин қечиш үчүн айродромларға ақти, айрупиланға еслип һаятидин хошлашти.
Хитайниң талибанниң қолидики афғанистанда өзини бихәтәр һес қилишиму тасадипилиқ әмәс. У бир йеңилиқму әмәс. Чүнки 1996-йили афғанистанда талибан һоқуқни алғанда хитайниң әлчихана хадимлири чекинмигән. Хитай әлчиханиси башқа дөләтләрниң барлиқ хадимлири афғанистандин асасән чекингән әһвалдиму, өз хизмитини нормал давам қилған иди. Хитай 2001-йили сентәбирдә америка башлиқ нато қисимлири каболдики талибанни бомбардиман қилғучә, шу йәрдә моқим турған иди. Бу қетим һәрқайсий дөләтләрниң әлчиханилири талибандин чекинип чиқиватқанда, хитай ахбарати афғанистанниң “интайин бихәтәр” икәнликини хәвәр қилди. Әлвәттә, кона достлар бир бириниң йеғирини ачмайду.
Хитайниң талибан һоқуқни алған һаман мәтбуатларда “уйғур қораллиқлар” мәсилисини тилға елип тохтимаслиқиму бир тактика мәсилиси. Хитай талибанниң уйғурни 25 йилдин бери хитайға йеқин чеграға йеқин йолатмиғандәк, бу қетимму уларни вахан каридориға йеқинлаштурмайдиғанлиқини билиду. Әмма дуняға уйғурни “терорчи” қилип көрситиш үчүн буни қәстән тәкитләйду, атайин күнтәртипкә елип келиду. Хитайниң худди һәммини алдин билгәндәк, бир сахта “шәрқи түркистан ислам һәрикити” ни ясап чиққанлиқиму сир әмәс.
Хитай ясап чиққан сахта “шәрқи түркистан ислам һәрикити” афғанистанда бир мәзгил паалийәт қилған болуп 2020-йили 10-декабир паш болған, тутқун қилинған әзаси он. Уларниң 8 нәпири уйғур, қалған иккиси хитай. Бу сахта тәшкилат талибанниң асаслиқ таянч күчлиридин бири болған “һәққани горуһи” билән йеқин мунасивәт қурған вә кабулда мәхпий көрүшкән. Хитай, америка талибан билән келишип афғанистандин чекинишкә тәйярлиқ қилған чағда һәрикәт башлиған. Америка трамп дәвридә тәйярлиқ қилип болғичә хитай бир сахта “уйғур терорлуқ горуһи” ни пәйда қилип тәйяр қилған. Әгәр шу сахта “терорчи” лар паш болмиған болса, бу кәмгичә бәлким бир қанчә йәрдә партлашниң игиси уйғур болған болатти.
Афғанистандики ениқсиз вәзийәт узаққа давам қилиши мумкин. Бу уйғур үчүн зиянлиқ, бәлким хитай йәнә бирәр һейлә ойлап чиқип муһаҗирәттә яшаватқан уйғурниң образиға қорқунчлуқ зәрбә беришиму мумкин. Талибан 1996-йили ислам әмирлики қурған чағдиму хитайниң қоллишиға еришкән. Уйғурниң һәр қайсий шәһәрлиридә бинормал вәқәләр туюқсиз көпләп кәткән. Тәблиғләрму қайнап кәткән. Муһаҗирәттики уйғур мустәқиллиқ давасиму дәл шу талибанниң тәхткә чиқиши билән диний вә миллий дава дәп иккигә парчилинип кәткән.
Талибан тунҗи қурған ислами әмирликкә худди бүгүнкигә охшашла пакистандин тәбрикләр кәлгән, хитайдин өмәкләр, мухбирлар барған вә бин ладин билән көрүшкән. Бин ладин бир қәһриман дейилип хитайда көкләргә көтүрүлгән. Шу чағда талибанға пакистан, әрәбистан вә әрәп бирләшмә хәлипиликидин башқа етирапчи чиқмиған. Бу етирапчиларниң уйғурни қарилашта, овлашта вә хитайға қайтуруп бериштә наһайити актиплиқи нәзәргә елинса, мәнзирә бәкму мәнидар.
Хитай 1996-йили афғанистан ислам әмирликини етирап қилмиған билән әлчиханасини нормал ишқа салған, талибан билән деплуматийәни қанат яйдурған. Әпсуслуқ йери, талибанға етирапчи пакистан, әрәбистан вә әрәп бирләшмә хәлипилики бүгүн уйғурларниң бешиға қирғинчилиқ қисмити кәлгәндә нативан уйғурни тутуп хитайға өткүзүп бәргән. Һәтта әрәп бирләшмә хәлипиликидә хитайниң түрмиси барлиқи паш болуп қалған болди. Һазир бу мәхпий түрмидә қанчә уйғур бар, уларниң һали нә, бу техичә бир муәмма. Хитай дубәйдә қурған түрмәни талибанниң қолида йәнә қурушиму, йәнә бир “шәрқи түркистан ислам һәрикити” пәйда қилишиму мумкин.
