Тор муһакимә йиғини: “немишқа көплигән дөләтләр хитайниң уйғур мусулманлириға салған зулумиға сүкүт қилиду?”
2022.03.16
Пүтүн дуняниң диққити русийә пәйда қилған украина урушиға мәркәзләшкән бу вақитта уйғурлар мәсилиси хәлқараниң диққәт нәзәридин чәттә қеливатқан болсиму, дуняниң һәр қайси җайлиридики кишилик һоқуқ органлири, тәтқиқат орунлири, ғәрб әллиридики бәзи сиясәтчиләр вә дипломатлар бу мәсилини йәнила күнтәртиптә тутуп турмақта.
3-Айниң 15-күни шәрқий-җәнубий асия әллири тәтқиқат мәркизи (CSEAS) “немишқа көплигән дөләтләр хитайниң уйғур мусулманлириға салған зулумиға сүкүт қилиду?” дегән темида хәлқара тор муһакимә йиғини өткүзди. Йиғинға қатнашқан мутәхәсисләр, көплигән дөләтләрниң хитайниң уйғурларға йүргүзүп келиватқан ирқий қирғинчилиқ җинайитигә та һазирғичә күчлүк инкас вә қаршилиқ билдүрмигәнликиниң, һәтта хитайни сүкүт ичидә қоллиғанлиқиниң сәвәбини тәһлил қилди.
Бу муһакимә йиғинида алди билән уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат әпәнди уйғур райони вә уйғурларни қисқичә тонуштуруш билән бирликтә, уйғур райониниң муһим истратегийәлик җай икәнликини, хитайниң хәлқараға кеңәймичилик қилишидики муһим сиясий, иқтисадий вә һәрбий базисиға айланғанлиқини, бу земинниң игиси болған уйғурларниң узун йиллардин бери хитайниң сиясий зулуми, иқтисадий булаңчилиқи вә мәдәнийәт йоқитишиға учрап кәлгәнликини баян қилди.
У сөзидә, уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәйярлиған доклатларниң мәзмуниға асасән уйғур диярида 2017-йилдин буян милйонлиған мусулман хәлқниң түрмә вә лагерларға қамалғанлиқи, 16 миңдин көп мәсчитниң чеқилғанлиқи, 1000 дин көп имам вә 312 даңлиқ зиялийниң тутулғанлиқи, адәм әткәсчилики вә “һалал орган” содисиниң көпәйгәнлики қатарлиқ җинайәтләрни тилға елип өтти, андин дунядики нурғун мусулман дөләтләрниң бу зулумға давамлиқ сүкүт қилип кәлгәнликини билдүрүп мундақ деди:
“2012-йил 23-декабир күни ‛уйғур сот коллегийәси‚ хитайниң җинайитигә ирқий қирғинчилиқ дәп йәкүн чиқарди. Америка һөкүмити вә башқа бәзи дөләтләрниң парламентиму хитайниң бу җинайитини ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйблиди. Әмма көплигән дөләтләр, болупму зор көп сандики мусулман дөләтләр хитайниң бу ирқий қирғинчилиқ сияситигә сүкүт қилмақта яки уни қоллимақта. Хитай қошна һөкүмәтләргә иқтисадий вә дипломатик бесим ишлитип, уларни сүкүттә турушқа вә хитайниң бу сияситини қоллашқа қистимақта”.
Австралийә ла-троби университети (La Trobe University) ниң профессори, асия ишлири тәтқиқатчиси җәймес лейболд (James Leibold) уйғур дияридики мәвҗут вәзийәтни тәһлил қилип, хитайниң һазирқи қирғинчилиқ вә ассимилатсийә сияситиниң әмәлийәттә хитайниң мустәмликичилик қурулушиниң тәлипи икәнликини билдүрди. Униң қаришичә, хитайлар тарихтин бери шималдики аталмиш “явайи милләтләр” ни бойсундуруп өзигә қошувелишқа, ассимилатсийә қилишқа тиришип кәлгән болуп, хитай рәиси ши җинпиңниң бүгүн тәрғип қиливатқан “бүйүк җуңхуа аилиси”, “милләтләрниң бир гәвдә болуп қошулуши” дегәнләр тамамән хитайниң “әҗдад роһи” ға варислиқ қилиши һсаблинидикән. Хитайлар уйғур дияридики йәрлик хәлқни хитайлаштурғандила мәқситигә йетидикән.
Җәймес әпәнди мусулманлар дунясиниң уйғур мусулманлири учраватқан зулумға көз юмушиниң 3 хил сәвәбини баян қилди. Биринчи сәвәби, хитайниң хата учур тарқитиши. Ирқий қирғинчилиқ башланғанда хитай һөкүмити буни 18 ай мәхпий тутқан вә бу җинайитини инкар қилған. Пакитлар ашкариланғанда лагерларни башқичә атап ялғанчилиқ қилған; 2018-йилдин кейин тәтүр тәшвиқатини күчәйткән. Ингилизчә, әрәбчә қатарлиқ чоң тилларда чиқидиған мәтбуатларда хитайни ақлайдиған мақалиләр үзүлмәй бесилип турған. Иккинчи сәвәби, уйғур дияридин келидиған учурлар, ирқий қирғинчилиқ вәқәлири тоғрисидики мәлуматларниң бәкму кәмчил болуши. Хитай һөкүмити техиму көп җинайитиниң паш болуп кәтмәслики үчүн учурни қаттиқ қамал қилған. Үчинчи сәвәби, хитай һөкүмитиниң ислам әллири билән қоюқ иқтисадий мунасивәт бағлиши. Хитай муһим ислам дөләтлиридин сәуди әрәбистан, түркийә, пакистан қатарлиқ дөләтләр билән содисини күчәйткән вә уларниң уйғурлар мәсилисидә хитайни қоллишини қолға кәлтүргән.
