Уйғур мөтивәрлири: “уйғурлар пәқәт өз вәтинидила шадиман болалайду!”

Мухбиримиз әзиз
2016.12.26
qehriman-ghojamberdi-yalghuz-suret.jpg Оттура асиядики тонулған һәрбий мутәхәссис, тәшкилатчи, сиясийон қәһриман ғоҗамбәрди. 2015-Йили ноябир.
RFA/Oyghan

Чәтәлләргә созулған узун йиллиқ һиҗрәт сәпири муәййән сандики уйғур муһаҗирлар топини һасил қилған бүгүнки күндә, ашу топтики сәркилик ролини ойнаватқан һәр саһә кишилириниң әмдиликтә бир-бирләп аләмдин өтүши муһаҗирәттики уйғур җамаитигә бундин кейинки сиясий дава вә миллий кимлик мәсилисигә аит бир қатар соалларни ташлимақта. Германийәдики уйғур җамаәт әрбаблиридин әнивәрҗан вә қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗамбәрди бу һәқтә пикир қилип, уйғур миллий давасиниң кәлгүси йол хәритисини қандақ сизиш шундақла уйғур давасиниң кәлгүси истиқбали үчүн уйғур яшлирини тәйяр қилишниң тәхирсизлики һәққидә өз қарашлирини оттуриға қойди.

Чәтәлләрдики уйғур җамаитиниң сан җәһәттә көпийишигә әгишип һәрқайси дөләтләрдики уйғур топлуқлири ичидә тәдриҗий шәкиллинишкә башлиған бир гәвдилишиш йүзлиниши шу топлуқлар ичидә бәлгилик тәсир күчигә игә болуватқан шәхсләрниң һәрхил кесәллик яки башқа сәвәбләр түпәйлидин вапат болуши билән охшимиған дәриҗидә хирисларға дуч келиватқанлиқи мәлум. Мәлум болушичә, һәрқайси әлләрдә муһаҗир болуп яшаватқан уйғур топлуқлирида шу топларни бир омумий нишанға қарап йетәкләп меңиватқан мойсипитларниң азийип меңишиға әгишип, уларниң орнини қандақ толдуруш мәсилиси йеқин кәлгүсидә биз зор иҗтимаий мәсилигә айлинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

2009 - Йилидики “5-июл” вәқәсидин кейин уйғур яшлириниң чәтәлләргә түркүм-түркүмләп көчмән болуши билән чәтәлләрдики уйғур муһаҗирлири топлуқида яшларниң салмиқи барғансери ешип беришқа башлиди.

Дәрвәқә явропа, америка вә австралийә қатарлиқ җайлардики уйғур топлуқлири қатарида яшаватқан уйғур яшлири кәң уйғур җамаәтчиликиниң нәзиридә кәлгүсиниң үмидлири қатарида саналмақта. Шуниң билән биргә бу яшлар топида миллий кимлик чүшәнчисиниң барғансери аҗизлап меңиватқанлиқиму кишиләрни тәшвишләндүрүватқан мәсилиләрниң бири болуп қалмақта. Бу хил зиддийәтлик һадисигә қарита германийәдики уйғур мойсипитлиридин әнивәрҗан өз қарашлирини оттуриға қоюп, бу хил әһвалларни өз бешидин кәчүрүп баққан қериндаш милләтләрдин германийәдә көчмәнләр топлуқи һасил қилишта әң зор дәриҗидә көзгә көрүнгән түркийә түрклириниң өткән әсирдики һаят тәҗрибилирини мәлум дәриҗидә үлгә қилишқа болидиғанлиқини тәкитләйду. Униң қаришичә, һазир чәтәлләрдики уйғур топлуқлири бәзи көчмәнләр топида охшимиған дәриҗидә мәвҗут болидиған иқтисадий җәһәттики мутләқ хараплиқ һалитидин һалқип кәткән болуп, уйғур давасиниң кәлгүси үчүн күч чиқиришни ойлишиш шараитиға игә икән.

Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики алаһидә вәкили, қазақистандики уйғур сиясий паалийәтчи қәһриман ғоҗәмбәрди бу һәқтә пикир қилип, уйғур давасиниң кәлгүси тәрәққияти үчүн бир түркүм яшларни тәрбийәләшниң тәхирсизликини, буни һәрқайси җайлардики уйғур тәшкилатлири нөвәттики җиддий вәзипиләрдин бири қатарида қолға елиш лазимлиқини тәкитләйду.

Әнивәрҗанниң шәхсий кәчүрмишлиридин һес қилишичә, чәтәлләрдә мусапир болуп йүргән уйғур көчмәнлири һәрқайси дөләтләрниң инсанпәрвәрлик ярдимигә еришәлиши мумкин икән. Әмма бу хил халис ярдәмләрни ахирқи нишан қиливелишниң орниға чәтәлләрдики һаят қайнамлирида уйғурларниң өз миллий кимликини тонуп йетиши һәмдә буни байқиши техиму зор мәниви байлиқ һесаблинидикән.

Дуняниң һәрқайси җайлиридики охшаш болмиған мусапирлар топлуқлириниң ахирқи һесабта өз мәқсәтлиригә йетишидә пидакарлиқ вә қурбан беришкә җүрәт қилиштин башқа йол йоқлуқини әскәрткән әнивәрҗан әпәнди чәтәлләрдики уйғур топлуқлириниңму мушу омумий йетәкчи идийәни үлгә қилишқа әрзийдиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Уйғур давасиниң хәлқара сәһнидә иҗра болуши үчүн хәлқара вәзийәтни һәрқачан диққәттин сақит қилмаслиқни тәкитлигән қәһриман ғоҗамбәрди уйғурларниң нөвәттики вәзийитиниң атмиш йил илгирики әһвалдин зор дәриҗидә пәрқ қилидиғанлиқини, шуниң үчүн уйғурларниң игилик һоқуқини ахирқи мәқсәт қилған һалда уйғур давасиниң нөвәттики басқучида хәлқара инсан һәқлири даирисидә паалийәт қилишниң муәййән әһмийәткә игә икәнликини алға сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.