Талибанниң ислам әмирлики қалпиқи мусулманларни әтрапиға йиғқаниди. Бу 2001-йили сентәбирдин кейин мусулманларға “терорчи” дегән бәтнамини артишқа яриди. Хитайму шундин кейин уйғурни “терорчи” дейишкә башлиди. Чүнки уйғур “бөлгүнчи” дейилсә, “мустәқиллиқни тәрғип қилиду” дейилсә, хәлқара җәмийәт хитайға болушмайду. Мустәқиллиқ идийәси пикир әркинликигә мәнсуп мәсилә. Демократик әлләр хитай һәрқанчә тәләп қилсиму уйғурдики бу әркинликни чәклимайду. Әмма хитай уйғурлар арисида исламниң күчлинишини “тероризим тәһдити” дәп беқип базар тапти. 22 Уйғурниң талибан сепидә, афғанистандин қачқанлар арисида болуши хитайниң уйғурни “терорчи” қилишға толуқ баһанә тепип бәрди. Нәтиҗидә хитай америка илгири сүргән “терорчи” уқуми бойичә уйғурни лагерлаштурди.
Талибанниң бүгүнки һакимийитини қоллаватқан хитай муһаҗирәттә уйғурни дуняға “терорчи” көрситишкә техиму күчәватиду. Йеңидин пәйда болған бир түркүм йошурун исимлиқ талибанлар уйғурда бир талибан қизғинлиқи қозғашқа зоруқуватиду. Уларниң һәқиқий исми соралса, улар “пәйғәмбиримизму һәқиқий исмини дәп бәрмигән” дәп қувлуқ қилиду. Улар өзиниң қилмишини ислам билән ниқаплап кишиләрни гуман қилалмас, соал қоялмас, қарши чиқалмас һалға кәлтүрүп қоюватиду. Талибанниң тәшвиқати торни туюқсиз қаплап кәткини үчүн фейисбукму уларни чәклиди, бу бизгә тордики хитай-талибан һәмкарлиқидин учур бериду, бу бир қаттиқ агаһландуруш.
Афғанистанда сахта “шәрқи түркистан ислам һәрикити” ни қуралиған вә сәккиз уйғурни афғанистанға әвәтип талибанниң мәшһур “һәққани горуһи” билән иш бирлики қурғузалиған хитай, торда талибан қизғинлиқи қозғиялайду. Бәзи иманлиқ, садда кишиләрни йеза-йезилардин ислам билән қизиқтүрүп сүрийә чөллиридә, ирақ сәһралирида харап қилалиған хитай, муһаҗирәттә аман қалған от йүрәк уйғур яшларни талибанға йоллашқа тамамән қадир.
Хитай түркийәни “йеңи йипәк йоли” пиланиниң иҗрачи дөлити қилип таллиди. Уйғурларниң ичидә өзини беғишлашқа тәшна алтундәк яшлар йәнила түркийәдә көп. Әгәр сүрийәгә ечилип кәткән қапқақлар афғанистанғиму ечилип кәтсә, чеграда көзләр йәнә юмулуп кәтсә, чатақниң чоңи чиқиду. Сүрийәдики палакәт он йилдин кейин айдиң болди. Талибанниң палакити башлина-башланмайла паш болуп, хитай қурған сахта “ислам тәшкилати” ниң мези чувулди. Әмма юқириқиларни қилған хитай, йәнә қилишқа қадир. Бу уйғурни бастурушта сәуди әрәбистан, әрәп бирләшмә хәлипилики вә пакистан билән һәмтавақ һәрикәт қиливатқан хитайниң тәҗрибиси.
Уйғурни 1957-йилдин башлап “бөлгүнчилик” билән әйибләп дуняниң көзини бояп болалмайдиғанлиқиға көзи йәткән хитай, 1996-йили талибан ислам һакимийити қурушидин кейинла пәдини өзгәртти. Хитай талибанниң тәхткә чиқиши билән уйғурда бинормал көпәйгән диний китап, тәблиғ вә партилашларни баһанә қилип “шинҗаңға асаслиқ хәвп миллий бөлгүнчилик вә қанунсиз дини паалийәтләрдин келиду” дәп җакарлиди. Хитай вәтәндә бир “хәвп” ни тәшвиқатта икки қилишиға маслашқандәк, муһаҗирәттә уйғурму “динчи” вә “милләтчи” дәп икки қашқа айрилди. Хитай тәшвиқатта айриған бу икки күч оттура асияда әмәлийәттә бир биригә дүшмән болди.
Демәк, талибанниң мәйданға чиқиши уйғурларниң мустәқиллиқ көришидә көрүлгән бир сирлиқ қуюн, һәм шундақла бир алвундур.
***Мәзкур мақалидә оттуриға қоюлған пикирләр апторниң шәхсий қарашлири. Радийомизниң мәйданиға вәкиллик қилалмайду.