Һиндистан көзәткүчиләр тәтқиқат фонди (ORF) ниң тәтқиқатчиси, доктор аяз вани (Ayjaz Wani) мусулман дөләтләрниң уйғурлар дуч кәлгән ирқий қирғинчилиққа сүкүт қилипла қалмай, бәлки бу җинайәткә шерик болғанлиқини очуқ билдүрүп мундақ деди: “мисир һөкүмити 2200 уйғурни тутқун қилип хитайға қайтурди. Оттура асия дөләтлиридин 150 оқуғучи қайтурулди, пакистанда 50 қетим қанунсиз тутқун қилиш йүз бәрди. Сәуди әрәбистандиму шундақ болди, уйғурларниң иккинчи вәтини болған түркийәму 250 дин көп уйғурни тутқун қилип, бәзилирини хитайға қайтурди. Һазир көплигән мусулман дөләтләр хитай билән ‛җинайәтчиләрни өткүзүп бериш‚ келишими имзалиди. Бу дегәнлик, тутқун қилинғанлар асасән хитайға қайтурулиду дегәнликтур”.
Аяз вани әпәнди көплигән мусулман әллириниң хитайниң җинайитигә көз юмуши вә униңға шерик болушиниң сәвәблири һәққидә тохталди:
Биринчидин, хитай өзиниң иқтисади күчи вә дипломатийә җәһәттики орнини пурсәткә айландуруш үчүн “бир бәлвағ, бир йол” истратегийәсини йолға қоюп, әтрапидики мусулман дөләтләрни өзигә беқиндуруп қойған. Хитай һөкүмити 2018-йилғичә сәуди әрәбистан, иран, мисир, алҗирийә, пакистан, түркийә қатарлиқ дөләтләргә илгири-ахир болуп 100 милярд доллардин артуқ мәбләғ салған вә қәрз бәргән. Хитай һөкүмити ислам банкилириниң пул-муамилә системисидин үнүмлүк пайдиланған, бу банкиларниң өсүм нисбити аз яки йоқ дийәрлик болуп, хитай һөкүмити буниму сүйистемал қилип, 30 нәччә ислам дөлитиниң банкисини өзигә беқиндуруп қойған. Уйғур райони болса хитайниң җәнубий асия, оттура асия вә явроасияға кириш еғизиға, әң муһим иқтисад вә мәдәнийәт түгүнигә айланған болуп, бу районниң муқимлиқини қоғдаш үчүн хитай мусулман дөләтләр билән қоюқ һәмкарлшиш арқилиқ бир яқтин улардин нәп алса, бир яқтин уйғурларға йүргүзгән җинайитини давамлаштурған.
Иккинчидин, хитай һөкүмити мусулман дөләтләр билән болған нефит дипломатсийәсини күчәйткән. 2019-Йил хитай һөкүмити сәудии әрәбистан, омман, әрәб бирләшмә хәлипилики, қатар, иран қатарлиқ дөләтләрдин тәхминән 75 милярд долларлиқ нефит импорт қилған.
Үчинчидин, хитай һөкүмити хитай ислам җәмийити қатарлиқ органлирини ишқа селип, хәлқара ислам тәшкилатлири билән мунасивәт бағлиған; шундақла һәр қайси ислам дөләтләрдики таратқулардин пайдилинип аммиви тәшвиқатини күчәйткән.
Төтинчидин, муһим ислам дөләтлириниң көпинчиси мустәбитлик түзүмни яқлайдиған болуп, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики, иран, мисир, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә кишилик һоқуқ, демократийә вә сөз әркинлики еғир чәклимигә учриған; шуңа улар хитайниң кишилик һоқуқ җинайәтлиригә пәрва қилмайду.
Аяз вани әпәнди хитайниң мусулман дөләтләрни иқтисад вә дипломатийә җәһәттин өз тәсир даирисигә алғанлиқини, америка вә башқа демократик дөләтләр мусулман дөләтләргә қаратқан сияситидә ислаһат вә йеңилиқ елип барса, хитайниң мусулманлар дунясидики тәсирини аҗизлитишқа, уйғурлар мәсилисини муһим орунға қоюшқа пайдиси болидиғанлиқини оттуриға қойди.
Йиғин ахирида мутәхәсисләр аңлиғучиларниң соаллириға җаваб бәрди. Улар сөзлиридә хитайниң милләтләр сияситиниң ялғанлиқи, мусулманлар дунясини алдаватқанлиқи, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқниң роһинга мусулманлири вә башқа җайлардики мусулманлар учраватқан зулумға охшаш күчлүк диққәткә сазавәр болуши вә һәл қилиниши керәкликини оттуриға қойди.